Материалдар / Ашық сабақ. Абдумежит Дөләтов 11-сынып
МИНИСТРЛІКПЕН КЕЛІСІЛГЕН КУРСҚА ҚАТЫСЫП, АТТЕСТАЦИЯҒА ЖАРАМДЫ СЕРТИФИКАТ АЛЫҢЫЗ!
Сертификат Аттестацияға 100% жарамды
ТОЛЫҚ АҚПАРАТ АЛУ

Ашық сабақ. Абдумежит Дөләтов 11-сынып

Материал туралы қысқаша түсінік
11-сыныпта өтілген ашық сабақта 4 тапсырма, видео және слайд бар. Сабақ түрлі әдіс-тәсілдер арқылы өтілді
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
21 Қазан 2022
411
0 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады

«Қорам оттура мәктиви» КММ

Қисқа қәрәллик (дәрис) режиси

Мавзуси: А.Дөләтовниң «Хошлишиш алдидики ой» шеири

Бөлүм: Заман вә макан

Педагогниң исим-нәсиби : Садирова Гульчихрам Акрамовна

Күни: 18.10.2022 ж

Синип: 11

Қатнашқанлар:

Қатнашмиғанлар:

Дәрисниң мавзуси:

А.Дөләтовниң «Хошлишиш алдидики ой» шеири

Оқуш программисиға асасланған оқутуш мәхсәтлири

11.2.2.1 – әсәрдики муәллиплик идеяниң һаят һәқиқити билән мунасивитини ениқлаш;


Дәрисниң мәхсити:

әсәрдики муәллиплик идеяниң һаят һәқиқити билән мунасивитини ениқлаш;


Дәрисниң бериши:

Режиләнгән иш түри вә берилидиған вақит:

Муәллимниң иш-һәрикити

Оқуғучиниң иш-һәрикити

Баһалаш

Ресурслар

Дәрисниң беши

1.Синипта бирлик атмосферисини уюштуруш.Оқуғучилар оттуриға чиқип, бир-бириниң йеқимлиқ хисләтлирини сетивалиду.

2. Баһалаш критерийлирини ениқлаш.

3. Оқуғучиларни оқуш вә дәрис мәхсәтлири билән тонуштуруш.

Оқуғучилар саламлишип, дәрис мәхсәтлири билән тонушиду


Баһалаш варақчилири



Дәрисниң оттуриси

8мин



















5мин

3 мин



10мин





















5 мин













7мин







5 мин

І тапшурма.:« Мейигә һужум» усули арқилиқ өй тапшурмисини әскә чүшириш.(Йәккә)

1.«Турпан тәвәсидә» романида қандақ идея алға сүрүлгән?

2.Әсәрниң асасий идеясиниң ечилишида кимләрниң образлири муһим роль ойнайду?

3. Садиқҗан немишкә Сопахун бәргән пулни алмиди?

4. Униң орнида болсаңлар

пулни алаттиңларму?

5. «Адәмгәрчилик пул билән өлчинәмду?»

6.Үрүмчигә кәлгән Садиқ немишкә Турпанға беришни арман қилиду?

7. Романниң. «Тәғдир» дәп атилишиниң сәвәви немидә?

8.Тәғдир сөзини қандақ чүшинисиз?


Йеңи мавзуға тохтилиштин авалқи тапшурма:

А. Дөләтов һәққидә видеослайд көрситилиду. Мавзу ениқлиниду.

«Мәхсәтни ениқ қоюш» усули арқилиқ оқуғучилар билән ОМ ни ениқлаш.

ІІ тапшурма.Топлуқ иш.

Зар қилип онлиған жил йоруқ күнгә,

Тәшна боп бир парчә нан – түгүнләргә.

Хорлиған түрмә билән сүргүнләрдә,

Тар әйләп кәң аләмни ахир мана,

Хош ейтар жигирминчи әсир маңа. «SWOT» усули арқилиқ шеирдики тарихий вақиәләрни ечип бериңлар.

Шеирда тарихтики қайси күнләр һәққидә сөз болуватиду? Тарихтин дәлил кәлтүрүңлар.

Дескрипторлар: билим алғучи

-парчә мәзмунини чүшиниду.

Тарихтин дәлил кәлтүриду.

ІІІ тапшурма жүплүк иш

«ПОПС» усули арқилиқ әсәрдики муәллиплик идеяниң һаят һәқиқити билән мунасивитини ениқлаңлар

Биринчи жүмлә. «Мениң оюмчә, ...».

Иккинчи жүмлә. «Сәвәви мән уни ... дәп чүшәндүримән».

Үчинчи жүмлә. «Уни мән ... дегән фактлар, мисаллар билән дәлилләләймән».

Ахирқи жүмлә. «Мошуниңға бағлиқ мән ... дегән йәкүнгә кәлдим»

Дескрипторлар:

-Идеяни чүшиниду

-һаят һәқиқити билән мунасивитини ениқлайду

4Прямоугольник 1




-тапшурма. Қәләмдашлар шаир һәққидә.(Жәмшит Розахунов, Патигүл Махсатова,Гүлбәһрәм Хошаева)

Видео көрситилиду. Тапшурма: йәккә

Видеодики пикирләргә асаслинип, шаир ижадийитиниң заманивий поэзиядики орнини ениқлаңлар.Т жәдвили













Қайтурма алақә

«Бир минутлуқ эссе».

Мавзу бойичә сиз чүшәнгән асасий мәсилә немә?

Қандақ мәсилиләр чүшиниксиз болди?

Бүгүн дәристә ОМ орунландиму?



Соалларға жавап бериду.









Дәрисликтин мәтинни оқуйду



таблицини толтуриду

видео көриду.





















SVOT түзиду











«ПОПС» усули арқилиқ ишләйду

ҚБ



(Ш)

1,2-тапшурмилар бойичә паал қатнашқан оқуғучиларға муәллим тәрипидин пай берилиду.



Башмалтақ» усули арқилиқ баһалиниду

Дескрипторлар арқилиқ баһалаш

Дәрислик

























видеоролик















































видеолар



таблицилар

Дәрисниң ахири




6. Өйгә тапшурма бериш :

...Уйғурларға ярашмамду хошал күлүш,

Қанитин башқилардәк йейип өтүш?

Жигирминчи әсиргә бир өтүнүш:

Өзәңдә қалса екән қан жиғимиз,

Өзәңдә қалса екән паҗиәмиз!...

Парчиниоқуп, өз ой –пикриңларни ейтип шаирға хәт йезиңлар









Тәкшүриди:________________________________________









































Уйғурниң атақлиқ шаири Абдумеҗит Шерипидин оғли Дөләтов (Әдәбий тәхәллуси — Сирдаш) 1949-жили 31-мартта Алмута вилайити илгәрки Челәк наһийәсиниң Байсейит йезисида туғулған. Оттура мәктәпни уйғурчә оқуп пүтириду. Кейин Қазақстан Дөләт университетиниң журналистика факультетиға оқушқа чүшүп, уни тамамлап чиқти.

Журналистиқилик паалийитини 1970-жили «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезити редакциясидә дәсләп корректор, мухбир, кейин бөлүм башлиғи лавазимлирида ишләйду. Арилиқта мәктәптә муәллим, андин «Жазушы» нәшрияти уйғур редакциясидә тәһрир хизмәтлирини атқурди. 1984-жилдин бери «Уйғур авази» гезити баш муһәррирниң орунбасари хизмитигә йөткилиду.

   Абдумеҗит Дөләтов дәсләпки шеирлирини мәктәптә оқуп жүргән чағлирида әдәбиятқа иштияқ бағлап, дәсләпки шеирлирини елан қилиду. 1965-жилдин тартип, униң шеирлири уйғур тилида чиқидиған җумһурийәтлик, наһийәлик нәширләрдә йоруқ көрүшкә башлиди. Шу чағдин та һаяттин өткичә «Мән жигирмидә», «Баһар қайтиду», «Адәмләргә ашиқмән», «Жут навалири», «Қанатлиқ ойлар», «Ақ таңлирим»», «Ақ терәк, көк терәк», «Тойнамә», «Һәй, дуния, дуния», «Шох булақлар», «Атамдин аңлиған чөчәк вә тәмсилләр», «Бир арман бар», «Явайи сөйгү», «Мән сөйгән һаят»,  «Бәлдиңдики сөһбәт», «Роһлар сөзләйду» намлиқ намлиқ шеирий топламлири нәширдин чиқип, китапханларниң иллиқ инкаслириға муйәссәр болиду. Шундақла униң әсәрлири онлиған колективлиқ топламларға киргүзүлгән. Лирикилиқ һис-туйғулар билән суғурулған шаирниң шеирлири қазақ, орус, өзбәк, түрк, қирғиз, корей тиллириға тәрҗимә қилинған, чәт әлләрдә йоруқ көргән. ­­­­Шуниң билән биллә Абдумеҗит Дөләтовниң әсәрлири Москвада чиқидиған «Дружба народов», «Истоки» журналллирида, «Литературная газета», Қазақстандики «Жулдыз», «Простор» журналлирида, җумһурийәтлик гезитларда бесилди.

   Абдумеҗит Дөләтов Абай, А.Пушкин, С.Есенин, М.Жумабаев, М.Мақатаев, М. Цветаева, А.Ахматова, Ф.Оңғарсынова, А.Самедов, Ә.Тажибаев, Т. Молдағалиев охшаш улуқ шаирларниң әсәрлирини уйғур тилиға тәрҗимә қилип, уйғур шеирийитиниң мухлислириға ана тилимизда тонуштурған. Абдумеҗит Дөләтовниң шеирлири уйғур мәктәплири үчүн дәрисликләрдин кәң орун алған. Шаирниң шеирлири оқурмәнниң тилиға йеқин вә дилларға жипсилишип кетидиған мәзмунда язидиған шаир болғачқа, униң икки йүзгә йеқин мәтинигә музыка йезилип, нахша болуп яңримақта. Бу нахшиларни хәлиқ артистлири, атақлиқ эстрада юлтузлири, һәр хил ансамбльлар ижра қиливатиду.

   Абдумеҗит Дөләтов 1982-жилдин СССР Язғучилар иттипақиниң әзаси, 1992-жили Қазақстан Язғучилар иттипақи мукапитиниң, 1993-жили Түрк мәмликәтлири шаирлири фестивалиниң лауреатлири аталған. 1984-жили Москвада өткүзүлгән яш язғучилар конференциясигә делегат сүпитидә қатнашқан. Қазақстан язғучилириниң XIII қурултийида Қазақстан Язғучилар иттипақи башқармисиниң әзаси болуп сайланған. «Тәңритағ» иҗаткарлар бирләшмиси рәисилигини атқурған.

Атиси Шерипидин Палтиев пүткүл аңлиқ өмрини жут хизмитигә беғишлиған адәм еди. Өз дәвриниң аңлиқ кишилириниң бири болған. Қисқиси, у өз саватини өзи оқуп, өзи ачқан. Әрәп графикисидики уйғур, латин, славян йезиқлиридики гезит вә китапларни бемалал оқатти. Өткән әсирниң 20-30-жиллирида Челәк тәвәсидә йеңидин қурулған егиликләрниң рәиси болупму ишлигән.

Оттузинчи жилларниң башлири үлгилик хизмәт-әмгиги үчүн атисини Ленинград (һазирқи Санкт-Петербург) шәһирини зиярәт қилишқа әвәткән. У  шу чағдики мәшһур дөләт әрбаплири С.М.Киров вә башқилар билән учрашқан.   Шерипидин Палтиев 1962-жили апрель ейида дуниядин өтти.

Аниси Айимхан Абубакирова өмүрниң таллай иссиқ-соғини баштин кәчүргән. Байсейит жутиниңла әмәс, илгәрки Челәк наһийәсидики көплигән йезиларда яшаватқан аяллар, йешиниң чоң-кичиклигидин қәтъий нәзәр, униң билән мәслиһәтлишәтти. Мәслиһәт сорап кәлгәнләрниң һеч қачан райини қайтурматти. Пәрзәнтлириниң дилиға кичик пеиллиқ, растчиллиқ, әмгәкчанлиқ, шәпқәтлик болуш дегәнгә охшаш сезимларни аниси селип кәткән десәк мубалиғә болмас. Әнди у мундақ есил хисләтләрни йолдишидин үгәнгән. «Атаң маңа шундақ тәрбийә бәргән», дәп балилириға бир нәччә қетим ейтқан. Айимхан ана билән Шерипидин ака он бала тапқан. Улар: Һемит, Доллерис, Турсунбуви, Турғанжан, Реханбуви, Абдуғени, Абдумежит, Ибадәт, Абдумәһәмәт, Қурванжанларни саватлиқ, аңлиқ вә хәлиқпәрвәр қилип тәрбийилиди. Айимхан ана Абубакирова 2000-жили дуниядин өтти.

Абдумеҗит Дөләтовниң аяли Мәрийәм Зайит қизи 1951-жили Челәк наһийәсиниң Милянфан йезисида туғулған. 1975-жили Абдумеҗит Дөләтов билән аилә қуруп, үч пәрзәнтлик болиду. Балиларниң чоңи Саида, оғуллири Мәвлан вә Рафаэль. Нәвирлири Наргиза, Дастан, Малика, Айимхан, Шахсанәм вә Дияр. Туюқсиз кәлгән ағриқтин кейин Мәрийәм Зайит қизи Дөләтова 1995-жили бемәзгил вапат болиду.

Кейинки кунләрдә Заһидәм Камалова билән 1996-жили өй отақлиқ болиду. 2002-жили бир оғул пәрзәнт көрүп исмини Әлишер дәп қойиду.

2009-жилдин бери шаир Абдумеҗит Дөләтовниң исмини әбәдийләштүрүш йолида «Баһар қайтиду» намлиқ шеирийәт мәйрими “Уйғур мәктәплирини қоллаш” фонди тәрипидин кәң миқияста өткүзилип кәлмәктә.







«ПОПС» усули арқилиқ әсәрдики муәллиплик идеяниң һаят һәқиқити билән мунасивитини ениқлаңлар

Биринчи жүмлә. «Мениң оюмчә, ...».





Иккинчи жүмлә. «Сәвәви мән уни ... дәп чүшәндүримән».





Үчинчи жүмлә. «Уни мән ... дегән фактлар, мисаллар билән дәлилләләймән».





Ахирқи жүмлә. «Мошуниңға бағлиқ мән ... дегән йәкүнгә кәлдим»





Муәллип обризи қандақ?


Мениң хиялимдики шаир обризи


















Муәл Муә

Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!