Материалдар / Авут Саттаров
МИНИСТРЛІКПЕН КЕЛІСІЛГЕН КУРСҚА ҚАТЫСЫП, АТТЕСТАЦИЯҒА ЖАРАМДЫ СЕРТИФИКАТ АЛЫҢЫЗ!
Сертификат Аттестацияға 100% жарамды
ТОЛЫҚ АҚПАРАТ АЛУ

Авут Саттаров

Материал туралы қысқаша түсінік
Өз білімімді жетілдіру үшін
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
13 Мамыр 2020
488
0 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады

Page 1

Рустəм АБДУСАЛА-
МОВ, Астана шəһəрлик
Уйғур этномəдəнийəт
мəркизиниң рəиси:
— Елимиз пайтəхти
Астана шəһиридə
уйғурлар аз əмəс.
Уларниң һəммиси дəп
ейталмаймəн, амма
тəңдин-толиси «Уйғур
авазини» оқуйду. Униңсиз
мүмкин əмəс. Чүнки
биз, астаналиқ уйғурлар,
қериндашлиримизниң
һал-əһвалидин, турмуш-
тирикчилигидин əйнə
шу сөйүмлүк гезитимиз
арқилиқ хəвəрдар бо-
лимиз. Ундақ болуши
тəбиий, чүнки
бизниң
башқа җумһурийəт миқиясида тарайдиған гезитимиз йоқ.
Демəк, биз, уни көзүмизниң қаричуғидəк сақлишимиз керəк.
Униң үчүн гезитниң турақлиқ оқуғучиси болайли, əзиз
қериндашлар!
ҖУМҺУРИЙƏТЛИК ИҖТИМАИЙ-СƏЯСИЙ ГЕЗИТ
№24 (7724),
18-июнь, пəйшəнбə
2015-жил

1957-жили 1-марттин
нəшир қилиниватиду
www.uyguravazi.kz
u_avazi@mail.ru
www.twitter.com/uyguravazi
www.facebook.com/uygur.avazi
Нурсултан Назарбаев
Қазақстан Җумһурийитиниң
хизмəт көрсəткəн əрбаби,
көрнəклик рəссам Камил
Моллашевни қобул қилди.
Учришиш давамида
Қазақстан мəдəнийитиниң,
җүмлидин тəсвирий
сəнъитиниң һазирқи əһвали
вə истиқбали муһакимə
қилинди.
Дөлəт рəһбири Ка-
мил Моллашевниң елимиз
рəссамчилиқ сəнъитиниң
тəрəққиятиға чоң һəссə
қошқанлиғини тəкитлиди.
Нурсултан Назарбаевниң
қəйт қилишичə, рəссамниң
əмгəклири пəқəт
қазақстанлиқларғила то-
нуш болуп қалмай
, бəлки
униң əсəрлири йеқин вə
жирақ чəт əлниң көплигəн
көргəзмилиридинму орун
алған.
Қазақстан Прези-
денти мəмликəтниң
əнъəнивий мəдəний һəм
роһий қəдрийəтлирини
сақлап қелишниң вə техиму
аммибаплаштурушниң зөрүр
екəнлигигə диққəт ағдурди.
Өз новитидə Ка-
мил Моллашев Дөлəт
рəһбиригə мəдəнийəт вə
сəнъəтни тəрəққий əткүзүш
мəсилилирини һəртəрəплимə
қоллап-қувəтлəватқанлиғи
һəм дайим диққəт
бөлүватқанлиғи
үчүн
миннəтдарлиқ билдүрди,
шундақла иҗадий планлири
билəн ортақлашти.
Сәнъәт вә иҗадий
планлар тоғрилиқ
Рамзан ейи Рамзан ейи
мубарәк болсун!мубарәк болсун!
***
Дөлəт рəһбириниң буйруғи билəн Талғат
Амангелды оғли Ермегияев «Астана ЭКСПО
— 2017» Миллий ширкити» акционерлиқ
җəмийити башқармисиниң рəиси лавазими-
дин бошитилди.
Дөлəт рəһбириниң буйруғи билəн Аста-
на шəһириниң һакими Əдилбек Рыскелди
оғли Жақсыбеков «Астана ЭКСПО — 2017»
Миллий ширкити» акционерлиқ җəмийити
башқармисиниң рəиси болуп тайинланди.ХРОНИКА
Мән «Уйғур авазиниң»
турақлиқ оқуғучиси
Муштири топлаш — 2015
«Уйғур авазиниң» алтə айға йезилиш баһаси:
Алмута шəһиридə – 1243 тəңгə 86 тийин;
Вилайəтлəр мəркизидə – 1032 тəңгə 90 тийин;
Наһийəлəр мəркəзлиридə вə йезиларда
– 1382 тəңгə 34 тийин.
Индекси 65357.
Ержан һаҗи Малғажыулы
һəзрəт,
Қазақстан Мусулманлири
диний башқармисиниң рəиси,
Баш муфти
Меһир шəпқəтлик Алланиң
исми билəн башлаймəн!
Һөрмəтлик мусулман
қериндашлар, вəтəндашлар!
Һəммимизни хасийəтлик
Рамзан ейиға сақ-саламəт
йəткүзгəн Алла таалаға чəксиз
шүкүр, мəдһийə вə һəмдусаналар
ейтимиз. Силəрни мубарəк
Рамзан ейиниң келиши билəн
тəбриклəймəн!
Рамзан – он икки айниң сул-
тани, бəрикəтлик һəм
кəчүрүми
мол ай. Күндиликтики тирик-
чилик ғеми билəн жүридиған
бəндиниң жүригигə бу айда
иман нури қуюлиду. Чүнки
роза адəмни тəқвадарлиққа
тəрбийилəйду. Сəвирлик,
хəйрихаһлиқ, меһир-шəпқəт,
иҗил-инақлиқ кəби есил ин-
саний хислəтлəр ешип, иман
күчийиду. Рамзан – Алланиң
рəһмити билəн меһир- шəпқити
төкүлүп, җəннəтниң ишиги кəң
ечилидиған, иманни күчəйтишкə
мүмкинчилик берилгəн
хасийəтлик
, бəрикəтлик ай. Бу –
Пəрвəрдигаримизниң чоң соғиси
һəм мусулманларға бəргəн ризқ
вə немити.
Соваплар һəссилинип
йезилидиған айда əмəлгə
ашурулған һəрқандақ хəйирлик
əмəлниң қайтуруми инсан-
лар үчүн мəхпий сир. Һəтта,
роза тутқучиға берилидиған
соға билəн совап, рəһмəт-
шапаəт пəйғəмбəрлəр билəн
периштəлəргиму намəлум.
Һəдис-шəриптə Алла та-
ала: «Роза – пəқəт Мəн үчүн.
Униң
соғисини (совавини) Өзəм
беримəн...», дəп розиниң қəдри
билəн хасийитини, мəзмун-
маһийитини баян қилған.
Қəдирлик қериндашлар!
Хасийити билəн шарапити
мол айда гуналиримиздин айри-
лип, совап жиғишқа, ички дуни-
ямизни тазартип, Яратқучиниң
разилиғиға бөлинишкə алдирай-
ли!
Рамзанниң қəдир-
қиммитини яхши чүшəнгəн
саһабилар розиға алтə ай қалған
пəйттин башлап: «Рəббимиз,
бизни Рамзан ейиға аман
-есəн
йəткүзгəйсəн!», дəп дуа қилип,
Пəрвəрдигаримиздин мəдəт
тилигəн. Сəвəви, кишилəрниң
мошу айда тутқан розиси,
қошумчə сиғиниш-етиқатлири,
өзгилəргə қилған хəйрихаһлиғи,
барлиқ соваплиқ əмəллири
Алланиң рəһмəт- шапаитигə
бөлəп, разилиғини елишқа
йеқинлаштуриду. Һəрбир изгү
əмəл һəссилинип йезилиду.
Роза – күндүзи пəқəт йəп-
ичиштин өзини чəклəш дегəн сөз
əмəс. Роза – роһниң озуғи, тəнниң
шипа-
даваси. Гунаға бəтму-бəт
келиштин сақлайдиған, ички
дуниямизни, мүҗəз-хулқимизни
яхшилашқа тəрбийилəйдиған
ибадəт. Рамзан җан билəн тəнни
роһаний җəһəттин тазартидиған,
мусулман үчүн чоң сəвирчанлиқ
мəктиви, роһий йеңилиниш ейи.
Еғиз бəкиткəн кишилəр əдəп-
əхлақ əндазисидин чиқип кəткəн
адəмлəрниң өзигə ясиған айрим
нашайин һəрикəтлирини көрүп,
тетиқсиз, лавза сөзлирини
аңлисиму: «Мəн розидар», дегəн
бир
еғиз сөз билəн һиссиятини
бесип, сəвир сақлайду. Сəвир
сақлиған кишигə берилидиған
соға – җəннəт.
Саламəтлигигə мунасивəтлик
яки қерилиқ йетип роза тутушқа
чамиси йəтмигəн адəмлəр еғиз
бəкиткəн кишилəргə иптар бəрсə,
уму чоң совап. Пəйғəмбиримиз
Муһəммəд əлəйһиссалам: «Алла
таала əң болмиғанда бир сиқим
хорма, һəтта бир жутум су билəн
болсиму ғəмхорлуқ қилғанға со-
вап язиду...» дегəн.
Бийил июнь-июль айлириға
тоғра кəлгəн Рамзанда роза
тутушқа күнниң иссиғи тосалғу
болалмайду, дəп ишинимəн.
Сəвəви, розиниң мəнивий-
роһаний дəмини тетиған инсан
Алланиң тəңдашсиз соғисидин
чəттə қалғуси кəлмəйдиғини
һəқ.
Қəдирдан қериндашлар!
Хасийəтлик Рамзан ейи
мубарəк болсун! Тутқан рози-
миз, дуа-тилəклиримиз, етиқат-
ибадəтлиримиз, һəрбир изгү
əмəллиримиз қобул болғай
!
Алла таала аилимизгə аманлиқ,
хатирҗəмлик, ишлиримизға
утуқ амəт, қут-бəрикə, елимизгə,
йеримизгə, хəлқимизгə бəрикəт
əта қилғай! Амин!
һəзрəт,
Қ М
ий башқармисиниң рəиси,
Башмуфти


Page 2

титиш үчүн БМТниң вə башқа хəлиқара
бехəтəрлик структурилириниң мүмкин
болған барлиқ механизмлиридин пайдили-
ниш керəк, — дəп һесаплайду Қазақстан
Президенти.
У шундақла адəмлəр оттурисида
конфессиялəрара ихтилапни овҗ алдуруш
үчүн, Интернетни қошуп һесаплиғанда,
аммивий əхбарат васитилиридин пайдили-
ниш əмəлиятини тохтитишқа чақирди. Нур-
султан Назарбаевниң пикричə, бу йосунда
аммивий əхбарат васитилири егилири вə
нəшир
қилғучиларниң, өзини «төртинчи
һакимийəт» дəп атаватқанларниң
һəммисиниң əхлақий җавапкəрлигини
ашуруш керəк.
Дөлəт рəһбири һазирқи дəвир
вақиəлириниң дуниявий һəм əнъəнивий
динлар рəһбəрлири қурултийини
алəмшумул «роһий дипломатияниң»
муһим элементиға айландуруватқанлиғини
тəкитлиди. Нурсултан Назарбаев барлиқ
делегациялəрниң башлиқлирини өз
диндашлириға конфессиялəрара диалогни
көпəйтиш чақириғини йəткүзүшкə чақирди.
У шундақла қурултайға қатнишиватқан
сəясəтчилəр билəн җəмийəт əрбаплириға
өз тəсири һəм имканийəтлирини урушлар
вə тоқунушларни тохтитиш, алəмшумул
сəясəттə ишəнчини əслигə кəлтүрүш үчүн
пайдилиниш чақириғи билəн мураҗиəт
қилди.
ДИНИЙ РƏҺБƏРЛƏРНИҢ РОЛИ
Қурултайниң умумий мəҗлисидə
шундақла БМТ Баш кативи Пан Ги Мун
сөзгə чиқти.
Униң пикричə, диний рəһбəрлəр про-
блемиларни биртəрəп қилиш вə течлиқни
вуҗутқа кəлтүрүш үчүн бирпүтүн
зəминни яриталайду. Улар
шундақла на-
дир инсан һоқуқи декларациясидə вə
гражданлиқ һəм сəясий һоқуқлар тоғрилиқ
хəлиқара пактта əкис əткəн қəдрийəтлəрни
илгирилитəлəйду.
БМТ Баш кативи шундақла аялларға
мунасивəтлик зорлуқ-зомбилиқниң
өсүватқанлиғиға тəшвиш билдүрди. Бу йо-
сунда у «Боко харам», «Əл-Шабаб», «Əл-
Каида» экстремистик тəшкилатлирини ми-
сал сүпитидə кəлтүрди.
— Улар зорлуқ-зомбилиқни вə етиқатни
өз мəхсəтлиридə уятсизлиқ билəн пайди-
линишни қарар қилған айрим шəхслəр.
Аяллар, қизлар вə қизчақлар көп чағларда
мошу зорлуқ-зомбилиқ идеологиялəрниң
алдинқи сепидə болуватиду. Улар
зорлуқ-зомбилиққа, қатиллиқларға вə
оғрилашларға дучар болуп қалмақта.
Биз һəммимиз өзимизгə қандақ қилип
аялларға хелə күчлүк, охшаш платформини
берəлəймиз дегəн соални қоюшимиз керəк,
— дəп тəкитлиди Пан
Ги Мун.
Форумда шундақла Финляндия
Җумһурийитиниң президенти Саули Ни-
инистё, Əвлия Тəхтниң динларара диа-
лог бойичə Папа Кеңишиниң президен-
ти кардинал Жан-Луи Торан, Дуниявий
Ислам Лигисиниң Баш кативи Абдурах-
ман бин Абдулла əз-Зейд, Франция Ми-
трополити Эммануил Адамакис, Дуни-
явий ислам мəзһəблирини йеқинлитиш
ассамблеясиниң Баш кативи Мохсен
Муһəммəди Аараки
, Исраилниң баш
сефард раввини Ицхак Йосиф, Ислам
Һəмкарлиқ Тəшкилатиниң Баш кативи Ияд
Əмин Мадани, Индологияни тəтқиқ қилиш
вə динларара диалог институтиниң рəиси
Самир Шантилал Сомайя, Дуниявий буд-
дистлар бирлəшмисиниң Баш кативи Фал-
лоп Тайиари вə Марокко Корольлуғи ис-
лам ишлири министри Тауфик Ахмед сөзгə
чиқип, күн тəртивиниң асасий мəсилилири
бойичə
пикирлири билəн ортақлашти.
Иккинчи күни Дуниявий вə əнъəнивий
динлар рəһбəрлириниң қурултийиға
қатнашқучилар секциялəр бойичə
ишлəп, конфессиялəрара разимəнлик
вə төзүмлүкни техиму күчəйтиш
мəсилилирини муһакимə қилди.
Андин кейин қурултайниң хуласə уму-
АЛƏМШУМУЛ БЕХƏТƏРЛИК
Нурсултан Назарбаев қурултайниң уму-
мий мəҗлисидə сөзгə чиқип, сəйяридики
течлиқ вə турақлиқ мəнпийəтлири нуқтəий
нəзəридин динлар һəм мəдəнийəтлəрниң
өзара мунасивəт
мəсилилирини муһакимə
қилиш мəзкүр форумниң алаһидилиги бо-
луп һесаплинидиғанлиғини тəкитлиди.
— Мундақ муназириниң актуаллиғи
алəмшумул вəзийəт тəрəққиятиниң
тəшвишлик кетип бериши түпəйли
күчəймəктə. Бүгүнки күндə дуния хəтəрлик
наениқлиқ əһвалда туруватиду. Биринчи-
дин, алəмшумул бехəтəрлик тəртивиниң
кəскин аҗизлишиши йүз бəрди. Һəр
еһтималға қариғанда, бу җəриян техи
түгимиди. Теҗəш вə қарши турушниң
хəлиқара системиси
ишлимəйватиду.
Йетəкчи дөлəтлəр оттурисида Иккин-
чи дуния урушидин кейин ахирқи он
жиллиқ мабайнида қелиплашқан ишəнчə
кəйпияти йоқиди. Өзара қисим көрситиш
чарилири дуниявий ихтисаттики əһвални
мурəккəплəштүрмəктə. У йеқинда баш-
тин кəчүргəн алəмшумул ихтисадий
боһран ақивəтлирини чапсан йоқитиш
истиқбалини жирақлаштурди, — дəп
тəкитлиди Қазақстан Президенти.
Униң сөзичə, ишəнмəслик пəқəт их-
тисадийла əмəс, бəлки
мəмликəтлəр вə
хəлиқлəр оттурисидики инсанпəрвəрлик
мунасивəтлəргиму сəлбий тəсир
йəткүзүватиду. Өзара туризм, мəдəний
алмаштуруш қисқираватиду, бир-
биригə қарши əхбарат һуҗумлири
жүргүзүлүватиду,
Нурсултан Назарбаевниң тəкитлишичə,
униңдин ташқири дунияда һəрбий һəм
ички тоқунушлар сани кəскин өсти.
Украининиң Шəрқидики тоқунуш Евро-
па вə алəмшумул бехəтəрлик дəриҗисини
җиддий төвəнлитиватиду. Ғəрбий Аф-
рикидин тартип Авғанстанғичə болған
пүткүл
территория қураллиқ қарши туруш
чаңгилида.
— Хəлиқара терроризм ховупи «Ис-
лам дөлити» аталмишниң иш-һəрикəт
шəклигə егə болди. Алəмшумул таритиш
тармиғидин пайдилинип, униң қатариға
дунияниң түрлүк əллиридин яшлар җəлип
қилинмақта. Лəшкəрлəр сахта диний
чақириқларни ниқап қилип, башқа динлар
вəкиллирини, журналистлар билəн пида-
ийларни аммивий җазалаш һəрикəтлирини
жүргүзүватиду. Силəр билəн биз бир
-
лишип мундақ яндишишқа вə мундақ
вəһшиликлəрни дин билəн йошурушқа
қарши умумий пикримизни ейтиши-
миз керəк, дəп һесаплаймəн. Улар қəстəн
Ирақта вə Сириядə көп əсирлик мəдəний
мирасни бузуватиду. Буниң һəммиси
инсанийəткə қарши һəрикəтлəрдин башқа
һечнемə əмəс, — дəп тəкитлиди Нурсултан
Назарбаев.
У йəнə бир проблемини көтəрди
— һазирқи дунияда ач һəм өйсиз-
макансиз
адəмлəрниң сани азаймиди.
БМТ мəлуматлириға қариғанда, бүгүнки
күндə пүткүл дунияда 700 миллион бала
вə өсмүр намратчилиқта яшаватиду. Таш-
ланди балилар 150 миллионни тəшкил
қилиду. 100 миллион бала мəктəплəрниң
йоқлуғидин билим елиш имканийитигə
егə əмəс, 10 миллион бала дора-дəрмəкниң
йетишмəслигидин зəрдап чекивати-
ду. Қазақстан Президентиниң пикричə,
бу иҗтимаий тəртипсизликниң, андин
кейин җинайəтчиликниң, иҗтимаий
өчмəнликниң,
терроризм вə экстремизмниң
дəслəпки басқучи.
Қазақстан Президенти мошу барлиқ
проблемиларниң вə уларни биртəрəп
18.06.20152
Течлиқ вә тәрәққият үчүн аләмшумул диалог
қилиш йоллириниң қурултайниң
муназирə мəйданида тəпсилий муһакимə
қилинидиғанлиғиға ишəнчə билдүрди.
ТƏРƏҚҚИЯТНИҢ ЙЕҢИ ҮЛГИСИ
Һазир бехəтəрлик вə тəрəққиятниң йеңи
үлгисини ишлəп чиқиш бойичə кəң диалог-
ни йолға қоюш муһим. Тəңһоқуқлуқ, өзара
һөрмəт, бир-бириниң мəнпийəтлирини ети-
рап қилиш, төзүмлүк һəм өзара чүшəнчə
принциплири униң асасини тəшкил қилиши
керəк. ХХІ əсирдə барлиқ саһаларда
— сəясий, ихтисадий, мəдəний, роһий
саһаларда диалогниң альтернативиси йоқ.
Һазир инсанийəт чоң маддий, илмий-
техникилиқ вə əқлий имканийəтлəргə егə.
Əгəр адəмлəр бир-бири билəн течлиқта
вə роһий разимəнликтə яшашни үгəнмисə
һечқандақ тəрəққият болмайду, — дəп
һесаплайду Қазақстан Президенти.
Униң тəкитлишичə, инсанийəт шундақ
түзүлгəнки, йеқин келəчəктə миллий, тил,
диний вə мəдəний пəриқлəр һəрдайим
бо-
лиду. Бирақ улар адəмлəрни бөлмəй, бəлки
бирлəштүрүши керəк.
— Мəн Рим Паписи Францискниң
«Бизни бирлəштүрүватқан нəрсə һазир
бизни бөлүватқан нəрсидин хелə үстүн
туриду», дегəн сөзлиригə қошулимəн.
Ишинимəнки, миллəтлəрара вə динлара-
ра тоқунушларни натоғра сəясəт пəйда
қиливатиду. У мəмликəтлəрни, адəмлəрни
вə җəмийəтлəрни набут қилмақта. Биз
бүгүнму мундақ əһвални сəйяриниң
түрлүк қисимлирида
көрүватимиз. Бирақ
хəлиқлəрниң бир-биригə тартилиши,
тилларниң, мəдəнийəтлəрниң роһий
дунияниң өзара билиш-чүшиниши, сода
һəм яхши хошнидарчилиқниң тəрəққий
етиши һəрқачан мəңгү болған вə шундақ
болуп қалиду. Хəлиқлəр һəмдостлуғиниң
мана мошу тенденцияси ХХІ əсирдə
алəмшумуллаштуруш тəсири астида
алаһидə күчийиватиду. Роһий вə сəясий
рəһбəрлəр бирлишип, инсанийəт дунияси-
ни хелə əхлақлиқ һəм төзүмлүк
қилалайду,
— дəп ишəнчə билдүрди Нурсултан Назар-
баев.
Қазақстан Президенти Дуниявий
вə əнъəнивий динлар рəһбəрлириниң V
қурултийиниң хуласə декларациясигə
миллиардлиған адəмлəрниң үмүт-
ишəнчисини əкис əттүридиған бирқатар
муһим чақириқларни киргүзүшни тəклип
қилди.
— Барлиқ һəрбий тоқунушлар тох-
титилсун вə сүлһ елан қилинсун. Барлиқ
қариму-қарши тəрəплəр музакирилəр
үстилигə олтирип, зорлуқ-зомбилиқни
тохтитиш, теч гражданларни
һимайə
қилиш, барлиқ қариму-қаршилиқларни
течлиқ йоли билəн һəл қилиш тоғрилиқ
келишимлəрни ишлəп чиқиши керəк.
Һəрқандақ мəмликəттə вə дөлəтлəрара
мунасивəтлəрдə һəрқандақ сəясий қариму-
қаршилиқларни һəл қилишниң күч
қоллиниш усуллири рəт қилиниши керəк,
— дəп тəкитлиди Дөлəт рəһбири.
Униң сөзичə, барлиқ йетəкчи
дөлəтлəрниң сəясий лидерлирини һазирқи
дунияда ишəнмəслик чəксизлигиниң те-
химу кəңийишини
тохтитишқа чақириш
муһимдур.
— Өзара чарилəрни тохтитиш керəк,
униңдин «үчинчи дуния» вə аддий адəмлəр
көпирəк зəрдап чекиватиду. Дунияни
ХХІ əсирдə «соғ мунасивəтлəр уруши»
вақтидики стереотипларниң, болупму бло-
клар бойичə пикир қилишниң қайта баш-
линиш хəтəрлигидин қутулдуруш керəк.
Һазир қариму-қаршилиқларни биртəрəп
қилиш, урушларни һəм тоқунушларни тох-
мий мəҗлиси өткүзүлүп, униңда Қазақстан

Президенти Нурсултан Назарбаев сөзгə
чиқти. Дөлəт рəһбири аяқлашқан қурултай
делегатлириниң меһмандост Қазақстан
дияриға жиғилип, асасий мəхситигə
йəткəнлигини тəкитлиди. У қурултайниң
барлиқ қатнашқучилириға вə кативатиға
үнүмлүк ишлигəнлиги үчүн миннəтдарлиқ
билдүрди. Президент бай тарихқа егə
қурултайниң паалийитигə мунасивəтлик
бирқатар тəклиплəрни оттуриға қойди.
— Биз чоң уттур диалог тəҗрибисини
топлидуқ, мунасивəт вə өзара чүшəнчə

əнъəнилирини шəкиллəндүрдуқ. Дин-
лар вə цивилизациялəрниң өзара
һəрикəт қилишиниң башқа мəйданлири
билəн алақилар йолға қоюлуватиду.
Шуңлашқиму Астанада, мошу дəргаһта
Течлиқ вə Разимəнлик Мирасгаһини
вуҗутқа кəлтүрүшни тəклип қилимəн.
Қурултайлиримизниң тарихиға болған
əйнə шундақ яхши мунасивəт, инсанийəт
тəрəққияти проблемилири бойичə
қарарлар тəҗрибисини умумлаштуруш
динлар һəм хəлиқлəрниң течлиғи вə өзара
мунасивитини күчəйтиш үчүн
муһим бо-
лиду. Течлиқ вə Разимəнлик Мирасгаһи
динлар һəм мəдəнийəтлəр диалогиниң та-
рихини үгинидиған қурултай йенидики
илмий мəһкимə болиду, — дəп тəкитлиди
Президент.
Нурсултан Назарбаев динлар вə
мəдəнийəтлəр диалогини илгирилитиватқан
шəхслəрни рəғбəтлəшдүрүшниң муһим
екəнлигини тəкитлиди. Əйнə шуниңға
бағлиқ Дөлəт рəһбири «Роһий течлиқ вə
разимəнликни тəрəққий əткүзүшкə һəм
мустəһкəмлəшкə қошқан һəссиси үчүн»
мукапитини
тəсис қилиш тəкливини берип,
уни Диний рəһбəрлəр кеңишиниң қарари
билəн қурултайниң умумий мəҗлислиридə
тапшурушқа болидиғанлиғини тəкитлиди.
Дуниявий вə əнъəнивий динлар
рəһбəрлири V қурултийиниң хуласə уму-
мий мəҗлисидə шундақла Иордания Ко-
роли Абдалла ІІ, БМТ Цивилизациялəр
альянсиниң жуқури дəриҗилик вəкили
Насир Абд əл-Əзиз ан-Насер, Минск
вə Заславский митрополити пүткүл Бе-
ларусь патриархи Павел, ЕБҺТ баш
кативи Ламберто Заньер, Бэдфорд епи-
скопи, инглиз чиркосиниң вəкили Ри-
чард Аткинсон
, ИСЕСКО баш муди-
ри Абдулəзиз ат-Туэйджри, Дуниявий
лютеран федерациясиниң президенти
Муниб Юнан сөзгə чиқип, һазирқи за-
манда динларара диалогниң муһим роль
ойнайдиғанлиғини тəкитлиди.
Умумий мəҗлис йəкүни бойичə Ду-
ниявий вə əнъəнивий динлар рəһбəрлири
V қурултийиниң Декларацияси қобул
қилинди.
Форумниң хуласə һөҗҗитидə униңға
қатнашқучиларниң тəңлик, адалəтлик,
өзара һөрмəт вə течлиқта қатар
яшаш
принциплирида диний һəм сəясий
рəһбəрлəр диалогиға ярдəм қилиш; дуни-
явий вə əнънивий динлар оттурисидики
диалог вақтида көпхиллиқни һөрмəтлəш;
турақлиқ течлиқ һəм тəрəққият үчүн ди-
ний һəм сəясий рəһбəрлəр оттурисидики
өзара һəрикəтниң йеңи механизмлирини
издəп тепиш охшаш изгү вə алийҗанап
нийəт-мəхсəтлəр əкис əтти.
Умумəн, болуп өткəн форум алəмшумул
диалогниң
актуаллиғини йəнə бир қетим
ярқин көрсəтти. Қазақстан Президен-
ти тəкитлигəндəк, у умумйүзлүк течлиқ
вə шəпқəтликкə, адалəтликкə вə роһий
уйғунлуққа ташланған йəнə бир қəдəм
болди. Астана қурултийи алəмшумул
шүбһилинишлəр вақтида пəқəт бир-бири
билəн сөзлишиш арқилиқла келəчəккə
болған үмүт вə ишəнчигə еришишниң
мүмкин екəнлигини көрсəтти.
Дуниявий вə əнъəнəвий динлар
рəһбəрлириниң новəттики,
алтин-
чи қурултийи 2018-жили Астанада
өткүзүлиду.
Өткəн чаршəнбə һəм пəйшəнбə күнлиридə Астанада Течлиқ вə Разимəнлик Са-
рийида «Течлиқ вə тəрəққият үчүн диний рəһбəрлəр вə сəясий əрбапларниң диа-
логи» мавзусида Дуниявий вə əнъəнивий динлар рəһбəрлириниң V қурултийи бо-
луп өтти. Униңға Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев
қатнашти.
Мошу кəмгичə актуаллиғини йоқатмиған роһанийəт, течлиқ, бехəтəрлик
мəсилилири муһакимə қилинған форумға дунияниң
42 мəмликитидин 80 делега-
ция кəлди. Қурултай қатнашқучилириниң арисида дөлəт рəһбəрлири, хəлиқара
тəшкилатларниң биринчи рəһбəрлири, чоң дуниявий конфессиялəрниң рəһбəрлири
болди. Форумға дəслəпки қетим БМТ баш кативи Пан Ги Мун қатнашти.


Page 3

18.06.20153
Дөлəт рəһбириниң рəислигидə
Бехəтəрлик кеңишиниң мəҗлиси
болуп өтти.
Мəҗлистə экологиялик
бехəтəрлик əһвал, əтрап муһитни
қоғдаш саһасида көрүлүватқан
чарилəр муһакимə қилинди.
Дөлəт рəһбири Ақмола вилайити
Калачи вə Ғəрбий Қазақстан
вилайити Березовка йезилири
турғунлириниң саламəтлигини
қоғдашқа бағлиқ мəсилилəрни
чапсанирақ һəл қилишниң зөрүр
екəнлигини тəкитлиди. Əйнə
шуниңға бағлиқ аһалиниң өзлири
яшаватқан регионниң экологиялик
əһвали
тоғрилиқ əхбаратқа əркин
егə болушини тəминлəшниң муһим
екəнлиги қəйт қилинди.
Мошу кəмгичə һечким Ка-
лачи йезисидики һадисигə
неминиң сəвəп болуватқанлиғини
чүшəндүрмəйватиду. Əгəр
салаһийəтлик органлар əһвални
ениқлалмиса, зөрүр экспертлар бол-
миса чəтəлликлəрни тəклип қилип,
ишни шуларға тапшуруш керəк еди,
— деди Нурсултан Назарбаев.
Президент шундақла экологи-
ялик тавакəлчиликлəрни тəхмин
қилиш һəм алдини
елиш бойичə
нəтиҗидарлиқ механизмларни
вуҗутқа кəлтүрүшниң техногенлиқ
һəм тəбиий характердики пəвқуладдə
вəзийəтлəрдин йəткүзүлидиған
зиянни азайтиш имканийитини
беридиғанлиғиға диққəт ағдурди.
Дөлəт рəһбири Һөкүмəтниң
вə йəрлик иҗраий органларниң
Қазақстанниң турақлиқ тəрəққий
етиши бойичə вəзипилəрни
əмəлгə ашурғанда һайванат һəм
өсүмлүк дуниясиниң биологиялик
хилму-хиллиғиниң сақлинишини
тəминлиши, җүмлидин мəмликəтниң
бирқатар вилайəтлиридə бөкəнлəрниң
аммивий қирилишиниң
сəвəплирини
ениқлиши шəрт екəнлигини атап
көрсəтти.
— Түрлүк тəхминлəр
оттуриға қоюлуватиду, қариму-
қарши пикирлəр ейтиливатиду.
Бу мошу ишта һəдди-һесапсиз
қалаймиқанчилиқниң орун
еливатқанлиғини, тегишлик
мутəхəссислəрниң йоқ екəнлигини,
шундақ əһвалға елип кəлгəн амил-
ларни ениқлашни билмəсликни
көрситиду. — деди Президент.
Нурсултан Назарбаевниң
тəкитлишичə, тəбиəтни қоғдаш
саһасидики сəясəт ресурс теҗəмлəш
мəсилилирини һəл қилишта, егилик
паалийитиниң барлиқ саһалирида
чиқимсиз технологияни җарий
қилиш мəсилилиридə тиҗарəтни
рəғбəтлəндүрүп, кəң җəлип қилишқа
қаритилиши керəк.
Мəмликəт аһалисиниң
саламəтлигини вə жуқури турмуш
дəриҗисини тəминлəш Қазақстан
илим-пəнидин əтрап муһит əһвалини
стратегиялик тəһлил қилишқа вə
һəрқандақ сəлбий һадисилəрниң
алдини елишқа мүмкинчилик
беридиған тəтқиқатларни тəлəп
қилиду.
Дөлəт рəһбири əтрап муһит
əһвалини мониторинг қилиш, эколо
-
гия саһасидики тавакəлчиликлəрни
алдин-ала ениқлаш үчүн Йəрни
жирақтин зондлайдиған 2014-жили
учирилған икки қазақстанлиқ кос-
мос аппаратини нəтиҗидарлиқ
пайдилинишниң муһим екəнлигигə
диққəт ағдурди.
Униңдин ташқири Пре-
зидент мəмликитимиздə
индустриялəштүрүш, йеза егили-
гини, кичик вə оттура тиҗарəтни
тəрəққий əткүзүш мəсилилирини
һəл қилиш билəн бирқатарда эко-
логиялик бехəтəрликни тəминлəш
мəсилилиригиму диққəт ағдурушниң
зөрүр екəнлигини атап көрсəтти.
Йəрниң чөллүккə айлиниши
вə бузулуши, бирқатар аһалилиқ
пунктлардики һава сүпити, суни
теҗəмлик пайдиланмаслиқ, санаəт
қалдуқлириниң һаваға ташлиниши
вə əхлəтханиларниң орунсиз пəйда
болушини қошуп һесаплиғанда,
мəишийəт қалдуқлириниң топли-
ниши дөлəт вə тиҗарəттин зөрүр
чарилəрни көрүшни тəлəп қилиду.
Энергетика министри Вла-
димир Школьник өз докладида
һазирқи экологиялик əһвални, дөлəт

органлириниң мошу саһадики паа-
лийитини, җүмлидин Қазақстанниң
«йешил» ихтисатқа көчүши бойичə
əмəлгə ашурулуватқан концепция да-
ирисидики ишларни тəһлил қилди.
Муһакимə йəкүни бойичə Дөлəт
рəһбири Һөкүмəткə бирқатар ениқ
тапшурмиларни берип, Бехəтəрлик
кеңишиниң кативатиға уларниң
орунлиниши үстидин назарəт қилиш
вəзиписини жүклиди.
Экология проблемилириға
— алаһидә диққәт
Назарбаев Университети Қазақстан алий билим
бериш системисиниң тəрəққиятиға чоң һəссə қошти.
Бу тоғрилиқ мəмликəт Президенти Нурсултан
Назарбаев мəзкүр алий оқуш орнини тамамлиған
дəслəпки 446 учумкарға диплом тапшуруш
мəрасимида билдүрди.
Дөлəт рəһбири учумкарларни, уларниң ата-ани-
лирини, университетниң ғəмхорчилар кеңишиниң
əзалирини, рəһбəрлигини, профессорлирини вə ха-
димлирини алий оқуш орниниң һаятидики мошу чоң
вақиə
билəн тəбриклиди. Университетниң тəрəққий
етишиға ярдəм қилған меценатларға алаһидə
тəшəккүр изһар қилинди.
Нурсултан Назарбаев диплом тупшуруш
мəрасиминиң пəқəт университет үчүнла əмəс, бəлки
пүткүл җумһурийəт үчүн алаһидə əһмийəткə егə
екəнлигини атап көрсəтти.
Пүткүл Қазақстанниң һаятиға йетəкчи алий оқуш
орниниң, тарихимиздики тунҗа дуниявий дəриҗидə
билим бериш мəркизиниң тунҗа учумкарлири
қошулуватиду. Мəмликитимиз яш,
һəртəрəплимə
тəйярланған, квалификациялик мутəхəссислəргə
еришти. Бу биз дөлəтни йеңилаш бойичə Миллəт пла-
ни асасида чоңқур өзгиришлəрни əмəлгə ашурушқа
киришкəн һазирқи пəйттə алаһидə əһмийəткə егə бо-
луватиду.
Дөлəт рəһбири Қазақстан яшлириниң ЮНИСЕФ
баһаси бойичə Алəмшумул тəрəққият индексида
27-орунни егилигəнлигини, бу Франция, Түркия вə
Швеция охшаш мəмликəтлəр көрсəткүчлиридин
жуқури екəнлигини тəкитлиди. Униңдин
ташқири
аһалиниң саватлиғи дəриҗисини ениқлайдиған рей-
тинг бойичə Қазақстан 33-орунни егилəп, билим
бериш системисиниң сүпити бойичə дəрһал тоққуз
пунктқа көтирилди. Шундақла Дуниявий ихтисадий
форумда елан қилинған Инсан капиталиниң тəрəққий
етиш индексиға мувапиқ Қазақстан дəрһал сəккиз
пунктқа көтирилип, 37-орунға чиқти вə Ихтисадий
һəмкарлиқ вə тəрəққият тəшкилатиға əза Португа-
лия, Грекия, Испания, Чили
, Мексика, Түркия, Ма-
лайзия, Хитай һəм Бразилия охшаш мəмликəтлəрниң
кейин қалдурди.
— Мəн биздə башқурғучиларниң, дөлəт
хизмəтчилириниң, бизнесменларниң вə
җəмийəтлик лидерларниң йеңи түркүминиң өсүп-
йетиливатқанлиғини көрүватимəн. Пат-йеқинда
қазақстанлиқ мутəхəссислəрниң, биринчи новəттə,
мəзкүр университет учумкарлириниң пүткүл ду-
нияда өзлириниң алаһидилигини, риқабəткə
қабиллиғини вə тəлəп қилиниватқанлиғини намай-
иш қилидиғанлиғиға ишинимəн, — дəп тəкитлиди

Дөлəт рəһбири.
Нурсултан Назарбаев бүгүнки күндə гуманитарлиқ
вə иҗтимаий пəнлəр, инженерия, илим-пəн вə
технологиялəр мəктəплиридə, шундақла алий би-
лим бериш, дөлəт сəясити вə бизнес мəктəплиридə
студентларниң нурғун оқуватқанлиғини тəкитлиди.
Оқуғучи яшлар компьютерлиқ вə биологиялик
пəнлəргə, инженерлиқ механикиға, робототехникиға
вə мехатроникиға, билим беришни башқурушқа,
электрлиқ вə электронлуқ инженериягə, шундақла
қурулуш
инженериясигə алаһидə қизиқиш һасил
қиливатиду.
Нурсултан Назарбаев университет дипломиға
еришкəнлəрни ишчанлиқ, тəдбирчанлиқ вə
һəрикəтчанлиқ хусусийəтлəрни көрситишкə
чақирди. Андин кейин бу күнлəрдə пүткүл
мəмликəттə миңлиған қазақстанлиқ студентларниң
диплом еливатқанлиғини тəкитлəп, Назарбаев
Университетиниң бирқатар əлачи учумкарлириға
диплом тапшурди.
Ахирида шуни қошумчə қилимизки, алий
оқуш орни қурулғандин тартип униңда билим
еливатқанларниң умумий сани 2800
адəмгə йəтти.
Қобул қилиш емтиһанлирида əң жуқури нəтиҗилəрни
қолға кəлтүргəн тəлəпкарлар университетта дөлəт
билим гранти һесавиға оқуйду. Һəр жили 500 адəм
əйнə шундақ грантларға егə болмақта.
Мəлумки, Дөлəт рəһбири Астанада йеңи алий оқуш
орнини ечиш тоғрилиқ идеяни 2006-жили Қазақстан
хəлқигə йоллиған Мəктүбидə елан қилип, шу чағда
надир академиялик муһитни шəкиллəндүрүш
үчүн пайтəхттə
хəлиқара дəриҗидики университет
ечишниң зөрүр екəнлигини тəкитлигəн еди. Келəр
жилила оқуш орни корпусиниң қурулуши баш-
линип, у 2010-жили июньда ечилди. Шу жилниң
сентябрь ейида Назарбаев Университети дəслəпки
студентларни қобул қилип, улар Foundatіon алий
оқуш орни алдидики тəйярлиқ программиси бойичə
оқушқа башлиди. Əйнə шуниңдин етиварəн мəзкүр
оқуш орни тəрəққий етип, мəмликəт
келəчиги үчүн
алаһидə əһмийəткə егə екəнлигини намайиш қилип
келиватиду.
Назарбаев Университети: тунҗа учумкарлар
Улар Дуниявий вə əнъəнивий динлар
рəһбəрлири қурултийиниң ишини муһакимə
қилди, шундақла һəмкарлиқни техиму күчəйтиш
йоллирини қарап чиқти.
Президент Баш катипниң бу қетимқи
қурултайниң ишиға қатнишишиниң униң
əһмийитини җиддий ашурғанлиғиға диққəт
ағдурди.
— Сиз болупму ихтисаттики, сəясəттики,
конфессиялəрара мəсилилəр мурəккəп чағда,
БМТниң 70 жиллиғиға тəйярлиқ көрүш
вақтида ишиңизниң көп екəнлигигə қаримай,
мəмликитимизгə кəлдиңиз.
Униңдин ташқири
Сиз бизниң ядро полигонини йепиш бойичə
тəшəббусимизни қоллап-қувəтлидиңиз, у 29-ав-
густта Хəлиқара ядро синақлириға қарши һəрикəт
қилиш күни сүпитидə нишанлиниду. Қазақстан
мошундақ форумларни өткүзүш арқилиқ сəйяридə
течлиқ орнитишқа өз һəссисини қошуватиду дəп
һесаплаймиз , — деди Дөлəт рəһбири.
Өз новитидə Пан Ги Мун Нурсултан
Назарбаевқа дуниявий динларниң лидерли-
ри жиғилған
мошундақ əһмийəтлик чарə-
тəдбиргə қатнишишқа тəклип қилғанлиғи үчүн
миннəтдарлиқ билдүрди.
— Сизниң һəммə нəрсини алдин-ала тəсəввур
қилалайдиғанлиғиңизни вə һазир наһайити
муһим болуватқан мошу қурултайни чақириш
тəшəббусиңизни алаһидə тəкитлигүм келиду. Сиз
буниңдин 15 жил илгири вəзийəт һазирқидин
кəскин пəриқлиниватқан пəйттə шундақ
тəшəббусни көтəрдиңиз. Пүткүл дуния диний
экстремизм вə терроризмдин зəрдап чекиватқан
бүгүнки
күндə өчмəнликкə қарши турушқа
чақириватқан диний рəһбəрлəр авазиниң һəммигə
йетиши зөрүр, — деди БМТ Баш кативи.
Нурсултан Назарбаев вə Абдалла ІІ
иккитəрəплимə һəм регионал һəмкарлиқ
мəсилилирини муһакимə қилди, шундақла
хəлиқара күн тəртивиниң муһим мəсилилири
бойичə пикир елишти.
Униңдин ташқири тəрəплəр Астанада
болуп өткəн Дуниявий вə əнъəнивий динлар
рəһбəрлири қурултийиниң ишини тəһлил
қилди.
Нурсултан Назарбаев Иорданияниң
Қазақстан үчүн йеқин мəмликəт болуп
һесаплинидиғанлиғиға диққəт ағдурди.
Сизниң Дуниявий вə əнъəнивий дин-
лар рəһбəрлириниң қурултийиға қатнишиш
үчүн мəмликитимизгə келишиңиз муһим
əһмийəткə егə. Биз Сиз билəн һəрдайим өзара
ишəнчə мунасивəтлəрдə болдуқ. Қазақстан
Сизниң мəмликитиңизгə чоң һөрмəт билəн
қарайду. Сизниң Иордания җайлашқан ре-
гионда турақлиқни тəминлəштə муһим роль

ойнаватқанлиғиңизни тəкитлигүм келиду.
Мошу мунасивəттə биз сизни һəрдайим қоллап-
қувəтлəшкə тəйяр, — деди Дөлəт рəһбири.
Өз новитидə Абдалла ІІ Нурсултан Назарбаевқа
Қазақстанни зиярəт қилишқа тəклип қилғанлиғи
үчүн миннəтдарлиқ билдүрүп, иккитəрəплимə
мунасивəтлəрни мустəһкəмлəшниң муһим
екəнлигини тəкитлиди.
— Сиз билəн учришип, умумий күч-
қувитимиз арқилиқ дунияниң буниңдин кей-
инму яхши һəм хатирҗəм болушиға қандақ

тəсир қилалайдиғанлиғимиз тоғрилиқ мəслиһəт
елиш — мени һəрдайим яхши сезимларға
бөлəйду. Көп жиллардин буян Сизниң регион-
дики течлиқпəрвəрлик, хəлиқлəр вə динлар-
ни йеқинлаштуруш йолдики паалийитиңизни
зоқлинип байқап келиватимəн, — деди Иорда-
ния Короли.
Һәмкарлиқни күчәйтиш
йоллири муһакимә қилинди
Хәлиқләр вә динларни
йеқинлаштуруп
Нурсултан Назарбаев Дуниявий вə
əнъəнивий динлар рəһбəрлириниң V
қурултийиға кəлгəн Иордания Короли Абдалла
ІІ билəн учрашти.
Дөлəт рəһбири Нурсултан Назарбаев
Течлиқ вə Разимəнлик Сарийида Бирлəшкəн
Миллəтлəр Тəшкилатиниң Баш кативи Пан Ги
Мун билəн учрашти.


Page 4

18.06.20154
Җəмийəтлик транспортта билетсиз маңғанлиғи
үчүн төлинидиған җəриман миқдари 3964 тəңгигə
өсти.
Билетсиз маңғанлиғи үчүн чарə көрүш
«Җəмийəтлик шəһəр вə шəһəрниң сиртиға
қатнайдиған транспорттин пайдилиниш
қаидилиригə хилаплиқ қилиш» Мəмурий һоқуққа
хилаплиқ қилиш кодексиниң 622-маддисида көздə
тутулған. Шуниңға мувапиқ əнди җəмийəтлик
транспорттин пайдиланғанда, һəқ төлəштин баш
тартқанлиғи үчүн йолувчи икки айлиқ һесап
көрсəткүчи
миқдарида, йəни 3964 тəңгə җəриман
төлəйду.
Шундақла «Транспорт васитилирини тохтитиш
яки тохтап туруш қаидилиригə хилаплиқ қилиш»
Мəмурий һоқуққа хилаплиқ қилиш кодексиниң
597-маддисиғиму өзгиришлəр киргүзүлди.
Мəсилəн, транспорт васитилирини тохтап
турғанлиғи вə турған вақтини һесаплаш үчүн һəқ
төлəш көздə тутулған мəхсус сертификациялəнгəн
қурулмилар билəн җабдулған җайларда тохтап
турғанлиғи үчүн һəқ төлəштин баш тартқан
һайдиғучи үч айлиқ һесап көрсəткүчи миқдарида,
йəни 5946 тəңгə җəриман төлəйду. Əгəр у бир
жил мабайнида шундақ һоқуққа хилаплиқ
қилишни тəкрар əмəлгə ашурса, у чағда бəш
айлиқ көрсəткүчи һесавида, (9910 тəңгə) җəриман
төлəшкə мəҗбур болиду.
Шөһрəт МƏСИМОВ .
Сешəнбə күни Астанада Парламент Мəҗлиси
«Қазақстан йоли: Бирлик. Вəтəнпəрвəрлик.
Ислаһатлар» мавзусида Хəлиқара конференция
өткүзди. ҚХАниң 20 жиллиғиға беғишланған
форумға Авғанстан, Қазақстан, Россия, Таҗикстан,
Түркмəнстан парламентарийлири, ҚХА, шундақла
хəлиқара тəшкилатларниң вəкиллири қатнашти.
Течлиқ вә разимәнлик — әң
муһим сәясий қәдрийәт
Алмутиниң 2022-жилқи қишлиқ Олимпиа-
да оюнлирини өткүзүш буйрутмисиниң концеп-
цияси Оюнларниң кейинки оттуз жиллиқ тарихи-
дики əң жиғинчақ һəм нəтиҗидарлиқ концепция
болуп һесаплиниду. Бу тоғрилиқ Швейцарияниң Ло-
занна шəһиридə болуп өткəн буйрутмини техникилиқ
тонуштурушқа беғишланған чарə-тəдбирдə сөз болди.
У йəрдə Алмутиниң рəқиви — Беҗинму өз буйрутми-
сини қоғдиди.
Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер
-Министри
Кəрим Мəсимов рəһбəрлигидики делегация Оюнлар-
ни өткүзүшниң мутлақ новаторлуқ концепциясини
— бюджет, экология вə иҗтимаий тəрəққият нуқтəий
нəзəридин əң нəтиҗидарлиқ концепцияни тонуштур-
ди.
Қазақстан делегацияси қишлик спорт түрлири
үчүн əҗайип тəбиий шараит, «Алматы-2022» спорт
объектлириниң 70 пайизиниң тəйяр екəнлиги, хəлиқара
қишлиқ спорт м
усабиқилирини уюштуруш, шундақла
өткүзүшниң бай тəҗрибиси вə икки қошумчə Олим-
пиада объектини салғанда əтрап муһитқа һечқандақ
сəлбий тəсир йəткүзүлмəйдиғанлиғи охшаш төрт
асасий испат-дəлилни кəлтүрди.
Униңдин ташқири делегация 2022-жилқи
қишлиқ Олимпиада вə Параолимпиада оюн-
лирини өткүзүшниң буниңдин он жил илгири
башланған спорт инфрақурулумини тəрəққий
əткүзүш бойичə бирпүтүн миллий планини əмəлгə
ашуруштики
муһим қəдəмлəрниң бири болуп
һесаплинидиғанлиғини тəкитлиди. Мəсилəн,
2010-жилдин буян Алмутида алтə йеңи спорт объ-
екти селинди, шəһəр 2011-жили қишлиқ Азия
оюнлирини утуқлуқ өткүзди вə 2017-жили Ду-
ниявий қишлиқ универсиадини өткүзүшкə
тəйярлиниватиду.
Мəлумки, Хəлиқара Олимпиада комите-
ти 2022-жилқи қишлиқ Оюнларниң қəйəрдə
өткүзүлидиғанлиғи тоғрилиқ қарарини 31-июльда
чиқириду.
Шөһрəт МƏСИМ
ОВ.
Җәриман миқдари өсти
логистикилиқ инфрақурулумини тəрəққий əткүзүшкə
14 миллиард доллар əвəтилиду.
Қабиболла Жақыпов Конституция вə ҚХАни
турақлиқниң, мəмликитимизни йеңилашниң вə
җошқун тəрəққий əткүзүшниң асасиға айланған улуқ
қəдрийəтлəр дəп атиди.
2007-жилқи конституциялик ислаһат нəтиҗисидə
ҚХА конституциялик мəртивə вə мəмликəт
Парламентиниң тоққуз депутатини сайлаш
һоқуқиға егə болди. 2008-жили дунияда
тəңдиши йоқ қанун — «Қазақстан хəлқи Ас-
самблеяси
тоғрилиқ» Қанун қобул қилинди.
Миллəтлəрара разимəнликни күчəйтиш
бойичə əмəлий тəҗрибигə егə Ассамблея-
дин сайланған тоққуз депутат мəмликəтниң
қанун асасини мукəммəллəштүрүшкə паал
қатнишиватиду, — дəп тəкитлиди Қабиболла
Жақыпов.
Мəҗлис рəиси чəтəллик қатнашқучилар
вə меһманларға Миллəт Лидери тəклип
қилған вə қазақстанлиқларниң қоллап-
қувəтлишигə егə болған бəш институционал
ислаһат тоғрилиқму сөзлəп бəрди.
Конференциядə Беларусь
Парламенти
Вəкиллəр палатисиниң рəиси Владимир Андрейченко,
Қирғизстан Парламентиниң рəиси Асылбек Жээнбеков,
ЕБҺТниң Азсанлиқ миллəтлəр ишлири бойичə Алий
комиссари Астрид Турс, Қазақстан хəлқи Ассамблея-
си Рəисиниң орунбасари Ералы Тоғжанов, Авғанстан
Ислам Җумһурийити Волеси Җирғиси Аяллар вə ба-
лилар ишлири бойичə комиссияси рəисиниң орунба-
сари Шүкрийə Пайкан Ахмади, Россия Думисиниң де-
путати Сергей
Вайнштейн, Таҗикстан Җумһурийити
Парламентиниң депутати Дамир Амрихудои,
Түркмəнстан Парламентиниң депутати Редҗепгелды
Мередов вə башқилар сөзгə чиқип, муһакимə қилинған
мəсилилəр бойичə пикирлири билəн ортақлашти.
Конференция аяқлишиши билəн хуласə һөҗҗəт
қобул қилинип, униңда Қазақстанниң вə шəхсəн Пре-
зидент Нурсултан Назарбаевниң көпмиллəтлик һəм
көпконфессиялик җəмийəтни тəрəққий əткүзүшкə,
турақлиқни, җəмийəтлик разимəнликни вə миллий бир-
ликни тəминлəшкə чоң үлүш қошқанлиғи тəкитлиниду.
Саадəт Һошурова
(сүрəттə) 2008-жили
Қаратуруқ оттура
мəктивиниң 9-синипини
əла баһаларға тамамлап,
Яркəнт гуманитарлиқ-
техникилиқ колледжида
оқуди. Андин Абылай-
хан намидики Қазақ
хəлиқара мунасивəтлəр
вə дуния тиллири
университетиниң ин-
глиз вə француз тилли-
ри факультетида тəһсил
көрди. Атап кетиш
орунлуққи, Саадəт һəм
колледжда, һəм универ-
ситетта дөлəт гранти
һесавиға билим елип
,
һəр иккилисини қизил
диплом билəн тамамли-
ди.
— Арзу-
арманлиримға ана сүти
билəн сиңгəн ана ти-
лимда алған билимим
арқилиқ йəттим, дəп
ишəшлик ейталаймəн.
Чүнки, пəқəт өз ти-
лимни мукəммəл
билгəнликтин, башқа
миллəтлəр тиллирини
үгиниш маңа қийинға
чүшмиди. Башта би-
лим алған Қаратуруқ
оттура мəктивидики
устазлиримға чəксиз
разимəн. Уларниң
кəспий маһарити

мениң оқушқа болған
хуштарлиғимни ашур-
ди, мени алға башли-
ди, — дəйду Саадəт
сөһбəтара. — Əлвəттə,
апам Халбүви, бовам
Аруп вə момам Хусийəт
қоллап-қувəтлиди.
Қəдирданлиримниң
һаятимдики роли
бөлəк. Улар мениң
билим елишим үчүн
қолидин кəлгинини
айимай, барлиқ
мүмкинчиликлəрни яри-
тип келиватиду.
Саадəт пəқəт
əла оқупла қалмай,
җəмийəтлик ишларғиму
паал арилашқанни
яқтуридекəн. Мəсилəн,
у университетта өз то-
пини башқурған. «Абы-
лай хан дебат» клуби,
«Қазақстан студенттері
əлемі» альянси тəркивидə
һəрхил мусабиқиларға
қатнишип, дайим ғалип
чиқип кəлди. Тиришчан
қиз бийил һөҗҗəтлирини
магистратуриға тап-
шуруп, билимини
давамлаштурмақчи .
Илим-пəнгə чин дили-
дин иштияқ бағлиған
Саадəтниң арманлириниң
рояпқа чиқишиға
тилəкдашмиз.
Рашидəм
РƏҺМАНОВА .
Əмгəкчиқазақ
наһийəси.
Уйғур мəктивидин учум болғанлар
УйғурмəктивидинучумболғанларУйғур мəктивидин учум болғанларУйғурмəктивидинучумболғанлар
Билимгә иштияқ
Йеқинда Алмута шəһири Медев наһийəси һакиминиң
аппарати билəн Оқуғучилар сарийи коллективиниң уюшту-
руши вə Қазақстан Уйғур яшлар бирлиги, «Раид» ата-анилар
җəмийитиниң қоллап-қувəтлиши билəн «Бəхитлик балилиқ
чағ» намлиқ мəйрəмлик концерт өтти. Униңға «Киндер
SOS» балилар йезиси, «Жанүя», «Дом Надежды» балилар
өйлиридин вə имканийити чəклəнгəн балилар ата-анилири
ассоциациясидин «АРДИ» 300гə
йеқин бала қатнашти.
Мəйрəмлик концерт башлиништин илгири, Ме-
дев наһийəлик һакимийити Мəдəнийəт вə дөлəт тили
бөлүминиң башлиғи Жанна Досанова балиларға өзиниң
изгү тилəклирини билдүрди. Андин концертқа иштрак
қилған Қазақстан эстрада юлтузлири, җумһурийəтлик
мусабиқиларниң ғалиплири вə Оқуғучилар сарийиниң
тəрбийилəнгүчилири кичик меһманларни хошаллиқ
кəйпиятқа бөлəп, уларға музшекəрлəрни таратти.
Шундақла «Раид» ата-анилар ассоциацияси
тəрипидин
тəйярланған соғилар тапшурулди.
Мəйрəмлик концерт ахирида ушбу мəрасимни
уюштурушқа һəртəрəплимə яр-йөлəк болған Қазақстан
Уйғур яшлар бирлиги билəн «Раид» ата-анилар
җəмийитигə наһийə һакими намидин тəшəккүрнамилар
тапшурулди.
Зулфия ТАЙИПОВА.
Гөдәкләргә ғәмхорлуқ
Қарар 31-июльда чиқирилиду
Мəҗлис рəиси Қабиболла Жақыпов конференция-
ни ечип, униң мавзуси һəм мəзмуниниң пəқəт айрим
мəмликəт даирисидила əмəс, бəлки умумдуниявий
җəриянлар нуқтəий нəзəридинму наһайити муһим
екəнлигини тəкитлиди.
Экспертларниң баһалишичə, бүгүнки таңда
сəйяридə йүз əлликтин ошуқ этносəясий кəскинлик вə
тоқунуш зониси моҗут. Көп əһвалларда йə хəлиқара
тəшкилатлар, йə айрим дөлəтлəр уларни узақ муддəткə
биртəрəп
қилалмай келиватиду. Мошу нуқтəий
нəзəридин елип қариғанда, течлиқ вə разимəнликни
тəминлəш — һəрқандақ дөлəт үчүн, ахирқи һесапта
инсан цивилизацияси үчүн келəчəккə болған əң муһим,
əң җавапкəрлик сəясий қəдрийəт, — деди Қабиболла
Жақыпов.
Мəҗлис рəиси «Назарбаев үлгиси» тоғрилиқ гəп
қилип, конференциягə қатнашқучиларниң диққитини
қазақстанлиқ ислаһатлар йолиниң əң муһим
алаһидиликлиригə җəлип қилди. Биринчи новəттə,
бу
— системилиқ ихтисадий ислаһатларни əмəлгə ашу-
руш вə хəлиқ паравəнлигиниң өсүшини тəминлəш.
Шуни тəкитлигүм келидуки, Миллəт Лидери əмəлгə
ашурған үлгə һəм хатирҗəм жилларда, һəм дуниявий
боһран шараитида өзиниң жуқури нəтиҗидарлиғини
вə турақлиқлиғини намайиш қиливатиду, — дəп
тəкитлиди Қабиболла Жақыпов.
Мəҗлис рəисиниң тəкитлишичə, мустəқиллик жил-
лирида Қазақстанниң умумий ички мəһсулати 24 һəссə
өсүп,
аһалиниң җан бешиға чеқип һесаплиғанда 13 миң
долларға йəтти. Бу болса, дарамити оттура дəриҗидин
жуқури əллəр топиға мувапиқ келиду. Намратчилиқ
20 һəссə қисқарди. «Нұрлы жол» программиси əмəлгə
ашурулуп, униң даирисидə алдимиздики үч жилда
Җəмийəтлик транспорт
Мəйрəмлик концерт


Page 5

18.06.20155
ҚƏДƏМ
Мəлумки, һəрқандақ
дөлəт өз хəлқиниң
саламəтлигигə алаһидə
көңүл бөлүп, бу
муһим мəсилигə тоғра
яндишишниң замани-
вий амиллириға əмəл
қилиду. Əлвəттə, бу
муһим иҗтимаий саһа
риваҗ тапқандила, əмгəк
нəтиҗидарлиқ болмақ.
Елимиз Президентиниң
Саламәтлик – биринчи байлиқ
Президент Нурсултан Назарбаев
оттуриға қойған «100 ениқ
қəдəм» Миллəт плани пүткүл
җəмийəтни тəрəққий əткүзүш, униң
гражданлириниң паравəнлигини
ашуруш вə Қазақстанниң дунияниң
тəрəққий əткəн оттуз мəмликитиниң
қатариға кириши үчүн əмəлгə
ашурулидиған муһим һөҗҗəт.
Бу тоғрилиқ Дөлəт тарихи
институтида өткəн вə Миллəт планида
əкис əткəн вəзипилəрни орунлашқа
беғишланған « Қазақстанлиқ
бирхиллиқ вə миллəт бирлиги —
турақлиқ
дөлəтниң асаси» намлиқ
«дүглəк үстəл» қатнашқучилири
йəкдиллиқ билəн тəкитлиди.
«Дүглəк үстəл» мəҗлисигə
институт мудири тарих пəнлириниң
доктори, профессор Бүркүтбай Аяған
рəислик қилди. Баш қошушта сөзгə
чиққучилар җəмийəтни техиму
җипсилаштуруш йоллири, «Мəңгүлүк
Əл» миллий идеяси, Қазақстан
хəлқи Ассамблеясиниң роли вə
мəртивиси тоғрилиқ пикирлири билəн
ортақлашти.
«Дүглəк үстəлгə» Парламент
Мəҗлиси Экология
вə тəбиəтни
пайдилиниш мəсилири бойичə
комитетиниң əзалири Егор Каппель
вə Ахмет Мурадов қатнашти. Илмий-
экспертлиқ бирлəшмигə философия
пəнлириниң доктори, Миллий пəнлəр
академиясиниң академиги Ғарифолла
Есим вə Л.Гумилев намидики
ЕМУниң ҚХА кафедрисиниң мудири
Анатолий Башмаков вакалəтлик
қилди. Пайтəхттики этномəдəнийəт
бирлəшмилириниң намидин
«Оберег» украин җəмийити рəисиниң
орунбасари Ирина Воловик вə
«
Қирғизстан — Астана» җəмийəтлик
Турақлиқ асаси
бəш институционаллиқ ислаһитидə нəқ мошу мəсилиниң
өз ипадисини тепишиму шу вəҗидин, əлвəттə. Мəзкүр
ислаһатни əмəлгə ашуруш үчүн атқурулушқа тегиш ениқ
100 қəдəм вəзипилирини толуқ қоллап-қувəтлигəн һалда
вə бəзи пəйтлəр һəққидə өз пикримни ейтип өтүшни тоғра
көрүватимəн.
Алмута Дөлəт медицина институтиниң Стоматоло-
гия факультетини пүтəргəн 1980-жилдин етиварəн мəн
иңəк-үз хирурги
кəспи бойичə паалийитимни Уйғур
наһийəлик мəркизий ағриқханида башлидим. Шу йəрдə
ишлəватқинимда, Талғир медицинилиқ училищесиниң
регионаллиқ шөбисини ечип, уни үч жил башқурдум.
Арилиқта стоматология шипаханисиниң башлиғи, баш
врачниң шипахана ишлири бойичə орунбасари болупму иш-
лидим. 2000-жили стоматология кабинетини ечип, шəхсий
тиҗаритимни йолға қойдум. 2007-жили стоматология кли-
никисини ечишқа мувəппəқ болдум. Һазир клиникида
хи-
рургия, терапия вə ортопедия кабинетлири моҗут. Шундақла
бəзи бемарлар үчүн реабелитация бөлмисиму бар.
Наһийəлик ички ишлар бөлүмигə вə һəрбий қисим
хадимлириға имтиязлиқ хизмəт көрситимиз. Улуқ Вəтəн
уруши ветеранлириға болса — һəқсиз. Шундақла бизниң
клиника наһийəдə балиларға хизмəт көрситидиған бирдин-
бир мəһкимидур. Йəнə бир асаслиқ мəсилə, клиникида бəш
адəм турақлиқ иш
билəн тəминлəнгəн.
Саламəтликни сақлаш системисиниң малийəвий
қудритини техиму күчəйтиш, сөзсизки, саһа ихтидари-
ни ашуруп, хизмəт көрситишниң сүпитини яхшилай-
ду. Хусусəн, дəслəпки медицинилиқ санитарлиқ ярдəм
хизмитиниң бесимирақ мəблəғ билəн тəминлинишиму
бүгүнки вақит тəливигə уйғун келиду. Демəк, əву бир
жиллири қолға елинип, айиғи чиқмиған мəҗбурий
иҗтимаий медицинилиқ ғəмсизлəндүрүш мəсилисиниң
һели асаслиқ муəммалар җүмлисидин
екəнлиги талашсиз-
дур. Буниңға мəн толуғи билəн қошулимəн. Хəлқимизгə
капалəтлəндүрүлгəн медицинилиқ ярдəм көрситилиши ла-
зим. Лекин бу механизмниң нəтиҗидарлиғиға қол йəткүзүш
үчүн муқум қанун актлири билəн күчлүк назарəтниң болу-
ши шəрт. Шундақла шəхсий медицинини тəрəққий əткүзүп,
дөлəтлик əмəс тəшкилатлар арқилиқ һəқсиз медицинилиқ
ярдəмниң капалəтлəндүрүлгəн мөлчəрини бериш даири-
сини кəңəйтишму диққəткə
сазавəр мəсилидур. Мениң
шəхсий паалийитимгə он бəш жил бопту вə буниң саһа
тəрəққиятидики үлүшиниң нəқəдəр зор екəнлигигə көзүм
убдан йəтти.
Умумəн, Президентимизниң бəш институционаллиқ
ислаһитини əмəлгə ашурушта һəрбиримиз өз үлүшимизни
қошсақ, кəлгүсидə паравəнлик чоққисиға чоқум йетимиз
дəп ойлаймəн. Буниң үчүн «100 ениқ қəдəм» Миллəт пла-
нида көрситилгəн саһалардики түп-асаслиқ өзгиришлəрниң
əмəлиятта
өз əксини тепишиға күч чиқириш лазим. Мəсилəн,
яш əвлатқа, кəлгүси мутəхəссислəргə сүпəтлик билим бериш
керəк. Бу мəсилə саламəтлик сақлаш саһасида бəкму муһим.
Андин балилар хирургияси билəн педиатриясини тəрəққий
əткүзүш һаҗəт. Чүнки бу бүгүнки күндə мəзкүр саһаниң
асқап қалған тармақлиридур. Балиларниң чиш дохтурлири
тапчил. Ейтқан болар едимки, бала саламəтлиги униң чиш
вə еғиз бошлуғиниң тазилиғидин башлиниду. Буниң үчүн
һамилдар аниниң саламəтлигини күзитиш керəк. Һалбуки,
наресидилəр саламəтлигиниң ана саламəтлигигə бағлиқ
екəнлигини чүшинидиған вақит аллиқачан кəлди.
Сəйдалим ИСМАЙИЛОВ ,
шəхсий стоматологиялик клиникиниң рəһбири.
«100 ениқ қəдəм» —
җумһурийəтниң ихтидариға тəтбиқ
қилинған, көпмиллəтлик дөлəтниң
реал имканийəтлиригə асасланған
Миллəт плани. Шуниң билəн
бирқатарда, тиң идеялəрни өзидə
муҗəссəмлəндүргəнлиги арқилиқ
хəлиқарадиму қизиқиш пəйда
қиливатқан тарихий һөҗҗəт. Буниңға
дунияниң тонулған сəясəтчилири билəн
ихтисатчилириниң билдүрүватқан пи-
кир-инкаслири яхши мисал болалайду.
Барлиқ қазақстанлиқларға ох-
шаш, Яркəнт тəвəсиниң аһалисиму
мəзкүр планни чоңқур
қанаəтлиниш
һəм мəнпийəтдарлиқ билəн қобул
қилип, униң əмəлгə ашурулушиға те-
гишлик һəссисини қошушниң чарə-
тəдбирлирини бəлгүлимəктə. Мошу
күнлəрдə тəвəниң җай-җайлирида
өткүзүлүватқан жиғинлар билəн һəрхил
дəриҗидики баш қошушлар вə улар-
да ейтиливатқан пикир-тəклиплəр һəм
изһар қилиниватқан инкаслар əйнə
шуниңдин дерəк бериду.
— Президентимизниң «100 ениқ
қəдəм» Миллəт плани яркəнтликлəр
үчүнму буниңдин
кейинки иш-һəрикəт
программиси болуп қалидиғанлиғида
шəк йоқ. Чүнки униңда илгири
сүрүлгəн ой-пикирлəр билəн идеялəр
бизниң һəрбиримизниң қизиқиш-
мəнпийəтлиримизни əкис əттүриду.
Шуңлашқиму оқуш орунлири билəн
мəһкимə-тəшкилатлардики, җəмийəтлик
қурулумлардики баш қошушларниң күн
тəртивидики асасий мəсилə мана мошу
һөҗҗəт һəққидə болуватиду. Шуни
ишəшлик ейтиш керəкки, хəлиқ қизғин
қоллап-қувəтлəп, уни əмəлгə
ашурушқа
биркишилик һəссисини қошушни
бирлəшмисиниң рəһбири Шавкəт
Исмайилов сөзгə чиқти.
Улардин ташқири баш
қошушта сөзгə чиққан Қазақстан
Җумһурийитиниң Президенти
йенидики «Қоғамдық келісім»
җумһурийəтлик дөлəт мəһкимисиниң
мудири, сəясəтшунаслиқ пəнлириниң
доктори, Хəлиқара əхбаратландуруш
академиясиниң академиги Наталья
Калашникова докладида өзи рəһбəрлик
қиливатқан мəһкиминиң «100 ениқ
қəдəм» Миллəт планини əмəлгə
ашуруш даирисидики паалийитигə
тохталса, Дөлəт тарихи институти
мудириниң биринчи орунбасари
,
тарих пəнлириниң доктори Жанна
Қыдыралина гражданлиқ бирхиллиқни
мустəһкəмлəш васитилири вə
технологиялири тоғрилиқ пикирлири
билəн ортақлашти.
Парлақ келәчәккә башлайдиған йол
гражданлиқ борч дəп чүшиниватиду,
— дəйду наһийəлик һакимийəт Ички
сəясəт бөлүминиң башлиғи Мурат Со-
пиев.
Дəрһəқиқəт, наһийəдики
педагогикилиқ коллективлар-
да ишлəпчиқириш орунлирида бу
мəсилигə беғишланған жиғинлар
өткүзүлүп, Дөлəт рəһбири тəрипидин
оттуриға қоюлуватқан «Мəңгүлүк Əл»,
«Қазақстан — 2050» Стратегиялик про-
граммилири қоллап-қувəтлиниватиду.
Бу тəбиий əһвал, əлвəттə. Чүнки бу
һөҗҗəтлəр пəқəт Қазақстан үчүнла
əмəс
, бəлки Евразия кəңлиги үчүн,
һəтта униң сиртидики нурғунлиған
мəмликəтлəр үчүн бүгүнкидəк қариму-
қаршилиқларға толуп-ташқан шараит-
та боһранчилиққа тақабил турушниң,
көчтин қалмай, тəрəққий етишниң йол
көрсəткүчи программилиридур.
Мошу йеқинда Қазақстан
Җумһурийитиниң хизмəт көрсəткəн
муəллими, Панфилов наһийəсиниң
Пəхрий граждини Əхмəтҗан ака На-
диров билəн сөһбəтлишиш пурситигə
егə болуп қалдим. Иккимизниң
сөһбити
тəбиий рəвиштə һазирқи
пəйттə җəмийитимиздə зор инкас пəйда
қиливатқан «100 ениқ қəдəм» Миллəт
плани тоғрилиқ болди. Муһтəрəм аки-
миз өз пикрини изһар қилип, мундақ
деди:
— Мəн компартия түзүмидə яшап,
кеңəш һөкүмитиниң қанун-қаидилиригə
əмəл қилип өткəн адəм. «Амери-
кини қоғлап өтимиз» дегəн чуқан-
сүрəнлəрниму баштин кəчүргəнлəрниң
биримəн. Əнди Президентимиз Нур-
султан
Əбиш оғлиниң жүргүзүватқан
сəясити тамамəн башқичə, һəтта ду-
ниявий риваҗлиниш җəриянлириға
сезилəрлик тəсир көрситиватиду десəм,
хаталашмаймəн. Əнди «100 ениқ қəдəм»
Миллəт плани һəққидə ейтсам, униң
һəрбир қури пəқəтла Қазақстанниң
гүллиниши, һəрбир қазақстанлиқниң
паравəн өмүр кəчүрүш идеялири билəн
суғирилғанлиғини чүшинишимиз керəк.
Жут мөтивəриниң бу сөзлиридин
кейин ойлинип қалдим. Сəвəви, Пре-
зидент биз, қазақстанлиқларниң
,
мəнпийитини һəммидин үстүн қойған
һалда, даналиқ көрситиватиду. Шуниң
үчүнму бийил болуп өткəн Прези-
дент сайлимида һəммимиз дегидəк
Дөлəт рəһбирини яқлап аваз бəрдуқ.
Шундақ екəн, «100 ениқ қəдəм» Миллəт
планиниң əмəлияттин өз ипадисини
тепишиға һəссə қошуш һəрбиримизниң
борчи болуши керəк.
Нурəхмəт ƏХМƏТОВ.
Панфилов наһийəси.
100 ениқ қәдәм һәммигә тәәллуқ заманивий дөләт


Page 6

18.06.20156
МƏНАСИ:
Яратқан Егəм! Сəн үчүн роза туттум,
саңа иман кəлтүрдүм.
Сəн бəргəн ризқи-нəсибəңдин еғиз ачтим.
Һəй, кəчүрүмчан Алла!
Бурунқи вə буниңдин кейинки
гуна-камчилиқлиримни кəчүргəйсəн!
Ислам календари бойичə хасийəтлик Рамзан ейи 29 күн
13-июльдин 14-июльға қариған түн хасийəтлик Қəдир түни.
Золуқ Бамдатқа 10 минут қалғанда тохтитилиду.
Иптарни “Намазшам” вақти болуши билəн
хорма яки су билəн ачқан дурус. Шундақла,
башқиму таамлар билəнму ечишқа болиду.
“Тəрəвиһ” намизи “Хуптəн” намизиниң пəризидин кейин оқулиду, “Витр-Ваҗип” намизи
ахирида җамаəт билəн оқулиду.
Питир-сəдиқини рамзан ейиниң биринчи күнидин Һейт намизиғичə беришкə болиду. Пи-
тир Алмута бойичə җан бешиға 200 тəңгə болуп бəлгүлəнди.
17-июль – шəнбə күни
Роза Һейти башлиниду. Һейт намизи Алмутида саат 6.30да оқулиду.
***2015-жил (Алмута вақти бойичə) — һиҗрийə 1436-жил
Хасийәтлик Рамзан ейида Роза тутуш вә намаз оқуш вақтиниң җәдвили*
Əскəртиш:
Һөрмəтлик қериндашлар!
Һəммиңларни хасийəтлик Рамзан ейиниң келиши билəн тəбриклəймəн. Рамзан
мубарəк болсун! Розиға сақ-саламəт йəткүзгəн Алла таалаға чəксиз шүкүр, мəдһийə
вə һəмдусаналар ейтимиз.
Қазақстан Мусулманлири диний башқармиси бийилму Рамзан ейини чоң
тəйярлиқлар билəн өткүзиду. Елимиз бойичə мечитлар билəн мəдрисилəрдə, диний
оқуш орунлирида, җəмийəтлик орунларда хəйрихаһлиқ акциялəр, изгү чарə-тəдбирлəр
уюштурулиду
. Һəммиңларни ушбу тəдбирлəргə паал қатнишишқа чақиримəн.
Рамзан – умумға ортақ изгү əмəллəр мəвсүми. Роза – тəрбийə һəм тəқвадарлиқ ейи.
Алла таала хасийəтлик Қуръан Кəримдə: «Ей, мөмүнлəр! (гуналардин) сақлинишиңлар
үчүн, силəрдин илгəркилəргə (йəни илгəрки үммəтлəргə) роза пəриз қилинғандəк
силəргиму (Рамзан розиси) пəриз қилинди» («Бəқəрə» сүриси, 183-айəт), дəйду. Розида
аилə инавитини ашуруп, яшлиримизниң иманлиқ,
Вəтинини, хəлқини сөйидиған, урпи-
адəт, рəсим-йосунлирини қəдир тутидиған һəқиқий əзимəт болуп шəкиллинишигə
дайим көңүл бөлəйли. Ислам əлламалири: «Вəтəнни сөйүш – иманниң җүмлисидин»,
дəп қəйт қилған.
Рамзан – меһир-сахавəтлик кишилəр үчүн чоң мүмкинчилик. Розида ясалған
Пəрвəрдигаримизға яқидиған һəрқандақ хəйрихаһлиқ иш — чоң совап. Пəйғəмбиримиз
Муһəммəд əлəйһиссалам бир вəсийитидə: «Адəмлəрниң яхшиси – əлгə пайдиси
тəккəнлəр
», дегəн. Адəм қандақ нийəт қилса, шу мəхситигə йетиду.
Һəрбир бəндə соваплиқ əмəли һəм тəқвадарлиғи билəн Алланиң алдида дəриҗə-
мəртивиси ашиду. Сехи, мəрт-мəрданə инсанларни, тиҗарəтчилəрни ярдəмгə муһтаҗ
кишилəргə ғəмхорлуқ көрситишкə, мəсилəн, су ташқинидин өй-макансиз, чарисиз
қалған вəтəндашлиримизға ярдəм қилишқа, тəбиий апəт зəрдавидин бузулған көрүк
билəн йолни җөндəшкə үлүш қошушқа
, житим- йесирға ярдəм қолини сунушқа,
баққучисидин айрилған қери-чүрилəргə көңүл бөлүшкə чақиримəн.
Дөлəт рəһбири Улытавда миллəт, дин, тил тоғрилиқ бəргəн мəзмунлуқ сөһбитидə
муқəддəс динимизниң турмуши төвəн адəмлəргə ярдəмлишиш, меһир-шəпқəтлик бо-
луш, чоңға һөрмəт, кичиккə иззəт көрситиш кəби есил қəдрийəтлирини тилға алғини
һели ядимизда. Мошундақ умумий изгү əмəллəр яшлиримизни яхшилиққа,
изгүлүк
билəн бирликкə дəвəт қилғуси.
Хасийəтлик айниң һөрмити үчүн хəлиқниң һаҗитидин чиқип, нəзир- чирақлар
билəн той-төкүнлəр иптар вақтида уюштурулса, дегəн тилигимни билдүримəн.
Рамзан – бирлик ейи. Мошу айда берилидиған иптарлар қом-қериндашниң ари-
сини йеқинлаштуруп, изгү əмəллəр билəн хəйрихаһлиқ паалийəтлəр хəлқимизни
етиқати билəн нəслигə қаримай, умумий мəхсəткə дəвəт қилиду. Яратқучимиз барчə

инсанийəткə «Бөлүнмəңлар!», дəп меһриван болушқа буйриған. Бирлиги күчлүк
əлниң бəрикити ашиду.
Қəдирлик қериндашлар! Рамзан ейида əмəлгə ашурған əмəллиримиз билəн
изгү нийəтлиримизни Алла таала қобул қилип, соваплиқ ишлиримиз һəрдайим
давамлишивəргəй! Мустəқиллигимиз техиму мустəһкəмлинип, мəмликитимизниң
аброй-инавити ешип, елимизниң келəчиги парлақ болғай! Амин!
тəккəнлəр», дегəн. Адəм қандақ нийəт қилса, шу мəхситигə йетиду.тəккəнлəр»дегəн Адəмқандақнийəтқилса шумəхситигəйетиду
Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң рəиси, Баш муфти
Ержан һаҗи Малғажыулыниң хасийəтлик Рамзан ейиға мунасивəтлик
елимиз хəлқигə мураҗиити
ИПТАР ДУАСИ:
Аллаһуммə лəкə сумту вə бикə əмəнту вə илəйкə
тəвəккəлту вə ъəлə ризқикə əфтарту фəғфирли йə ғəфуру
мə қəддəмту вəмə əххəрту.
4


Page 7

18.06.20157
Ғ
алипларни рəғбəтлəндүрүш
мəрасимида сөзгə алған Алму-
та шəһириниң һакими А. Есимов
Дөлəт рəһбириниң тəшəббуси
билəн өтүватқан бу конкурсниң
əһмийитигə алаһидə тохталди.
– Бу конкурсниң мəхсити —
көпбалилиқ аилилəрни иҗтимаий-
ихтисадий җəһəттин қоллап-
қувəтлəштин ибарəт, – деди шəһəр
башлиғи. – Бүгүнки күндə җəнубий
пайтəхттə 5390 көпбалилиқ аилə
бар. Уларға бу жили 125 милли-
он тəңгилик ярдəм көрситилди.
Шундақла «Əрзəн турушлуқ өй»
программиси бойичə 800 аилə баш-
паналиқ болди. Шəһəрликлəрниң
сани жилдин-жилға өсмəктə.
Өткəн жили җəнубий пайтəхттə 42
миң пəрзəнт дунияға көз ачти.
Җумһурийəт даирисидə
өткүзүлүватқан бу конкурсниң
көпмиллəтлик елимиздики достлуқ
мəйримигə айлинидиғанлиғиға
ишини-мəн. Чүнки буниңға
Қазақстандики барлиқ этнослар
қатнашмақта.
Алди билəн шəһəр һакими Ал-
мутидики йəттə наһийəдə өткəн
тал-
лавелиш басқучида ғалип чиққан
аилилəргə пəхрий ярлиқларни тап-
шурди. Уларниң арисида уйғурлардин
Кейинки жилларда Пəнҗим йеза
округида үлгилик аилилəрни ениқлап,
жутдашлириға əтраплиқ тонуштуруш
əнъəнигə айланди.
Тəрбийəвий əһмийəткə егə мундақ
чарə-тəдбир бийил Улуқ Ғалибийəтниң
— 70 вə Қазақ ханлиғиниң 550
жиллиғиға беғишлинип, Пəнҗим йе-
зисидики Мəдəнийəт өйидə өткүзүлди.
Сəһнигə алдин-ала таллавелиш йəкүни
бойичə Төвəнки Пəнҗим йезисидин
Иврайимҗан вə Дилбəр Тейиповлар
билəн пəнҗимлик Мирзағали вə
Ту-
ран Бериковларниң аилилири тəклип
қилинди. Улар тоғрисида əмгəк ветеран-
лири Айим Берденова, Кеңес Омаров
вə башқилар сөзлəп, «Үлгилик аилə»
мəртивисигə һəммə җəһəттин мунасип
екəнлигини атап көрсəтти. Пурсити
кəлгəчкə, исми пəнҗимликлəргила əмəс,
тəвə җамаəтчилигигиму яхши мəлум
болған Тейиповлар һəққидə тохтилип
өтүшни мувапиқ көрдуқ.
Иврайимҗан ака тегə-тəктидин мошу
йезидин болуп, Улуқ
Вəтəн уруши баш-
лиништин икки айдин сəл ошуқ вақит
илгири дунияға кəлгəн. Ата-аниси Тей-
ип билəн Айшəм өмүрбойи колхозда
ишлəп өткəн адəмлəрдин. Иврайимҗан
əйнə шуларниң тəсиридə кичигидин-
ла əмгəккə арилишип өсти. Йеши йе-
тип, йезидики башланғуч, Пəнҗимдики
сəккиз жиллиқ вə Яркəнттики С.Киров
намидики оттура мəктəпни əла баһалар
билəн
тамамлайду. Андин өз йезиси-
да комсомол активисти сүпитидə яш-
лар арисида аммивий-мəдəний чарə-
тəдбирлəрни қанат яйдурушқа алаһидə
күч чиқириду. Егилик рəһбəрлиги
билəн зич мунасивəттə болуп, яхши
башланмилар билəн тəшəббусларни
оттуриға қойиду. Уларниң
бəзилири наһийə даирисидə
тəрғип қилинип, қоллап-
қувəтлəшкə егə болғанлиғи
бу тəлəпчан яшниң
тəшкилий қабилийитидин
дерəк берип, келəчигидин
үмүтлəндүрəтти
. Əнди ар-
мия сепигə чақиртилип,
Владивостокта һəрбий-
деңиз флотида хизмəт
қилиш җəриянида
«Улуқ Вəтəн уруши-
дики Ғалибийəтниң 25
жиллиғи» медали билəн
мукапатланғанлиғи ,
җавапкəрчиликни
чүшинидиғанлиғи билəн
əмгəксөйгүчлүгиниң ипадиси еди.
Һəрбий борчини ада қилип, 1966-
жили жутиға қайтип кəлгəндин кейин,
йəнила шу яшлар арисидики тəрбийəвий
əһмийити чоң болған аммивий-мəдəний
вə спорт ишлириниң тизгинини
қолиға
алиду. Иштин қол үзмəстин, Көксу йеза
егилиги техникумини сирттин оқуп,
муваппəқийəтлик тамамлайду. Əйнə
шуниңдин башлап Калинин намидики
колхозниң Төвəнки Пəнҗим йезисидики
төртинчи терилғу бригадисида дəслəп
агроном, кейин бригадир болуп ишлəйду.
Оттуз жилдин ошуқ вақит мабайнидики
əмгəк паалийити беваситə йеза егили-
ги ишлəпчиқириши саһасида өтиду. Бу
жиллар җəриянидики нəмунилик əмгиги
мунасип баһалинип, «Əмгəк Шөһрити»
ордени, «Җасарəтлик əмгиги үчүн» ме-
дали билəн тəғдирлиниду. Шундақла Мо-
сквадики Пүткүлиттипақлиқ хəлиқ еги-
лиги муваппəқийəтлири көргəзмисигə
қатнишип, бронза медалини елишқа
сазавəр болиду. Булардин ташқири,
маһир тəшкилатчи сүпитидə етирап
қилинип, исми наһийə җамаəтчилиги
арисида кəң даиридə мəлум болиду.
Униң мундақ муваппəқийəтлəргə
йетишигə өмүрлүк җүпти Дилбəр
һəдиниң қошқан
һəссисиму аз болғини
йоқ.
Бүгүнки күндə улар қилған əмгəк
билəн тартқан җапа-мəшəқəтлəрниң
һалавитини көрүп, бəхитлик һаят
кəчүрмəктə. Үч оғул, бир қиз пəрзəнт
көрүп, заманға мунасип тəрбийилəп,
қатарға қошти.
Нурəхмəт ƏХМƏТОВ.
Панфилов наһийəси.
Аилə — тəрбийə бөшүги
Бәхитлик аилиләрБәхитлик аилиләр
Йеқинда Алмутида һəр жили өткүзүлүватқан
əнъəнивий «Мерейлі отбасы» («Бəхитлик аилə»)
конкурсиниң йəкүни чиқирилип, шəһəр һакими Ахмет-
жан Есимов ғалипларға баһалиқ соғиларни тапшурди.
Жутдашлири һөрмәт көрсәтти
Сейитовлар аилиси.
Йүсүповлар аилиси.
Ширхановлар аилиси.
Улуқ Вəтəн урушиниң ветерани Ше-
рияз Сейитовларниң, саатчилар сула-
лиси Ширхановларниң вə устазлардин
тəркип тапқан Йүсүповларниң аилиси
бар. Шəһəр бойичə үч əң бəхитлик
аилə ениқланди. Улар — Улуқ Вəтəн
урушиниң қатнашқучилиридин ибарəт
Калининлар, медицина хадимлириниң
сулалиси Дудаевлар вə көпбалилиқ
Қадировлар аилилиридур.
Бəхтишат СОПИЕВ.

Мəлумки, «Инайəт»
ассоциацияси хели-
дин буян нака бали-
ларни сəнъəт алимигə
тəклип қилиш вə
уларниң иҗадий из-
динип, һəртəрəплимə
өсүшигə ярдəмлишиш
һəм нака балиларниң
иҗтимаий турмушиға
көпчиликниң диққитини
җəлип қилиш билəн из-
чил шуғуллиниватиду.
Гəп болуватқан мəзкүр
чарə-тəдбирму əйнə шу-
лар җүмлисидиндур.
Бу қетимқи
мусабиқиға « Нур-
АГРО» «Doka prіnt»,
«Назугум», «Жигер»,
«Зəм-Зəм», «Амир»
ширкəтлириниң
һəм Санаəтчилəр,
тиҗарəтчилəр
вə йеза
егилиги хадимлири
җумһурийəтлик ассо-
циацияси вə «Плане-
та миров» хəлиқара
бирлəшмилириниң
қоллап-қувəтлиши
түпəйли кəң даиридə
уюштурулди. Бу
күни нака балилар
тəрипидин тəйярланған
мəйрəмлик концертму
көпчиликниң көңлидин
чиқти. Униңда Кри-
стина Желудкованиң,
Саят Тлеубаевниң,
Имин Виладимовниң
шеирлири, Дилмурат
Митəллиповниң, Илшат
Аббасовниң нахшилири,
Нигара Тохтахунованиң,
Дилназ Абдусаттарниң
вə Адилҗан
Бара-
тов билəн Рустəм
Ибелдаевниң орунли-
шидики брейк-дансни,
иҗрачиларниң йерим
җан болушиға қаримай,
жуқури маһарəт билəн
орунлиши тамашибин-
ларда чоңқур тəсират
қалдурди. Шундақла
у күни балиларниң
өз қоли билəн ясиған
буюмлириниң
көргəзмиси уюштурул-
ди.
Қазилар бали-
лар əмгəклирини
йешиға қарап, үч
топқа: кичиклəр, отту-
ра яштикилəр, чоңлар
топлириға бөлүп,
ғалипларни
ениқлиди вə
уларға диплом, ахчилиқ
соғиларни тапшурди.
Мəрасим «Шавкəт
шоу» театр-студияси
коллективиниң җор бо-
лушидики əвришим
уссул, йеқимлиқ нəғмə-
навалар билəн аяқлашти.
Фируза
НƏВИРДИНОВА .
Алмута шəһири.
Рəсим сизиш мусабиқиси
«Бизниң Ғалибийәт»
Йеқинда Алмута шəһириниң Достлуқ
мəһəллисидики « Ават» кафесида
мүмкинчилиги чəклəнгəн балилар ариси-
да «Бизниң ғалибийəт» мавзусида рəсим
сизиш мусабиқиси өтти. «Инайəт» ас-
социацияси уюштурған бу мусабиқиға
җəнубий пайтəхттики һəрхил реабили-
тация мəркəзлиридин — 50 вə шундақла
Əмгəкчиқазақ вə Талғир наһийəлиридин
30дин ошуқ бала қатнашти.


Page 8

М
инск вилайити Смолевич наһийəлик
партия комитетиниң биринчи кативи
Аркадий Яковлевич Марченкониң һозурида
мəҗлис өтүватмақта. Жиғилғанларниң бесим
көпчилиги «Смерть фашизму!» намлиқ парти-
занлар бригадисиниң сабиқ җəңчилири. Күн
тəртивидə бирла мəсилə — уруш зəрдавидин
хану-вəйран болған хəлиқ егилигини қайтидин
тиклəш. Аркадий Яковлевич мəсилиниң нəқəдəр
муһимлиғиға анчə тохтилип кəтмиди, сəвəви,
уруш мəзгилидə өзиму мошу
алдида олтарған
сабиқ партизанлар охшаш җəнгивар сəптə —
йошурун наһийəлик партия комитетиниң би-
ринчи кативи сүпитидə беваситə партизанлар
һəрикитини башқурғини үчүн, һəрбийлəргə хас
қисқа вə чос сөзлəп үгəнгəн. Сабиқ партизан-
лар болса, наһийə əһвалидин яхши хəвəрдар
еди. Һəрбир партизанға униң хəлиқ егилигиниң
қайси саһасиға беришини вə немилəр билəн
шуғуллинишини қисқа чүшəндүрмəктə.
Новəт
палван бəстлик «азийəлик» жигиткə кəлгəндə,
у бираз сүкүт сақлап туруп қалдидə, андин тил
қатти:
— Əсли сиз ким болисиз, йолдаш Сергей
Назаров?
Əлвəттə, у жигитни бурунму нəччə қетим
көргəн, Сергей Назаров дегини болса, униң
пəқəт партизанлиқ тəхəллуси екəнлигиниму
яхши билəтти. Амма бүгүн Аркадий Яков-
левич һазир уни олтарғанларға тəпсилий
тонуштурмақчи
болса керəк. Гəпниң мəнисини
дəрру чүшəнгəн жигит орнидин дəс турди:
— Нəқ исим-нəсибəм Шəмшидин Ни-
зам оғли Низамов. Миллитим — уйғур,
қазақстанлиқмəн.
— Мəн уруштин илгири «уйғур» дегəн
миллəтниң барлиғидин мутлақ
хəвəрсиз едим.
Уруш
җəриянида хелə уйғур жи-
гитлири билəн тонушушқа муйəссəр болдум.
Һəммисила һəқиқий махташқа əрзийдиған
җəнгивар жигитлəр. Урушта көрсəткəн
əрлигиңизни
яхши билимəн. Əнди мана сиз
течлиқ мəйдандиму бош кəлмəйдиғиниңизға
ишəнчим камил…Сизниң уруштин илгири
маарип саһасида ишлигиниңизни əскə елип,
сизгə наһийəлик маарип бөлүмини башқуруш
тəкливини бəрмəкчимиз.
— Маңа бу җавапкəрлик ишни ишинип
тапшуруватқиниңизға рəхмəт. Амма мəн
уйғурчə оқуған, пəқəт уйғур мəктəплиридə
муəллим болғанмəн.
— Һечқиси йоқ, бу тəрəптин хаватирлəнмəң,
сизгə асасəн
тəшкилий ишлар билəн
шуғуллинишқа тоғра келиду. Өзиңиз бу тəвəни
яхши билисиз, уруш зəрдавидин бирму мəктəп
сақ қалмиди. Мəктəп йешидики өсмүрлəрниң
нурғунлири баш-панасиз, житимлар. Уларни
оқушқа җəлип қилиш, улар ечиш үчүн мəктəп
йенида интернат, пансионатларни уюштуруш
керəк. Оқуш қураллири, китап-дəптəр, парта вə
тахтилар йетишмəйду.
…Вақит қандақ жүгрүк десиңизчу? Арида
бир жил өтти, Смолевич наһийəсиниң барлиқ
мəктəплири ишқа қошулди. Йəрлик һакимийəт
вə аһалиниң ярдими арқилиқ Шəмшидин Ни-
замов тапшурулған ишниң һөддисидин толуқ
чиқти.
Пүткүл адəмзат тəшналиқ билəн күткəн
Улуқ Ғалибийəтму кəлди. Амма Шəмшидингə
униң «кичик» вəтини болған
Довунға
қайтип кетиш, жутдашлириға
қошулуш пəйти техи кəлмигəн еди. Чүнки бе-
паян Белоруссия җаңгаллирида
йошурунуп
жүргəн, қечип кетишкə үлгирəлмигəн бурунқи
полицай, немисларға хизмəт қилған йеза ста-
ростилири вə башқиму хаинлар бандиларға
бирлишип аһалиға ховуп туғдурмақта еди.
Чоң лейтенант Сергей Назаров-Шəмшидин
Низамовқа қайтидин һəрбий кийимини кий-
ип, қолиға автоматни елишқа тоғра кəлди вə
бир жилдин ошуқ вақит Минск комендатури-
си йенида қурулған бандитизмға қарши
топта
хизмəт қилди. Ана жутиға пəқəт 1946-жили
март ейидила қайтип кəлди. Шунчə жил хəт-
хəвəрсиз жүтүп кетип, тепилғандин кейинму
нəччə жиллар яқа жутларда жүрүшкə мəҗбур
болған оғланни ата-ана, қериндаш, уруқ-
туққанлири қучақ йейип қарши алған еди.
Течлиқтики һаят аста-аста бурунқи қелипиға
чүшүшкə башлиди, Шəмшидинму бурунқи
кəспи бойичə ишлиди.
..
Йезидики йəттə жиллиқ мəктəпни əла
баһалар билəн пүтəргəн Шəмшидин Яркəнт
шəһиридики педтехникумға чүшиду вə уни
1937-жили тамамлайду. Педагогилиқ паалий-
итини Түгмəн йезисидики толуқ əмəс оттура
мəктивидə тарих вə география пəнлириниң
муəллими сүпитидə башлайду. Үч жилдин
кейин у армия сепигə чақиртилип, Минск
шəһириниң ғəрбигə җайлашқан артилле-
рия қисмида қисқа һəрбий тəйярлиқтин
өтиду. Җисманий тəрəптин чиниққан һəрбий
нəзəрийəни чапсан өзлəштүрүватқан җəңчи
командирлириниң қөзигə чүшидудə, уни
шу йəрдинла Минск шəһиридики кичик ко-
мандирларни тəйярлайдиған 6 айлиқ курсқа
əвəтиду. Оқушни муваппəқийəтлик пүтəргəн
Шəмшидин өз полкиға сержант унванида
кəлди вə взвод командириниң ярдəмчиси бо-
луп тайинланди.
Уруш башлинип, икки-үч күн
өтмəйла фашистларниң алдинқи сəплири
Шəмшидинлəр полки
җайлашқан районға
бесип кирди. Шиддəтлик җəңлəрдə кеңəш
җəңчилири əҗайип əрлик көрситип,
фашистларниң һуҗумини қайтуруп турди. Бо-
лупму Шəмшидинлəрниң взводи алайтəн көзгə
чүшти, бирнəччə җəңчи медальлар билəн му-
капатланди. Чиқимму көп болди, җүмлидин
взвод командири лейтенант Голованов қаза
болди. Униң орниға Шəмшидин Низамов
тайинланди вə униңға кичик лейтенант ун-
вани берилди.
Лекин күч тəң əмəс, немислар
адəм җəһəттинму, техника җəһəттинму бесим
болғачқа, Шəмшидинлəр полки чекинишкə
мəҗбур болди, һəтта коршав ичидə қалди.
Шəмшидин путидин еғир яридар болуп,
һошсиз ятқан пəйтидə əсиргə елинған еди. Уни
Минск йенидики əсиргə елинған җəнчилəр
үчүн қурулған мəхсус лагерьға елип кəлди. Бир
йерим ай вақит өтүп, Шəмшидинниң
яриси
хелə сақайди.
Лагерьда Шəмшидин
Николай Казиев, Владимир Домбровский
дегəн җəңчилəр билəн йеқиндин тонушуп,
ичəкишип қалиду. Имкан тепип, қечип чиқсақ
дəп арман қилишиду. Бир күни бу арминиму
əмəлгə ашти...
Фашистлар əсиргə чүшкəн җəңчилəрдин
150ни илғап, партизанлар кардин чиқарған по-
езд йолини җөндəватқиниға хелə вақит болған.
Қечип кетиш оңай əмəс. Иш кетип
барған йол
бойиниң һəрбир 10 — 15 қəдимидə бирдин ав-
томат тутқан фашист туратти. Бу күни бизниң
самолетлар учуп келип бомбилашқа башли-
ди. Бир бомба немис офицерлири олтарған
палаткиниң үстигə чүшти. Шу чағда үч ағинə
бомбидин қорқуп йəргə йетивалған фашист
солдитини уҗуқтурдидə, униң автоматини ели-
велип җаңгалға қарап йол тутиду.
Бирақ күндүзи меңиш хəтəрлик
. Шуниң
үчүн улар шəриққə қарап пəқəт кечилирила
чиғир йоллар билəн жүрүш қилди. Җангалда
гəзлəшкəн могу, йəл-йемишлəрни йəп қосақни
алдатти.
Бир күни мундақ бир вақиə йүз бəрди.
Шəмшидинлəргə чоң бир йолни кесип өтүшкə
тоғра кəлгəн еди. Йолниң у яқ-бу йеқиға
қариған җəнчилəр ат һарвуда келиватқан төрт
полицайни, автомат тутқан
немис солдити-
ни көриду. Шəмшидинлəр буларға һуҗум
қилишқа бəл бағлайду. Шəмшидин йолни
бойлап бираз илгирилəп жүгрəп баридудə, ат-
һарвуниң алдиға турувалиду. Һарвудикилəр
бу кийимлири җул-җул, сақал-бурутлири өсүп
кəткəн адəмгə һəйранлиқ билəн қаримақта, не-
мис солдити һарвудин жүгрəп чүшүп, автома-
тини мүрисидин алғичə Шəмшидин чəбдəслик
билəн фашистни бир муш билəнла
жиқитиду
вə чаққанлиқ билəн униң автоматини қолидин
жулувалиду. Қалғанлири шу мəһəл автомат-
тин оқ чиқирип, полицайларни уҗуқтурған
еди. Җəсəтлирини дəрру һарвуға бесип җаңгал
ичигə елип кирип, шах вə йопурмақлар
билəн көмүветиду, атни һарвудин чиқирип
җаңгалға қоюветиду. Һарвудики қаплар ичидə
полицайларниң немислар үчүн аһалидин тар-
тип келиватқан чошқа йеғи (сало), бираз
һəсəл,
икки қапта нан вə қишлиқ кийимлəр бар екəн.
Кийим кечəклəрни җəңчилəр шу йəрдила кий-
ивалиду, йемəк-ичмəклəр болса, уларға талай
вақитқичə озуқ болиду. Əнди җəңчилəрниң
икки автомати вə 50тин ошуқ оқи бар еди.
Уларниң лагерьдин қечип чиққиниға 2
айдəк болуп қалсиму, фронтниң алдинқи
сепигə йетəлмиди, партизанларму уч-
рашмиди. Бир күни əтигəндə
һөл болуп
кəткəн кийимлирини қурутуш үчүн гүлхан
йеқиватқинида, йеқинирақ бир йəрдин яғач
кесиватқан палтиниң үни аңлиниду. Жəңчилəр
үн чиққан яққа берип, отун тəйярлаватқан
15-16 яшлар чамисида балини көриду. Са-
лам-сааттин кейин җəңчилəр балиға: «Сəн
укам, биздин қормиғин... Биз
өзимизниңкилəр. Партизанлар-
ни издəп жүримиз» дəп тавакəлгə бəл бағлап
растини ейтиду. Улар
узақ сөзлəшкəндин
кейин бала буларға ишəнгəндəк болди. Бирақ
бу əтрапта партизанларниң бар-йоқлуғини
билмəйдиғанлиғини ейтип, «бу тоғрисида
мəлидикилəрдин пəқəт тетя Прасковья
бирнəрсə билиши мүмкин» дəп қошуп қойди.
Қараңғу чүшкəндə җəңчилəр йезиға кирип,
тетя Прасковьяни тапиду. Җəңчилəргə йəнила
өзлири тоғрилиқ барлиқ һəқиқəтни етишқа
тоғра кəлгəн еди. Прасковья унчуқмастин баш-
көзи кирлишип,
һадуқ йетип һəм ачлиқтин
көзлири гиртийип кəткəн җəңчилəрниң жую-
нуп-таринип, дəм елишиға мүмкинчилик яри-
тип, ғизаландуруп уларға бөлəк бир бөлмигə
орун селип бериду. Əтиси Прасковья йеза
фельдшерини башлап келип, Шəмшидинниң
қайтидин ечилип кəткəн ярисини таңғузиду.
Андин фельдшер билəн чиқип кетип өйигə
қараңғу чүшкəндə бирла кириду. Үчиңларниң
бир өйдə турушуңлар ховуплуқ
, шуниң үчүн
башқа өйгə йөткилисилəр дəп, Николай билəн
Владимирни елип чиқип кетиду. Кейинирəк
мəлум болушичə, у иккисини «дядя Коля»
намлиқ партизанлар бригадисиға əвəткəн
екəн, Шəмшидинни болса, путидики ярисиға
бола «Белое Болото» торф ишлəпчиқириш
заводиға ишқа орунлаштуриду. Əлвəттə,
бу ишларниң һəммиси җəнгивар жигитлəр
тəпсилий тəкшүрүшлəрдин өткəндин кейинла
йүз бəргəн еди. Барлиқ
ишларни назарəт қилип
башқуруватқан наһийəдики мəхпий партия вə
комсомол комитетлири екəн.
Заводта мəхпий иш елип бериватқан комсо-
моллар топи бар еди. Улар «Смерть фашизму!»
намлиқ партизанлар бригадиси билəн йеқин
алақида болуп, уларға полицайлардин елинған
һəрбий əһмийəткə егə болған хəритилəрни,
дүшмəн əскəрлириниң сани, қурал-җабдуқлири
тоғрилиқ баһалиқ мəлуматларни берип, түрлүк
йоллар билəн
колға чүширилгəн пулемет,
граната, милтиқ, оқларни йəткүзүп туратти.
Путиниң яриси сақийиши билəн Шəмшидинму
бу ишларға бешичə киришип кетиду.
Бираз вақит өтүп наһийəлик мəхпий партия
комитети фашистларни йеқилғусиз қалдуруш
ойида «Белое Болото» торф заводини партла-
ветиш қарариға кəлди. Бəшинчи ноябрь күни
завод ишчилириниң бираз қисми йошурун
қураллиниду. Уларниң ичидə Шəмшидинму
бар
еди. Ишчилар зоводниң хелила йеригə
динамитларни қоюп үлгəргəн. Чүшлүк
ғизалиниш вақтида ишчилар завод сиртиға
чиқиши билəн динамитлар йерилишқа башлай-
ду. Завод лавулдап көймəктə еди. Қуралланған
ишчилар 100гə йеқин ярдəмгə йетип кəлгəн
партизанларға қошулуп завод күзитидики гар-
низонни, фашистларға сетилған полицайларни
түгəл йоқ қилди. Қуралланған завод ишчили-
рини вə завод əтрапида яшаватқан
аһали
ичидин халиғучиларни
партизанлар өзлири
билəн орманға елип кетиду. Уларниң
ичидə Шəмшидинму болди. Партизанларму
өзлириниң оңай тəлəппуз қилиши үчүн уни
«Сергей Назаров» дəп атавалған еди.
Шəмшидин уруштин җəңгивар үч орден,
бəш медаль қадап қайтиду.
Шəмшидин уруштин кейинки жилли-
ри өз жути Довундин бөлəк илгəрки Челəк
наһийəсиниң Қарайота, Байсейит йезилири-
да
муəллим, мəктəп мудири болуп ишлəйду.
Иштин қол үзмəй Алмутидики Абай намиди-
ки Қазақ педагогика институтини пүтириду.
Өзи охшаш педагог болған Реһан исимлиқ қиз
билəн турмуш қуруп, алтə пəрзəнт сөйиду.
Пəрзəнтлири өсүп келип һаяттин муна-
сип орунлирини егилиди. Бир қизиқ йери,
Шəмшидин ака балилириға ... «Назаров»
фамилиясини бəргəн. Бу болсиму униң
сəргүзəштилəргə
толуп-ташқан, җошқун
яшлиғиниң, партизанлиқ һаятиниң əслəтмиси
болса керəк.
Миң бир əпсус... Пенсия йешиға йəткəн болси-
му техи бəқувəт Шəмшидин Низамов 1989-жили
автомобиль һалакитигə учрап, дуниядин өтти.
Тəзийə телеграммилири жирақ Белоруссиядинму
кəлди. «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур ава-
зи») гезити болса Низамовниң сəпдиши «Смерть
фашизму!» партизанлар бригадисиниң сабиқ раз-
ведчиги М.Кисловниң
Белоруссиядə чиқидиған
«Ленинский призыв» гезитида Низамовниң
кəһриманлиқлири тоғрилиқ тəпсилий йезилған
мақалисиниң тəрҗимисини бəрди. Вəтəн үчүн
җанпида болуп күрəшкəн қəһриманниң ярқин
симаси миннəтдар əвлатлириниң есида мəңгү
сақланғуси!
Нурмəһəмəт МӨСҮТОВ.
,ууруу
ө
ргəн, Сергей Назаров дегини
б
олса, униң
ə
қəт партизанлиқ тəхəллуси екəнлигиниму
х
ши
б
илəтти. Амма
б
үгүн Аркадий Яков-
е
вич һазир уни олтарғанларға тəпсилий
о
нуштурмақчи
б
олса керəк. Гəпниң мəнисини
ə
рру чүшəнгəн жигит орнидин дəс турди
:

Нə
қ
исим-нəси
б
əм Шəмши
д
ин Ни-
м
оғли Низамов. Миллитим — у
й
ғур,
а
за
қ
станли
қ
мəн
.
— Мəн уруштин илгири «уйғур» дегəн
иллəтниң барлиғидин мутлақəвəрсиз
е
П
үткүл адəмзат тəшналиқ
б
илəн күткəн
Улуқ Ғалибийəтму кəлди. Амма Шəмшидингəуниң «кичик» вəтини болған
, р
мəҗбур болди, һəтта коршав ичидə қалди. Шəмшидин путидин еғир яридар
б
олуп,
һ
ошсиз ятқан пəйтидə əсиргə елинған еди. Уни
Минск
й
енидики əсиргə елинған җəнчилəр
үчүн қурулған мəхсус лагерьға елип кəлди. Бир йерим ай вақит өтүп, Шəмшидинниңяриси хелə сақайди
үур
үн чиққан яққа
б
ерип, отун тəйярлаватқан
15-16 яшлар чамисида
б
алини көриду. Са-
лам-сааттин кейин җəңчилəр балиға: «Сəнукам, биздин қормиғин... Биз
ү Қур
рини вə завод əтрапида яшаватқан аһали ичидин халиғучил
Довунғ
а
қайтипкетиш,жутдашлири
ға
Лагерьда Шəмшидин
Николай Казиев, Владимир Домбровский

дегəн җəңчилəр
б
илəн йеқиндин тонушуп,
ичəкишипқалиду.Имкантепип,қечипчиқс
ақ
өзимизниңкилəр. Партизанлар-
ни издəп жүримиз» дəп тавакəлгə бəл бағлап

растини е
й
тиду. Улар узақ сөзлəшкəндин
кейин
б
ала
б
уларға ишəнгəндəк
б
олди. Бирақ
б
у əтрапта партизанларниң
б
ар-йоқлуғини
билмəйдиғанлиғиниейтип,«бутоғриси
да
партизанлар өзлири
билəн орманға елип кетиду. Уларниң
ичидə Шəмшидинму
б
олди. Партизанларму
ө
злириниң оңа
й
тəлəппуз қилиши үчүн уни
«Сергей Назаров» дəп атавалған еди.
Ш
əмшидин уруштин җəңгивар үч орден,
б
əш медаль қадап қайтиду
.
Ш
əмшидин уруштин ке
й
инки жилли-
риөзжутиДовундинбөлəкилгəркиЧелəк
ə
Ур
уш
җə
ри
ян
и
тл
ир
б
д
ег
əн

ид
ин
м
утла
қ
ə
вə
рс
из
ееееее
ддидидидидидидидид
ммм.м.м.ммм

Ш
əм
ши
ди
нгнгнг
г
əəəə
в
əт
ин
и
бо
лған
До
ву
қа
йт
ип
ррр
,
Ш
əм
ши
ди
нниң
р
и
хе
лə
с
ақ
ай
ди.
Ла
ге
рь
д
Ни
ко
ла
й
К
ғ
а:
«
СəСəС
нн
қ
ор
ми
ғи
н.
..
БББББ
изизизизиз
з

өз
им
из
ни
ша
ва
тқ
ан
ааааа
һаһаһаһаһаһаһа
а
лилилилилилилили

х
ал
иғ
уч
ил
арни
па
рт
из
а
би
лə
н
д
Улуқ Вəтəн урушиға атланған
ширғуран жигитлəр қатарида
бизниң дадимиз Султан Но-
рузовму болған. У 1910-жили
Челəк наһийəсиниң Шəмшидин
мəлисидə туғулған. Атимиз сүйиги
қатмайла етиз-ериқ ишлириға
арилашти. Көп өтмəй Улуқ Вəтəн
уруши башлинип, камалəткə
толған жигитлəр җəң мəйданиға
атланди. Дадам 1942-жили Челəк
наһийəлик һəрбий комиссариат
тəрипидин мəйданға чақиртилип,
қисқа муддəтлик тəйярлиқтин

өткəндин кейин, 360-атқучилар
полки тəркивидə Смоленск түвидə
болған шиддəтлик җəңлəрниң
қайнимида болған. 1943-жили
əйнə шу җəңлəрниң биридə оң
биқинидин еғир яридар болуп,
алтə ай давамида госпитальда
даваланғандин кейин, 1944-жили
ІІ топтики нака сүпитидə жутиға
қайтип келиду.
Дадам қанлиқ мəйданда
көрсəткəн җасарити үчүн ІІ
дəриҗилик «Вəтəн уруши» ор-
дени, бирнəччə җəңгивар
медаль
билəн мукапатлиниду. Дадимизниң
дөлəт алдидики хизмəтлири му-
насип баһалинип, униңға Алмута
шəһиридə барлиқ қолайлиқларға
егə төрт бөлмилик пəтир вə «Жигу-
ли» автомашиниси соға қилиниду.
Дадам апимиз Шерхан билəн
9 пəрзəнт көрүп, 21 нəврə сөйди.
Амал нечүк, у 1992-жили 82 йе-
шида дуниядин өтти. Мəрһум
атимизниң хатириси бүгүнки күндə
əвлатлириниң қəлбидə яшимақта.
Урушниң
узун йоллирида җасарəт
үлгисини көрситип, ана диярниң
тəрəққият басқучлирида үнүмлүк
əмгəк қилған атимизниң əҗри та
əбəт унтулмайду.
Бəһрим НОРУЗОВ.
Алмута шəһири.
18.06.2015
9
8
Чоң болғансири һаятқа болған
көзқаришиң тəкəмуллишип,
көплигəн нəрсилəргə башқичə
мунасивəт қилидекəнсəн. Ата-
анаңниң, қериндашлириңниң
қəдригə йетип, əркə балилиқ, бəңваш
яшлиқ чағлириңда əһмийəт бəрмигəн
мəсилилəрниң маһийитини өз
вақтида айдиңлаштурувалмиғиниңға
пушайман йəйдекəнсəн. Мəнму
бəзидə қув тирикчиликниң, алдамчи көңүлниң кəйнидə жүрүп,
Улуқ Вəтəн урушиниң қатнашқучиси болған рəмəтлик дадам
Асим Һəмраевтин көп нəрсилəрни сорап биливалмиғанлиғим

үчүн өкүнимəн.
Дадамму, немишкиду, уруш мавзуси тоғрилиқ нурғун гəп
қилматти. Мениң үчүн, мениң қериндашлирим үчүн дадамниң
көплигəн орден-медальлар есилған чапинини үстигə артивелип,
шарақлитип жүргини ғенимəт еди. Мундақ пəйтлəрдə дадам
көзүмгə бөлəкчила иллиқ, шуниң билəн биллə чаққан һəм
чəбдəс көрүнүп кетидиған. Болупму Улуқ Ғалибийəт күнигə
мунасивəтлик уюштурулидиған мəрасим, учришишлардин
роһлинип,
хушхой өйгə қайтқинида, биз, пəрзəнтлирини,
Акамдин
айрилғинимға 72
жилдин ешипту.
Амма җудалиқ оти
жүрəк-бағримни
һазирму өртəйду.
Чүнки униң җəсиди
қəйəрдə екəнлиги
намəлум. Мениң
билишимчə, у техи
камалəт йешиға
йəтмəйла, һəрбийгə
елинған. Апамниң
ейтишлири бойичə, у
1922-жили туғулған.
Йəттə жиллиқ би-
лимни өз жути Ма-
ливайда елип, андин оқушини Челəк йезисида давам
қилған. Акам урушқа атланғанда,
мəн икки яшта екəнмəн.
Жиллар өтүп, мəнму əр йəттим. Келəчəк əвлатқа билим бе-
риш билəн өмрүм өтүп, һөрмəтлик дəм елишқиму чиқтим.
Амма еғир күнлəрниң шаһиди атам Юнус 1946-жили,
апам Имһанəм 1970-жили бақилиқ болди. Акамдинму
дерəк йоқ. У тоғрисида һечнəрсə билмəттим…
Һал-оқитимиз бираз җөндəлгəндин кейин ата-анам
олтарған кона өйниң орниға
йеңисини салмақчи болдум.
Өйниң өгүзидики қомуч селинған чəңзилəрни еливетип
бир болақни тепивалдим. У қомучтин тоқулған бориниң
арисидин чиқти. Ичидə бир парчə қəғəз, 1942-жили
март ейида атимиз Юнусниң намиға йезилған хəт екəн.
Униңда акам Қурванҗанниң 1942-жили февраль ейидин
Қизил Армия тизимида туридиғанлиғи, шуңлашқа униң
аилə əзалириға йəрлик һакимийəт тəрипидин тегиш-
лик
имтияз яритиш керəклиги тоғрилиқ ейтилип, униң
астиға мөр вə əвəткəн һəрбийниң қолтамғиси қоюлупту.
Уни оқуп, мəн бəк хошал болдум, тəврəндим. Бақилиқ
болған ата-анам немə сəвəптин бу муһим һөҗҗəтни
қомучлар арисиға тиқип қойғининиң сəвəплирини из-
дидим. Биринчидин, торус қол йəтмəйдиған егизлик,
иккинчидин, уни сақлайдиған сандуқ охшаш турмуш
җиһазлири болмиған. Шуңлашқа əң
пухта сандуқ, у то-
рус дəп ойлиғанлиғи ениқ. Акам тоғрисида йезилған
мошу хəттин башқа дерəк болмиғачқа, буни тəвəррүк
сүпитидə сақлаватимəн. Апам рəмити бу хəтни тиқип
қойған йерини унтуп қалған болса керəк, əтималим, маңа
ейтмай кəтти. Маңа акамдин мошу ялдама қалди, халас.
Иминҗан ЮНУСОВ,
Əмгəкчиқазақ наһийəси.
Акамниң ялғуз ялдамисиАкамниң ялғуз ялдамиси
Атам ашқан даванларАтам ашқан даванлар
бираз вақит атилиқ
меһир-муһəббитигə
бөлəп, əркилəткəндəк
қилаттидə ,
андин үстидики
кийимлирини
орундуққа артип
қоюп, мукапатлириға
бақатти. Һə-ə, биз
болсақ, қериндашлар
билəн өзара шу орден-
медальлар есилған
чапанни кийиш үчүн
«җəң» башлаветəттуқ.
У мəзгиллəрдə мəзкүр
мукапатларниң
һəрбириниң аччиқ
тəр вə қайнақ
қан бəдилигə
кəлгəнлигини биз
нəдин билəйли?!
Һазир ойлисам, дадам мукапатлириға баққан
шу қисқа дəқиқилəрдə өтмүшини ядиға алаттекəн. Чүнки униң
хушхой чирайиниң бирдин мəйүслинип кетиши, чоңқур нəпəс
елип, еғир «уһ» тартишлири һелиғичə көз алдимда туриду.
Өткəн əсирниң тохсининчи жиллириниң оттурилирида
Уйғур наһийəсиниң Түгмəн йезисидики өйүмизниң һойлисидики
лəмпиниң торусидин бир парчə қəғəз тепивалдим. У чағларда
мəн «Киров» намидики колхозда шофер болуп ишлəттим
һəм
күндиликтики йолланмиларни, айрим иш қəғəзлирини шу
торусқа қистуруп қойидиған адитим бар еди. Шуларниң арисидин
тəсадипи тепилип қалған һелиқи қəғəзгə көз жүгəртип чиқтим.
Униңда: «Мəн, Асим Һəмраев, 1912-жили Уйғур наһийəсиниң
Удута йезисида туғулдум. 1927-жили анам, 1937-жили дадам
вапат болди. Əр йəткəндə йеңидин тəшкил қилинған «Ударник»
колхозиға əза болуп кирип, бир-
икки жил һəрхил ишларда
ишлидим. Андин мени 1932-жили Яркəнт шəһиридики Кеңəш
партия мəктивигə оқушқа əвəтти. Уни түгитип кəлгəндин кейин
«Ударник» колхозида башланғуч партия тəшкилатиниң кативи,
андин завхоз болуп ишлидим. 1937-жили наһийə рəһбəрлири
мени йəнə қисқа муддəтлик оқушқа əвəтти. Шуниңдин кейин
1939-жилғичə «Ударник» колхозини башқурдум. 1940-жили
мени Ақтам йезилиқ кеңишиниң рəиси
қилип сайлиди. Шу
йəрдə хизмəт қиливатқинимда Улуқ Вəтəн уруши башлинип,
1942-жилниң бешида Қизил Армия сепигə чақиртилдим. Шундақ
қилип, мəн 1942-жилдин та уруш тамамланғанға қəдəр 54-,
219-атлиқ əскəрлəр, 612-, 119-атқучилар полклириниң тəркивидə
Сталинград шəһирини, Украина, Белоруссия, Латвия, Литва,
Эстония, Польша, Германия əллирини немис- фашистлиридин
азат қилиш җəңлиригə қатнаштим. Шу җəриянда үч қетим
яридар болдум. 1945-жилниң март ейида Одер дəрияси бойида
йүз бəргəн җəңдə алған ахирқи җараһитим хелила еғир болди.
Шуниң ақивитидə 13-августқичə госпитальда давалинип,
9-сентябрь күни өз жутумға қайтип кəлдим.
Уруштин кейинки һаятим течлиқ əмгəк қойнида өтти.
«Тельман» намидики колхозда бригадир, қойма башлиғи,
ферма башлиғи, башланғуч партия тəшкилатиниң кативи
охшаш мəсъул хизмəтлəрдə
ишлəп, 1972-жили һөрмəтлик дəм
елишқа чиқтим» дəп йезилған екəн.
Бу шуниңдин бираз вақит илгири, йəни 1992-жили
алəмдин өткəн дадамниң тəрҗимиһали еди. Рəмəтликниң уни
немə үчүн, қандақ мəхсəттə язғанлиғи маңа намəлум. Бəлки
икки қетим «Улуқ Вəтəн уруши» ордени, «Германия үстидин
Ғалибийəт қазанғанлиғи үчүн» вə башқиму медальлар билəн
мукапатланған дадамниң һаят чеғида
кəмтарлиқ йүзисидин
ейталмиған өмриниң айрим сəһипилирини өмүрлүк җүпти –
меһриван анимиз Сетирəм билəн биллə тəрбийилəп, қатарға
қошқан биз, пəрзəнтлиригə, хəт арқилиқ қалдурушни көздə
тутқанду яки бирəр тəшкилат-мəһкиминиң илтимасиға
бенаəн язғанду?.. Əйни вақитта мениң үчүн муһими у əмəс,
бəлки дадамниң өз қол тамғиси билəн қисқичə болсиму
өмүр йоллирини баянлап кəткəнлиги əвзəл. Бу
мəлум
дəриҗидə дадамниң һаятиға мунасивəтлик вақит өткəнсири
күчийидиған əвлатлириниң қизиқишини техиму овҗ алдуруп,
əслини унтумаслиққа түрткə болидиғанлиғи һəм шуниңға
үндəйдиғанлиғи муқəррəр.
Талғат ҺƏМРАЕВ.
Алмута шəһири.
Бу һаяттин мəн көп нəрсилəрни үгəндим. Чүнки мениң
җəмийəттин өз орнумни тепишимда пəқəт ата-анамла
əмəс, бовам билəн момамму чоң роль ойниди. Һəтта
мəн ата-анамға қариғанда, улар билəн көпирəк арилаш-
тим десəм, ашуруп ейтқанлиқ əмəс. Амма балилиғимда
уларниң қəдир-қимитиниң қанчилик дəриҗидə жуқури
екəнлигини анчə чүшинип кəтмəптимəн.
Мана, арилиқта хелə
жил өтти. Бизни қорчиған
əтрап тамамəн өзгəрди. Өйлəр, дəл-дəрəқлəр, бағлар,
адəмлəр... Мəнму өзгəрдим. Чоң болдум. Əқлимгə тош-
тум. Өзгəрмигəн бирла нəрсə вə буниңдин кейин униң
шундақ болидиғанлиғиға ишинимəн, у – мениң бовам
билəн момамға болған ишəнчим вə һөрмитим. Улар
билəн өткүзгəн һəрбир күнни сеғинишлиқ билəн əскə
алимəн.
Ғалибийəт күни, йəни 9-
Май мениң момам үчүн
алаһидə бир мəйрəм болидиған. Һелиму ядимда, һəр
жили бу күни момам кəң дəстихан йейип, бовамниң вə
арқа сəптə җапа тартқан өзиниң сəпдашлирини тəклип
қилатти. Улар өткəн-кəчкəнни əслəп, бирдə күлүп, бирдə
көзлəрни нəмлəтти.
Аияпити дайим Акамкнк иңякл
к з алдимдак з алдимда
Дадамни əслигəндəДадамни əслигəндə
Бовам – Мəсим Һетахунов, Ленинград əтрапидики
шиддəтлик җəңлəргə қатнашқан. 1944-жили Жирақ
Шəриққə əвəтилип, япон милитаристлирини тар-мар
қилиш җəңлиригə қатнишиду. У 1947-жили мəйдисигə
орден-медальларни тақап, жутиға аман-есəн қайтип
кəлди. Шуниңдин кейин у киндик қени төкүлгəн
– Чарин йезисидики Свердлов намидики колхоз-
да иш башқурғучи, бригадир, агроном болуп ишлəп,
егиликниң ихтисадий
тəрəққиятиға өзиниң салмақлиқ
үлүшини қошти. Əмгиги түпəйли көплигəн медаль вə
пəхрий ярлиқлар билəн тəғдирлəнди. Шундақла Уйғур
наһийəсиниң Пəхрий граждини аталди.
Момам Патигүл Ғаппарова иккиси 55 жил биллə һаят
кəчүрди. Улар икки оғул, үч қиз тəрбийилəп қатарға
қошти. Улардин 11 нəврə, 12 чəврə бар. Қəмирдин чоң
дадам паҗиəлик қаза болди. Мəн уларниң иккинчи оғли
Шəмшидинниң
қизи. Апам Кулясия бу аилидики ялғуз
келин. Апам худди уларниң қизидəк болуп, бу аилидики
хошаллиқниму, қайғуниму биллə тартип кəлди.
Биз, нəврилəр, һəр күни ахшими бовам билəн
момамниң əтрапиға жиғиливелип, уларниң қизиқ
һекайилирини тиңшаттуқ. Бовам уруш тоғрилиқму
сөзлəтти. Бəзидə униң уруш тоғрилиқ ейтқанлирини
тиңшап қайғуруп кетəттуқ. Амма бовам өзиниң
чақчақлири арқилиқ
бизни дайим күлдүрүшкə тири-
шатти. Момам болса, лəззəтлик таамлири арқилиқ
көңлимизни алатти. У мениң үчүн дайим момай бо-
луп қалған. Кичигимдə униң балилиғиға қизиқипму
кəтмəптимəн. Һазир ойлисам, уму маңа вə мениң қизим
Анеля охшаш кичик болған екəн. Буни мəн кейин
чүшəндим.
Момам тикинчилик қилғанни яқтуратти. Шуниң
билəн биллə ғиңшип нахшиму
ейтатти. Момамниң маңа
тикип бəргəн көйнəклирини һели унтуғиним йоқ. Улар-
ни кийивелип, дайим достлиримға махтинаттим. У яққан
тонур нениниң тəмиму һели еғизимдин кəтмиди. У
гүллəрни яхши көрəтти. Бовамниң қоруқ басқан күчлүк
қоллири, моманиң назук, амма ишлəмчан алиқанлирини
дайим сеғинимəн.
Əпсус, һазир һəр иккилиси аримизда йоқ. Бирақ
улар биз билəн биллə жүргəндəк
. Һəрхил мəрасимларда
чүшəргəн видеоларда, сүрəтлəрдə уларни көрүп
туримəн. Əң əвзили, уларниң қияпити мениң қəлбимдə
мəңгү сақланмақта.
Дадам Шəмшидин бийил 65 яшқа кəлди. Һəр жили
Ғалибийəт мəйрими күни чоң өйгə жиғилип, сүрəтлəрни
қарап бовам билəн момамни əслəймиз. Бəзидə олтирип,
дадамни бовамға охшитимəн. У бовам охшаш қатаң һəм
меһриван. Дадамниң гəп-сөзлири, меңишлири
бовам-
ни əслитиду. Əнди у бизгə һəм ата һəм бова. Əлвəттə,
бовам билəн момамниң орни бөлəк еди. Мəн улардин
көп нəрсилəрни үгəндим. Чоң һаят мəктивидин өттүм.
Қəдирданлиримниң əҗрини һечқачан унтумаймəн.
Мəрийəм МАКСИМОВА .
Алмута шəһири.


Page 9

18.06.201510
«Уйғур авазиниң» турақлиқ муәллиплири:
Өткəн җүмə күни Қ.Ғоҗамияров намидики
җумһурийəтлик дөлəт Уйғур музыкилиқ комедия теа-
трида «Уйғур авази» гезити хадимлириниң гезитимизниң
турақлиқ муəллиплири билəн учришиши болуп өтти.
Учришишта дəслəп «Уйғур
авази» гезитиниң баш муһəррири
Ершат Əсмəтов сөз елип,
мəзкүр баш қошушниң асасий
мəхсити — хəлқимизниң көзи
вə қулиғиға айланған мəтбуат
васитисини қизиқ вə мəзмунлуқ
чиқириш үчүн немилəрниң
һаҗəт екəнлигини билиш
нийитидə болуватқанлиғини
ейтти. Шундақла у гезитниң
зияли əһли билəн болған му-
насивитини йəниму яхшилаш
тəрəпдари екəнлигини қəйт
қилди. Андин
у сөз новитини
язғучи-драматург Əхмəтҗан
Һашириға бəрди.
— Бирдинла шуни
ейталаймəнки, əң муһими, биз
оқурмəнлиримиздин айрилип
қалмидуқ — деди натиқ. — Ге-
зитни сөйүп, уни тəшналиқ
билəн күтидиған гезитханлири-
миз һелиму йетəрлик. Амма шу
гезитни һəрҗəһəттин безəйдиған
қəлəмдашлар билəн аримиз
жирақлишип кəтти. Шуниңдин
кейин кадр мəсилисигə алаһидə
көңүл бөлмисəк, һазир гезит-
ханида
ишлəватқан журна-
листлардин ташқири, бу саһаға
арилишиватқан яшлар азий-
ип кетип бариду. Бу, əлвəттə,
ховуплуқ əһвалдур. Илгири ге-
зитта яхши инкасларни пəйда
қилған «Тарих сəһипилиридин»,
«Муəллим минбири» рубрики-
лирини əслигə кəлтүрүш лазим.
Андин кейин «Əдəбий
достлуқ – əбəдий достлуқ» ру-
брикиси астида өзгə миллəт
вəкиллири əдиплириниң
əсəрлирини берип ту-
руш арқилиқ
, уларни уйғур
гезитханилириға тонуштуруш
һаҗəт.
Шуниңдин кейин сөз но-
витини алған шаир Аблиз
Һезим кейинки вақитларда
ечилған Шəмшидин Аюповниң
«Пикирдин туғулған пикир»,
«Мəнавият мəйданидики ми-
скинлик», «Қолда барниң қəдри
йоқ» вə Бəхтишат Сопиевниң
«Бизму бала болған», шундақла
«Билип қойғин, уйғур дегəн
мошундақ» рубрикилириға
жуқури баһа бəрди.
Əдəбиятшунас алим
Ра-
бик Исмайилов өз пикрини
төвəндикичə изһар қилди:
— Һəқиқəтəнму «Уйғур
авази» дөлəт һесавиға нəшир
қилиниватқан бирдин-бир
гезит. Гезит чиққичə биз,
уйғурлар, қайси дəриҗидə едуқ,
кейинирəк униң тəсиридин
қандақ өзгиришлəр йүз бəрди?
Əлвəттə, бизму башқилар
қатарида һəртəрəплимə өстуқ.
Гезит бизни башқиларға
миллəт сүпитидə тонутти.
Гезитта тамамəн камчилиқ
йоқ дəп ейталмаймəн,
бирақ
иш бар йəрдə камчилиқ бо-
лиду. Байқиғиним, бəзи
мəсилилəрдə гезитимизда
«Мошундақ учришишлар көп болсекән»
өткүрлүк билəн җүръəтлик
йетишмəйду. Мəсилəн, теа-
тримизда қоюлуватқан мəйли
концерт яки спектакль болсун,
камчилиқлардин хали əмəс.
Униң үстигə җай-җайларда
өткүзүлүватқан концертлар-
да, той-төкүнлəрдə өзбəк на-
хша-сазлири билəн уссуллири
яңраватиду. Һə, биз Қазақстанда
яшаватқанлиғимизни
унтумаслиғимиз керəк һəм шу-
ларни гезитта очуқ йезип, улар-
ни өз вақтида түзитишимиз
шəрт. Мəрһум
шаир-язғучилар
һəққидə мақалилар пəқəт
тəвəллудиға бағлиқ берилива-
тиду. Бу тоғра əмəс, уларниң
бəзилиригə икки-үч, əнди
бирлиригə пəқəт бир мақалə
билəн чəклиниш һөрмəтсизлик
болуп қалиду.
Андин кейин сөз новитини
алған язғучилар Гүлбəһрəм
Хошаева билəн Алимҗан
Бавдинов кадр мəсилисигə
əтраплиқ тохталди. Бу муһим
мəсилə уларниму беарам
қилидиғанлиғини ейтип, уйғур
тили
вə əдəбияти пəнидин
дəрис беридиған муəллимлəр
арқилиқ талантлиқ
оқуғучиларни ениқлаш
һаҗəтлигини һəм уларниң бе-
шини қошуп тонулған язғучи-
шаирлар билəн учришишлар
өткүзүшни əнъəнигə айланду-
руш керəклигини тəкитлиди.
Натиқлар шундақла чəт əл
хəвəрлиригə қисмəн болси-
му дуния уйғурлири һаятида
йүз бериватқан өзгириш-
йеңилиқлардин мəлуматларни
берип турушниң орунлуқ
екəнлигини қəйт қилди.
Учришиш давамида
шаир
Абдуғопур Қутлуқов гезитқа
киргүзүлгəн йеңилиқлардин
мəмнун болидиғанлиғини
һəм хəлқимизниң гөһири
болған «Уйғур авазиниң»
мəзмун-маһийитини яхшилаш
нийитидə ушбу баш қошушни
өткүзүшкə бəл бағлиған гезит
хадимлириға миннəтдарлиқ
билдүрди. Андин шаир кейин-
ки вақитларда гезитниң хəлиқ
билəн йеқинлишиш йоллири-
ни издəватқанлиғини алаһидə
тəкитлəп, мундақ деди:
— Өткəн айда гезит
редакциясидə ишлəп, бақилиқ

болған акиларни хатирилəп
нəзир өткүзгиниңлар җаһан иш
болди. Бу силəрниң хəлиққə
йеқинлишиватқиниңларниң
рошəн испати. Жуқурида
ейтилғандəк, мəрһум
қəлəмдашларни яд əйлəп,
уларниң һаяти вə иҗадийитини
бүгүнки яш əвлат вəкиллиригə
тонуштуруш лазим. Қисқиси,
гезит уйғурниң дəрдиниму,
шатлиғиниму йорутуп, униңдин
уйғурниң һиди келип турса,
ишəнчим камилки, «Уйғур ава-
зи» уйғурниң һəқиқий авазиға
айлиниду.
Буниңдин ташқири,
əгəр имканийəт яр бəрсə,
гезитниң қошумчиси сүпитидə
яки гезит ичидики гезит қилип
əрəп графикиси асасида қош
варақ болсиму чиқиришни
ойлаштуруш мəсилисини
оттуриға қоймақчимəн. Əгəр бу
иш мүмкин болмиған тəғдирдə,
əрəп графикиси асасиди-
ки уйғур йезиғини үгинимəн
дегүчилəргə шараит яритиш ла-
зим дəп ойлаймəн.
Баш қошуш җəриянида ге-
зит намиға
иллиқ тилəклəрни
билдүрүш билəн биллə, айрим
толғандуридиған мəсилилəр
бойичə өз пикир-тəклиплирини
«Атамұра» нəшрияти уйғур
редакциясиниң башлиғи Ма-
лик Мəһəмдинов мундақ изһар
қилди:
— Биринчидин, шуни
ейтмақчимəнки, тили-
мизни, əдəбиятимизни
риваҗландуримиз дəйдекəнмиз,
оттура дəриҗидики шаир-
язғучиларни əршиаллаға
көтирип махтап, уларға
икки-үч бəтлик мақалиларни
бəрмəслигимиз керəк. Ейтмасқа
болмайдиған йəнə бир
мəсилə, чəт əл хəвəрлирини
бериватисилəр, амма һазирқи
алəмшумуллаштуруш дəвридə
униңдики йеңилиқлардин
гезитханлиримиз башқа
васитилəр арқилиқ хəвəрдар
болувалиду. Шуңлашқа уни
беришниң һаҗити йоқмекин
дəп ойлаймəн. Буниңдин
ташқири, илгири моҗут болған
аталғушунаслиқ кеңишиниң
ишини җанландурушимиз ла-
зим. Алаһидə тəкитлəймəнки,
гезитта ишлитиливатқан айрим
сөзлəр тоғра пайдилинилмайва-
тиду. Шуңлашқа бу мəсилигиму
етивар беришимиз керəк. Əгəр

гезитта қериндаш миллəтлəр
əдиплириниң əсəрлиригə орун
берилсə, мəн қазақ хəлқиниң
көрнəклик язғучилириниң
бирнəччə əсəрини тəрҗимə
қилған, шуларни тəйярлап
беришкə тəйярмəн.
Филология пəнлириниң
намзити Рəхмəтҗан Йүсүпов
гезит йенида «Яш мухбир-
лар» клубини тəшкил қилиш
лазимлиғини һəм уйғурчə
ай намлирини пайдили-
ниш вақтиниң аллиқачан
кəлгəнлигини ейтти. Нəқ
мошундақ баш қошушлар
бизниң һазирқи
əһвалимизда
һавадəк һаҗəтлигини алаһидə
қəйт қилған алим, гезит ха-
димлири билəн турақлиқ
муəллиплəр һəр айда учришип
турса, униңдин чоқум иҗабий
нəтиҗə чиқидиғанлиғиға ишəнчə
билдүрди.
Гезит вə униңда йоруқ
көрүватқан тарихий мақалилар
бойичə өз пикирлири билəн
ортақлашқан тарих пəнлириниң
доктори Аблəт Камалов
Уйғуршунаслиқ мəркизи билəн
«Уйғур авази» гезити ариси
да ке-
лишим түзүлгəн һалда, қедимий
тарихимиздин учур беридиған
мақалиларниң көпирəк бери-
лишини тəклип қилди. Униң
пикричə, бүгүнки бериливатқан
чоң-кичик мақалилар келəчəктə
тарих болуп қалидиғанлиғи
һəқиқəт. Шундақ болсиму
көпчилик бай өтмүш тари-
химиз билəн йеқиндин һəм
əтраплиқ тонушса, униң һеч
зийини йоқ. Шундақла у дуния
уйғурлири тоғрилиқ көлəмлик
əхбаратларниң пат
-пат бери-
лиши тəрəпдари екəнлигини
тəкитлиди.
Умумəн, мəзкүр учришиш
давамида «Уйғур авази» гезити-
ни хəлиқ минбиригə, хəлиқниң
жиғисини жиғлап, қайғусини
тəң бөлүшидиған васитигə
айландурушқа мунасивəтлик
салмақлиқ пикир-тəклиплəр
оттуриға қоюлди. Баш қошуш
ахирида баш муһəррир Ершат
Əсмəтов меһманлар тəрипидин
қоюлған соалларға җавап бе-
рип, ейтилған пикирлəрни
етиварға алған һалда, тегишлик
йəкүн чиқирилидиғанлиғини
гезит сəһиписидə пəқəт
сəмимий, асаслиқ тəнқитлəргə
орун берилидиғанлиғини, һə
зуғуйлуқ, бир-биридин өч елиш
яки башқа ғəрəзлик мəхсəттə
йезилған пикирлəргə қəтъий йол
қоюлмайдиғанлиғини қошумчə
қилди. Шундақла у учришиш
қатнашқучилирини гезитниң
аброй-инавитини көтириш вə
муштири топлаш ишлирида
һəрҗəһəттин яр-йөлəк болушқа
чақирди.
Мəшүр САСИҚОВ.

Ə. Һашири. А.Һезим. А.Қутлуқов.Р.Исмайилов.
Г.Хошаева.
А.Бавдинов.
Р.Йүсүпов.М.Мəһəмдинов. А.Камалов.


Page 10

18.06.201511
Һемит ака 1931-жили
Байсейит оттура мəктивигə
оқушқа кирди. У мошу
йезидикилəрниң қəдирлик
устази Юнус Һəмраевниң
қолида оқуйду. Гəпни
буниңдин башлишимиз
тəсадипи əмəс. Чүнки бу
йəрдə бала тəрбийисигə
мунасивəтлик қизиқ бир вақиə
бар. Уни өз вақтида Һемит ака
пəрзəнтлиригə сөзлəп бəргəн
екəн: «Юнус Һəмраев бали-
ларни интайин яхши көргəн
екəн. Уларниң келəчəктə

билимлик, мəдəнийəтлик
балилардин болуп йетили-
ши үчүн қолидин кəлгəн
барлиқ нəрсини қилишқа
тиришаттекəн. Оттузинчи
жиллири аһали турмушиниң
қандақ болғанлиғини
ейтмисақму чүшинишлик.
Атилиримиз үстигə кийгидəк
бир қур кийими болуп, қосиғи
тоқ болса, шуниңға рази бо-
луп жүрүшкəн. Əһвал шундақ
болсиму, дəрискə тəйярлиқсиз
келидиғанлар йоқниң орнида
болған. Униң асасий сəвəви,
оқуғучиларниң дəрискə
қизиқишида, тиришчанлиғида
еди. Оқуғучиларни дəрискə
қизиқтурушниң йəнə бир
сəвəвини əйнə шу Юнус ака
ойлап тапқан екəн: муəллим
һəр күни қол яғлиғида түгүп
җигдə елип келəтти. Кейин
у тахтиға чиққан балиниң
җававиға қарап, қолиға бир
очум җигдə тутқузаттекəн.
Тəнəпуста бу җигдə балиларға
һəсəлдəк тетип кетəтти. Һемит
ака əйнə шу җигдидин күндə
дегидəк
«еғиз» тегəттекəн.
Демəк, у начар оқумиған бол-
са керəк.
Онинчи синипни Һемит
Йүсүпов Челəк йезисидики
колхозчи-яшлар мəктивидə
оқуди. Оттура билим
алғандин кейин Челəктики
басмиханида ишлəйду.
Идрəклик жигит кейинирəк
МТСқа авушуп, трактор
бригадисиниң һесапчиси бо-
лиду. Бирақ əмгəккə чин дили
билəн берилгəн униң алдида
əң дəһшəтлик, əң қаттиқ өмүр
синиғи
күтүп турғанлиғини
хиялиғиму кəлтүрмигəн
болғеди.
***
Улуқ Вəтəн уруши баш-
линип, топ-тоғра бир жил-
дин кейин Һемит ака армия
сепигə чақиртилиду. Бу чағда
Байсейит йезисидин илгири
Һемитака1931-жили
БәхтиниБәхтини
әмгәктин тапқанларәмгәктин тапқанлар
җəң мəйданиға кəткəн айрим
жигитлəрниң «қара хəтлири»
келипму үлгəргəн еди.
Дəслəп 10- армияниң
247-дивизияси тəркивидə
дүшмəнгə қарши җəңгə
киргəн у, ахири, икки қетим
яридар болиду, Үчинчи қетим
дохтурлар униңға һəрбий хиз-
митини давам қилишқа рухсəт
қилмайду. 1943-жили октябрь
ейида өйигə қайтурулиду.
– Дадамниң уруш хатири-
лири һелиму ядимда — дəйду
– Гүлҗаһан һəдə
сөһбитини
давам қилип. – Болупму
униң мəйдандин қайтқанда
Алмутидин Талғирға
пиядə кəлгəнлиги һəққидə
ейтқанлири ядимда сақлинип
қапту. У Қизил Ғəйрəттə бир
өйгə кирип, аилə əзалириниң
əһвалиға ичи көйүп кəткəн
екəн. Йегидəк нениму йоқ
охшайду. Шу пəйттə дадам
өйдикилиригə əкеливатқан
нан вə қəнтлəрни уларға бе-
риветипту. Шу өйдə таңни
атқузуп, əтиси Челəккə
маңған
машина билəн жутиға йетип
кəпту. Дадам уруштин кəлгəн
күни пүтүн Байсейитниң бо-
вай-момайлири, кичик ба-
лилар кочиға чиқип қарши
алған екəн. Чүнки у җəң
мəйданидин тирик қайтқанлар
Г
үлҗаһан Һемит қизи Йүсүпова
билəн сөһбитимиз, немишки-
ду, Улуқ Вəтəн уруши мавзуси билəн
башланди. Униң ейтари көп екəн. Яқ,
у яқ урушниң шаһиди əмəс, дадиси
Һемит, чоң дадиси Меҗит, кичик да-
диси Һаким Улуқ Вəтəн урушиниң
қатнашқучилири екəн.
– Бовам Злавдун Йүсүпов билəн
момам Ағчихан Бақиева уруш-
ни тилға алғуси кəлмəтти, –
дəйду
Гүлҗаһан Һемит қизи. – Чүнки улар
үч балисини урушқа əвəтти. Тунҗа
оғли Меҗит 1940- жили армияға ке-
тип уруш башланғанда шу яқтинла
җəң мəйданиға атланған екəн. У уруш
башланған күни, йəни 1941-жили 22-
июньда қаза болиду. Кичик дадам би-
ринчи топтики, дадам болса, иккинчи
топтики нака. Момам уларни «Мениң
батур балилирим» дəп ататти
.
Бүгүн биз əйнə шу батурларниң
бири Һемит Йүсүповниң өмүрбаяни
билəн əмгəк паалийитигə
тохталмақчимиз.
байсейитлиқларниң
дəслəпкиси болған. Җəң
мəйданидин қайтқан балили-
рини жут əйнə шундақ қарши
алған. Жутдашлар мусибəт
егилириниң дəрдиниму биллə
бөлүшүшкə адəтлəнгəн.
***
1944- жилдин
1948-жилғичə Һемит Йүсүпов
«Қəдəм» колхозида иш-
лиди. Колхозда адəм күчи
йетишмəйду. Һəмминиң
диққити асасəн егилик
ишлириға җəлип қилинған.
Қизғин əмгəктə жиллар бир-
бирини қоғлишип өтүвəрди.
Егиликниң қайси саһасида

қийинчилиқ болса, Һемит
акини шу йəрдə көрүшкə бо-
латти. У урушта еғир җараһəт
алғиниға қаримай, һəрқандақ
ишқа беличə кирəтти.
Шуңлашқа униң жутта аброй-
инавити үстүн еди. Кейин
у мəзкүр егиликтə қой фер-
мисини башқурди. Униңдин
кейин Маливай йезисиди-
ки Ленин колхозида партия
тəшкилатиниң кативи болди.
1954-жили Талғирдики колхоз
рəислирини тəйярлайдиған

йеза егилиги мəктивидə оқуп,
Масақ йезисидики Сталин
намидики колхоз рəисиниң
орунбасари болди. Бу чағда
Байсейит униң бир бөлүмчиси
еди. 1958-жили Байсейит
Сталин намидики колхоз-
дин бөлүнүп, «Челəк» тамака
совхозиға қошулди. Һемит
Йүсүпов туғулған йезисиға
бөлүм башлиғи болуп кəлди.
***
Əллигинчи жилларниң
ахири. Аһалиниң турмуши
хелə яхшиланған пəйт. Бирақ
йезидикилəрниң һəммиси те
-
хичила там өйлəрдə яшатти.
Əгəр ямғур яғса, кочилар-
да патқақчилиқтин меңиш
ни түп-асасидин өзгəртиш,
йəни аватлаштуруш пəқəт
байсейитлиқларниң өз
күчи билəн əмəлгə ашти-
му?» дəп сораттим. «Һəммə
нəрсə жутниң өмлүгиниң
арқисида йүз бəрди» дегəн
еди дадам. Һəқиқəтəнму
шундақ. Дадамниң ейтишичə,
жут адəмлири йəкшəнбə
күнлириму дəм алмиған
екəн. Бовайларниң хаман-
да көмүқонақ ақлиғинини,
қолиға кəтмəн елип ериқларни
чапқанлиғини сөзлəп бəрсə,
жут мөтивəрлириниң
ишлəмчанлиғиға һəйран
қалаттим. «Буниң һəммиси
силəр үчүн, келəчəк үчүн»
дəтти дадам рəмити.
***
Һемит акидики əң бүйүк
хислəт – өз жутини чəксиз
сөйүш. У бу хислитини
яшларға сиңдүрүштиму
көп ишларни əмəлгə ашур-
ди. Пат-пат мəктəпкə келип
оқуғучиларға Байсейитниң
тарихи,
бүгүнки көрүнүши,
униң адəмлири һəққидə гəп
қилатти. Һəрбир балиниң
ата-анисини, кимниң немигə
қабилийəтлик екəнлигини
яхши билəтти. Уларға ата-
анилири тоғрилиқ яхши
гəплəрни айиматти. Йезида
илгири қанчə өстəң, ериқ,
түгмəн, бағ болғанлиғи,
қайси йəрни қандақ суғириш
керəклиги униңға яхши
мəлум еди. Һəр кочиға,
истираһəт беғиға қанчə дəрəқ
көчити тикилгəн, алмилиқ
бағдики
алминиң сорти
нəччə, қайси жили ашлиқтин
гектариға нəччə центнер
һосул елинған, Байсейиттин
йетилип чиққан алимлар, ша-
ирлар, инженерлар, врачлар,
муəллимлəр, композиторлар
вə башқиму кəсип егили-
ри – буларниң һəммисини у
һечбир қийинчилиқсиз ейтип
берəтти.
***
Рəқəмлəргə көз жүгəртсəк,
Һемит Йүсүпов бөлүм
башлиғи болуп ишлигəн
24 жил мабайнида Байсей-
итта терилидиған «Дю-
бек»
сортлуқ тамакиниң
мəйдани 400 гектарға, тама-
ка бригадисиниң сани бəшкə
йəткүзүлгəн, һəр гектари-
дин елинған һосул 14,5 цен-
трдин ашқан. Терилғу үчүн
пайдилинидиған йəр үч миң
гектарни тəшкил қилған.
Мошу вақит ичидə онлиған
аилилəр йеңи өйлəргə көчүп
киргəнлиги, икки қəвəтлик
балилар бағчиси, клуб, монча,
төрт тамака сарийи селинип
пайдилинишқа берилгəнлиги,
барлиқ кочиларға су
про-
водлири жүргүзүлгəнлиги,
Улуқ Вəтəн урушида қаза
болғанларға ядикарлиқ
орнитилғанлиғи, мəктəп
бенасиниң кəңəйтилгəнлиги
вə башқиму нурғун ишлар-
да Һемит акиниң қошқан
салмақлиқ үлүши бар.
***
— Дадам билəн апам
Ибадəт Мəшүрова икки-
си биз, балилириниңму,
һаяттин өз орнимизни те-
пишта зəмин яратти, – дəйду
Гүлҗаһан Һемит қизи. – Йəттə
пəрзəнтниң һəммиси алий
би-
лим алди. Дадам «Бəхитни
пəқəт əмгəктин таписилəр,
балилирим» дəйдиған. Бизму
ата-анимизниң əҗри түпəйли,
бəхтимизни əмгəктин таптуқ.
Бəхтишат СОПИЕВ.
қийин. Өйлəрниң торуслири-
дин тамча өтүватқан... Һемит
ака дайим хəлиқниң ғеми
билəн яшиди. У совхоз му-
дири Александр Темнов вə
башқиму Байсейитниң шараи-
тини яхши билидиған кишилəр
билəн мəслиһəтлишип, йези-
ни түп- асасидин өзгəртишкə
бəл бағлиди. Шуниң билəн
1959-жили Байсейитта чоң
қурулуш ишлири башлан-
ди. Мана мошу мəзгилдə
Һемит акиниң бөлүм башлиғи
сүпитидə адəмлəрни əмгəккə
илһамландуруш, уюштуруш
қабилийити яққал көрүнди.
Үч-төрт жилниң ичидə Бай-
сейитта онлиған заманивий
өйлəр қəд көтəрди. Мəлиниң
оттурини қақ йерип өтидиған
чоң кочиниң икки тəрипидики
кона дəрəқлəр қомирилип,
орни тəкшилинип, яш
көчəтлəр рəт-рети билəн ти-
килди. Йезиниң оттурисида
истираһəт беғи вуҗутқа кəлди.
Кейинирəк башқа кочилири-
му түзлинип-тəкшилинип,
қайтидин қурулуп чиқти.
– Дадам иккимиз йезини
аватлаштуруш мавзусиғиму
көп сөзлишəттуқ, – деди
Гүлҗаһан Һемит қизи сөзини
давамлаштуруп. – Мəн
дайим дадамдин «йези-
Һемит Йүсүпов рəпиқиси Ибадəт Мəшүрова,
пəрзəнтлири Абдуваҗит,
Абдувайит вə Зульфия билəн.
Адəмлəр вə тəғдирлəр


Page 11

18.06.201512
СОЛДАТ ӨЛҮМИ
(Баллада)
Җəң бариду кечə-күндүз тохтимай,
Етилған оқ учар гоя һəридəк.
Солдат ятар окопларда ухлимай,
Қараңғу түн əҗəл қучқан пəрдидəк.
Партлиғанда снарядлар топлири,
Чоғ-мөлдүр боп яғар униң бешиға.
***
Чоң лейтенант буйруқ алди җуқуридин,
Зəмбирəкни дөң үстигə чиқар дəп.
Бəш солдат вə бир ат бəрди йоқлуқтин,
Мошуларму бүгүн
саңа йетəр дəп.
Қанчə күчəп тиришсиму зоруқуп,
Зəмбирəкни тарталмиди өригə.
Бəш солдатниң һəммисила һодуқуп,
Туруп қалди мүрə тирəп мүригə.
Баш саңгилитип олтиришти һəммиси,
Əтə болар қирғин җəңгə аз қалди.
Пана болмас ясап қойған гəмиси,
Мошу ойлар лейтенантқа ғəм салди.
Ахири у көрситип бир солдатни:
— Атқа миндə, — деди, — ярдəм тепип
кəл!
Мəлə арилап, ети барму, өкүзму,
Ярдəмгə, дəп чепип берип, елип кəл.
Солдат дəрру явдақ атқа минивелип,
Тез чаптуруп кетип қалди узақлап.
Чоң лейтенант тапанчини тəкшүрүп,
Янчуғиға селип қойди у оқлап.
***
Чүш мəзгили солдат чиқти ормандин,
Алдида бир һайдалған йəр ятиду.
Əтрапида һеч дəрəқ йоқ, хамандин,
Солдат йетилəп йетип кəлди һодуқуп.
Йеқиндила һайдалған йəр, гуман йоқ.
Тиңшайду у қулиғини диң тутуп,
Көзгə чүшəр исму йоқ, йə туман.
Һəйран болди бу течлиққа даңқетип,
Гоя җəннəт беғиға у киргəндəк.
Бир мəзгилгə унтуп қалди һəммини,
Бала чеғи өз өйидə жүргəндəк.
Аңланмайду йə қушларниң авази,
Əтрап җим-җит, бəк чирайлиқ көрүнди.
Əшу гөзəл тəбиəтниң һөснигə,
Солдат
көңли мəсхуш болуп сүйинди.
Туюқсизла оң тəрəптин чуқуришип,
Бир топ аял сөрəм тартип келəтти.
Шум уруш вə еғир турмуш дəрдини,
Дүмбисигə жүк қип артип келəтти.
Кийимлири җул-җул жиртиқ,
сақ йери йоқ.
Мүрилири, биқинлири қизил қан,
Қорқунучлуқ, аял дегəн ети йоқ.
Һə, кəйнидə йоған көтəк бағланған.
— Солдат жигит биз
тəрəпкə қарима,
Номусиңни билсəң, қени кəт, — деди,
— Сөрəм тартқан ишимиздин айрима.
Дəрру кəткин, бизгə қарисаң сəт, —
деди.
Биз тартмисақ бүгүн мошу сөрəмни,
Мəн пат-пат Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий
китапханисиға берип, у йəрдə сақлиниватқан «Колхозчилар ава-
зи» гезитиниң сарғайған сəһипилирини варақлап чиқимəн.
Мошу гезитниң уруш жиллиридики санлирида атақлиқ шаири-
миз Исмайилҗан Саттаровниң вə бизгə исим-шəрипи анчə тонуш
болмиған башқа муəллиплəрниңму шеирлири хелила көп елан
қилинған екəн. Шуларниң ичидин төвəндики шеирларни гезитхан-
лиримиз диққитигə
һавалə қилиш мəхситидə көчирип йезивалдим,
мəрһəмəт, оқуп чиқиңлар!
Абдукерим ТУДИЯРОВ,
Қазақстанниң Пəхрий журналисти.
МЕНИҢ АРМИЯМ
Мениң армиям,
Қизил армия.
Яшаймəн биллə,
Армиям биллə.
Еғир күнлəрдə,
Дəштə чөллəрдə.
Отлуқ җəңлəрдə
Əлгə ярдəмдə.
Алға армиям,
Атла дəмму-дəм.
Дүшмəнлəрни сəн,
Чəйлə һəрқəдəм.
Тəрки қуллуқтин,
Зулум-зорлуқтин.
Азат əткүчим
Улуқ армиям.
Қизил анарим,
Җан қəдирданим
.
Чин қəһриманим,
Мениң армиям.
Фашистларни сəн,
Əйлə йəргə тəн.
Саңа көз тикəр,
Барчи хəлиқ, алəм.
Сəн ишəнчимсəн,
Күч-мадаримсəн.
Бар таянчимсəн,
Мениң армиям.
(«Колхозчилар авази»,
16-сентябрь, 1942-ж.).
БИЗ ЙЕҢИМИЗ
Жигитлəр! Отлуқ җəңгə һəр киргəндə,
Зəмбирəк, минометни бəтлигəндə,
Овҗ алсун жүрəклəрдə қисас оти,
Оқ-қилич удул тегəр қəст дүшмəнгə.
Əслəңлар бир
пəрəскə өткəнлəрни,
Əслəңлар тағда тəргəн көк гүллəрни.
Ятлаңла: гүллитишкə мошу йəрни,
Дəриядəк төкмигəнму маңлай тəрни.
Азмиди бу əл үчүн төкүлгəн қан?
Азмиди билəк күчи мунда чиққан?
Айимай қол қапартип биз өзимиз,
Өзимиз түзмүгəнму чин гүлстан?
Биз салған имарəтни күл əткили,
Дəпсилəп айриш үчүн əрик əркини,
Баронлар интилмақта қара садəк,
Қулму
биз, йə бозəкму баш əккили?
Җəңгивар мəйданкəшлəр ғазатқа кир,
Ур, жиқит, болсаң жигит немисни қир.
Хəлиқниң азатлиғи-əрки үчүн,
Кəлгүси нəслимизниң бəхти үчүн.
Муқəддəс Вəтəн үчүн алға, илгири,
Қалмисун явузларниң изи һечбир.
(«Колхозчилар авази», 23-апрель, 1943-ж.)
МƏЙДАНДИН ХƏТ
(Колхозчи анамниң хетигə җавап)
Җеним анам, салам сизгə оғлиңиздин,
Қайтмасмəн дүшмəн түгимəй
мəйдандин.
Баш мурəпə улуқ атимиз Сталин бар,
Һечбир кəтмəс күч-ғəйрəт қолимиздин.
Əзиз ана, ғəйритим мениң тинмай ашар.
Вəтинимдə миллионлиған хəлқим яшар,
Бу хəлқимизниң миллионлиған оғуллири,
Дүшмəн қенини қияндəк аққузуп ғулитар.
Булут ара оқтəк учар Вəтəн лачинлири,
Қирип дүшмəн күчүн,
қайтар қалмай бири.
Гитлер əблəх фашист сесиқ питнилири,
Һеч басқузмай,
талқан қилар андин нери.
Əй, ана қиммəтлигим, ғəйритим сиз,
Қолда қурал, һаман алға
қəдəмдə биз.
Гитлиризм вуҗутини
қурутуп ташлашқа,
Қол тутушқан Вəтинимдə оғул-қиз.
Күн петишқа қарап бизлəр
алға бастуқ,
Тағ, деңиз, чөллəрни бесип аштуқ.
Алмас қилич ойнитип, ат қойғанда,
Фашистлар қенини
қияндəк аққуздуқ.
Хəлқим үчүн, азат бостан елим
үчүн,
Дүшмəн түгимəй мəйдандин қайтмаймиз.
Улуқ даһи Сталинниң буйруғини,
Ахирқи нəпəс қалғичə адил орунлаймиз.
Н.РАЗИЕВ.
(«Колхозчилар авази», 1-май, 1943-ж.).
МƏН ҚАЙТИМƏН
Күндүз демəй, түн демəй,
Ярим мени күтəрсəн.
Арзу қилип көрүшкə,
Йолумға көз тикəрсəн.
Хəлқим бəргəн тапшурмини
Жигəрлинип виждан билəн,
Орунлашта жүрмəктимəн.
Мениң қандақ челишим
Сəн əзизим үчүндур.
Җошқунлиған ғəйритим,
Елим-жутум үчүндур.
Гүл Вəтəндин, əлвəттə,
Дүшмəнни тез һайдаймиз.
Бағрида һур Вəтəнниң
Ечилип-йейилип яйраймиз.
Сəнму қалма бу улуқ —
Хасийəтлик челиштин.
Əркин əмгəк қойнида
Һармай яса йеңишни.
Ст.лейтенант С.АЮПОВ.
(«Колхозчилар авази», 1943-ж.).
Үнүп чиқмас йəргə чачқан денимиз.
Вəдимиз шу мəккəм сақлаш һəр дəмни,
Мəйли бизниң төкүлсиму қенимиз!
Солдат турар
тəтүр қарап, қизирип,
Икки көзидə əлəмлик яш тамчиси.
Мошу уруш, қан төкүлүш дəстидин,
Һалак болди яш анилар қанчиси.
Солдат деди ичи ағрип уларға:
— Кəчүрүңлар, һəдə, сиңил, анилар,
Йеқин күнлəр Ғəлибə билəн янимиз.
Мону атни ярдəмгə дəп елиңлар!
Кəтти солдат арқисиға қаримай.
Қош дəрт-əлəмни дүмбисигə һапашлап,
Командирға немə дəйду тартинмай,
Сəпдашлири урамдекин качатлап.
Сəлдин кейин вақириди бир аял:
— Солдат жигит тохтиғина, бир минут,
Саңа ейтар бир гепим бар аңлап қой.
Сəн һодуқуп жирақ қачмай мени күт.
Бир қолида тəрхəмəк вə қружка.
Қени буни ичип қойғин, тошқузуп,
Лəнəт яғсун Гитлер ачқан урушқа!
Үч кружка ичип қойди тохтимай,
Тəрхəмəкни варсилдитип йеди у.
— Чапсан барай йерим йолда ухлимай,
Əнди мени немə күтəр, — деди у.
***
Төрт солдатни тизип қоюп қатарға,
Мəс солдатни тик турғузуп алдиға.
Чоң лейтенант сорақ қилар ғəзəптə:
Мəс кəлдим дəп мөкүнмигин далдиға!
Қени ейт, ярдəм қени, ат нəдə?!
Нəдə жүрдүң шу кəмгичə мөкүнүп.
Җəңдин қечип, оқ авазин аңлимай,
Яттиңму йə орманлиқта
чоқинип?
Яқ, командир, əву яқта аяллар,
Терилғуда сөрəм тартип жүриду.
Кийимлири жиртиқ, тени қизил қан.
Тумшуғида йəр тирəҗəп туриду.
Ичим ағрип аялларға өзəмчə,
Ярдəмгə дəп берип кəлдим атни мəн.
Биз солдатлар бир амалин қилармиз,
Ярдəм барду бизгə келəр дəптимəн.
Орунлимай мəн буйриған буйруқни,
Хотунларға бардим дегин сəн сатқун!
Ичивелип, шипаңлитип
қуйруқни,
Немə ишлар қилип кəлдиң ейт, қачқун...
Андақ болса билип қойғин, буйруқ шу,
Сəн өлүмгə лайиқ адəм екəнсəн.
Вəтинимиз Россияниң шəнигə,
Дағ кəлтүрүп, өзəң өлүп кəттиң сəн!
Чоң лейтенант тапанчисин чиқирип,
Атти солдат мəйдисигə бир пай оқ.
Оңдисиға чүшти солдат дақ йəргə.
Əнди униңға бу əтрапта һаят йоқ...
Ечилмиған он гүлиниң
бир гүли,
Яш едиғу, бала еди бечарə.
Əшу болған анисиниң көз нури,
Айривəткəн каж тəғдиргə нə чарə...
***
Өз кəйнидə қанлиқ излар қалдуруп,
Уруш кəтти алға қарап илгирилəп,
Адəмлəрдə үмүт отин яндуруп,
Шəһəрлəрму азат болди бир-бирлəп.
Һəр баһарда ипар гүллəп сəһəрдə,
Келəр гүлдин Ғалибийəтниң пуриғи,
Қара туман аста-аста тарқилип
,
Йəргə чүшти Ай, Қуяшниң йоруғи.
Немə керəк течлиқсөйəр адəмгə.
От ичидə қан кəчсиму чекинмəй,
Сақлап қалған мошу течлиқ һаятни.
Ғалибийəтниң туғин тикип Берлинға,
Барчə əлни хошал қилип яйратти!
***
Чөлдə қалди ялғуз солдат җəсиди,
Йеши техи жигирмигə кəлмигəн.
Ана тоюп, басалмиған бағриға.
Һеч болмиса көңли халап, яр сөйүп,
Вападар җүп болалмиди
яриға.
Қалди ана, қалди əл-жут, достлири,
Туюқсизла қайрилғандəк қанити.
Үлгəрмиди һəтта жиғип һошини,
Бир пай оққа учти униң һаяти!
Дəртмəнлəргə ярдəм қолин сунған у,
Наһəқтинла кəтти солдат етилип,
Һеч дерəксиз йоқалғанлар қатариға,
Қалди мəңгү йəнə бир җан қетилип!
Сейитҗан АРМОЛЛАЕВ .
Җасарәткә дәвәт қилар мисраларҖасарәткә дәвәт қилар мисралар
Исмайилҗан САТТАРОВ


Page 12

Совхоз рəһбириниң
көрсəтмиси, өмүрлүк
җүптиниң мəнивий қоллап-
қувəтлиши билəн 1958-жили
Москваға берип Кремльди-
ки мəдəнийəт министриниң
қобулханисида болиду. Дуния-
да «идеологияси күчлүк дөлəт»
дəп етирап қилинған Кеңəш
елиниң мəдəнийəт саһасиға
рəһбəрлик қиливатқан Фурце-
ва фамилиялик министр аял
«Мəн кəспий рəссам болушум
керəк» дəп тиклинип турған
уйғур миллитиниң бу вəкилигə
мəптун
болиду. Чүнки униң
алдида йеши қиран-қириққа
йеқинлишип қалған, əң чоңи
он, əң кичиги бир яштин
əндила ашқан бəш балиниң ати-
си туратти. Москва, Ленинград
шəһəрлиридə оқуса рустиллиқ
муһитқа үгиниш наһайити
еғир болидиғанлиғини,
униң үстигə чоң аилиниң
асриғучиси екəнлигини ми-
нистр сəмимийлик билəн
чүшəндүрүп, тили вə
мəдəнийити йеқин қериндаш
өзбəк хəлқиниң
дияридики
алий билим дəргаһида тəһсил
көрүшини тəвсийə қилиду.
БƏШ БАЛИСИ
БАР СТУДЕНТ
Шундақ қилип, 1959-
жили Қазақстан Рəссамлар
иттипақиниң рəиси
Ə.Қастеевниң тəвсийəнамиси
билəн Ташкəнт рəссамчилиқ
институтиниң Тəсвирий сəнъəт
факультетиға қобул қилиниду.
Дəслəп «Ишлəп, җан беқишниң
орниға, аилисини тəнтиритип,
оқуймəн дəйду» дəп уруқ-
туққанлири униң институтта
оқушиға наразилиқ билдүриду.
Һаятниң ойман-чоңқуриға

қаримай, нишанға интилғанлар
өз мəнзилигə бəрибир
йетидекəн. Өз мəвқəсидин
қайтмиған Зəйнидин Йүсүпов
1959-жили аилисини Алму-
та шəһириниң Горный Гигант
мəһəллисигə орунлаштуруп,
яз бойи колхоз-совхозларда
ишлəп жүрүп, қишқа йəткидəк
озуқ-түлүгини аилисигə жиғип
қоюп, дəслəпки оқуш жили
башланғанда Ташкəнткə қарап
йолға чиқиду.
Өзбəкстан Җумһури-
йитиниң хəлиқ рəссами Рəхим
Ахмедовниң қолидин
тəсвирий
сəнъəтниң қир-сирлирини
үгиниватқан «бəш балилиқ
студентқа» (рəссам оқушни
түгəткəндин кейин бир қиз
пəрзəнт сөйиду) алтə жил ма-
байнида «һаят институтиму»
яхши «тəлим» бериду.
Алтə жиллиқ студентлиқ
дəвридə өмүрлүк җүпти
Турсунбүви Қурбанова
қəһриманлиқниң һəқиқий
үлгисини көрсəтти. Турмушниң
қараңғу тəрипини мəшъəл бо-
луп йорутқан, аччиқ-чүчүгини
һəсəл қилип тетитқан, ата-
аниниң бир-биригə болған
меһир-муһəббити, сунмас ира-
диси еди. «Дадамниң билим
егилəш йолидики ирадиси билəн
апамниң вападарлиғи үлгə бол-
сун дəп, билгəнлиримни дайим
балилиримға ейтип беримəн.
Садақəтликниң үлгисини
көрсəткəн һəр иккисиниң бир-
бирини қиялмиғандəк 58 йе-
шида бақиға кетишиму, уларниң
өмүр йолиму худди ривайəтни
əслитиду» дəйду рəссамниң
оғли Руслан Йүсүпов.
АҚОРДИДИКИ
«ТƏБИƏТ
МƏНЗИРИСИ »
Зəйнидин Йүсүпов өзи
яшаватқан диярниң, муһитниң
һаят нəпəсини алаһидə һис-
туйғу билəн қəғəз бетигə
Ғоҗамияров, Зия Сəмəди, Му-
рат Һəмраев, Һезим Искəндəров,
Авакри Шəмси, Əхмəт
Шəмиев, Мирзигүл Насиров
қатарлиқ намайəндилəр билəн
аддий инсанларниңму симаси
гəвдилəнгəн. Көргəзмигə қəдəм
тəшрип қилғанларниң ариси-
да һəрхил тəғдиргə егə, һəрхил
кəсип егилири əкис етилгəн
рəсимлəрдин йеқинлирини
тонуп, рəссамниң əвладиға
өзлириниң миннəтдарлиғини
изһар қиливатқанларму болди.
Демəк, мой қəлəм «сехи-
ри» билəн
əҗдатлар сима-
си əбəдийлишип əвлатлар
қəлбидин орун алған екəн.
МƏДƏНИЙƏТ
МИНИСТРИНИ ҚАЙИЛ
ҚИЛҒАН УЙҒУР
1955-жили тарихий
Вəтинимиздин киндик
қени төкүлгəн жути Челəк
тəвəсиниң Ғəйрəт йезисиға ке-
лип орунлишиду. Кейинəрəк
хошна һазирқи Бижанов
18.06.201513
ҚИЯПƏТЛƏРДИКИ СИР
«Қияпəтлəр өзлири яшиған
дəвирниң сирини йошурған.
Əхмəтҗан Қасимийниң нурлуқ
үзидə хəлиқ күткəн шатлиқ
əлəңгүси байқилиду. Өзиниң вə
рəһбəрлик қиливатқан Шəрқий
Түркстан һөкүмитиниң
тəғдириниң паҗиəлик болу-
шидин бехəвəр намайəндиниң
үмүт-арманлири əкис əткəн
симаси бу... Əнди Ғени
Батурниң портретиға нəзəр
селиң: қəйсəрлик җилвə қилған
қияпəтни муң, ғəм сезимли-
ри чулғавалған
. Костюмини
мүрисигə артивалған хəлиқ
батуриниң оң тəрипидики
қизил рəңниң қара рəңгə
сиңиши — миңлиған əзимəтлəр
қурванлиққа берилгəн,
чоң бəдəл төлəнгəн бүйүк
муддианиң шу арзу-арман
бойичə қелиши. Нəтиҗə
чиқиришқа йол қоюлмиған улуқ
ишниң пушайминини батурниң
көзидин көрəлəйсиз...».
«Йүсүповлар. Иҗадийəт
сулалиси» намлиқ каталог-
ни варақлаветип, портрет
сизишқа һəвəс қилип жүргəн
тонушумниң бу
сөзлири мени
ойландуруп қойди.
Ə.Қастеев намидики Дөлəт
мирасгаһида өткүзүлгəн уйғур
тəсвирий сəнъəт тарихида
өчмəс из қалдурған рəссам,
мəрһум Зəйнидин Йүсүповниң
хатирисигə беғишланған
көргəзмидики қияпəтлəрдин
шəхслəрниң мүҗəз-хулқини,
уларға һаят əта қилған
вақитниң сирини көрүшкə ин-
тилип бақтим.
Мирасгаһ рəһбири Амир
Жайдабаев көргəзмини
ечип, көпмиллəтлик
Қазақстан сəнъитидə
Зəйнидин Йүсүповниң
иҗадийити
алаһидə орун
егилəйдиғанлиғини қəйт қилди.
Мəзкүр көргəзмигə қоюлған
рəссамниң 250кə йеқин
əмгигиниң жигирмиси мошу
мирасгаһта сақлиниветипту.
Қалғанлири рəссам аилисиниң
вə шəхсийлəрниң коллек-
циялиридин кəлтүрүлгəн.
Зəйнидин Йүсүповниң
иҗадийити Қазақстанғила
əмəс, чəт əллəргиму яхши
тонуш. Түркия, Франция,
АҚШ, Түркмəнстан, Россиядə
өткүзүлгəн көргəзмилəрдə
сəнъəтшунасларниң иллиқ
инкаслириға еришкəн. Бүгүнки
күндə мəрһумниң Астана,
Чимкəнт, Қарағанда,
Петро-
павл, Қостанай, Жезқазған, Аты-
рав, Москва шəһəрлиридики
мирасгаһларда сақлиниватқан
əмгəклири тəсвирий сəнъəт
мухлислирини қайил қилмақта.
Рəссам иҗадийитиниң көп
қисмини портретлар егилəйду.
Рəсимлиридə тарихимиздики
миллий қəһриманлар Назугум,
Садир Палван, Ғени Батурниң
портрет-рəсимлири, Қуддус
мəһəллисидики Мəдəнийəт
өйидə рəссам-безəндүргүчи бо-
луп ишлəйду. Амма тəсвирий
сəнъəтниң қир-сирлирини те-
химу мукəммəл өзлəштүрүш
арзуси униңға задила арам
бəрмəтти. Шу дəвирдики Челəк
тамака совхозиниң мудири
А.Темновниң портретини си-
зиш җəриянида, җамаəтчилик
билəн ишлəш мабайнида
адəмлəр психологиясини яхши
өзлəштүргəн рəһбəр уйғур
жигитиниң қəлбидики орғуп
турған тəсвирий сəнъəткə
болған
иштияқни байқайду.
Бу саһадики йетүк мутəхəссис
болуп йетилиши үчүн алий би-
лим елиш керəклигини ейтип,
мəслиһəт қилиду.
37 яшта бəш балиниң ати-
си болуш бəхтигə еришкəн,
ана Вəтəн тəрбийилигəн
уйғур пəрзəнди үчүн йеңи
муһитқа үгиниш, рус тилини
өзлəштүрүш қийинчилиқлири
билəн чоң аилини асраш, бали-
ларни қатарға қошуш вəзиписи
туратти.
Рəссам Зəйнидин Йүсүповниң
хатирисигə беғишланған көргəзмини
зиярəт қилғандин кейинки ой
Студент. Х.Қадирова.
Кона Ғулҗа шəһири.
чүшəргəн. «Кона Ғулҗа»,
«Кона Ташкəнт», «Қишлақниң
йенида», « Етизлиқтики
чүш», «Тағниң пейзажи»,
«Бағда», «Булутлар көчүп ба-
риду», «Кəчқурун» қатарлиқ
əмгəклиридин рəссамниң
əвришим тəсəввуридики гөзəл
əл-жутқа, тилсим тəбиəткə
болған меһир-муһəббəтниң
энергияси җошқунлап тури-
ду. Əнди сəнъəтшунас Ири-
на Юферованиң пикричə,
«Уйғур муқами» намлиқ əмгəк
рəссам иҗадийитиниң чоққиси
дейишкə лайиқ
екəн.
Тарихий Вəтинимиздики
иҗадийитиниң мəһсули,
рəссамниң Ғулҗа шəһиридики
өлкилик мирасгаһида сақланған
əмгəклири «мəдəнийəт инқилави
дəвридə» йоқ қилинған. Əнди
бепаян даласидəк көңли кəң
қазақ хəлқиниң диярида
яратқан рəсимлириниң ариси-
дин бир «тəбиəт мəнзириси»
мирасгаһларниң биридə
«йоқап кетиду». Рəссамниң
оғуллири сүрүштүрүп көрсə,
1958-жили сизилған «Қиш.
Весновка» дегəн əмгиги
Ақорда резиденциясиниң
коллекциясигə киргүзүлүпту
.
«Бу рəсим дадимизниң пəқəт
тəбиəт əта қилған талантиниң
арқисида дунияға кəлгəн. Бу
вақитта у алий билимгə егə
əмəс, тəсвирий сəнъəтни кəспий
дəриҗидə техи өзлəштүрмигəн
вақти» дəп əслəйду оғуллири
Руслан вə Шөһрəт Йүсүповлар.

АТИДИН БАЛИҒА
ӨТКƏН РОҺ
1965-жили алий би-
лим дəргаһини тамамлиған
Зəйнидин Йүсүпов Алмутиға
келип, иҗадийəт мəйданида
йеңи-
йеңи əмгəклири билəн
шəһəрлик, җумһурийəтлик,
пүткүл иттипақлиқ көргəзмилəрдə
көрүнүшкə башлайду. 1968-
жили Кеңəш елиниң Рəссамлар
иттипақиға əзалиққа қобул
қилиниду. 1973-жили дəслəпки
көргəзмиси сəнъəт мухлислири
билəн үз көрүшиду. 1923-жили
туғулған бəш оғул, бир қизниң ати-
си Зəйнидин Йүсүпов бари-йоқи
əллик сəккиз жил һаят кəчүриду.
Аз, лекин мəнилик һаятида чоң
мəнивий байлиқни кəлгүси

əвлатқа қалдуруп кетəлиди.
«Миллий мəнавиятимизда
рəссамлиримиз илгирилəп
кəтти» дегəн пикир бар. Мой
қəлəм арқилиқ шөһрəт тапқан
рəссамлиримизниң йетилип
чиқишида, миллий тəсвирий
сəнъитимизниң шəкиллинишидə
Зəйнидин Йүсүповниң бебаһа
һəссиси бар екəнлиги талашсиз.
Руслан, Шөһрəт Йүсүповлар билəн
қурдаш, бүгүнки күндə хəлқимиз
арисида тонулған рəссам, ме-
марлар Зəйнидин Йүсүповниң
тəсиридин бу кəсипни талли-
ди
. «Миң өй» галереясини»
тəшкиллигүчи рəссамлар устази-
ни дайим əскə алиду. Бирла мисал.
Язғучи Мəсүмҗан Зулпиқаров
оғуллири Күрəш билəн Əркинни
«Гөши сизниң, устихини
мениң» дəп рəссам тəрбийисигə
тапшурған екəн.
Руслан Йүсүпов исми
хəлиққə тонулған рəссам.
Умумəн, иҗаткар Йүсүповлар
сулалисиниң үч əвлат
вəкиллири атидин сиңгəн роһ
тəсиридин һəм тинмас əҗриниң
арқисида иҗадийəт
дуниясида
өзигə хас авазға егə болуп, шан-
шөһрəт тапмақта.
Қазақстан Җумһурийитиниң
Пəхрий мемари, мəдəнийəт
əрбаби Шөһрəт Йүсүповниң
язғинидəк: «Өлүмдин кейин-
ки һаят – изгүлүкниң кəлгүси
əвлатта давамлишиши».
Азнат ТАЛИПОВ.


Page 13

Өткəн шəнбидин йəкшəнбигə
өтидиған кечиси Грузия пайтəхти
Тбилиси шəһиридə йүз бəргəн
су ташқинидин кам дегəндə он
төрт адəм қаза болуп, жигирми-
дин ошуғи хəвəрсиз жүтүп кəтти.
Пайтəхт мəркизидики һайванат
беғи толуқ вəйран қилинип,
униңдики йүзлигəн һайванатлар,
шу җүмлидин жиртқучлар
шəһəр кочилириға тарап кəтти.
Уларниң нурғун қисмини мəхсус
мəхсəттики отряд җəңчилири ав
-
томатлардин вə милтиқлардин етип
өлтүрди. Пайтəхтниң мəркизий кочи-
лири һəрбий техникиларниң ярдими
билəн вақитлиқ йепилди.
Грузия президенти вə премьер-
министри шəһəр турғунлириға
жиртқуч һайванлар йоқ қилинғичə
хатирҗəмлик сақлаш вə кочиларға
чиқмаслиқ илтимаси билəн мураҗиəт
қилди. Дүшəнбə, 15-июнь күни
Грузиядə тəбиий апəт қурванлириниң
хатирисигə матəм күни елан қилинди.
Грузия премьер-министри Ира-
клий Гарибашвилиниң сөзичə, алдин-
ала тəхминлəргə бола тəбиий апəттин
тартқан зиян 23 миллион долларға йе-
тиши мүмкин.
Бир нəччə саат давамида тохталсиз
яққан қаттиқ ямғурдин вə күчлүк ша-
малдин, шəхсий өйлəрниң һойлилири,
йүздин ошуқ өйниң биринчи қəвити
су астида қалди. Йоллар, электр
қувитини йəткүзүш иншаəтлири
бузулған. Мошуниң ақивитидə 22
миңдин ошуқ адəм
йоруқсиз қалған.
18.06.201514
Түркүмни тəйярлиған
Насирахун РОЗАХУНОВ.
АЛӘМДӘ НЕМӘ ГӘП АЛӘМДӘ НЕМӘ ГӘП
Мусулман əһли үчүн əң улуқ — Роза-рамзан ейида
Бирлəшкəн Əрəп Əмирлигидə икки миллион адəмгə ип-
тар берилиду.
Мəмликəт президенти шейх Халиф бен Заед Əл Нахаянниң
хəйрихаһлиқ фонди мошу мəсилə билəн шуғуллиниватиду.
Иптар тамиғини пүткүл мəмликəт даирисидə ишлəйдиған 105
тамақлиниш пунктида елишқа болиду. Буниңдин ташқири
озуқ-түлүк мəһсулатлири селинған йүз миңлиған посылка
чəт
əллəргə əвəтилиду.
Украина ички иш-
лар министрлигиниң
мəлуматлиричə, Киев
вилайити Васильков
наһийəсидики нефть
базисиға от кетиштин
тартқан зиян 48 миллион
долларни тəшкил қилди.
Украина бехəтəрлик
хизмитиниң башлиғи Ва-
лентин Наливайченкониң
сөзичə, нефть базисиниң
рəһбəрлири сот арқилиқ
зəрдап чəккəнлəргə
тартқан зиянни төлиши
керəк. Улар шундақла қаза
болғанларниң аилилириги-
му ярдəм бериши лазим.
НАТОға əза
болушни
халимайду
Он күн илгири ишиға рəсмий
киришкəн Финляндия һөкүмити
Шималий Атлантика альянсиға
нисбəтəн илгəрки сəясəткə əмəл
қилиду вə таллавалған шу йолни
давамлаштуриду.
Премьер-министр Юха
Сипиляниң пикричə, Финлян-
дия НАТОға əза болушни нийəт
қилмайду. Иҗраий орган кəлгүси
əвлатқа мəзкүр мəсилини һəл
қилишта əркинликни қалдуриду,
дəп қошумчə қилди у. Буниңдин
бираз илгири мəмликəт
даирисидə
жүргүзүлгəн аһали пикрини со-
раш йəкүнигə бағлиқ, Финляндия
турғунлириниң көпчилиги НАТОға
əза болушқа қарши болған.
Һəрбийлəрниң
айлиғини көтəрди
Сирия һакимийити қураллиқ лəшкəрлəргə қарши җəңлəргə беваситə
қатнишиватқан һəрбий хизмəтчилəрниң маашини көтəрди.
37 доллар — Сирия һəрбийлири үчүн аз ахча əмəс. Шуңғичə улар 90
— 120 доллар айлиқ елип кəлгəн. Шундақла җəңлəргə қатнишиватқан
барлиқ һəрбийлəрни иссиқ тамақ билəн тəминлəш вəдə қилинди. Кейинки
чағларда Сирия һəрбийлири пат-пат өз позициялирини исиянчиларға ташлап
кетидиған болған, бу һəрбийлəрниң
җəңгиварлиқ роһиниң төвəнлиши билəн
чүшəндүрүлмəктə.
Гуман иманни
қачуриду
Франция прокуратури-
си «Миллий фронт» ультра-
консервативлиқ партиясиниң
асасини салғучи Жа-Мари Ле
Пенни селиқ төлəштин баш
тартқанлиғида əйиплəватиду.
Мошу жилниң апрель ейи-
да Франция аммивий əхбарат
васитилиридə чəт əл банкли-
рида униң назарити астида
болуватқан һесап-чотларға
бағлиқ əхбаратниң пəйда бо-
луши Ле Пенға қарши җинаий
ишниң қозғилишиға сəвəп болди
.
Мошуниң өзидə һесап-чоттики
икки миллиондин ошуқ еврони
пайдилиниш һоқуқи Ле Пенниң
ярдəмчисигə берилгəн екəн.
Əнди сəясəтчиниң сөзичə, униң
бу ахчиға һечқандақ қатниши
йоқмиш вə селиқ төлəштин
һечқачан баш тартмиған.
Җапа йəнə шу
аддий хəлиққə
Йеқинда Латвия вə Белорусь
қутулдуруш хизмəтлири чегари-
чилар билəн бирликтə Белорусь
орманлиқлирида Ирақтин кəлгəн 14
қачақни издəп тепиш операциясини
əмəлгə ашурди.
Улар Евроиттипақ əллиригə йетиш
үчүн бар мүлкини сетивəткəн. Миграция
қанунини бузғучилар вəтинигə мəҗбурий
түрдə қайтурулиду.
Əң кичиги техи үч яшқа толмиған қачақлар
Россия арқилиқ Белорусь чегарисиға кəлгəн.
Белорусь орманлиғиға елип кəлгəн
адəмлəр
уларни мошу йəрдə қалдуруп, кетип қалған.
Орманлиқта бирнəччə күн тенəп жүрүп, рус
тилини билидиған қачақларниң бири 112
номери бойичə қутулдуруш хизмитигə теле-
фон қилиду. Қачақларни бирнəччə сааттин
кейин орман хизмəтчилири тепивалған.
Йеқинда Султанқорған мəһəллисиниң
қəбирстанлиғида Султанқорған жут əһли
чоң нəзир бəрди. Дуа-тəгбир қилишқа
кəлгəн əвлатларға өмрини улап кəткəн
қəбирлəрдики əҗдатлар роһиға атап
өткүзүлгəн нəзиргə Алмута шəһири Диний
башқармисиниң вəкиллири, мəһəллидики
«Интимақ», «Султанқорған», мечитлириниң
имамлири кəлди. Шундақла «БеНТ»
акционерлиқ җəмийитиниң президенти
Дилмурат Кузиев, Алмута шəһəрлик Уйғур
этномəдəнийəт мəркизиниң рəиси Абдуллам
Һошуров
иштрак қилди. Қəбирстанлиқни
рəткə кəлтүрүш ишлирида маддий вə
мəнивий қоллап-қувəтлигəн Дилмурат Ку-
зиев, Герс Исламов, Əхмəтҗан Шардинов,
Закир Кузиев қатарлиқ əзимəтлəргə жут
əһлиниң миннəтдарлиғи чəксиз. Баш жигит-
беши Ғəйрəт Мəмəтəлиев рəһбəрлигидики
Султанқорғандики мəһəллə жигитбаш-
лири, «Султанқорған» җəмийəтлик
бирлəшмисиниң рəиси Низамдун Гəраев
қатарлиқ шəхслəр жут үчүн сиңдүрүватқан
беминнəт əҗри билəн чоң
-кичикниң дуаси-
ни елишти.
Қəбирстанлиқниң кирəр җайида
төвəндики мисралар тизилған:
Тəң едуқ биз Тəңри алдида,
Лекин тəң əмəс дəвир алдида.
Көрəңлəп кəтмигин амəтлириңдин,
Ахири тəң болимиз қəбир алдида.
Һə, һаятимизда тапқан əмəл-дəриҗиниң,
янчуқниң һечбир нишани кепəнликтə
болмайдиғанлиғини биз, бəндилəр, бəзидə
ядимиздин чиқирип қойидекəнмиз. Əрвалар
роһиға атап өткүзүлгəн нəзирдə шуни
йəнə
бир қетим һис қилдуқ. «Ақ йөгəк» билəн
хатимə қоюлидиған һаят мусаписини
мəнилик өткүзүшкə чақирған роһлар сада-
сини сизму шу күни аңлиған болушиңиз
керəк?!
Азнат ТАЛИПОВ.
РАДМИР ЯРДƏМГƏ
МУҺТАҖ
Һəрқандақ ата-ана пəрзəндиниң тəл-
төкүз дунияға келишини вə униң сақ-
саламəт чоң болушини арман қилиду.
Əмгəкчиқазақ наһийəси Қаратуруқ
йезисиниң турғунлири Адилҗан вə
Толқын Сəйдуллаевларниңму тилиги
шу еди. Амма 2012-жили туғулған оғли
Радмир еғир ағриққа муптила болғанда,
уларниң бешиға еғир күн чүшти.
Радмирниң ағриғи күндин-күнгə
овҗ елип, балиниң көзлири тутулуп
,
көрмəй қалди. Аяқ-қоллириму һəрикəт
қилиштин қеливатиду, оң ямпиши
чиқип кəткəн. Бала бешиниму ишəшлик
туталмайду. Шуңлашқа аниси униңға
қошуқ билəн тамақ беришкə мəҗбур.
Дохтурларниң ейтишичə, униң һаятини
сақлап қелиш үчүн нурғун мəблəғ керəк
екəн. Униңға маддий җəһəттин ярдəм
қолини сунуп, һаятини сақлап қелиш
хаһишини билдүридиған мəрт-мəрданə,
сахавəтлик инсанлар болса,
Радмирниң
һесап-чоти төвəндикичə:
ИИК KZ9192619014SR142000
Сайдуллаев Адилҗан Зунунбекович
ИИН 840414300957
БИК KZKOKZKX
Икки миллион адəмгə Икки миллион адəмгə
иптар берилидуиптар берилиду
Мошула
йəтмəйвататти
Талғир наһийəси Бесағаш йезисиниң
җамаəтчилиги мəзкүр жутниң жигитбеши
Һəмраҗан Насировқа аниси
Айимхан ПƏРҺАТОВАниң
вапат болуши мунасивити билəн чоңқур
қайғуруп тəзийə билдүриду.
Тбилисидики су ташқини
Алмута шəһиридики Сəминҗан Ша-
киров рəһбəрлигидики мəшрəп əһли
мəшривимизниң əзаси Абубəкри Һашим
оғлиға рəпиқиси
Хасийəт Рашидин қизиниң
вапат болуши мунасивити билəн аилисигə
вə қом-қериндашлириға чоңқур қайғуруп
тəзийə билдүриду.
НƏЗИР БЕРИЛДИ
Əрвалар роһиға тазим
Молдова премьер-мини-
стри Кирилл Габурич өзиниң
истипаға кетидиғанлиғини
елан қилди.
«Мени билимим тоғрилиқ
һөҗҗəтлəр иши бойичə баш
прокуратуриға чақиртти. Бу мениң
бирқатар əмəлдарларни истипаға
əвəтиш керəклиги тоғрилиқ билдүрүшимдин кейин
йүз бəргəнлигини силəр яхши чүшинисилəр. Мəн
өзəмниң истипаға кетидиғанлиғимни рəсмий түрдə
елан қилимəн», деди К.Габурич.
Өткəн шəнбə күни Молдова
премьери һөкүмəт
сайтида дөлəт рəһбири Николай Тимофти вə пар-
ламент рəиси Андриан Кандуға беғишлап хəт елан
қилған. Униңда премьер баш прокуратура, миллий
банк вə малийə базири бойичə миллий комиссияниң
барлиқ тəркивини истипаға əвəтиш үчүн ярдəм
сориған. Премьерниң пикричə, һөкүмəт дөлəт ин-
ститутлиридики парихорлуқ һəрикəтлиригə қарши
миқияслиқ күришиш үчүн һаҗəтлик тəсиргə егə

əмəс.
Əнди премьерниң билими тоғрилиқ һөҗҗəтлəр
əтрапидики маҗра мошу жилниң апрель ейи-
да башланған. Йəрлик гезитларниң
биридə К.Габурич алий оқуш орнини
тамамлимиған вə униң дипломи сахта
дегəн хəвəр елан қилинған. Қизиқ йери
һоқуқ қоғдаш органлирида униң отту-
ра билим тоғрилиқ шаһадəтнамисиму
гуман пəйда қилған.
К.Габурич Молдова һөкүмитини
мошу
жилниң декабрь ейидин тартип
башқурған.
Үлгилик истипа


Page 14

18.06.20151511
Җумһурийəтлик Уйғур
этномəдəнийəт мəркизи вə Қазақстан
Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур
əдəбияти кеңишиниң қоллиши билəн
М.Əвезов намидики Əдəбият вə сəнъəт
институти тəрипидин уюштурулған
мəзкүр чарə-тəдбиргə тəвəллуд
егисиниң қəлəмдаш-кəсипдашлири, зи-
ялилар вə биртүркүм көрнəклик алим-
лар иштрак қилди. Дəслəп сөз новитини
алған М.Əвезов намидики Əдəбият
вə сəнъəт институтиниң мудири
,
филология пəнлириниң доктори Уа-
лихан Қалижанов шаирни тəвəллуди
билəн тəбриклəп, униң намиға иллиқ
гəплəрни қилди. Натиқ бала вақтидин
тартип уйғурлар билəн ич қоюн-таш
қоюн болуп яшиғанлиғини һəм уйғур
əдəбиятиниң көрнəклик вəкиллири
билəн иҗил- инақ өткəнлигини зор
мəмнунийəт билəн тəкитлəп, Җəмшит
Розахуновниң қандақ жуқури лавазим-
ларни егилисиму, қолидин қəлиминиң
чүшмəй
келиватқанлиғини пəхирлиниш
илкидə тилға алди. Андин у шаирға
Қазақстандики уйғур əдəбиятиниң
тəрəққиятиға зор үлүш қошқан
əдиплиримизниң иҗадий паалийити
тоғрилиқ институтниң илмий хадимли-
ри тəрипидин нəширгə тəйярланған бəш
илмий топламни соға қилди.
Җумһурийəтлик Уйғур
эномəдəнийəт мəркизиниң рəиси
Шаһимəрдан Нурумов тəвəллуд
егисигə иллиқ лəвзини билдүргəч,
шаирниң тематикиси хилму-хил,
иҗадий диапозони кəң қəлəм
саһиби
екəнлигини тəкитлиди. Шундақла у
сөзиниң ахирида аталғу мəсилилиригə
көңүл бөлүш, миллий таамлар на-
млирини уйғурчə аташ, уйғур
əдəбиятидики тəнқитни йолға қоюш
керəклигини һəм бу мəсилилəрни
иҗабий һəл қилиш үчүн һəмкарлиқта
иш елип бериш лазим екəнлигини
алаһидə қəйт қилди.
Уйғур əдəбияти кеңишиниң
рəиси Əхмəтҗан Һашири Җəмшит
Розахуновниң уйғур əдəбиятидики
орниға
тохтилип, «Тонулған
шаиримизға мошу кəмгичə бирəр му-
капат елип берəлмидуқ», дегəн пикир-
ни оттуриға қойди.
Тəвəллуд егисиниң иҗадий
паалийитигə қисқичə тохтилип өткəн
Қазақстан Җумһурийитиниң хизмəт
көрсəткəн əрбаби Йолдаш Азама-
тов «Талантлиқ шаиримиз Җəмшит
Розахуновниң мошу кəмгичə бирəр му-
капат алмиғини биз үчүн уят иш. Мəн
Җəмшитни аримизда жүргəн классик
шаир, дəп
һесаплаймəн», деди.
Қаший жутиниң қәдирлик ғәзәлхини
«Әвезов өйи» илмий-мәдәний мәркизидә атақлиқ шаиримиз Җәмшит Розахуновниң
65 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған әнҗуман болуп өтти
Қаший жутиниң қəдирлик
ғəзəлхининиң кəмтарлиғи һəм улуқлуғи
шуниңдин ибарəтки, униң пикричə,
өзигə хəлқиниң иззəт-һөрмитидин
артуқ мукапат йоқ. Шундиму, бизниң
оюмизчə, улуқларни улуқлап, өз
вақтида баһалап өткəнгə немə йəтсун!
Новəттə сөзгə чиққан филология
пəнлириниң доктори Алимҗан Ти-
ливалди «Шаир иҗадийитигə уттур
һəм ениқ баһа бериш тəс. Йезилған
тəқриз, тəнқитлəрниң мəзмуни
бир
оқуп ейтилған тəсиратлар билəнла
чəклəнгəн. Ойлаймəнки, шаирниң
əсəрлирини тəпсилий үгиниш һаҗəт.
Шəхсəн мəн униң əсəрлиридики қош
қурулумларға, бəдиий бирикмилəргə,
түркүмлəргə диққəт ағдурдум. Униң
арқилиқ Җəмшит Розахуновниң
иҗадийитигə бəдиий хаслиқни вə
пəриқлəрни, поэтикилиқ пəриқлəрни
ениқлашқа муваппəқ болдум», деди.
Əнҗуман җəриянида əдəбиятшунас
алимлар Рабик Исмайилов вə Серик
Қорабай, шаирлар Əкрəм Садиров вə

Аблиз Һезим Җəмшит Розахуновниң
иҗадийитигə бағлиқ өз ой-пикирлири
билəн ортақлашса, шаир Мəмтимин
Обулқасимов «Җəмшит Розаху-
нов китапханларниң қəлб мүлкини
егилигəн шаир, шеирханларниң па-
дишаси, уларниң жүриги шаирниң
мүлки», дəп қəлб сөзини изһар қилип,
шаирға беғишлап қазақ тилида язған
шеирини оқуп бəрди.
Ахирида тəвəллуд егиси сөз
елип, мəзкүр əнҗуманни уюштурған
М.Əвезов намидики Əдəбият
вə сəнъəт институтиниң илмий
хадимлириға, җүмлидин тонулған
əдəбиятшунас Алимҗан Тиливалдиға
миннəтдарлиғини билдүргəч,
бирнəччə шеирий топламлирини
Əдəбият институтиниң китапханисиға
соға қилди. Андин кейин көпчиликкə
өзиниң қазақ һəм уйғур тилида язған
шеирлирини оқуп бəрди.
Хəйрият, өлмəс шаир Сейит
Муһəммəт Қаший истиқамəт қилған
тəвəрүк жутниң əтивалиқ оғли, йези-
да яшап
, үнүмлүк иҗат қиливатқан
туғма талант, қəдирлик шаиримизниң
атмиш бəш яшлиқ тəвəллудиға
беғишланған əнҗуманниң улуқ Абай-
ни дунияға тонутқан «Мухтар Əвезов
өйи» илмий-мəдəний мəркизидə
қазақ əдəбиятшунас алимлириниң
қатнишиши билəн өтүшиниң өзи пəқəт
ялғуз уйғур шаириғила əмəс, бəлки
пүткүл уйғур əдəбиятиға, пүтүнсүрүк
уйғур миллитигə көрситилгəн
һөрмəтниң ярқин ипадиси болди.
Əнди ушбу
əнҗуманға қатнашқан
яш қазақ алимлири дөлəт тилини өз
ана тилидəк өзлəштүрүп, икки тил-
да раван язидиған һəм иҗадийəт
бəйгисидə топтин озуп келиватқан
Алмасбек вə Җəмшиттəк көрнəклик
əдиплиримизниң бар екəнлигини өз
көзи билəн көрүп, иҗабий баһасини
бəрди. Муһими, мошундақ əдəбий
достлуқ əбəдий болуп қалсекəн, дегəн
истəклириниму йошурмиди.
Шəмшидин АЮПОВ.
СҮРƏТТƏ: У.
Қалижанов
Җ.Розахуновқа илмий топламларни
соға қиливатиду.
Һакимҗан ГҮЛИЕВ чүшəргəн
сүрəт.
Йеқинда
Яркəнттики
«Достлуқ» ре-
сторанида чоң
бир зияпəт
өтти. Униңға
шəһəрдики
«Һаҗиболус»
мəһəллисиниң
турғунлиридин
ташқири, жи-
рақ-йеқиндин
кəлгəн меһ-
манлар қат-
Тəвəллуд
Санийəм САВУТОВА
Шуңқар йезиси, Уйғур наһийəси
Анилиқ меһир-муһəббити билəн қутлуқ өйүмизни
бəхит-саадəт ордисиға айландуруп келиватқан əзиз паси-
банимиз Санийəм Савутова бу күнлəрдə өзиниң 60 яшлиқ
тəвəллудини қарши еливатиду. Шу мунасивəт билəн
қəдирданимизни чин дилимиздин қизғин тəбриклəймиз.
Аилə əзалириниң хатирҗəмлигини һаятиниң
мəзмуни дəп чүшəнгəн һəм шу мəхсəттə кечə-күндүз
пəрванə болуп жүрүватқан меһриванимизниң биз
үчүн қəдир-қиммити
бөлəкчə. Йенимизда униңдəк
қəлбимизни чүшинидиған ғəмхорчимиз болғачқа, биз
сəргүзəштилəргə толуп-ташқан бу өмүрдə қəддимизни
тик тутуп, шат-шадиман яшаватимиз. Болупму униң
көңлиниң нəқəдəр сехилиғини, пəрзəнт, яр, ана вə
қериндаш сүпитидə һəрбиримизниң тəғдиригə көйүнүп,
һəммимизгə тəкши қол-қанат болуп келиватқанлиғини
алаһидə мəмнунийəт билəн тилға алғумиз келиду. Шуниң
үчүн иптихаримизға ейтар миннəтдарлиғимизму
чəксиз.
Илаһим, Алла таала қəдирданимизниң һəрбир теңини
хушвақ, өмүр йешини узақ қилғай!
ТƏБРИКЛИГҮЧИЛƏР : аниси Росхан, йолдиши
Һəмраҗан, пəрзəнтлири Расул, Саһидəм, Қəлбинур –
Рамиль, Қуяш вə қом-қериндашлири.
Ò áðèêë éìèç
ååСпорт
Новəттики кичик чемпион
Алмута шəһириниң əтрапидики Қарасу
мəһəллисидики 160-оттура мəктəпниң
оқуғучиси Хəмит Аблəһəт «Гебек» спорт
клубида мəшиқлиниватқиниға анчə көп
болмиди. Амма кичигидин шəриқниң
йəкму-йəк күрəшлиригə иштияқ бағлиған
у һазирниң өзидə бирқатар спорт
мусабиқилирида ғалиб аталди.
Кəспий мəшиқлəндүргүчи Алмат
Сеидапасовниң қолида шуғуллиниватқан
Хəмит йеқинда өсмүрлəр арисида өткəн
Қазақстан чемпионатида 40 килограмм
салмақ дəриҗиси бойичə І
орунни
йеңивалди. У бу мусабиқида жуқури маһарəт егиси екəнлигини
толуқ испатлап, устазиниң җапалиқ əҗрини ақлиди. Шагиртиниң
утуғидин пəхирлəнгəн устазниң ейтишичə, яш спортчи өзиниң
тиришчанлиғи һəм ата-анисиниң һəртəрəплимə яр-йөлəк болуши
түпəйли, һазирчə сүрүнмəй келиветипту. Шундақла у таэквандониң
қир-сирлирини үгиништə дайим издинип, тəңтушлиридин алаһидə
пəриқлинидекəн.
Мəшүр САСИҚОВ.
Аман болуң, ана!Аман болуң, ана!
нашти. Ундақ болушиму тəбиий еди.
Чүнки зияпəт нураний ана Турағча
Данаеваниң тəвəллудиниң тохсəн
жиллиғиға беғишланди.
Дəстихан аниниң дуаси билəн
ечилғандин кейин, меһманлар новəт
билəн сөзгə чиқип, сəмимий тилəк-
истəклирини изһар қилди. Бүгүнкидəк
мубарəк яшқа йəткичə тартқан җапа-
мəшəқəтлирини ейтип, өмригə өмүр
қошулушини тилиди.
Дəрһəқиқəт, Турағча Данаеваниң
бесип өткəн һаят йоли йеник
болғини
йоқ. Гөзəл яшлиғи уруш жиллириға
тоғра кəлгəнликтин, қиш-йези тиним
тапмай, җапалиқ əмгəк билəн өтти.
Нағричилиқлар əзəлдинла деханлар
əвлади болғачқа, яш қизниңму əмгəк
паалийити мошу саһадин башланди.
Мəйданға кəткəн əрлəрниң орнида
кəтмəн чепип, су тутти, ашлиқ те-
рип, ома ориди. Қисқиси, колхозниң
тирикчилигигə қоюқ арилишип,
Ғалибийəтни йеқинлаштурушқа бир
кишилик
һəссисини қошти. 1951-
жили Абдрим Тохтахунов исимлиқ
сабиқ җəңчи билəн аилə қурдидə,
«Дөңмəлигə» көчүп келип, яркəнтлик
болуп қалди.
Сөз ара ейтип кетиш керəкки,
2001-жили 78 йешида алəмдин өткəн
Абдрим ата уруш башлинип, бир
жилдин кейин мəйданға атлиниду.
Сталинград, Курск доғиси, шундақла
Шəрқий Пруссиядə болған қанлиқ
җəңлəргə қатнишип, қəһриманлиқниң
үлгисини көрситиду. «Қизил Юл
-
туз», «Улуқ Вəтəн уруши» орденли-
ри вə «Җасарити үчүн», «Германия
үстидин қазанған Ғалибийəт үчүн»
һəм башқиму җəңгивар медальлар
билəн тəғдирлəнгəнлиги əйнə шуниң
ярқин испатидур. Уруштин 1947-жили
қайтип келип, «Елтай», кейинирəк
«Октябрьниң 40 жиллиғи» колхози-
да үлгилик əмгəк қилип, бирқанчə
медальлар вə пəхрий ярлиқлар билəн
мукапатлиниду.
Турағча ана билəн Абдрим ата йе
-
рим əсирлик аилəвий һаяти җəриянида
13 пəрзəнт көрүп, қатарға қошти. Мана
шуниң үчүнму ана «Алтун һалқа» ме-
дали билəн мукапатлинип, «Қəһриман
ана» аталди. Мошу күнлəрдə 32
нəврə вə 44 чəвриниң һəм 5 əвриниң
қизиғини көрүп яшаватиду.
Зияпəттə сөзлигүчилəр тəрипидин
мана мошулар һəққидə тəпсилий ей-
тилип, изгү тилəклəр изһар қилинди.
Җүмлидин мəһəллиниң жигитбе-
ши Азат
Искəндəров жутта мундақ
тəвəррүк аниниң бар екəнлигидин
пəхирлинидиғанлиғини тəкитлəп,
турғунлар намдин Турағча аниниң
көлəмлик портретини соға қилди.
Зияпəттə йəниму көплигəн иллиқ
тилəклəр ейтилип, тəвəллуд егисигə
чоңқур һөрмəт-илтипат көрситилди.
Қисқиси, аниниң шатлиғи жутниң
шатлиғиға айлинип кəтти.
Нурəхмəт ƏХМƏТОВ.
Яркəнт шəһири.
Турсунмəһəмəт МƏШҮРОВ
чүшəргəн сүрəт.


Page 15


Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!