Материалдар / Китап билим булиғи

Китап билим булиғи

Материал туралы қысқаша түсінік
бастауыш сынып
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
06 Ақпан 2019
1803
1 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады

Мавзуси: «Китап – билим булиғи» Мәхсити: Китапниң келип чиқиш тарихи билән тонуштуруш, китап билим булиғи екәнлигини чүшәндүрүш, китап оқушқа болған қизиқишини ашуруш, Оқуғучиларға китапни қәдирләп таза тутушқа, гөзәлликкә тәрбийәләш

Қурал-жабдуқлар: плакат, мақаллар, тепишмақлар, кроссворд, видео

Тәрбийә саатниң бериши:

І. Уюштуруш қисми

Қени достлар диққәтҚоңғурақму челиндиОлтириңлар дуруслапБизниң дәрис башланди

- Балилар, тепишмақниң жававини тепип көрүңлар

Қәвәт-қәвәт қети барУ һәммигә дост болар.Һәрқандақ соалларға,Жавап беришкә тәйяр.

- Қандақ ойлайсиләр, биз бүгүн немә тоғрисида сөһбәтлишимиз? (Балиларниң жаваплири)

Бүгүнки дәрисимиз алаһидә дәрис. Сәвәви у бизниң сөйүмлүк достлиримиз китапларға беғишланған. Бүгүнки дәристә биз китаплар немә тоғрисида сөзләйдиғанлиғини билимиз. Бурунқи заманда адәмләр йезишни, оқушни билмәтти, бирақ шундақ болсиму, улар чөчәкләрни ойлап чиқириш қабилийитигә егә болған. Адәмләр бу чөчәкләр бизниң балилиримизниң қулиғиға йәтсикә дәп арман қилиш мәхситидә өзлири һәрипләрни ойлап тапти. Бирақ буларниң дәсләпки ойлап тапқан һәриплири алаһидә болди. Сәвәви бу һәрипләр сүрәтләргә охшатти. Әгәр буларниң һәриплири алаһидә болған болса, дәсләпки китап қандақ болди? Дәсләпки китап лайдин ясалди. Китап миңлиған жиллар бурун пәйда болди. Мошу вақит арилиғида китап һәр қандақ шәкилләргә егә болди. Әң дәсләпки китап Месопотамида пәйда болди. Бурун китапни юмшақ лайдин ясиған. Униңға учи учлуқ нәрсә билән язған, уни қурутуп, кейин көйдәргән. У һазирқи бизниң кесәк ташқа охшаш болған. Бир кесәк бир бәт болуп һесаплинатти вә у узақ жиллар бойи сақлинип келәтти. Ейтип өткәндәк, жиллар өткән сири китапниңму шәкли, ясилиши өзгәрди. Кейинки китаплар жаңгалдики һайванларниң терисидин пергамент дәп атилидиған материалдин ясалди. Һазирқи вақитта болса қәғәзниң асасий материали - бу яғач. Яғач жаңгалда кесилиду, уни фабрикиға әкилиду фабрикида қәғәз чиқирилиду. Тәйяр болған қәғәздин китап, дәптәр чиқирилиду. Китап чиқириш үчүн уни басмиханиға әвитиду. Уни алимлар китапниң мәтинини қараштуриду. Андин мошу мәтингә қарап рәссамчилар сүрәт салиду. Мошундақ қилип китаплар бизниң күнимизгичә йәтти. Бу китаплар билән биллә биздә электронлуқ китапларму пәйда болди. Китапларни биз житмай, пакиз, дуруслап тутишимиз керәк.

- Балилар, китап тоғрисида шеирларни билидиған оқуғучилар барму?(балиларниң шеирлирини тиңшаш)

- Балилар, экранға диққәт қилиңлар. (Китап тоғрисида видео) «Көп оқиған көп биләр» Китаплар бизгә көп нәрсиләр тоғрисида ейтип бериду: бизниң Вәтинимиз тоғрисида, униң тәбиити вә хәлқи һәққидә. Китап – бизниң ярдәмчимиз. Китап билим елишта, ян-яқлиқ тәрбийә елишта, һәр қандақ әдәбий ижадийәтләр билән тонуштуриду. Шуңа «Китап – билим булиғи» дәп бекар ейтилмиған.

- Балилар, силәр қандақ ойлайсиләр, һәқиқий оқармән болуш үчүн немини билиш керәк? Дурус, әң авал китапни қандақ тутуш керәк екәнлигини билиш керәк. Силәр китапни қандақ тутуш керәк екәнлигини биләмсиләр? Қени тәкшүрәп көрәйли.

1. Китапни таза тутуш керәк;2. Китапни орунда йетип, тамақ ичип олтирип оқушқа болмайду;3. Китапни қандақ болса, шундақ оқушқа болмайду. Китапни оқуған вақитта көңүл қоюп оқуш керәк;4. Китапни жиртишқа, бәтлиригә сизишқа болмайду;5. Китапни паскина қол билән тутушқа болмайду;6. Китапни сән жиртмиған болсаңму, жиртилип кәткән бәтлирини чаплаш керәк;7. Китапниң сиртини қаплаш керәк;8. Китапларниң бәтлирини қатлашқа болмайду.



- Ярайсиләр балилар! Әнди оюн ойнап көрәйли «Һә-ә вә яқ»

1. Китап ямғурдин қорқамду?2. Китап қарни яхши көрәмду?3. Китап паскина қолдин қорқамду?4. Китап тамақ йейиш вақтида оқуғанни яхши көрәмду?5. Китап униң бәтлиригә сүрәт ясиғанни сизғанни яхши көрәмду?6. Китап жиртилип кетиштин қорқамду?

- Яхши балилар! Силәр китапни қандақ тутуш керәк екәнлигини яхши билисиләркән. Китапни диққәт қоюп, алдиримай, бәтлирини ташлап өтмәй оқуш керәк. Китапни таза пакиз тутуш керәк. Сәвәви китапларға қарап, оқуғучиниң қандақ екәнлигини билишкә болиду.

Уйғур тилида мақаллар наһайити көп. Мақаллар көп нәрсиләргә оқуп үгитиду. Адәмләр сөзлигән вақитта мақалларни пайдилиниду. Һәр қандақ мавзуларға беғишланған мақаллар бар, манә бизниң жан достумиз китапқиму бағлинишлиқ мақаллар берилгән екән. Бирақ бу мақаллар иккигә бөлүнүп, айрилип кәткән. Мақалларниң давамини тепип көрәйли

1. Китапсиз оқуш – қанатсиз қуш2. Китаптин сүрәт издимә – һекмәт издә3. Китап – билим булиғи4. Көп оқиған көп биләр5. Оқуш жапалиқ – ахири вапалиқ6. Оқумақ жиңнә билән көл қазмақ7. Оқуш хамни пиширәр

- Әнди балилар тепишмақларни йешип көрүңлар:1. Кто молча учит?Без языка, а обо всём рассказывает?Без головы, а всё знает,Без ног, а везде бывает? (Книга).2. Саватиңни чиқарған Өзи аддий китаптур Һәр бир һәрип дурданә Сәбиләргә хитаптур Ейтқин, омақ достлиримҚайси гөһәр китаптур?

3. Қабат-қабат қатталған, Асыл сөзбен апталған. Парағы бар сөйлейтін, Ол қазына өлмейтін. (Кітап)

Ярайсиләр балилар! «Көп оқиған көп биләр» намлиқ викторина өткүзүп көрәйли. Соалларға жавап бериңлар1. «Алтун белиқ» чөчигидә бовай белиқтин немә сориди?2. Һәммә һайванатларға ярдәм қилидиған дохтурниң исми?3. «Боғусақ» чөчигидә боғусақниң алдиға кимләр учриди?4. Чечиниң рәңги көк қизниң исми ким?5. «Қалиғач билән Ячивәк» чөчигидә Ячивәк Қалиғачқа қандақ ярдәм қилди?













Кроссворд.
К









И





Т









А

















П

















1. Кишиниң тилсиз, жансиз, әң йеқин дости немә? (китап).2. Китап.................... булиғи. (билим).3. Оқуш түви............ (тоқуш).4. Бешида.................. қешида бар. (барниң).5. Устаз – анам, ........баш панам (мәктәп).

Бүгүнки дәрисимиздин кейин балилар мән, китапни оқушни яхши көрмигәнләр, китап оқушқа, қизиқиши пәйда болиду дәп, китап оқуп жүргән оқуғучилар оқушқа қизиқиши техиму күчийиду дегән үмүттимән.

«Китаплар силәргә жүрәклириңларни тәвритидиған көплигән чөчәкләрни ейтип бериду, уларниң бәтлиридин силәр әстә сақлинип қаларлиқ наһайити қизиқ шеирларни учритисиләр. Китаплардин башқа мәмликәтләрниң хәлқиниң өмри тоғрисида, юлтузлар, сәйяриләр, һайванатлар, өсүмлүкләр тоғрисида билисиләр. Қәйәрдә болсаңларму, немә қилмисаңларму силәргә һәр қачан билимгә толған вә садиқ ярдәмчи китап һажәт болиду.» Шуниң үчүн балилар китапни жиртмай, сиртини қаплап, бәтлирини сизмай, сүрәт салмай таза пакиз тутайли.









































А. Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназия



















Китап – билим булиғи





Джаруллаева Диларям Хакимжановна

























Алмута, 2018
Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!
Осы аптаның ең үздік материалдары
Педагогтардың біліктілігін арттыру курстары
Аттестацияда (ПББ) 100% келетін
тақырыптармен дайындаймыз
Аттестацияда (ПББ) келетін тақырыптар бойынша жасалған тесттермен дайындалып, бізбен бірге тестілеуден оңай өтесіз
Өткен жылы бізбен дайындалған ұстаздар 50/50 жинап рекорд жасады
Толығырақ