Материалдар / Ашық сабақ "Отбасы және қайырымдылық.Ортақ етіс" 8 сынып
МИНИСТРЛІКПЕН КЕЛІСІЛГЕН КУРСҚА ҚАТЫСЫП, АТТЕСТАЦИЯҒА ЖАРАМДЫ СЕРТИФИКАТ АЛЫҢЫЗ!
Сертификат Аттестацияға 100% жарамды
ТОЛЫҚ АҚПАРАТ АЛУ

Ашық сабақ "Отбасы және қайырымдылық.Ортақ етіс" 8 сынып

Материал туралы қысқаша түсінік
Мұғалімдер диалог жүргізу нәтижесінде балалардың сыни түрғыдан ойлау қабілеттерін дамытуға ықпал етеді
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
21 Желтоқсан 2017
334
0 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады

Дәрисниң мавзуси: Муқан Төлебаев


Дәрисниң мәхсити: а) М.Төлебаевниң һаяти вә униң әсәрлири

билән тонуштуруш.

ә) Оқуғучиларниң қазақ кәспий музыка

сәнъитигә болған қизиқишини

ашуруш.

б) Композиторниң әсәрлирини һөрмәт қилиш

арқилиқ, гөзәлликкә, вәтәнпәрвәрликкә

тәрбийиләш.

Дәрисниң түри: арилаш дәрис


Қоллинилидиған усул: Чүшәндүрүш, соал-жавап, мәшиқләндүрүш

конспект.

Көрнәклик қураллар: дәрислик, портрет, корточкилар, шиарлар, нота

йезиғи в.б.


Дәрисниң бериши


І. Уюштуруш қисими: Саламлишиш, синип тазилиғини тәкшүрәш,

оқуғучиларни дәрискә жәлип қилиш.


ІІ.Өй тапшурмисини сораш:

«Қиз-Жибек» оперисиниң қисқичә мәзмунини сөзләш?

Опериниң баш қәһриманлирини атаңлар?


ІІІ. Өткән мавзулар бойичә билимини тәкшүрәш:


Өткән мавзулар бойичә карточкилар билән ишләш.

1-карточка

1. Опера дегинимиз немә?

2. Опериға хас асасий аталғуларни атаңлар?

3. Е.Г.Брусиловскийниң қандақ әсәрлири бар?

2-карточка

  1. Е.Г.БрусиловскийҚачан вә қәйәрдә дунияға кәлгән?

  2. Лейтмотив дегинимиз немә?

  3. Е.Г.Брусиловскийниң «Қиз-Жибек» опериси немә һәққидә йезилған?


3-карточка

  1. «Қиз-Жибек» оперисиниң баш қәһриманлири кимләр?

  2. «Қиз-Жибек» оперисиниң либреттосини ким язған?

  3. Е.Г.Брусиловскийниң қандақ нахшилири бар?




ІҮ. Мәхсәт қоюш: Композиторниң әсәрлирини һөрмәт қилиш

арқилиқ, гөзәлликкә, вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш.


Ү. Йеңи мавзу


Балилар бүгүн биз силәр билән қазақ хәлқиниң йәнә бир атақлиқ композитори, қазақ опера сәнъитигә өзиниң чоң һәссисини қошқан композитор Муқан Төлебаевниң һаяти вә униң әсәрлири билән тонушимиз.

Муқан Төлебаев 1913 жили һазирқи Алмута вилайитиниң Бөрлитөбе наһийәсидә дунияға кәлгән.Муқан балилиқ чағлиридин тартипланахша-сазға иштияқ бағлап, аниси Тәжибаланиң нахша-ғәзәл тәрбийисидә өсиду.Униң аниси һазиржавап ақин вә нахшичи болған.

Муқан 1933-жили Алмута пед училищесида оқуп андин, 1936-жили Москва консерваториясиниң йенидики қазақ студиясидә оқуйду. 1941-46- жиллири Е.Г.Брусиловскийниң композиция синипида билим алиду.1951-жили болса композитор Москва консерваториясиниң композиция синипини пүтириду. 1942-44-жиллириҚазақ академиялик хәлиқ әсваплар оркестриниң дирижери хизмитини атқуриду.

1953-55-жиллири Алмута консерваториясидә муәллим болуп ишләйду.

1959-60-жиллири Қазақстан композиторлар иттипақиниң йетәкчиси болған.

Муқан Төлебаев музыкиниң һәр хил жанрлирида хизмәт қилиду. Фортепиано вә скрипкиға арналған пьесилири, симфониялик оркестр вә хорға арналған мурәккәп әсәрләрни язиду. Униң Улуқ Вәтән урушиға арнап язған «Соқ барабан», «Жорық», «Комсомол» нахшилири вә Кеңәш иттипақиниң қәһримани Зоя Космодемьянскаяға арналған «Татьяна туралы ән» нахшиси андин « Кетелі орамал», «Көп жүрдім» охшаш романслири бар. Композитор «Биржан-Сара» опериси үчүн КСРО дөләт мукаппитиниң лареати атиғини алиду. Коампозитор һаятиниң ахирқи вақлирида «Нияз билән Раушан», «Қозы көрпеш-Баян сұлу» оперилирини язиду. Шундақла Муқан драмилиқ әсәрләргә спектакльларға кинофильмларға музыкиларни язиду.

Композитор Вәтән уруши ордени билән вә көплигән медальлар билән мукапатлиниду. Атақлиқ композитор 1960-жили Алмутида вапат болиду.


ҮІ. Йеңи мавзу бойичә билимини мустәһкәмләш:

Оқуғучиларға йеңи мавзу һәққидә карточкиларни бериш арқилиқ дәрисни мустәһкәмләш.

«Мән космонавт болимән» нахшисиниң сөзини яздуруш.

ҮІІ. Йеңи мавзу бойичә билимини йәкүнләш:

Мана, балилар бүгүн биз силәр билән улуқ композитор Муқан Төлебаевниң һаяти вә униң әсәрлири билән тонуштуқ.

ҮІІ. Өйгә тапшурма бериш:

52-бәт оқуш

Баһалаш:




Picture 2










1913 жили һазирқи Алмута вилайитиниң Бөрлитөбе

наһийәсидә дунияға кәлгән.1933-жили Алмута пед. училищесида,1936-жили Москва консерваториясиниң йенидики қазақ студиясидә, 1941-46- жиллири Е.Г.Брусиловскийниң композиция синипида ,

1951-жили Москва консерваториясиниң композиция синипида оқуди.

1942-44-жиллириҚазақ академиялик хәлиқ әсваплар

оркестриниң дирижери

1953-55-жиллири Алмута консерваториясидә

1959-60-жиллири Қазақстан композиторлар иттипақиниң йетәкчиси

1960-жили Алмутида вапат болиду.


Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!