Материалдар / Ұйғыр тілі пәнінен ғылыми жоба
МИНИСТРЛІКПЕН КЕЛІСІЛГЕН КУРСҚА ҚАТЫСЫП, АТТЕСТАЦИЯҒА ЖАРАМДЫ СЕРТИФИКАТ АЛЫҢЫЗ!
Сертификат Аттестацияға 100% жарамды
ТОЛЫҚ АҚПАРАТ АЛУ

Ұйғыр тілі пәнінен ғылыми жоба

Материал туралы қысқаша түсінік
ҒЫЛЫМИ ЖОБА Ғылыми жобаны дайындау және қорғау дегеніміз – оқушының зерттеу жұмысы нәтижесінің ғылыми кеңесшінің жетекшілігімен қорытындылануы және оқу- шығармашылық қызметінің соңғы кезеңі болып табылады.
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
14 Қазан 2021
251
0 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады

Мениң илмий ишимниң мавзуси:

Уйғурлардики бәглик түзүми

Режә

  1. Киришмә

  2. Асасий қисим:

А) Уйғурлардики бәгләрниң вәзиписи

Ә) Бәгләрниң әдәбий әсәрләрдә орун елиши

  1. Хуласә

Бәглик түзүми – уйғурлар тарихида қедимийдин давамлишип келиватқан һакимийәтчилик түзүми болуп, у уйғурлар феодаллиқ җәмийәт басқучида турған узақ тарихий җәриянда пәйдин-пәй мукәммәлләшкән һәм сәясий, иҗтимаий вә ихтисадий һаятида интайин муһим роль ойниған. «Бәг»  қедимий уйғур язмилирида, «Қутадғу биликтә», «Түркий тиллар диванида» «һөкүмдар, башлиқ, башқурғучи, әмәлдар» дәп изаһланған болуп, мошу сөздин «бәг» дегән әмәл нами һәм түзүми барлиққа кәлгән. У пәйда болғандин тартип йоқалғичә болған арилиқта нурған җәриянларни баштин кәчүргән. Төвәндә бу һәққидә дәвирләр бойичә мулаһизә қилип өтмәкчимән.

1. Бәглик түзүми әң авал Орхон уйғур ханлиғи (744-840-жж) дәвридә қурулған. Орхон ханлиғи қурулғандин кейин, уйғурлар асасән Түрк ханлиғиниң кона түзүмини қолланған.

Түрік қағанаты







Орхон ханлиғида


Shape1

Умумән, Орхон дөлитидә 28 әмәл дәриҗиси болуп, улардин асаслиқлири 

  • қаған (әң алий һөкүмдар)

  • қатунтекин (шаһзадә) 

  • бәг яки чурдин(вилайәтләрниң башлиқлири) ибарәт

  • ябғу (қағанниң вәкили) 

  • шад (беқинда қәбилиләргә әвәтилгән һәрбий башлиқлар) 

  • әлтәбир (беқинда қәбилиләрниң башлиқлири) 

  • буйруқ (мәмурий наһийәләрниң башлиқлири)

Буниң ичидә бәгләрниң зор миқдардики чарва мели һәм қуллири болған. Улар сәясий һоқуқиға тайинип, «өз алдиға йәр егиләвалған». Униңдин башқа, бәгләрниң әскәр башқуралайдиған әмәлий һоқуқиму болуп, уруш вәзийитидә өз тәвәсидики пухраларни ат-улақ, қурал-ярақлар билән тәминләп, уларни өзи башлап җәңгә атланған.

Демәк, Орхон уйғур ханлиғи дәвридә бәг рәсмий тикләнгән һәм әмәлий һоқуқ даириси җәһәттин жуқури орунда турған дейишкә болиду.

2. Қараханийлар ханлиғи қурулғандин кейинму асасән Орхон уйғур ханлиғи дәвридики һакимийәтчилик әнъәнисини давам қилған. Қараханийлар ханлиғи өз зиминидики пухраларни бәгләрниң васитиси билән идарә қилған. Болупму деханчилиқ наһийәлиригә ханлиқ тәрипидин соға ретидә берилгән йәрләрдә бәгләр беваситә һөкүмранлиқ жүргүзгән. Уларниң йәнә һәрбий һоқуқиму болуп, М.Қәшқәрий «Түркий тиллар диванида»: «Хан бәгкә әскирини топлаш буйруғини чүшәрди» дегән шәкилдики бир җүмлә бар екән. Буниңдин бәгләрниң йәнә һәрбий әмәлдар екәнлигиниму көрүвалғили болиду.

3. Қуча Идиқут уйғур ханлиғиниң мәмурий системисидиму «бәг» дегән мәнсәп болған. Ханлиқниң һөкүмранлиқ қатлимида «бәг» дәп атилидиған төвән қатлам феодаллар тәбәқиси көп болуп, улар әң төвән орунда турған. Уларниң өзлиригә бөлүп берилгән йәрлири болған һәм деханлар әмгигидин пайдиланған. Бу әһвалдин қариғанда Кучу Идиқут уйғур ханлиғида бәглик түзүми  вә бәгләрниң һоқуқ даириси Қараханийлар ханлиғиға қариғанда анчә бәк гәвдилик һәм чоң болмиған болса керәк. Уларниң һәрбий һоқуқиниң бар-йоқлуғи тоғрисида ениқ чүшәнчигә егә әмәсмән.

4. Сәидийә ханлиғи дәвридә, «бәг» әмәли унван вә рәсмий мәнсәп мәнасида икки хил қоллинилған. Сәидийә ханлиғиниң алий һакимийәт башқуруш қатлими султан, вәзир, ата бәг, орда беги, тамға беги, диван беги, қарадиван беги, ғәзничи бәг, қазибәг, пашшап беги, йәрлик әмәлдарлар қатлими һаким бәг, ишик аға бәг, мөтивәлли бәг, бажгир бәг, дорға бәг, базар беги, мирап бәг, неқип бәг, қази бәг, миршап бәгдин тәркип тапқан. Жуқурида тилға елинған мәнсәпләрдики «бәг» сөзи «башқурғучи, башлиқ» дегән мәнада алдидики сөзгә қошулуп, унван мәнасини ипадилигән. Амма мәхсус «бәг» дегән мәмурий мәнсәп болмиған. Сәидийә ханлиғи Қәшқәр, Ақсу, Йәкән, Хотән, Куча вә Турпан қатарлиқ җайларда һәрбий қошун турғузған һәм бу қошунларниң башлиғи «бәг» дәп аталған.

5. 1884-жили бәглик түзүми техиму риваҗландурулуп, һәрқайси җайларни, һәрхил тармақларни башқуридиған бәгләр вуҗутқа кәлгән. Җүмлидин кәсип вә иш түригә «бәг» дегән сөз қошулуп, шуниңға лайиқ әмәл намиму барлиққа кәлгән. Шу чағда җәми 31 хил әмәлдики бәг болған. Уларни мән төвәндә изаһлиқ луғити билән ечип көрсәттим.

Һакимбәг – шәһәр, йезиларниң чоң-кичик ишлирини башқурғучи, вәзиписи еғир, һоқуқи чоң, һәммә бәгләрниң башлиғи;

Ишик ағабәг – Һакимбәккә ярдәмчи вә иш бәҗиргүчи. Вәзиписи еғир вә муһим. Һакимбәгдин кейин иккинчи орунда туриду;

Ғәзничибәг – йәр-зимин вә ашлиқ ишлирини башқурғучи;

Шаңбәг – ғәллә-парақ ишлирини башқурғучи;

Қазибәг –  әдлийә ишлирини башқурғучи;

Мирапбәг –  су иншаәтлири вә дәрия еқинлирини башқурғучи;

Нақипбәг – һүнәр-кәсип, бенакарлиқ ишлирини башқурғучи;

Пашшапбәг – аманлиқ сақлаш, оғри-қарақчиларни тутуш, зиндан-һәпсә ишлирини башқурғучи;

Муһтәсипбәг – диний ишларни башқурғучи. Пухраларниң ишлириға арилашмайду.

Мөтивәллибәг – етиз-ериқ, бағ-варан, өй-имарәт вә башқа мүлүкләрни елип-сетиш, бу җәһәттики дава һәм униңдин елинидиған баж ишлирини башқурғучи;

Зәптиһий китапбәг – мәдрисә ишлирини башқурғучи;

Селиқ-парақбеги – сода ишлири вә униңдин елинидиған бажни башқурғучи;

Сипаһ қазибәг –  жут чоңлириниң әризә-илтимаслирини башқурғучи;

Рәис қазибәг – пухраларниң әризә-илтимас вә җедәл-маҗралирини башқурғучи;

Бажгирбәг –  алван-ясақ, баж-селиқ ишлириға мәсъул;

Әрбаббәг – һашар-сәйсиләрни башқурғучи;

Бағдарбәг – мевилик бағларни башқурғучи;

Диванбәг – кативат ишлирини, һөкүмәт хәт-алақилирини башқурғучи;

Қарадиванбәг – өтәң (җам), қурал-ярақ җөндәш ишлирини башқурғучи;

Допбәг – 2000 түтүндин тәллә-парақ елишқа мәсъул;

Миңбәг –  1000 түтүнлүк пухрани башқурғучи;

Йүзбеги – 100 түтүндин елинидиған ғәллә-парақ ишлирини башқурғучи;

Арчинбәг – 10 түтүндин елинидиған ғәллә-парақ ишлирини башқурғучи;

Чапбәг – қурал-ярақ ясаш ишлирини башқурғучи;

Сетилбәг – мәһәллә, коча, бағ-варанларни башқурғучи;

Шиғавулбәг – өтәң-ләңгәрләрниң озуқ-түлүк ишлирини башқурғучи;

Дорғабәг – Һакимбәгниң баш муһапизәтчиси;

Базарбәг – базар ишлирини башқурғучи;

Қашбәг – қаш ясаш ишлирини башқурғучи;

Котивалбәг – қурулуш ишлирини башқурғучи;

Отақчибәг – зияпәт үчүн союлидиған мал-варанлар вә тәйярлинидиған йәл-йемиш ишлирини башқурғучи.

(Хитайлар) Чин сулалиси йәнә һәр дәриҗидики бәгләргә рәсмий дәриҗә бәкитип, Тәңритағниң җәнубий қисмини үч дәриҗигә бөлүп, һакимбәгләрниму үч дәриҗигә бөлгән. Әйни вақитта Тәңритағниң җәнубида җәми 289 нәпәр бәг тәсис қилинған болуп, уларниң һәммиси беваситә Или җаңҗуңиға қариған. Демәк, бу мәзгилдә бәглик түзүминиң һәрбий һоқуқ характери, бәгләрниң һәрбий һоқуқи пүтүнләй йоқилип, улар пәқәт бирәр жутни вә мәлум кәсипни башқуридиған мәмурий әмәлдарға айланған.

6. Шинҗаңға һөкүмранлиқ қилғандин кейин, бәглик түзүми гәрчә шәкил җәһәттин йоқалған болсиму, тар даиридә мәзмун җәһәттин сақлинип қалған. 59 наһийә тәвәсидики һәрбир жутқа (йезиға) бирдин шаңю (йеза беги) қойған. Бу хелила әмәлий һоқуққа егә кичик мәмурий әмәлдар болуп, бәзилири һәтта өмүрлүк  бәг болған һәм мәртивиси балилириға мирас қалған.

7. Шиң Шисәй һакимийәтни қолға алғандин кейин, бәгләр йәнила сақлинип қалған. 1935-жили Шең Шисәй оттуриға қойған тоққуз түрлүк вәзипиниң ахирқисида «һәр милләт бәг-төрилириниң иҗтимаий орни вә һоқуқ-мәнпийитигә қәтъий капаләтлик қилиду» дейилгән. Бу мәзгилдиму бәгләр асасән йезини (районни) башқуридиған әң кичик мәмурий әмәлдар болған һәм һоқуқи балилириға мирас қалған. Улар бәзидә наһийә һакими тәрипидин тайинланған. Бәзидә хәлиқ тәрипидин көрситилгән.

1949-жили бәглик түзүми уйғурларда шәкил вә мәзмун җәһәттин толуқ йоқалди.


Бәгләрниң әдәбий әсәрләрдә орун елиши

Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар диванида» «һөкүмдар, башлиқ, башқурғучи, әмәлдар» тоғрилиқ изаһлиқ луғәт

Йүсүп Хас Һажип «Қутадғу билик» дастанида: «Бәг бәш нәрсидин жирақ болсун»

Әхмәтжан Һаширийниң «Идиқут» романида Һошур бәг

Жамалдин Босақовниң «Көч-көч» романида

Мәсимжан Зулпиқаровниң «Янар тағ» романида Зунун бәг, Яқупбәг.

Бүгүнки күндә уйғур исимлирида «бәг» сөзиниң пайдилинған 100дин ошуқ исимлар можут. 2000-2015-жиллар арилиғида бундақ исимлар азийип кәткини билән, кейинки жилларда қоюқлишишқа башлиди: Эмирбәк, Султанбәг, Бексултан, Арсланбәг в.б.

Хуласә

Хуласиләп ейтқанда, әгәр биз уйғур хәлқидики бәглик түзүмни чоңқур үгинип, униң вәзипилирини билидиған болсақ, 11 синип уйғур тилида билим еливатқан оқуғучиларниң Қазақстан тарихи пәнини чоңқур үгинишкә имканийәт бар. Биз тарихни һәрқачан уйғур әдәбияти билән бағлаштуруп өтидиған болсақ, тарихниму һәм әдәбиятниму чоңқур үгинип алалаймиз.

Мениң ишимда бәгләрниң әдәбий әсәрләрдә орун елиши тоғрисидики қисим толуқ аяқлашмиди.

Мениң кейинки вәзипәм:

  1. Әбәдий әсәрәрдә бәгләр тоғрисида йезилиши

  2. Башқуруш вәзипилири бойичә исимларниң қоюлуши тоғрисида ишимни давамлаштурмақчимән.




Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!