400 000+ дайын материалды
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
ҚМЖ, БЖБ, ТЖБ, презентациялар және авторлық материалдар
4 990₸/ 1 жыл
🔥Арнайы баға ·10.12.2026 дейін
Одан кейін - 29 990 ₸
Бір рет төлейсіз · Автотөлем жоқ
Тақырып бойынша 11 материал табылды

Ана тилим -ғурурум

Материал туралы қысқаша түсінік
Білім алушыға
Материалдың қысқаша нұсқасы

Әмгәкчиқазақ наһийәси Ғәйрәт йезиси."И.Саттаров орта мектебі"КММ

Уйғур тили вә әдәбият пәни муәллими Майдинова Муһәббәт Тохтахуновна

Ана тилим – ғурурум

Қазақстан мустәқилликкә егә болғандин бери жумһурийитимиздә яшаватқан барлиқ милләтләр өз тилиниң тәрәққиятиға һәртәрәплимә көңүл бөлмәктә. Қазақстанда яшаватқан һәммә хәлиқләр қазақ тилини билиш билән биллә бир қатарда, өз тилини билишкә барлиқ мүмкинчиликләр яритилған.Қазақстанда яшаватқан башқа милләтләр қатарида бизму дөләттилини мукәммәл билишимизвә уни һөрмәтләшкә тегишликмиз. Амма өз ана тилимизни билишимиз шәрт , сәвәви ана тилимизда биз өзимизниң тарихини, әдәбиятимизни билип, уни кейинки әвлатларға қалдурушимиз керәк.


Ана тили- һәрбир адәмниң өзигә йеқимлиқ, әң керәклик, әң есил тили. Қандақла адәм болмисун, униң өз анатили болиду. Ана тилимиз бизниң әң дәсләпки тилимиз. «Ана» дәп чиққандин бери ана тилимиз биз билән биллә. Ана тилимиз арқилиқ биз өзимизниң ким екәнлигимизни билимиз, адәм ретидә қелиплишимиз. Пүткүл аләмдә өзиниң ана тилини билмәйдиған адәмләр камдин –кам. Мениң пикримчә, ана тилини билиш өз ана тилини билипла қоймай, уни мукәммәл өзләштүрүш. Биз өзимизни туғуп өстүргән, ақ сүтини берип, кечилири кирпик қақмай, бизниң бөшүгүмизни бар меһри билән тәвәткән анимизни қандақ сөйсәк, қандақ қәдирлисәк, ана тилимизға шундақ һаләттә қаришимиз керәк.Өз ана тилини билгән адәм- әң бәхитлик адәм дейишкә болиду. Сәвәви, у адәм- ата- бовимизниң ишәнчисини ақлиди, тарихини унтуп кәтмиди. Уйғур тилиниң тәрәққияти тарихи узун егә. Мән пүткүл дунияға мәшһур болған, уйғурлардин чиққан атақлиқ Маһмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һажиптәк бовилиримиз билән пәхирлинимән.Сәвәви, улар ана тилимизни пүткүл дунияға тонутти.


Һазирқи заманда көп тилни билиш заман тәливи, шуниң үчүн биз ана тилимиз билән бир қатарда башқа тилларниму үгинип, билишимиз шәрт. Сәвәви һазир көп тилни билиш заман тәливи. Пәқәт ана тилиңни унтимиғин,өзлүгүңни йоқатмиғин.Бизниң мәмликитимиздә өз ана тилини өзләштүрүштә бар мүмкинчиликләр яритилған. Ана сүти билән қәлбимизгә сиңгән уйғур тилини һәм йезиқта, һәм оқушта пайдилиниватимиз.Ана тилимизда билим алимиз, ана тилимизда көплигән мәктәпләр бар, гезит- журналлиримиз чиқириливатиду. Мошундақ бар мүмкинчиликләрни бизгә яритип бериватқан Президентимиз Нурсунтан бовимизға өзәмниң һөрмити, рәхмитим чәксиздур. Шуниң үчүн мошу шараиттин тоғра пайдилинип, ана тилимизда билим елип, уни сақлап қелишқа барлиқ билимимиз билән күч-жигәримизни сәрип қилишимиз шәрт.


Хуласәмни өз ижадийитимдин ана тилимға беғишлиған шеирим билән аяқлаштурмақчимән.


Ана тилим


Ана тилим- дана тилим,

Сениңдин алимәнбилим.

Шу алған билимим билән,

Күйләймән сени дайим.



Ана тилим-дана тилим,

Сән билән йоруқ дилим.

Сениң билән орнайду, Көңүлдә илим-билим.














Материалды Word форматында жүктеп аласыз
Тарифке кіреді
0 ұстаз жүктеп алған
4 мамыр
741
Бұл материалды қолданушы жариялаған. UstazTilegi материалдың мазмұны мен авторлық құқықтарына жауап бермейді. Авторлық құқық бұзылған жағдайда шағым қалдыра аласыз
"Ұстаз" платформасында тіркелген пәндік олимпиадалар
Аттестацияға жарамды екенін көру үшін "Ұстаз" платформасында "Жарыстар, олимпиадалар тізімінен "Ustaz tilegi" деп іздесеңіз шығады
Қазақстандағы ең үлкен материалдар базасынан іздеу
Сіз үшін 400 000 ұстаздардың еңбегі мен тәжірибесін біріктіріп, ең үлкен материалдар базасын жасадық. Төменде керек материалды іздеп, жүктеп алып сабағыңызға қолдана аласыз
Осы тақырыпта
көрнекілік керек па?
10 000 астам көрнекіліктерді жинап қойдық.
Көрнекілік бөліміне өтіп тақырыбын жазып жүктеп алыңыз!
Министірлікпен келісілген Аттестацияға жарамды курстар тізімі