400 000+ дайын материалды
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
ҚМЖ, БЖБ, ТЖБ, презентациялар және авторлық материалдар
4 990₸/ 1 жыл
🔥Арнайы баға ·10.12.2026 дейін
Одан кейін - 29 990 ₸
Бір рет төлейсіз · Автотөлем жоқ
Тақырып бойынша 11 материал табылды

Ана тилим-дана тилим(синип-саати)

Материал туралы қысқаша түсінік
Материал синип-саатидин өткүзүлгән иш-чарә. 2-синип үчүн беғишланған.
Материалдың қысқаша нұсқасы

Әтигәнлик

Мәктәп : №3 оттура мәктәп

Мавзуси:

Ана тилим- дана тилим

Күни:

Муәллимниң исми,нәсиби: Розахунов Р.Р.

2 «б»-синип

Қатнашқанлар : Қатнашмиғанлар:

Оқуш мәхсити:

1. «Ана тилим-дана тилим» мәйримини уюштуруш.

2. Мәйрәмгә үгәнгән шеир, нахша, мақал,тепишмақ, оюнлар билән өз һүнәрлирини көрситиш.

3. Билимлик,әқиллиқ, тапқур болушқа тәрбийәләш.

Күтилидиған нәтижә

-Оқуғучилар өз ой-пикирлирини ейтиш арқилиқ, бир-бирини толуқтуруш арқилиқ ана тили тарихи һәққидә билиду;

-бир-бирини баһалашни билиду.

Талқилашқа берилгән соаллар


Ана тилни риважландурушқа қандақ үлүш қоштуң?

Мәмликәтлик тилни һөрмәтләш дегәнни қандақ чүшинисиләр?

Тил қандақ пәйда болған?

Алдинқи билим

йеңи билим


Режә

Режиләнгән вақит

Режиләнгән иш-һәрикәт

Рессурслар

Дәрисниң беши

(5 минут)

Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғи

Шатлиқ чәмбири:

Мәнму хошал болимән,

Сәнму хошал болисән.

Ечилған күн нуриға ,

Достлар билән хошалмән.

-Оқуғучилар бир-биригә тиләк ейтиду

-Дәрисниң мәхсити билән тонуштуруш

Гүл, музыка

Дәрисниң оттури

(25 мин)

Киришмә

Е.б: Әссаламу әләйкүм,һөрмәтлик меһманлар! Бизниң хошалли- ғимизни бөлүшүп, «Ана тилим-дана тилим» мәрасимимизға хуш кәпсиләр!

Ана тилим-жан тилим,

Бәргән шарап-шан тилим.

Қияси йоқ тәрипкә.

Пәзиләткә кан тилим!

Гөзәлликниң көзисән,

Дана хәлқим сөзисән.

Яшар мәңгү бәрһаят,

Өзлүгисән, өзисән!...

Асасий бөлүм

Мақаллар:

Ана тилим-дана тилим.

ххх

Тил мунасивәт васитиси.

ххх

Тиғ яриси сақийар,

Тил яриси сақаймас.

ххх

Тили тазиниң, дили таза.

Ана тилим –баш егимән мән ,

Ана тилим –қәдирданим сән,

Ана тилим –билим көзин ачтим сениң билән,

Сән болмисаң мәнму йоқаймән сениң билән .

Ана тилим –аниниң ақ сүтидәк,

Ана тилим –аниниң меһриван көңлидәк.

Ана тилим –издидим мән аләмдә,

Ана тилдәк тилни ,

тапмай қойдим һеч йәрдә.

Биз бәхитлик балилар ,

Өз ана тилда билим алған,

Шу бәхитни сақлап қелиш,

Өз қолимизда балилар.


Уссул: «Дутарим»

Сазчи қолға алғанда,

Булбул кәби сайрайду.

Мәрғуллитип чалғанда,

Жүрәк-бағриң яйрайду.


Күйләп дилни шат әйләш,

Униң алий хислити.

Өй төридә орни бар,

Болғач лайиқ хизмити.

Нахша «Дутарим»

Дутарим мениң,

Дадам ясиған.

Мән билән биллә,

Биллә яшиған.


Дутарим сазим,

Зилва авазим.

Чалғанда уни,

Муңлуқтур сазим.

Е.б: Әнди, балилар «Полиглот» оюнини ойнап көрәйли:

Оюн шәрти төвәндикичә: мән силәргә уйғурчә сөз ейтимән, силәр болсаңлар қазақчә, русчә, әгәр билсәңлар, инглизчә нусхисини ейтип берисиләр.

Мәктәп-мектеп-школа

Һәрип-әріп-буква

Синип-сынып-класс

Сөз-сөз-слово

Алфавит-алфавит-алфавит

Муәллим-мұғалім-учитель

Сан-сан-цифра

Сизғуч-сызғыш-линейка

Жүмлә-сөйлем-предложение

Төгә-түйе-верблюд

Бир-бір-один

Кала-сиыр-корова

Тәбиәт-табиғат-природа

Жил-жыл-год

Қәләм-қалам-ручка.


Е.Б. Ярайсиләр,балилар!

Е.б: Рәхмәт, балилар!

Е.б: Әнди «Ким тапқур?» мусабиқисини уюштуруп көрәйли:

Мән тепишмақларни йошуримән, силәр таписиләр.

Төрт путлуқ, бизниң жутлуқ. У немә? «жоза)

***

Аш, ашниң ичидә таш, ташниң ичидә йәнә аш.У немә? (өрүк)

***

Язда яшириду, күздә ташлиниду.У немә? (йопурмақ)

***

Видеоролик














Ватманлар























Музыка









Дутар, музыка


















Пазллар















Йәкүнләш бөлүм

(10 мин)

Махташ сөзлири арқилиқ баһалаш: «Ярайсән, наһайити яхши,әқиллиқ.

Хуласә сөз.

Асманда бар, йәрдә йоқ,

Хошнамда бар, мәндә йоқ. У немә? ( «А» һәрипи)

Е.б:Қени, әнди силәр тепишмақларни йошуруп көрүңлар. Биз тепип көрәйли.

Е.б:Ярайсиләр, балилар!


Ақ сүт билән сиңгән тәнгә ана тил,

Ана тилда сайриғанда яйрар дил.

Қандақ гөзәл көрүниду қизчақлар,

Саламлашса, «Әссалам» дәп бәк есил.


Амма бәзән ечиштурар дилимни,

Яшлиримиз сатқан ана тилини.

« Мода» көрүп өзгә тилда сөзләшни,

Билдүргәндәк қәлбин сатқанлиғини.


«Номус» әмәс, пәхир әгәр билсәңлар,

Бу тил билән Маһмут, Йүсүп сөзлигән.

Ана тилда сөзләп, қенип күлсәңлар,

Һәвәс қилар киши чәттин көзлигә


Е.б: Қиммәтлик меһманлар бүгүнки бизниң хошаллиғимизни бөлүшүп,қиммәт вақтиңларни бөлүп кәлгәнлигиңлар үчүн көптин көп рәхмәт. Барчиңларға узақ өмүр, сағлам саламәтлик тиләп, дуниядики бар яхшилиқларни тиләймән

Е.Б:«Ана тилимизни қәдирләйли, әзизләр!». Диққитиңларға көп рәхмәт!

Әкси бағлиниш

Силәр дәрискә яхши қатнаштиңлар.

Чүшәндим Чүшәнмидим

Баш бармақ билән көрситиш

Барлиғини чүшәндим

Әнди чүшиниватимән

Чүшәнмидим

Стикерлар, маркерлар

Қошумчә әлуматлар




Дифференциация-балиларға қандақ ярдәм берисиз? Қабилийәтлик балитларға қандақ тапшур- миларпни берисиз?


Баһалаш-оқуғучиларниң билимини байқашни қандақ режиләйсиз?


Юлтузчә вә смайликлар

Пәнарилиқ бағлиниш

оқуш, бәдиий әмгәк АҚТ

Рефлексия

Дәрис мәхситигә йәттиму?

Бүгүн балилар немә үгәнди?

Дәрис қандақ өтти?

Өз дәрисини талқилаш

-Дәрис мәхситигә йәтти

Тил һәққидә чүшәнди





Материалды Word форматында жүктеп аласыз
Тарифке кіреді
3 ұстаз жүктеп алған
7 қараша
2626
Бұл материалды қолданушы жариялаған. UstazTilegi материалдың мазмұны мен авторлық құқықтарына жауап бермейді. Авторлық құқық бұзылған жағдайда шағым қалдыра аласыз
"Ұстаз" платформасында тіркелген пәндік олимпиадалар
Аттестацияға жарамды екенін көру үшін "Ұстаз" платформасында "Жарыстар, олимпиадалар тізімінен "Ustaz tilegi" деп іздесеңіз шығады
Қазақстандағы ең үлкен материалдар базасынан іздеу
Сіз үшін 400 000 ұстаздардың еңбегі мен тәжірибесін біріктіріп, ең үлкен материалдар базасын жасадық. Төменде керек материалды іздеп, жүктеп алып сабағыңызға қолдана аласыз
Осы тақырыпта
көрнекілік керек па?
10 000 астам көрнекіліктерді жинап қойдық.
Көрнекілік бөліміне өтіп тақырыбын жазып жүктеп алыңыз!
Министірлікпен келісілген Аттестацияға жарамды курстар тізімі