Материалдар / Авторлық бағдарлама
МИНИСТРЛІКПЕН КЕЛІСІЛГЕН КУРСҚА ҚАТЫСЫП, АТТЕСТАЦИЯҒА ЖАРАМДЫ СЕРТИФИКАТ АЛЫҢЫЗ!
Сертификат Аттестацияға 100% жарамды
ТОЛЫҚ АҚПАРАТ АЛУ

Авторлық бағдарлама

Материал туралы қысқаша түсінік
Авторлық бағдарламалардың үлгілері
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
13 Желтоқсан 2020
404
0 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады

Мавзуси: Аңлиқ әвлат-парлақ келәчәк

Мәхсити: Дәсләп мәктәпкә кәлгән оқуғучиларни ана мәктәп

билән тонуштуруш.

Балилар һоқуқини билдүрүп, Конституция тоғрисида чүшәнчә бериш.

Өз һоқуқини яхши билидиған парасәтлик, адәмгәрчилик, меһриванлиқни

бойиға сиңәргән қабилийәтлик, аңлиқ әвлатни тәрбийиләш

Қоллинидиған

усуллар: чүшәндүрүш , соал-жавап, оюн усуллири.

Қоллинидиған

көрнәкиликләр: презентация , мақаллар, шарлар в.б


Синип саатиниң берилиши

  1. Уюштуруш пәйти

-Саламәтмусиләр, мениң қиммәтлик қалиғачлирим, мана бүгүндин башлап силәр 1 Б синипи болуп аталдиңлар. Қәдимиңлар қутлуқ болсун! Мошу мәктәпни барлиғиңлар яхши әла баһаларға тамамлап чиқиңлар.


II. Асасий қисим.

А) Тонушуш

-Әнди балилар, тонушуп алайли.

-Һазир һәр бир оқуғучи өз исмини атап мону күн нурлирини бирдин елип, тахтиға илип чиқиду.

-Қени орнимиздин турайли

Қолни-қолға тутайли.

Яхши оқуп мәктәптә

Мәңгү дост болуп қалайли.


-Қени һәммимиз орнимизға олтирайли.


Ә) Соал-жавап

-Һазирқи оюнимиз соал-жавап.

-Биз қайсу мәмликәттә яшаймиз?

-Қазақстанда (1-слайд Қазақстан хәритиси)

-Қазақстанниң дәсләпки президенти ким?

-Н.Ә. Назарбаев (2-слайд Н. Назарбаев сүрити)

-Һазирқи президентимиз ким?

-Қ. Ж. Тоқаев (2-слайд Қ.Ж.Тоқаев сүрити)

-Һазир линейкида қолимизни жүригимизни қоюп ейтқан нахша немә у?

-гимн у, балилар. (3-слайд гимн сүрити)

-У гимнни орунлиғанда барлиғимиз нәгә қарап ейттуқ?

-Байраққа, дурус (3-слайд байрақ сүрити)

-Булар , балилар Қазақстан Республикисиниң рәмизлири . гимн, туғ, йәнә бир рәмиз у герб. (3-слайд герб сүрити)

-1991-жили Қазақстан Республикиси өз мустәқиллигини алғандин кейин өз алдиға алған рәмизлири.

Биз силәр биләр бу рәмизләр тоғрисида синип саатлиримизда кәң түрдә тонушимиз.


б)Сәргитиш минути

Интерактив тақтисидин музыка қоюп ойнитиш балиларни.


в)Китаплар көргәзмиси билән тонуштуруш

-Һазир биз , балилар , мәмликитимиз Қазақстан тоғрисида ейтип кәттуқ. Мана Қазақстан тоғрисида язған интайин көп китаплар бар. (китапларни көрситип, атап кетиш)

-Булардин башқа йәнә бир китап билән тонуштуримән. У китап «Конституция китави» (4-слайд Конституция китави) Бу китапта силәрниң, бизниң, пүткүл Қазақстанда яшаватқан пухраларниң һоқуқи йезилған.

-30-август Конституция күни.

-Һоқуқ дегән немә?

-Һазир биз силәр билән мошуни чүшинидиғанға тиришайли.

-Силәрниң оқуйдиған һоқуқуңлар барму?

-Бар, дурус.

-Силәрниң ағрип қалсаңлар дохтурға қарилидиған һоқуқуңлар барму?

-Бар, дурус

-Силәрниң ойнайдиған, дәм алидиған һоқуқуңлар барму?

-Бар, дурус.

-Силәрни бири оғурлайдиған һоқуқи барму?

-яқ

-Синипта бир-бириңларниң рухсәтсиз оқуш қураллирини елишқа һоқуқуңлар барму?

-йоқ

-Әгәр шундақ еливалсаңлар немә болиду?

-Мана мошуниң һәммиси силәрниң һоқуқуңлар.


г) Қайта жавап елиш.

-Бу қайсу мәмликәт? (1-слайд Қазақстан хәритиси)

-Бу ким(2-слайд Н. Назарбаев сүрити)

-Бу ким? (2-слайд Қ.Ж.Тоқаев сүрити)

-Мону немиләр? (3-слайд рәмизләр)

-Бу қандақ китап?(Конституция китави)

-Бу китапта немә йезилған?


д) Ана мәктивимиз билән тонушуш

-Қазақстан-бу бизниң чоң Вәтинимиз. Бизниң кичик Вәтинимиз, бизниң туғулуп өскән йеримиз-Қариторуқ.

-Бизниң ана мәктивимиз қандақ атилиду?

-А. Саттаров намидики оттура мәктәп

-Мәктивимиздә немиләр бар, силәр бир жил оқудуңлар, оқумиған достларға ейтип берәйли.

(интерактив тахтисида мәктәптики китапхана, спортзал, мәжлис зали, дохтурхана, ашхана сүрәтлирини көрситиш, тонуштуруш)

-Яхши, балилар. Мәктәптә өз қаидилири бар.

-Мәктәпкә кечикишкә боламду?

-Мәктәпкә кечикишкә болмайду

-Мәктәптә жүгрәшкә боламду?

-Яқ, мәктәптә жүгрәшкә болмайду. вә ш. о


Бу мәктәп қаидилири силәргә қанун болуп һесаплиниду. Бүгүндин башлап бу тәртип-мәктәп ичидики қанун.


-Яхши , балилар, мана мошу барлиқ тәртипни сақлап мәктәпни әла баһалар билән тамамлап, вәтинимизниң гүллинишигә, техиму тәрәққий етишигә өз үлүшүңларни қошуңлар.


III. Йәкүнләш.

-Әнди силәргә бүгүнки дәрис яқтиму?

-Яқса, мана мону сүрәтләрни бәлгүләңлар.

-Балилар, бүгүн дәрискә қатнишип, дәсләпки күнниң дәсләпки баһалириңлар болсун. У мениңдин силәргә соға.


Һәр бир оқууғучини чақирип, бойниға есиш, сүрәткә чүшириш.



Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!