400 000+ дайын материалды
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
ҚМЖ, БЖБ, ТЖБ, презентациялар және авторлық материалдар
4 990₸/ 1 жыл
🔥Арнайы баға ·10.12.2026 дейін
Одан кейін - 29 990 ₸
Бір рет төлейсіз · Автотөлем жоқ
Тақырып бойынша 11 материал табылды

Cәбит Муқанов "Иппархан" поэмиси 11-синип Ұйғыр тілі

Материал туралы қысқаша түсінік
оқушыларға арналған тапсырма
Материалдың қысқаша нұсқасы

11-«А» синип оқуғучисиниң уйғур әдәбияти пәни бойичә

өз алдиға иш плани


IV чарәк.

Дәрисниң номери: 5 (57)

Дәрисниң мавзуси: Сәбит Муқанов ижадийитидики уйғурлар мавзуси.

«Ипархан» поэмиси



  1. Мәхсити (оқуғучиға қаритилған): Сиз бу дәристә атақлиқ қазақ шаири вә язғучиси Сәбит Муқановниң ижадий паалийитидики уйғурлар мавзуси, шу җүмлидин, «Ипархан» поэмисиниң мәзмуни билән тонушуп чиқишиңиз лазим.

  2. Қисқа тезислиқ конспект.

С.Муқанов Шәрқий Түркстанни өз көзи билән көргән һәм у йәрдики хәлиқниң турмуши билән кәң тонушуш имканийитигә егә болған, униң өтмүши вә тарихи биләнму қизиққан. Иккинчи тәрәптин, Чоқан Вәлиханов һәққидә трилогия вә пьеса язған вақтидиму у алимниң Қәшқәрдә болушиға бағлиқ көплигән материалларни топлаш җәриянидиму тәвә, өлкә билән йәнә бир қетим йеқин мунасивәттә болди. Мошуниң һәммиси язғучиға мошу әл вә униң хәлқи тоғрисида бирнәччә әсәрләрни яритишқа түрткә болди.

Әдипниң Шәрқий Түркстан һәққидики биринчи китави «Бүйүкниң қәдәмлири» намлиқ әсәридур. Униңда С.Муқанов Хитай тоғрисидики өзиниң тәсиратлирини бериду һәм китапниң чоң қисмида уйғур елигә, хәлиқниң өтмүши вә бүгүнки күнигә беғишлап, униң ихтисади вә мәдәнийити һәққидә көплигән мәлуматларни бериду.

«Ялт етип өткән юлтуз» роман-трилогияси мәшһур қазақ алими, шәриқшунас алим Чоқан Вәлихановқа беғишланған. Әсәрниң үчинчи китави алимниң Қәшқәрдә болған вақтини айдиңлаштуриду.

1965-жили С.Муқановниң «Ипархан» поэмиси нәширдин чиқиду. Униңда хәлқимизниң мунәввәр қизи, басқунчиларға баш әгмәстин, өлүмни әвзәл көргән Ипарханниң обризини яритиду. Ипархан, униң қәһриманлиғи, әрксөйәр мүҗәзи шаирға күчлүк тәсир қилиду вә уни қәләм елишқа дәвәт қилғузиду:

Бу вәқә болғанлиқтин чин һәқиқәт,

Баш әгдим иззәт қилип мәнму, әлвәт.

Маңа қәләм алғузуп, илһам бәргән,

Вәтәнпәрвәр әшу қиз вә муһәббәт.

Әдипниң бу әсәрни йезишидики асасий мәхсити Ипархан обризи, униң қәһриманлиғи мисалида хәлқимизниң әрксөйәр мүҗәз-хулқини, Вәтән азатлиғи, жутиниң мустәқиллиги үчүн күрәшкә көтирилидиған сунмас ирадисини, җәңгивар роһини көрситиш болған. Буни язғучи толуқ әмәлгә ашурған.

1973-жили Уйғур театри сәһнисидә С.Муқановниң «Қәшқәр қизи» драмиси қоюлиду. Пьесиниң шундақ атилишиға қаримастин, у Чоқан Вәлихановқа, униң Қәшқәрдә болған вақтиға беғишланған. Мошу җәһәттин елип қариғанда, әсәр әдипниң «Ялт етип өткән юлтуз» романиниң үчинчи китавиға охшап кетиду.

Мәшһур қазақ язғучиси Сәбит Муқановниң уйғур мавзусиға мураҗиәт қилиши һәм қериндаш хәлиқниң турмуши, тарихини айдиңлаштуридиған надир әсәрләрни яритишиниң пәқәт әдәбиятлар достлуғи, икки хәлиқниң йеқинлиғиниң ярқин мисали әмәс. «Бүйүкниң қәдәмлири», «Ипархан», «Қәшқәр қизи», «Ялт етип өткән юлтуз» әсәрлири бу әң алди билән язғучиниң уйғур хәлқигә, униң өтмүши вә бүгүнкисигә болған муһәббити, һөрмитиниң нишани болуп һесаплиниду.

  1. Р.Исмайилов. «Уйғур әдәбияти» дәрислиги, 11-синип, иҗтимаий-гуманитарлиқ йөнилиш. «Мектеп» нәшрияти, 2015-жил. 368-373-бәтләр.

  2. Өй тапшурмиси. Төвәндики соалларға язмичә җавап бериңлар:

А). Сәбит Муқановниң уйғурлар һаятиға беғишланған әсәрлири;

Ә). «Ялт етип өткән юлтуз» роман-трилогиясиниң қисқичә мәзмуни;

Б). Әдипниң «Ипархан» поэмисиниң мәзмуни;

В). «Қәшқәр қизи» драмиси тоғрисида;

Г). Әдипниң уйғурлар мавзусиға муражиәт қилишиниң асасий сәвәплири.

  1. Әкси бағлиниш: орунланған тапшурмини электрон почта яки «WhatsApp» мобильлиқ қошумчиси билән әвәтиң.





Түзгүчи: Авут Саттаров намидики оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими Кожамбердиева Бувинур Низамдиновна.




Материалды Word форматында жүктеп аласыз
Тарифке кіреді
1 ұстаз жүктеп алған
28 сәуір
710
Бұл материалды қолданушы жариялаған. UstazTilegi материалдың мазмұны мен авторлық құқықтарына жауап бермейді. Авторлық құқық бұзылған жағдайда шағым қалдыра аласыз
"Ұстаз" платформасында тіркелген пәндік олимпиадалар
Аттестацияға жарамды екенін көру үшін "Ұстаз" платформасында "Жарыстар, олимпиадалар тізімінен "Ustaz tilegi" деп іздесеңіз шығады
Қазақстандағы ең үлкен материалдар базасынан іздеу
Сіз үшін 400 000 ұстаздардың еңбегі мен тәжірибесін біріктіріп, ең үлкен материалдар базасын жасадық. Төменде керек материалды іздеп, жүктеп алып сабағыңызға қолдана аласыз
Осы тақырыпта
көрнекілік керек па?
10 000 астам көрнекіліктерді жинап қойдық.
Көрнекілік бөліміне өтіп тақырыбын жазып жүктеп алыңыз!
Министірлікпен келісілген Аттестацияға жарамды курстар тізімі