400 000+ дайын материалды шексіз жүктеңіз
ҚМЖ, БЖБ, ТЖБ, презентациялар, көрнекіліктер және авторлық материалдар - 690 тг-ден бастап
Тақырып бойынша 11 материал табылды

«Дәрәқ йопурмиғи билән, йәр- тописи билән гөзәл»

Материал туралы қысқаша түсінік
Дәрәқ материаллири билән иш қилишни билиш вә конструкциялиқ матерал қураштуруп үгиниш.
Материалдың қысқаша нұсқасы

Синип: 2 «б»

Дәрисниң мавзуси: «Дәрәқ йопурмиғи билән, йәр- тописи билән гөзәл»

Дәрисниң мәхсити: Дәрәқ материаллири билән иш қилишни билиш вә конструкциялиқ матерал қураштуруп үгиниш.
а) А1: яғашчилиқ билән шуғуллинидиған устилар тоғрисида мәлуматларни бериш.
ә) А2: оқуғучиларниң оюни әркин йәткүзүши билән пикир ейтиш процесслирини қелиплаштуруш.
б) А3: әмгәксөйгүчлүккә, чевәрликкә, мәдәнийәтликкә тәрбийиләш.

Дәрисниң түри: тәрбийә саати
Қоллинидилидиған усуллар: соал-жавап, «кластер» стратегиялири, «қарлиқ ташлаш» оюни

Көрнәкликләр: Схемилар, дәрәқтин ясалған буюмлар, дәрәқниң парчә түрлири.
Пәнарилиқ бағлиниш: дуниятошуш,тәбиәтшунаслиқ, оқуш, этнопедагогика.

Тәрбийә саатиниң бериши:

Уюштуруш

-Саламлишиш;

-Шатлиқ чәмбири.

Диалог. 1. Дәрәқ қандақ материал?

2. Дәрәқтин қандақ нәрсиләрни ясиса болиду?

3.Сүрәткә қарап дәрәқниң қандақ екәнлигини ейтип бериңлар?

4. Дәрәқниң қанчә яш екәнлигини қандақ билсәк болиду?

5. Дәрәқниң өсүши үчүн немә һажәт?

6.Тамақ қандақ бөләкләрдин туриду?

7.Дәрәқни қандақ қурутушқа болиду?

8.Дәрәқләрниң қандақ түрлири бар?

Йеңи мавзу

«Қарлиқ ташлаш» оюни. Қолидики оюнчуқни қешидики адәмгә ташлап бериду.Бирақ өзигә бағлиқ хисләтләрни қошуп ейтиду.Мәсилән: Мән дәрәққә охшаш чидамлиқ.Мән дәрәққә охшаш егиз.

Маққалларниң мәзмунини ечиш.

1.Бир талн кәссәң,он тални тик.2. Дәрәқ йилтизи билән чиң, адәм дости билән3.Атидин мал қалғичә, тал қалсун.

Яғашчилиқта қоллинидиған үскүнләр билән тонуштуруш

Үскүнләрниң намлири билән тонуштуруш вә уларниң қоллиниш йоллирини чүшәндүрүш

Молжалаш:

1.Чүшүңдә дәрәқ көрсәң, адәм бай болиду –дәп өргән.

2.Йемиш дәрәқлири күздә чечәклисә, алдимизда қиш жили болиду дегән сөз.

3.Емән дәриғиниң уруғи көп болса, қиш қаттиқ болиду.

4.Дәрәқни, өсүмлүкләрни чаршәнбидә олтарғузса мол йемиш болиду.

«Кластер» стратегияси бойичә ой қозғаш. Шәрти: Тахтиға йезилған «Дәрәқ» сөзиниң йениға оқуғучилар шу сөзгә аит нәрсиләрни язиду.

-Бурунқи замандин башлап адәм балиси дәрәқтин һәр хил нәрсиләрни ясап қолһүнәрчилик билән шуғулланған. Дәрәқниң әң пухта түрлирини таллап униңдин өй жиһазлирини, турмушқа һажәтлик нәрсиләрни ясиған. Мәсилән, тавақлар, жам, тәңнә, сандуқ, ноғуз, дөшә в.б. Шундақла һәр бир ясалған нәрсигә гөзәллик һис қилиш мәхситидә миллий нәқишләрни бастурған.

Дәрәқниң түрлири билән тонуштуруш. Яғачтин ясалған һәр қандақ нәрсиләрниң үлгилирини көрситиш вә дәвәт қилиш.

Тәрбийә саатини бәкитиш: Тест.Ерән дәриғи қәйәрдә өсидә? а) Алмутида ә) Уйғур наһийәсидә

б) Яркәнттә

Кигиз өйниң керегесини, уығини ясайдиған адәмни ким дәймиз? а)өйчи ә)оймақчи б)тоқума

Оймақчиниң қолидин чиққан буюмни атаң а)қазан, қамча, сирмақ. ә)гиләм, китап,қилич.

б)кебеже, сандуқ

Өйгә тапшурма: Қолһүнәр буюмлириға ясилидиған нәқишләрни ясап келиш


Материалды Word форматында жүктеп аласыз
Тарифке кіреді
0 ұстаз жүктеп алған
28.03.2019
709
Бұл материалды қолданушы жариялаған. UstazTilegi материалдың мазмұны мен авторлық құқықтарына жауап бермейді. Авторлық құқық бұзылған жағдайда шағым қалдыра аласыз
"Ұстаз" платформасында тіркелген пәндік олимпиадалар
Аттестацияға жарамды екенін көру үшін "Ұстаз" платформасында "Жарыстар, олимпиадалар тізімінен "Ustaz tilegi" деп іздесеңіз шығады
Қазақстандағы ең үлкен материалдар базасынан іздеу
Сіз үшін 400 000 ұстаздардың еңбегі мен тәжірибесін біріктіріп, ең үлкен материалдар базасын жасадық. Төменде керек материалды іздеп, жүктеп алып сабағыңызға қолдана аласыз
Осы тақырыпта
көрнекілік керек па?
10 000 астам көрнекіліктерді жинап қойдық.
Көрнекілік бөліміне өтіп тақырыбын жазып жүктеп алыңыз!
Министірлікпен келісілген Аттестацияға жарамды курстар тізімі