жүктеу мүмкіндігіне ие боласыз
Бұл материал сайт қолданушысы жариялаған. Материалдың ішінде жазылған барлық ақпаратқа жауапкершілікті жариялаған қолданушы жауап береді. Ұстаз тілегі тек ақпаратты таратуға қолдау көрсетеді. Егер материал сіздің авторлық құқығыңызды бұзған болса немесе басқа да себептермен сайттан өшіру керек деп ойласаңыз осында жазыңыз
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
Дүниетану "Аилəвий мəрикилəр" 1 сынып
Тәкшүрүлди Г.Т.Садирова. Дәрис : Өзини-өзи тонуш Бөлүм: Инақ аилә. Мавзуси : Мениң достлирим. |
Мәктәп: А.Розибақиев намидики №153 мәктәп-гимназия |
|||
Күни : 27.11.2018 Синип: 1«г» |
Муәллимниң исим-фамилияси: Талипова Фаридам Нурамбековна.
|
|||
Дәрисниң мәхсити: |
Тонуш әмәс сөзләрни тиңшайду, уларни хор билән ейтиду. Сөзләрни чүшинип вә шуларға бағлиқ дурус һәрикәт ясайду. Яхши яманни ажриталайду. Дости тоғрисида ейтип берәләйду. Сүрәткә қарап жүмлиләрни қуриду. |
|||
Бурундин бар билими |
өзини-өзи тонуш қаидилирини билиду, аилә, яхшилиқ, дост тоғрисида |
|||
Режә |
||||
Реҗиләнгән вақит |
Реҗиләнгән паалийәт |
Мәнбәләр
|
||
Уюштуруш қисми
Билиш
Асасий қисим
Чүшиниш
Қоллиниш
Тәһли
Мәшиқ
Жиғиш
Хуласиләш қисми Баһалаш
Рефлекция
|
Уюштуруш пәйти: Дуруслап олтириңлар, тениңларни тик тутиңлар. Аяқ-қолиңизни алмаштурмаң. Қолиңизни тизиңизға болмиса үстәлгә қоюшқа болиду. Көзлириңларни жумушиңларни сораймән. Тәсвирләп көрәйли: Күн нурини бизгә мол чечип туриду. Һава тап-таза. Көк асман. Қушлар сайраватиду. Мошуларниң барлиғи өз яхшилиғини барлиқ адәмгә,барлиқ тирикчилик егилиригә көрситиватиду. Адәмләрму мошундақ болсикән... һәр бир тирик жан кичикинә чүмилләрдин башлап қушлар,һайванатлар , адәмләр өз өмири үчүн тиришип урпиғи үчүн тирикчилик қилватиду. Барлиғи мошу көк асман әтрапида, течлиқ әлдә дунияға кәлгинигә хошал, келәкчилигә ишәш билән қарайду. Яхши қияпәт билән бурунқи қелпимизға келәйлуқ.Соал: 1.Өзәңни қандақ сезиндиң? 2. Қандақ йеқимлиқ сезимдә болдиң? Һәр күни бир-биримизгә яхшилиқ тиләйлуқ. Көзлириңларни ечип күлиңлар. Яхши болуңлар! Яхши нәрсә тоғрилиқ ойлаңлар! Яхши нәрсә сөзләңләр! Яхши нәрсә тиңшаңлар! Яхши нәрсә көрүңлар! Яхши иш қилиңлар! Бәхиткә апиридиған йол – шу! «Көңүл арили» смайликлар ясаш арқилиқ көрситиду.
Мавзуни ечиш: Қизиқишини ойғитиш: Төвәндики сүрәтләр бойичә мавзуни ечиш соаллар қоюш: - сүрәттә кимләр? Жаваплар: -Балилар,қиз оғул, дост... -Дурус ейтисиләр. -Бүгүн биз дәристә «Мениң достлирим» дегән мавзу билән тонушимиз.
Дост, достлуқ, көп дост,,яхши, адил-сөзләрни хор билән ейтиш. Цитат: Яхши билән йолдаш болсаң, йетәрсән муратқа. \мақал\ Оқуғучилар бир нәччә қетим қайтилайду. Мақалиниң мәнасини қандақ түшинисиләр? Бирлишип оқуймиз: «Чүмүлә». Мәзмунини ейтип бериш. Сөһбәтлишиш: - Адәмгә достлар немә үчүн керәк? -Қери чүмилиниң ейтқинини қандақ чүшнисиләр? -Һәрә билән қоңғузни һәқиқий достлар дейишкә боламду? Немишкә? -Уларда достқа хас қандақ хисләтләр болмиди? -Достлириңлар ярдәм сориса, өзәңлар немә қилған болаттиңлар? Мәшиқ : Һарсаңлар балилар, Қоллириңларни созиңлар.. Бармақлар билән ойнаңлар, Қоллириңларни һәркәткә кәлтүриңлар. Тәнлириңлар чиниқсун, Саналириңлар дәм алсун . Топларға тапшурма: соалларға жавап бериңлар.
Достлуқ-меһриванлиқтин туғлиду.Һәқиқий достлар бир бирини яхши чүшиниду, сийлишиду.Бир биригәяр-йөләк болиду,ғәмхорлуқ қилиду,ярдәм қолини созиду. Дост болуш дегинимиз-адәмләрниң бир биригә сәмимий тиләкдашлиғи, беминәт меһриванлиғи. «жим-житлиқ вақити» өз жүригимизниң исиқлиғини сезинип жүригимизниң иссиқлиғини адәмләргә әтрапимиздикиләргә йәткүзүш үчүн ичимиздә уларға яхши тиләкләр тиләйлуқ. Яхши ой ойлайлуқ, яхши сөз сөзләйлуқ, яхши иш ишләйлуқ. Бүгүн дәристин алған тәсирәтләрни жүрәклиримиздә сақлайли. Рәхмәт . көзлириңларни ечиңлар. Дәрис аяқлашти .
|
Оқуш қураллирини түгәлләш
Иш дәптири.
|
||
|
|
|
||
|
-
|
Иш дәптири.
|
||

Бұл курс Қазақстан Республикасы Оқу-ағарту министрлігімен келісілген