жүктеу мүмкіндігіне ие боласыз
Бұл материал сайт қолданушысы жариялаған. Материалдың ішінде жазылған барлық ақпаратқа жауапкершілікті жариялаған қолданушы жауап береді. Ұстаз тілегі тек ақпаратты таратуға қолдау көрсетеді. Егер материал сіздің авторлық құқығыңызды бұзған болса немесе басқа да себептермен сайттан өшіру керек деп ойласаңыз осында жазыңыз
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
Хош башланғуч мәктәп 4 сынып
Мавзу: Башланғучим-бал булиғим!!
Зални безәнләндүрүш.
«Башланғучим-бал булиғим!»
2. Шарлар ,гүлләр
-Қазқстан Республикисиниң гимни орунлиниду.
Муәллим:
Хуш кәпсиләр һөрмәтлик ата-анилар, қиммәтлик кәсипдашлар, қәдирлик меһманлар! Бүгүнки күни мошу йәрдә олтарғанлар һәмимиз үчүн бөләк күн. Униң сәвәви 4 жил илгири мәктәп босуғусини қорқунуш билән атлап киргән кичиккинә гөдәкләр, мана бүгүн болса бойлириму, ойлириму өсүп , башланғуч синип билән хошлашмақта. Арманлисақму, хиял қилсақму балилиқ чеғиң һәр дайим көз алдиңға келиду.Сәвәви әжайип өмүр балилиқ чағдин башлиниду. Мана бүгүн бизниң гөдәклиримиз өмүригә өчмәс из қалдурған башланғуч мәктәп билән хошлиш алдида туриду. Ундақ болса 4-синип билим алғучилирини сәһнә төригә чақирайли.
Джахангир: Әссаламу әләйкүм жиғилған көпчүлүк
Салам бәрдуқ һәммиңларға баш егип
Туриду мана алдиңларда 4-синип
Көңүллүк өтсун бүгүнки,
башланғуч билән хошлишиш күн –кечимиз!
П.Диляра
Хуш кәпсиләр устазлар, әзиз жанлар,
Билим издәп , жиңнә билән қудуқ қазғанлар.
Қучақ ечип қарши алимиз биз силәрни
Бүгүнки бизниң кечимиздә.
Абилхемид С Хуш кәпсиләр , ақ яғлиқлиқ анилар
Қиммәтлик атилар
Үзүңлардин меһир билән нур тамған
Алдиңларда гүлдәк ечилип турар
Силәрниң есил балилириңлар.
Арупжан
Һөрмәтлик билим алғучилар, қиммәтлик ата-анилар, қәдирлик меһманлар бүгүн биз һаяжан илкидә. У болсиму башланғуч мәктәп билән хошлишиш алдида туримиз. Буниңдин төрт жил илгири билим елиш үчүн мәктәп босуғусиға қәдәм ташлиған едуқ. Шуниңдин бери оқушни, йезишни, һесап ишләшни, үгәндуқ. Бир-биримиз билән достлишишни, чоңларни һөрмәтләп, кичикләрни иззәтләшни, бир-биримиз билән дурус мунасивәт қилишни, адил әмгәк қилишни үгәндуқ.
Диляра
Қени һәмимиз бирлишип өткән төрт жил һаятимизни есимизға алайли.
Алина
У чағда мән алтә яшта.
Мени апам йетиләп,
Раслап алған гүл қучақта,
Кәлмәк едим әркиләп.
Мәктәп! Дәймән апамға мән
Чавақ челип орғуп жүрәк
Мәктәп! Дәйду апамму һәм,
Иккимизни шатлиқ бөләп.
Мән анамниң қучиғида,
Тәрбий елип өскән едим,
Билим берип пак қойнида,
Мәктәп анам әнди мениң.
Арупжан
-Биринчи сентябрь күни бизни мәктәп алдида ким қарши алди?
-Муәллим
Мухамедали
Дәсләп қәләм тутқузған,
Елипбәни уққузған
Тоғра оқуп йезишқа
Шәрт-шараит туққузған
Чевәр бизниң муәллим
Бал тамиду сөзидин
Нур яғиду көзидин
Яхши адәм болушни
Үгәндуқ биз өзидин
Аман
Сөйүмлүк муәллим
Бәш алсам мән яқтим
Икки алсам синидиң
Баш егип туримән
Алдиңизда һәр дайим
Нахша «Устаз»
Диляра
-Балилар биз мәктәпкә биринчи қетим кәлгәндә немә қарши алди?
-Мәктәп қоңғуриғи
Бир билим алғучи қоңғурақни челип чиқиду
Арупжан
Есиңлардиму балилар , биз мәктәпкә кәлгәндә бизни биринчи дәрискә чақирған, дәристин тәнәпускә чиқарған, бизгә төрт жил хизмәт қилған-қоңғурақ.
Балилар һәммиси биргә «Қоңғурақ » шеирини ейтиду
Жириң-жириң қоңғурақ
Авазиң бәк зил яңрақ
Мәктпкә кәлгән күндин
Авазиңға мән амрақ
Жириңлисаң, қоңғурақ
Авазиң бәк зил яңрақ
Синипимға киримән,
Кечикмәстин һәммә вақ
Диляра
Меһриван анилиримиз билән қәдирлик дадилирмизға Баш егип чәксиз рәхмитимизни ейтимиз.
Арупжан
Бизниң хошаллиғимиз билән йәткән утуқлиримизгә ортақ болуп, бизниң ғемимизни қилидиған -ата-ана. Улар бизниң дуниядики әң йеқинлиримиз. Һөрмәтлик ата-анилар биз силәргә чәксиз рәхмитимизни ейтип баш егимиз.
Гулзадәм
Рабийәм
Муқәдәс
Диляра
Испанчә усулусул
Арупжан
Математика барлиқ пәнләрниң падишаси-дәп алимлар ейтқан.
Математика-һаят еһтияжидин чиққан пән, шуниң үчүн инсанлар өз һаятида уни қоллинишқа , һесаплашқа муһтаж болған. Математикисиз һаятни сәрәмжан , жиғинчақ , ихчамлиқ дәп тәссәвур қилишқа болмайду. У бир гөзәл сәнъәт болуп , һәр қачан һәқиқәтни , дәлилликни , ениқлиқни , рошәнликни тәләп қилидиған пән.
Диляра
Математикидин кимниң билиминиң күчлүк екәнлигини синаш үчүн , мону мтсалларни йешип көрәйли.
1-мәсилә
Икки адәмгә бир тавақтин аш тартсақ, у чағда бир тавақ аш йәтмәй қалиду, үч адәмгә бир тавақтин аш тартсақ , у чағда бир тавақ аш ешип қалиду. Бу өйдики меһманлар қанчә, тавақларниң сани қанчә?
Жавави: 12 адәм, 5 тавақ
Арупжан
2-мәсилә
Бир топ қушқач топ чиғқа қонупту. Бирдин қонса , ешип ешип қапту бир қушқач, иккидин қонса , ешип қапту бир чиғ. Қушқач қанчә, чиғ қанчә?
Жавави: 4 қушқач,3 чиғ.
Оғулларниң орунлишида нахша «Мән уйғур балиси»
Қизларниң оунлишида уйғурчә усул
Арупжан
«Тиллар гүлдәк солмайду,
Ана тилим өлмәйду.»
«Уйғур тили-бай тил»
Бу тилда көпләп чөчәкләр, дастанлар, қошақлар, бейитлар йезилған.
Диляра
«Шерин сөз жан озуғи» дәйду хәлқимиз. Шундақ екән сөзләрни орунлуқ ишлитишимиз , пткиртмизни шерин сөзләрниң ярдими билән баян қилишимиз лазим. Яхши оқушимиз, чирайлиқ йезишимиз үчүн ана тилимиз уйғур тилимизни пухта билишимиз керәк.
Рабийәм Анам кәби бағриң кәң, тилим,
Тиллар ичрә өзәң тәң, тилим .
Һаятилққа һәқ, наһәқ-үчүн,
Қилип кәлдиң тинмай жәң,тилим.
Жәңнамиләр йезилди сәндә,
Дур , гөһәрләр тизилди сәндә.
Әждатларниң тартқан азави,
Үнчә болуп тизилди сәндә.
К. Диляра Сәнму бир тағ, тилим , хар болдуң,
Яшаш үчүн тәнһа зар болдуң.
Қистаңларда қаймуқуп жүрүп ,
Йолуң тару , өзәң бар болдуң.
Зулмәт ичрә зарлиған тилим,
Гаһ қуяштәк парлиған тилим ,
Адәмләрни ижил яшашқа ,
Изгүлүккә чиллиған тилим.
Муқәддәс Йәссәвийдәк йәкләнгән тилим,
Сорунларда чәкләнгән тилим.
Қайта қуруш шарапитидин ,
Өз әксинчә тикләнгән тилим.
Уйғурум өчмәс сән билән.
Тарихимму өчмәс сән билән,
Қәлбимдики ейтмақ күйлирим ,
Навалирим пүтмәс сән билән.
Гулзадәм
Ана тилим, шүкри өзәң бар
Өзгә тилға болмидим мән зар
Бу һаятта өзәң сәвәлик,
Тонулдум һәм таптим етивар
Өзлүгүмни сақлиған тилим
Ишәнчимни ақлиған тилим
Үмүтлүк бир юлтуз мисали
Шәриқ үзрә чақниған тилим
Адина
Башланғучум бал булиғим
Оттәк янсун шам чириғиң
Өзәң бәргән билим билән
Қуштәк учимән ләйләп көктә
Дияр
Өтти қизиқ чағлирим
Башланғучта мениңки
Хошлишиш күнму йәтти
Қиялмай қолни шилтип
Дильфуза
Башланғучум бал булиғим
Алдим сәндин билимни мән
Һәрип тонуп, билим елип
Рәхмитимни яғдуримән
Абдулла Сумбат
Яхшилиқни һәр дайим яқлайдиған
Сөзлириңизи есимиздә сақлаймиз биз
Үмүт күтүп қарайдиған келәчәктин,
Устазим үмүтиңизни ақлаймиз биз
Миранда
Хош бол , қутлуқ башланғуч
Рәхмитим мениң чәксиз
Бәргән әқил, билим, тәрбийәң
Есимдә жүрәр һәр чағ.
Мехрим
Дәстә дәстә гүл тиздим әжәп чирайлиқ
Қайнап ташти әшу дәм дилимда шатлиқ
Устазимға тутимән гүлдәстәмни мән
Һөрмити зор үгәткәч маңа илим пән.
Адилина
Устаз ойғақ йерим кечидә,
Чирақ янар өйниң ичидә
Тәкшүрүлгән дәптәрләр әйнә
Үстилидә турар зиччидә
Дильнават
У муәллим уйқини билмәс
Илим пәнни көрәр муқәддәс
Устаз яққан нурлуқ чирақни
Өчүрәлмәйду һеч бир көрәлмәс
Ершат
Қолумға қәләм бәргән
Билимгә уруқ тәргән
Ким десиңиз мән дәймән
Биринчи муәллим
Әтрапқа көзин ачқан
Қәлбимгә дилин чачқан
Ким десиңиз мән дәймән б
Биринчи муәллим
Ясмина
Төрт жил болди мәктәпкә
Оқуш үчүн кәлгили
Пән гүлстан беғида
Билим гүлини тәргили
Шамиль
Өсүп қалди боюмиз
Толуп қалди оюмиз
Гезит,журнал китапни
Һеч қийналмай оқуймиз
Анеля
Дуниятонуш һесапни
Ана тили оқушни
Биливалдуқ һәттаки
Шеир қошақ тоқушни
Рехимәм
Башланғучни түгитип
Көчтуқ әнди бәшкә биз
Хошлишип устаз билән,
Рәхмәт ейттуқ һәммимиз
Хошлишиш вальси
Һәммиси хор билән
Йүсүп Хас, Махмут бовам,
Тилин дилимға салған
Биз үчүн қилған меһнәт
Устазимға миң рәхмәт.
Залға жиғилған ата-анилар билән устазларға караоке дин «ұстазым» нахшисиниейтиш
Мана бүгүн биз 4 жил жәриянида ал\ған билимлиримизни силәргә көрситип өттуқ. Келәчәктә биз устазларға билим елиш йолида һармай-талмай оқуп үгүнимиз дәп вә дә беримиз. Сиз устазлардин биз яш ғунчиларға мошу оқуп үгәнгән билимлиримизни техиму риважландуруп билимгә кәң йол ечип беришиңларни үмүт қилимиз.
Муәллим
Биз бағвән билимниң гүлистанида
Өстүрдуқ силәрни ғунчә орнида
Яш диллар билмниң ширнисин мана
Сүмәрди паклиқниң меһир жамида
Учум болуп башланғучтин
Көккә қанат қақтиңлар
Бәхитсизлик чаңгилини салмисун
Яшаңлара, учуңлара пәрваз қип
Бу жаһанда арминиңлар қалмисун-дәп бүгүнки күн нурини чачқан 4 жил намлиқ кечимизни аяқлаштуримиз.
Гимн орунлаш.

Бұл курс Қазақстан Республикасы Оқу-ағарту министрлігімен келісілген