жүктеу мүмкіндігіне ие боласыз
Бұл материал сайт қолданушысы жариялаған. Материалдың ішінде жазылған барлық ақпаратқа жауапкершілікті жариялаған қолданушы жауап береді. Ұстаз тілегі тек ақпаратты таратуға қолдау көрсетеді. Егер материал сіздің авторлық құқығыңызды бұзған болса немесе басқа да себептермен сайттан өшіру керек деп ойласаңыз осында жазыңыз
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
Кава-миң дава
М.Һәмраев намидики № 150 умумий билим бериған мәктәп
Секция:Башланғуч синип
1-синип оқуғучилири: Ташбулатов Зариф
Ахунжанова Русалина
Мавзу:
« Кава – миң бир дава »
Илмий рәһбири:Башланғуч синип муәллими Гаитова Ш.Т.
Алмута,2019ж.
« Кава – миң бир дава » намлиқ илмий ишқа
Пикир
Тәйярланғанлар: М. Һәмраев намидики № 150 УББ мәктәпниң 1-синип оқуғучилири Ташбулатов Зариф вә Ахунжанова Русалина илмий әнжуманға биринчи қетим қатнишип олтириду.
Русалина вә Зарифниң таллап алған мавзуси « Кава – миң бир дава» дәп атилиду. Зариф вә Русалина бу мавзуға тәйярлиқ қилиш жәриянида һәртәрәплимә издәнгәнлиги байқалди, шундақла өз мәвқиәсини,ой – пикрини мисаллар билән дәлилләшкә тиришти.
Илмий ишниң қурулуми:
Киришмә
Асасий қисим
І бөлүм: Кава тоғрисида мәлумат
ІІ бөлүм: Кавиниң адәм саламәтлигигә болған пайдиси һәққидә.
Хуласә вә пайдиланған әдәбияттин ибарәт.
Илмий әмгәк билән тонушқанда Зарифниң вә Русалинаниң өз мәхситигә йетиштә көп издәнгәнлиги байқалди.Хуласиләп ейтқанда,Зариф билән Русалина мавзуни йорутуп бәргәнлигини һәм өз мәхситигә қисмән болсиму йәтти дәп ойлаймән.
Илмий рәһбәр: Гаитова Ш.Т.
Аннотация
Ташбулатов Зариф билән Ахунжанова Русалина « Кава – миң бир дава» мавзусида илмий иш үстидә ишлиди.Униңда кавиниң чиққан тарихи,түрлири вә адәм балисиға болған әһмийитини ейтилған.
Мәзкүр әмгәк 3 қисимдин ибарәт.
Киришмә қисмида кавиниң тарихи тоғрисида ейтилған.
Асасий қисмида кавиниң түрлири вә адәмгә пайдиси тоғрисида ейтилған.
Хуласә қисмида мошу мавзусида йезилған кавиниң өз йеримиздә өстүрүшкә болидиғанлиғини вә уни дора ретидә ишлитидиғанлиғи көрситилгән.
Түйін
Киришмә
Язғучилиримиз ейтқандак,адәм тәбиәтниң бир бөлиги екән. Адәмгә керәк дора-дәрмәк,кийим-кечәк,тамақ түриму тәбиәттин елиниду.Һазирқи вақитта йәр бетидә өсүмлүкләрниң 500 миңға йеқин түри бар екән.Өсүмлүк,у – тирикчилик,у – өмүр, у – йәрдики барлиқ тирик организмлар болуп тепилиду.Өсүмлүкләрниң бир түри у –кавидур.
Кава бирнәччә миң жиллар бойи өстүрилип келиватқан өсумлук болуп тепилди.Америкидин таралған вә 20 сорти бар дәп һесаплиниду.Кава-бурундин өсүрүлүп келиватқан өсүмлүк.Кавиниң явайи түри тәбиәттә учрашмайду.У бизниң заманимиздин 3000 жил бурун Мексикида өстүрүшкә башлиған.Кавиниң Қазақстанда 9 түри таралған.Һазир кава елимизниң барлиқ вилайәтлиргә тарилип,өстүрилмәктә.
Кава – тәрхәмәк,тавуз,қоғун вә башқа көктатларниң бирләшмиси.Кавини йәшкә ярамлиқ вә техникилиқ болуп иккигә бөлиниду.Йәр шарида бу көктатниң онлиған түри бар: униң үч түри биржиллиқ,қалған йәтиси көпжиллиқ.Сиз билән бизниң беғимиздин болмиса анилиримизниң татлиқ тамақлиридин көрүп жүргән кавимизниң түри сериғуч болғини билән йешил,ақ,сериқ,қизил рәңлик кавиларму бар екән.Кавиниң отираңғу салмиғи 4-8 кг,әң еғир салмиғи 800 кг. Униң узунлиғи 2-10м ,йопурмақлири йейилип өсиду.Кавилар Антрактидида башқа йәрләрдә өсивериду вә ейтқандақ униңға күтишниңму һажити йоқ.
-1 –
Асасий қисим
Бизниң таллап алған мавзуримиз кава,сәвәви униң адәм саламәтлигигә қанчилик пайдиси бар екәнлигини билгүмиз кәлди.Биз манта таамлирини бәк яхши көримиз.
Мәхситимиз:
Кавиниң тарихини,башқа өсүмлүкләргә қариғанда алаһидиликлигини,түрлирини вә адәм балисиға пайдиси нурғун екәнлигини чүшәндүрүш.
Вәзиписи:
Әдәбий китаплар билән шуғуллиниш издиниш мавзу бойичә кәңәйтиш,керәклик әхбаратларни тепиш вә пайдилиниш.
Молжалаш:
Келәчәктә кавиниң түрлирини чоңқурарақ дәлилләп,тән-саламәтликкә пайдилиқ керәклик таамлар тәйярлаш чевәрлигини үгиниш.
Күтилидиған нәтижә:
Издиниш ишлириниң нәтижисидә өз ишимизниң кәсиби болуш,көзлигән мәхсәткә қол йәткүзүшкә билишни интилиш.
План:
Киришмә бөлүм.
Кава тоғрисида мәлумат
Кавиниң адәм саламәтлигигә болған пайдиси һәққидә.
Пайдиланған әдәбиятлар:
Биз 1 синип оқуғучилири Ташбулатов Зариф вә Ахунжанова Русалина. Биз илим йолини бирликтә башлидуқ.Кава пайдилиқ мевә дәп билимиз.Кавиниң пайдиси көп.Австрия патшаси 1773 жили кавиниң шипалиқ хусусийитигә егә. «Кава саламәтликкә пайдиси бар вә тамақ ретидә пайдилинишқа дора түридә ишлитилсун»дәп ейтип кәткән.Кавиниң пайдисини Авиценаниң язмилирида,Мухаммед Хусейн Шеразниң әмгәклиридә учритимиз.Бурундин бу ривайәтләрдә көрүш қабилийити начарлиғанда,иссиғи көтирилгәндә кавини пайдиланған.
Кавиниң түрлири:Қазақстанда көпинчә кавиниң 3 түри:қаттиқ қаватлик,йемишлик вә мускат өстүрүлиду.Униң ичидә « Волгилиқ -92», «Мозолевлик-10», «Қәшқәрлик 1644» сортлири учришиду.Йәнә,йеримиздә кавиниң мраморлық, «миндал-35», «Бирюгектлик 27» охшаш түрлириму бар.Булар ашханилиқ сортлар.Улар һәр бир адәмниң ашқазиниға пайдилиқ..
Кавиниң тәркивидә:15-18 пайиз қурғақ затлар,8-10пайиз сахароза,аскорбин кислотаси,100 г кавида 19ккал бар.Кавиниң тәркивидә 90,3 пйиз су,белок вә күлму учришиду.Адәм тенидә пайдилиқ тәрәптин йемишләр вә көктатләргә қариғанда витаминларға бай. Униң тәркивидә каротин,кальций,төмүр,магний,фосфор вә А,В1,В2,РР, С витаминлири болиду.
Кавиниң мейи: У тән - саламәтликкә пайдилиқ өсүмлүкләрниң биридур.Кавиниң мейи 90 пайизға чәкләнмигән.Кава мейида омега – 3,омега -6 май кислоталири интайин бай.Турмушта адәмләр кавиниң мейини кавиниң уруғидин алидикән.Мошу майниң өзгичилиги: рәңги- йешил яки болмиса қоюқ қоңур,пуруғи өткүр, хуш пурақлиқ,дәми татлиқ. Кавиниң мейи адәмниң тамақлиниш вақтида пайдиланса униңға интайин зор пайдиси бар.Шунлашқа меһманлар кавини нурғун йәйли.
Кавидин ясилидиған таамлар
Кавини пиширип,қорупму,уни һода пишәрсәкму,манта вә башқа таамларни йесәк болиду.Кавидин диетилиқ таамлар тәйярлиниду.
Қорулған кавини тәйярлаш уссули
Кавиниң тешини ақлаймиз,уруғини еливетимиз.Тоғрап тузлаймиз.Унға қошувелип,сериқ майға қоруймиз.Уни қаймақ билән йеген яхши.Биз кавидин һәр түрлүк таамларни ясап йәймиз.Шуларниң бири бизниң яхши көридикан таамимиз – манта.Кавидин йәниму башқа таамларни ясисакму болиду.Улардин таамла әмәс,салат һәм сок чиқарсаққму болидикән.Кавиниң адәмгә һеч қандақ зейини йоқтур.
Хәлиқ даналиғи бурундин кава дени арқилиқ ташни вә қуртни чүшириду.Аяллар бошанғандин кейин аяқ – қоли ишип кәтмәскә, қурғақ йөтәлгә вә геморройни кава билән сақайған.Уларниң кавиниң уруғи билән бални арлаштуруп йегәнни,адәмләр үчәй қуртиға яхши пайдиланған.
Кавидин сөк тәярлаш уcсули:
Кавини әң алди билән тазилавелип,бир нәччигә бөлүмиз.Үстидин су қошулған сүт қуюп,қәнт,туз селип 5-10минут қайнитимиз.Кейинирәк сок қошуп,30-40 минут айландуруп олтириш керәк. 1 стакан сокқа 600 г кава,3 стакан сүт яки болмиса су 4 аш қошуқ қумшекәр йерим чай қошуқ туз,2-3 аш қошуқ сериқ май қошиду.
Кавиниң тән сақлиққа пайдиси.
Кава ашқазанниң ағириқлиридин қорғайдиған дора.Шуниң билән жүриги начар,һәр түрлүу ақриқтин жүдәп,һарғанда қүвәт беридиған пайдилиқ аш.Кавиниң ичидики юмшақ йерини, яки «гөшини» көйгән тәнгә теңишқа болиду.Буни дохтурларму мақуллиған.
Миңлиған ағриққа пайдиси болидиған кавини бир сөз билән ейтип йәткүзәлмәймиз.
- Көзи начар көридиған;
- Қени азларға:
- Семизларға;
- Өт һайдашқа;
- Беғирға;
- Паразитларни өлтүрүшкә ярдәм қилиду.
Адәм балисиға кавиниң һеч қандақ зийини йоқ екән.Әгәр адәм балисида апийин яди көп таралған болса,шуни қайтириш үчүн кава гошиниң сүйини чиқирип алимиз.Кейин уни ядланған адәмгә ишкизимиз.Бу апийин ядини қайтуриду.
Отқа яки болмиса иссиқ суға көйүп қалғанда,кавиниң гөшини яридар болған йеригә теңиш керәк.Шу вақитта тез сақийип кетишигә ярдәм қилиду.
Өпкилири тошуп қалған һаләттә,кавини 250 грамм кала гөшигә қошуп,суға тиширип,тамақ орнида йәйду,Униңға май вә туз қошмайду.
Ичимиздики қурутни чушириш үчүн кавиниң гөшини чоңлар 500грамм, балилар 350 грамм йәйду.2 сағаттин кейин ичи һайдайдиған дора ичкизиду,қурутни чүшириду.Бу дорини 2-3 күн ичиш керәк.
Кавиниң уруғи йөтәлгә яхши пайдиси бар.Йөтәлдин қутулуш үчүн кавиниң уруғини иссиқ йәргә қоюп қуритиду.Кейин уни уруғини алиду.
Кавиниң уруғини елип,қурутуп,денини алиду.Кава – зәһири йоқ,дәми мевә.Дени,теши,гөшидин ибарәт.
Кавидин сақийидиған ағриқлар:
Бөрәк,беғир ағирғанда күндә кавиниң сүйини чиқирип ичиш керәк.Сүйини йеңи тәйярлиғандила ичиду, сәвәви өйдики температура билән сақлаш қийин.
Хуласә
Мошу илмий ишни ишләш үстидә биз кава тоғрисида көп нәрсиләрни билдим.Бу кавини өйдиму өсүрүшкә болидикән.Кавиниң адәмгә һеч қандақ зийини йоқ екан. Адәмләр кавидин өзлиригә тән- саламәтлигигә көп витаминлар алидикән.Кава һәр түрлүк ағриқларға дора.Биз кавидин көпинчә таамларни ясап йәймиз.Келәчәктә биз буниңдинму көп нәрсиләрни үгинимиз дәп ойлаймиз.Бу иш бизни көп издинишкә,чидамлиққа,алдимизға қойған мәхситимизгә йетишкә үгәтти.
Пайдиланған әдәбият:
Дуниятонуш дәрислиги 2 синип Алмута « Атамұра»2014ж
Дуниятонуш дәрислиги 3 синип Алмута « Атамұра»2014ж
Дуниятонуш дәрислиги 4 синип Алмута « Атамұра»2011ж
«Өсүмлүкләр дуниясида» китави
Мундурижә
Киришмә --------------------------------------------------------------------1 бәт
Асасий қисим -------------------------------------------------------------2-7бәт
І бөлүм:Кава тоғрисида мәлумат------------------------------------------------
ІІ бөлүм: Кавиниң адәм саламәтлигигә болған пайдиси һәққидә-----
Хуласә----------------------------------------------------------------------------8бәт
Пайдиланған әдәбият----------------------------------------------------------9бәт

Бұл курс Қазақстан Республикасы Оқу-ағарту министрлігімен келісілген