400 000+ дайын материалды
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
ҚМЖ, БЖБ, ТЖБ, презентациялар және авторлық материалдар
4 990₸/ 1 жыл
🔥Арнайы баға ·10.12.2026 дейін
Одан кейін - 29 990 ₸
Бір рет төлейсіз · Автотөлем жоқ
Тақырып бойынша 11 материал табылды

Шайим Шаваев "Билал Назим" романи

Материал туралы қысқаша түсінік
оқушыларға арналған тапсырма
Материалдың қысқаша нұсқасы

7-синип оқуғучисиниң уйғур әдәбияти пәни бойичә

өз алдиға иш плани

IV чарәк.

Дәрисниң номери: 4 (58)

Дәрисниң мавзуси: Шайим Шаваевниң һаяти вә иҗадийити. «Билал Назим» романи


1. Мәхсити (оқуғучиға қаритилған): Сиз бу дәристә Шайим Шаваевниң һаяти вә иҗадий паалийитини вә «Билал Назим» романидин елинған парчини оқуп үгинишиңиз лазим.


1938-ж.

Алмута вилайити Түгмән (Һазирқи Уйғур наһийәси) йезисида дунияға кәлгән.

1955-ж.

Чоң Ақсудики оттура мәктәпни тамамлап, колхозда ишләйду.

1961-ж.

Қазақ дөләт консерваториясиниң театр факультетиға оқушқа чүшиду.

1971-ж.

Алмута сәнъәт институтиниң режиссерлуқ факультетиға чүшиду.

1975-ж.

Институтини тамамлап, йеңи уйғур драма әсәрлириниң вуҗутқа келишидә түрткилик өз һәссисини қошиду.

1979-ж.

1979-жили Қазақстан Язғучилар Иттипақи уйғур әдәбияти бойичә мәслиһәтчи хизмитини атқуриду.

1977-ж.

«Цветная тюбетейка» повесть вә һекайиләр топлими Москвадики «Советский писатель» нәшриятида елан қилинған.

1976-ж.

Җумһурийәтлик уйғур театриниң сәһнисидә « Сениң қара көзлириң» намлиқ музыкилиқ драма әсәри қоюлған.

1981-ж.

«Акам өйлиниду» намлиқ комедияси, «Билал Назим» драмиси қоюлған.

1990-ж.

«Гунасизға бәш әйип» драмиси қоюлған.

2.Қисқа тезислиқ конспект

Топламлири:

1970-жил

«Имзасиз хәтләр»

1978-жил

«Анар гүл», «Келиңлар нахша ейтайли»

1983-жил

«Йоқалған қәләм»

1985-жил

«Цветы граната»

1987-жил

«Издәймән сени»

2000-жил

«Мирзигүл»

2001-жил

«Билал Назим»

Тәрҗимә ишлири: М. Әвезовниң «Қарам заман» романини, «Айман-Шолпан» драмисини, С. Муқановниң «Аққан юлтуз» романини, Ғ. Мусреповниң «Қыз-Жибек», Ч. Айтматовниң «Ақ кемә» драмилирини вә шундақла Шекспир, Мольер, М.Горький, М.Шолохов, В. Шукшин, Р. Ибрагимбеков, С. Шәймердинов, Қ. Турсынқулов, Иран-Ғайып қатарлиқ язғучиларниң иҗадийитини уйғурчиға тәрҗимә қилған.

«Билал Назим» романи хәлқимизниң классик шаири Б.Назим һаяти вә иҗадийити тоғрисида йезилған. Үзүндидә униң мечитқа молла болуп, қираәт қилиши, хәлиқ арисида иззәт-еһтирамға бөлүнүши, муһәббәт отиға гириптар болуп, шеир йезиши, атиниң балиси үчүн рази болуши баян қилиниду. 


3. Дәрислик «Уйғур әдәбияти». 7-синип. А.Һәмраев, Г. Садирова, 212-216-бәтләр


4. Оқуғучилар үчүн тапшурмилар

1. Шайим Шаваев иҗадийити бойичә төвәндики соалларға җавап бериң.

Язғучи вә драматургниң қандақ әсәрлирини билисиләр?

Қандақ драма әсәрлири бар?

Кимләрниң әсәрлирини тәрҗимә қилған?

2. 213-215-бәтләрни оқуп, «Вақиәләр тизмиси» усули бойичә парчиниң мәзмунини ечип бериңлар.

Үлгә: 1) Бәйтулла мечитиға адәмләрниң жиғилиши;

2)

3)

4)



5. Әкси бағлиниш: орунланған тапшурмини электрон почта яки «WhatsApp» мобильлиқ қошумчиси билән әвәтиң.



Түзгүчи: №101-мәктәп-гимназияниң уйғур тили вә әдәбият пәниниң муәллими Хамраева Рашидям Ахметовна.

Алмута шәһәрлик Билим башқармисиға қарашлиқ ББЙТШИММниң қоллап-қувәтлиши билән тәйярланди.



Материалды Word форматында жүктеп аласыз
Тарифке кіреді
0 ұстаз жүктеп алған
28 сәуір
588
Бұл материалды қолданушы жариялаған. UstazTilegi материалдың мазмұны мен авторлық құқықтарына жауап бермейді. Авторлық құқық бұзылған жағдайда шағым қалдыра аласыз
"Ұстаз" платформасында тіркелген пәндік олимпиадалар
Аттестацияға жарамды екенін көру үшін "Ұстаз" платформасында "Жарыстар, олимпиадалар тізімінен "Ustaz tilegi" деп іздесеңіз шығады
Қазақстандағы ең үлкен материалдар базасынан іздеу
Сіз үшін 400 000 ұстаздардың еңбегі мен тәжірибесін біріктіріп, ең үлкен материалдар базасын жасадық. Төменде керек материалды іздеп, жүктеп алып сабағыңызға қолдана аласыз
Осы тақырыпта
көрнекілік керек па?
10 000 астам көрнекіліктерді жинап қойдық.
Көрнекілік бөліміне өтіп тақырыбын жазып жүктеп алыңыз!
Министірлікпен келісілген Аттестацияға жарамды курстар тізімі