жүктеу мүмкіндігіне ие боласыз
Бұл материал сайт қолданушысы жариялаған. Материалдың ішінде жазылған барлық ақпаратқа жауапкершілікті жариялаған қолданушы жауап береді. Ұстаз тілегі тек ақпаратты таратуға қолдау көрсетеді. Егер материал сіздің авторлық құқығыңызды бұзған болса немесе басқа да себептермен сайттан өшіру керек деп ойласаңыз осында жазыңыз
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
Сауат ашу "Э тавуши вә һәрипи" 1-сынып
Тәкшүрүлди___________Садирова Г.Т. Дәрис : Сават ечиш Бөлүм: Урпи - адәтләр вә еғиз әдәбияти Мавзуси : Миллий оюнлар тоғрилиқ немә билисиләр? Э тавуши вә һәрипи |
Мәктәп: А.Розибақиев намидики №153 мәктәп-гимназия |
||
Күни : 21.02.2019 Синип: 1 «А» |
Муәллимниң исим-фамилияси: Махсутова Сабина Пархатовна |
||
Оқуш мәхсити: |
Й8.1 Йезиш қурини, қур арилиқ бошлуқни, қурниң жуқарқи вә төвәнки сизиғини сақлап, һәрип элементлири- ни каллигра-фиялик тәләпләргә мувапиқ язалайду. |
||
Дәрисниң мәхсәтлири: |
Барлиқ оқуғучилар билишкә тегиш: Йеңи билимни чүшиниду; Оқуғучиларниң көпчилиги билишкә тегиш: мавзуни чүшинип, тиңшап, йетәкчи соаллар арқилиқ тәһлил қилиду; Бәзи оқуғучилар билишкә тегиш: алған билимини өмүрдә қоллиналайду. |
||
Сөзлүк луғити: |
Ләтипичи |
||
Қәдирйәтлирини риважландуруш: |
Пәнгә қизиқишлирини ашуруш; толуқ жавап беришкә тәрбийиләш. Сүрәтләрни қоллиниш арқилиқ жүмлиләрни қурушта хиял сүрүш қабилийәтлирини риважландуруш. |
||
Пәнарилиқ бағлинишлар: |
Тәбиәтшунаслиқ. |
||
Бурундин бар билими: |
Һәрип, тавуш, боғум, сөз, жүмлә тоғрисида билиду. |
||
РЕЖӘ |
|||
Дәрисниң беши
Дәрисниң оттуриси Билиш
Чүшиниш
Қоллиниш
Мәшиқ Тәһлил
Жиғиш
Дәрисниң ахири
Баһалаш
Рефлекция |
Р Балиларни дәрискә жәлип қилиш мәхситидә шеир ейтқузуш. Қени достлар, диққәт, Қоңғурақму челинди. Олтириңлар дуруслап, Бизниң дәрис башланди. «Мейигә һужум» усули арқилиқ өткән дәрисни пишшиқдаш. -Балилар, бизгә меһманға бүгүн Һасан билән Диләрәм келип олтириду. -Қени, Һасан билән Диләрәмниң сөһбитини тиңшап көрәйли. -Һасан, биз өткәнки дәрисимиздә миллий ләтипичиләр тоғрилиқ билгән едуқ. -Бүгүн миллий оюнлар тоғрилиқ билип көрсақ, қандақ қарайсән? -Диләрәм, миллий оюнлар дегән немә? -Миллий оюнлар – ата-бовилиримиздин бизгә йетип кәлгән есил мирас. -Қени, балилардин сорап көрәйличу, улар қандақ миллий оюнларни билидекин? -Экранға диққәт бөлүңлар.
Миллий оюнлар тоғрилиқ чүшиник бериш. -Балилар, миллий оюнларниң намлирини қәйәрдин көриватисиләр? -«Экран» сөзидики биринчи һәрип қайси екән? -Демәк, бүгүн биз миллий оюнлар вә э һәрипи билән тонушимизкән. -«Э» қандақ тавуш? -Қандақ рәң билән бәлгүләймиз? -«Э» дин башлинидиған қандақ сөзләрни билисиләр? -Қени, һәммимиз «Э» дәп ейтип көрәйличу? -Әнди «Э» һәрипини һавада йезип көрәйличу. Дескриптор:
Қ.Б:Ярайсиләр, Һошшәрә! Сөзләрни оқуңлар.
Экран, этажерка, эксковатор, Экипаж, эстрада, элеватор, Электр, элемент, һәммә билиду, Пәқәт “Э” билән йезилиду. Дескриптор:
Қ.Б: Һавада жүрәк ясаш арқилиқ.
«Учти-учти» оюни. Топ билән иш. Сөз оюни. 1-топ. А һәрипидин башлинидиған сөзләрни йезиңлар. 2-то. Б һәрипидин башлинидиған сөзләрни йезиңлар. 3-топ. Т һәрипидин башлинидиған сөзләрни йезиңлар. 4-топ. Р һәрипидин башлинидиған сөзләрни йезиңлар.
Дескриптор:
Қ.Б: «Чавак челиш» усули арқилиқ.
Дәптәр билән иш.
Өй тапшурмиси: 107-бәттики мәтинни оқуп келиш. -Балилар, «Э» қандақ тавушкән? -Қандақ ойлайсиләр, «Э» тавуши һаятта керәкму? -«Э» тавушини қәйәрдә вә қачан қоллинисиләр? Бүгүнки дәристин алған көңүл-күйлирини бәт-әпти селинған сүрәтләрни таллап елиш арқилиқ көрситиду. Чүшәндим Соалим бар Чүшәнмидим |
М
Балиларниң жаваплири ичидә
Балилар иш-һәрикәтләр арқилиқ орунлайду.
Иш дәптири
|
|
Қошумчә әхбарат |
|||
Назарәт қилиш соаллири |
Муәллимниң өз дәрисигә баһа бериши: Дәрис мәхситигә йәттиму? Оқуғучилар немә үгәнди? Балилар арисидики мунасивәт қандақ болди? Оқуғучилар арисидики уюштуруш/оқутуш паалийити утуқлуқ болдиму? |
||
Хуласә баһа |
Дәрисниң әң утуқлуқ пәйтлири: 1. 2. Дәрисни утуқлашқа вә төһписини қошқан икки утуқлуқ пәйт: 1. 2. Кәлгүси дәрисни өткүзүшкә өз төһписини қошидиған бүгүнки дәристин синип вә шәхсий һәрбир оқуғучи тоғрилиқ немә билдим? 1. 2.
|
||
Экран, этажерка, эксковатор,
Экипаж, эстрада, элеватор,
Электр, элемент, һәммә билиду,
Пәқәт “Э” билән йезилиду.
еҗиләнгән
паалийәт

Бұл курс Қазақстан Республикасы Оқу-ағарту министрлігімен келісілген