400 000+ дайын материалды
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
ҚМЖ, БЖБ, ТЖБ, презентациялар және авторлық материалдар
4 990₸/ 1 жыл
🔥Арнайы баға ·10.12.2026 дейін
Одан кейін - 29 990 ₸
Бір рет төлейсіз · Автотөлем жоқ
Тақырып бойынша 31 материал табылды

Сыныптан тыс іс-шара "Шаир вә ихласмән"

Материал туралы қысқаша түсінік
Мұғалімге
Материалдың қысқаша нұсқасы



Авторы Ұйғыр тілі және әдебиеті пәнінің мұғалімі Ушурова Арзигуль Ташболатовна Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Қайрат ауылы «И.Саттаров орта мектебі» КММ

«Шаир вә ихласмән»

атты жазушы Җәмшит Һейтҗанұлы Розахуновтың 70 жылдық мерейтойына және жазушының «Бәхтим юлтузи» атты кітабын таныстыруға арналған іс-шара

Мәрасимниң ечилиши. (Уйғур миллий уссули билән башлиниду)

ЖҮРГҮЗГҮЧИ: Әссаламу әләйкүм, һөрмәтлик меһманлар вә билим алғучилар! Әссаламу әләйкүм, һөрмәтлик Җәмшит Һейтҗан оғли! Бүгүнки Исмайил Саттаров намидики мәктәптә өткүзүливатқан «Шаир вә ихласмән» намлиқ әдәбий учришишқа хуш кәпсиләр!

Һөрмәтлик Җәмшит Һейтҗан оғли, Сизни бийил нишанлиниватқан 70 яшлиқ тәвәллудиңиз билән мәктивимизниң устазлири билән билим алғучилири намидин сәмимий тәбрикләймиз. Сизгә буниңдин кейинму пухта саламәтлик, аилиңизгә хатирҗәмлик, әлвәттә, қайнақ илһам, җошқун иҗадий утуқлар тиләймиз.

Қени ундақ болса, биз новәттә хәлқимизгә исми яхши тонуш, аммибап шаир, бүгүнки әзиз меһминимиз Җәмшит Розахуновниң қисқичә тәрҗимә һали вә иҗадийити билән тонушуп өтәйли. (Тәрҗимә һали)

ЖҮРГҮЗГҮЧИ: Һөрмәтлик Җәмшит Һейтҗан оғли! Сизниң новәттики топлимиңиз – «Бәхтим юлтузи» намлиқ китавиңизниң нәшир етилгинигә бираз вақит өтсиму, лекин бүгүн биз аталған китапни мәктивимиздә алайтән тонуштурушни тоғра көрдуқ. Ундақ болса, Җәмшит ака, сизни вә _________________________ ни минбәргә тәклип қилимиз. Мәрһәмәт! /Китап лентиси қийилиду/

Әнди новәтни «Бәхтим юлтузи» намлиқ китаптин орун алған шеир вә рубаийларни ипадилик оқуш үчүн билим алғучиларға беримиз. Шеирлар. І топ:

  1. Ғулам Рабиям «Көчкән иланлар»

  2. Алина «Йеңи заман вә биз»

  3. Муқәддәс «Жутқа садақәт»

  4. Светлана «Жутқа сиғиниш» ІІ топ:

  1. Сумбат «Жигит сөзи»

  2. Дияра «Достум бар»

  3. Ясмина «Уста»

  4. Дилраба «Талантларға тиләк»

  5. Пида Диара «Устази билән махтанған шагирт»

  6. Анеля «Бир кишилик өмүр кәштим»

  7. Саера «Достлуқ һәққидә»

Рубаийлар.

Хор. /Барлиқ оқуғучилар сәһнигә чиқип, доға тәхлиттә туриду/

ЖҮРГҮЗГҮЧИ: Һөрмәтлик Җәмшит Һейтҗан оғли! Сизгә бүгүн оқуғучилиримиз- ниң өзлирини қизиқтуридиған соаллири бар екән. Бүгүнки учришимизниң асасий мәхситиму шу болғанлиқтин, новәтни оқуғучиларниң соаллириға бәрмәкчимиз. Соаллириңларни қойсаңлар. Соаллар

Әнди һөрмәт йүзисидә шаир акилиримизниң һәм мошу талантлиқ оқуғучилиримиз -ниң шаир Җәмшит ака сизгә арнап язған шеирлири бар екән. Қени, шу оқуғучилиримизға новәтни берәйли. Беғишлима шеирлар:

  1. Альяра: Нурәхмәт Әхмәтовниң «Қәләмдаш достумға»

  2. Надийәм: Әкрәм Садирийниң «Кәмтар инсан»

  3. Руфина: өз ижадийитидин «ЯШАҢ ШАДИЯНӘ!»

  4. Шакир: өз ижадийитидин «Шаир бовимизға»

ЖҮРГҮЗГҮЧИ: Қандақ яхши боюңға әқил-оюң ярашса, Кәлгән амәт-бәхтиңгә көңүл-күйиң ярашса. Чатиғини қилмиғин қуруқ дава-таманиң, Атиғиңға қол йәткән һөрмәт-сийиң ярашса. – дәп, бойиға әқил-ойи билән һөрмәт-сийи ярашқан Җәмшит Һейтҗан оғли Розахунов бү күнләрдә хәлқимизниң һөрмәтлик шәхсила әмәс, бәлки пәхирлинәр шаириға айланди һәм тирик классиги аталди. Бүгүн биз мошундақ атақлиқ шаир билән дидарлишип олтарғинимизға наһайити хурсәнтмиз. Ундақ болса, новәтни биз әшундақ талантлиқ вә даңлиқ шаиримиз Җәмшит Һейтҗан оғли Розахуновни гүлдүрлигән чаваклар билән минбәргә тәклип қилимиз. Мәрһәмәт! (Тәвәллуд егисигә сөз)

ЖҮРГҮЗГҮЧИ: Новәттики сөзни мәзкүр учришишниң тәшәббуси болған мәктивимизниң мудири Мерупов Әзимҗан Хаки оғлиға беримиз. Шундақ қилип, һөрмәтлик меһманлар вә оқуғучилар! Өткүр қәләм саһиби Җәмшит Һейтҗан оғли Розахуновниң 70 яшлиқ тәвәллуди билән шаирниң «Бәхтим юлтузи» намлиқ китавиниң тонуштуруш мәрасимиға беғишланған «Шаир вә ихласмән» намлиқ учришиш аяқлашти. Учришишқа алайтән қәдәм тәшрип әткән Җәмшит Һейтҗан оғлиға миннәтдарлиқ билдүримиз һәм учришишқа паал иштрак қилған оқуғучиларғиму рәхмәт ейтимиз. Нурлуқ күнләрдә йенип көрүшкичә барлиғимиз аман болайли. Учришимиз ахирида, уйғур әдәбияти мәңгү гүллинивәрсун, демәкчимиз. Хәйир хош!

/Шаир билән хатирә сүрәткә чүшүш/

Материалды Word форматында жүктеп аласыз
Тарифке кіреді
0 ұстаз жүктеп алған
4 мамыр
363
Бұл материалды қолданушы жариялаған. UstazTilegi материалдың мазмұны мен авторлық құқықтарына жауап бермейді. Авторлық құқық бұзылған жағдайда шағым қалдыра аласыз
"Ұстаз" платформасында тіркелген пәндік олимпиадалар
Аттестацияға жарамды екенін көру үшін "Ұстаз" платформасында "Жарыстар, олимпиадалар тізімінен "Ustaz tilegi" деп іздесеңіз шығады
Қазақстандағы ең үлкен материалдар базасынан іздеу
Сіз үшін 400 000 ұстаздардың еңбегі мен тәжірибесін біріктіріп, ең үлкен материалдар базасын жасадық. Төменде керек материалды іздеп, жүктеп алып сабағыңызға қолдана аласыз
Осы тақырыпта
көрнекілік керек па?
10 000 астам көрнекіліктерді жинап қойдық.
Көрнекілік бөліміне өтіп тақырыбын жазып жүктеп алыңыз!
Министірлікпен келісілген Аттестацияға жарамды курстар тізімі