жүктеу мүмкіндігіне ие боласыз
Бұл материал сайт қолданушысы жариялаған. Материалдың ішінде жазылған барлық ақпаратқа жауапкершілікті жариялаған қолданушы жауап береді. Ұстаз тілегі тек ақпаратты таратуға қолдау көрсетеді. Егер материал сіздің авторлық құқығыңызды бұзған болса немесе басқа да себептермен сайттан өшіру керек деп ойласаңыз осында жазыңыз
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
Сыныптан тыс жұмыс
Йеңи жиллиқ гүлхан
Мәхсити:1. Йеңи жиллиқ гүлхан оюнлирини пайдилинип,
оқуғучиларни һазиржаваплиққа, ижадий ишләшкә,
роһий гөзәлликкә тәрбийиләш. Адәмгәрчилик вә
әдәплик хисләтлирини тәрәққий әткүзүш.
2. Оқуғучиларниң йеңи жиллиқ кәйпиятини көтириш
арқилиқ дәм елишқа үгитиш.
(Залда арча орнитилған, музыкилар яңрайду, оқуғучилар рәт-рети билән тизилиду).1.Жүргүзгүчи: Шаир Һ.Искәндәровниң «Кәл,йеңи жил»
Әссаламму әләйкум, бүгүнки йеңи жиллиқ гүлхан меһманлири!
Жараңлиқ қиш болсиму дилға хуш йеқимлиқ дәмләрни иссиқ һис- туйғуларни һәдийә қилидиған Йеңи жил мәйримиму йетип кәлди. Йеңи жил — йеңи арман, йеңичә мәхсәт вә муддиа, йеңи илһам арамбәхшләрни һәдийә қилғай. Йеңи жил- һәммимизниң өйигә бәрикәт вә амәт, бәхит вә саадәт елип кәлгәй. Илаһим барчимизниң өйидә хошаллиқ вә яхшилиқлар толуп ташқай!
Йеңи жилиңлар мубарәк болсун!
Кәл, йеңи жил, бизгә шанлиқ бәхит елип,
Сени қарши алай хошал сазлар челип.
Йәнә йенип яшқа кирдим ғәйрәтләндим,
Шатлиқ билән толди көңлүм меһрим қенип.
Кәл,муқәддәс батур жиллар, қучақ ечип,
Кәлгүсимиз һаятиға кәлдим бесип.
Әзиз достлар, қутлуқ болсун йеңи жилиң,
Чин қәлбимдин салам йоллай тәбрик ечип.
2.Жүргүзгүчи: Әссаламму әләйкум һөрмәтлик оқуғучилар вә устазлар! Бүгүн мана мәктәптә чоң мәйрәм. Силәрни алдиңларда келиватқан йеңи жил мәйримиңлар билән 5 синиплар тәрипидин тәбрикләймиз.
Һөрмәтлик устазлар! Әзиз оқуғучилар!
Силәрни аләмдики әң әжайип, әң көңүллүк, сехирлиқ мәйрәм – Йеңи жил мәйрими билән тәбрикләймиз!
Пәқәт йеңи жил кечисидила биз өзимизни гөдәк сезинип, сехирниң бар екәнлигигә ишинимиз. Өтүп кетиватқан жилниң яхши тәрәплиринила әстә сақлап қалайли! Барлиғиңларға өмүрдә бәхит, оқушлириңларда утуқ, тениңларға зор саламәтлик тиләймиз! Йеңи жилда елимиздә течлиқ- паравәнлик, мәктивимиздә сапалиқ билим егилири, өйлиримиз қут –берикәт, хатиржәмлик орун алсун!!!
Жүргүзгүчи: Бүгүн йеңи жил,
Арча мәйрими
Мәктәптә қизиқ
Оюн қайними
Әссаламу әләйкүм Йеңи жиллиқ арча мәйриминиң меһманлири! Әссаламу әләйкүм, бүгүнки мәйрәмниң асасий гувачилири кичик достлар! Бүгүн биз барлиғимиз алаһидә хошал, көңүллүк. Чүнки биз бүгүн йеңи жиллиқ арча мәйримини нишанлимақчимиз. Барлиғимизға мәлумки хәлиқ даналиғида «Йеңи жилни қандақ қарши алсаң, жилни шундақ өткүзисән!» дегән нәқил бар. Демәк бүгүнки кәчни барлиғимиз хушхой қизиқ қарши елип, өзимизни әркин азадә тутуп, меһманларға һүнәрлирмизни намайиш қилайли.
Силәр мениң билән келишәмсиләр?
Ундақта кечимизни башлайли!
-тохтаңлар, тохтаңлар! Бириниң келиватқан тивишлири аңлинидиғу? Бу кимду?
(Залға жинмомай қарқизниң кийимидә кириду.)
Алла, сиз кимсиз? Әжайип ясинивапсизғу.
-вай, мениму тонимидилиму? Бу мәнғу, Қарқизғу!
-Немә? Сән растла Қарқизма? Ундақта биз сени синап көрәйли!
(Балилар билән бирликтә)
Расскажи снегурочка как дела?
Расскажика милая где была?
Штурма поломалась к январю
На метле летела....
Ой, что же я говорю
-һә, мана сән өзәң чандуруп қойдуң. Әнди сән өз өйүңниң қандақ екәнлдигини тәсвирләп бәргинә?
-Мениң өйүм икки путлуқ әйнәктин ясалған, униң йенида мениң учидиған сүпүргәм бар, мән шу сүпүргәм билән барлиғини сехирлаветәләймән. Трах-дебидох-дебидох!
-Яқ-яқ, сән биз күткән Қарқиз әмәс. Биз күткән Қарқиз меһриван, силиқ-сипайә. Балилар бу ким?
-Бу Жинмомайғу, Жинмомай!
-яқ, мән Қарқиз, Қарқиз!
Биз сениң билән йеқин тонушқансири , сән тамамән Қарқизға охшимай қеливатисән, сән Қарқизни тиқиветип, униң кийимлирини кийивалған болушиң керәк. Сән йә саламлишишни билмәйсән, йә өзәңни мәдәнийәтлик тутушни билмәйсән?
-Мән немишкә саламлишалмайдекәнмән?! Әссалам арча мәйрими, әссалам устаз, әссалам оқуғучилар!
Мән силәргә Қарқиз болуп кәлдим.
-Яқ-яқ, сән бизгә өзимизниң Қарқизини беривәт, болмиса, биз сениң сүпүргәңни сундуриветимиз, икки путлуқ өйүңни өрүветимиз, өзәңни печқа селиветимиз.
-Пай-пай,пай, яманму қорқуп кәттим. Мән силәргә Қарқизни бериветимән, лекин бир шәртим бар, орунламсиләр?
-Балилар, жинмомайниң шәртини орунлап, Қарқизни униң чаңгилидин қутулдуримизму?
-Әлвәттә, қутулдуримиз!
-Қени сениң шәртиң қандақ?
-Мән әлдин жирақ жүрүп, кишиләргә яманлиқ қилип зериктим, силәр мениң муз болуп тоңлиған жүрүгүмни еритип, мениң зерикишимни уссул-нахша, һүнәрлириңлар билән еритип, мени бир аз дәм алғузуңлар. Шу чағда мән силәргә гөзәл Қарқизиңларни қайтуримән, келишәмсиләр!
-Әлвәттә!
-Ундақта балилар,биз Жин момайни чапсан һарғузуп қоюш үчүн «Ломбадиға» ойнайли!(балилар Жин момай билән бирликтә арчини айлинип,ломбадиға ойнайду)
-Болди,болди.Мән һардим.Әнди силәрни сүпүргә ойнини ойнитип,бир аз һадуқ алай, кейин кетип қалимән!
(Балилар сүпүргә ойинини ойнайду,сүпүргә кимгә кәлсә,шу һүнирини көрситиду.)
-Сән разиму, Жинмомай?
-Барлиғиңларға рәхмәт, мән кетимән. Лекин мән шу кона ишт жили билән кетәй, силәр йеңи 2019-жил Тоңғуз жили билән қелиңлар!
-Ундақта биз кона жилини узитайли, йеңи жилни қарши алайли! Ишт жили чиқип сөзләйду, Факельни тоңғуз жилға тапшуриду! Тоңғуз жили факельни елип, бу жилниң утуқлуқ болидиғанлиғини хәвәрләйду.
-Тохтаңлар, балилар, кона жил билән йеңи жилға бирликтә бир ойун көрситәйли, өзимизниң нәқәдәр әплик екәнлигиизни көрситәйли!
Жинмомай:-Балилар, мән силәргә вәдә бәргән едим, биз кона жил билән кетәйли. Силәргә өз Қарқизиңларни қайтурайли!
Жинмомай чиқип, қарқизни елип кириду вә өзи ишт жили билән чиқип кетиду.
-Балилар қарқизимиз кәлди, лекин қиш бовай йоққу, келиңлар қиш бовайни чақирайли!
-Қиш бовай, қиш бовай!
-Қиш бовай соғисини көтирип, залға йетип кириши биләнла Қарқизни издәйду.
-Қени, мениң қарқизим!
Қарқиз дәрру қиш бовайниң йениға келиду вә өз һалини ейтиду.
-Балилар, қени ундақта өз һүнәрлиримизни қиш бовимизға көрситәйли!
Һәр бир синип тәрипидин төвәндики тәйәрлиқлири көрситилиду.
Тәбрик сөз, шеирлар(арча вә йеңи жил һәққидә)
Уссул
Оюн( синиплар бир-биригә алмаштуруп, оюнларни ойнитиду)
Миниатюра
Йеңи жиллиқ нахша
Балилар, әнди қиш бовимиз билән униң меһманлири бизгә немиләрни елип кәлди, шуларни көрәйли!
«Қизиқарлиқ соаллар!» оюнини елип кәпту. Мону йәрдә рәңму-рәң шариклар бар екән, шу шарикларниң ичидә һәр хил соаллар бар, шарни йерип, ичидики соалларға жавап бериңлар!
Ярайсиләр!
Кейинки оюн : барлиғимиз мону халтидин татлиқ алайли, шу татлиқлиримизни йемәй, шу татлиқлар бойичә икки топқа бөлүнәйли
«Ким биринчи?» оюни.
Икки топқа бирдин помзәк берилиду. Помзәкни үстәлдин айландуруп, бир-биримиз билән мусабиқигә чүшимиз!
Жүргүзгүчи:
Егиз турған даванлардин талмай ашти,
Батур жиллар бир-бирини миңгәштүрүп.
Йеңи һаят деңизи болуп қайнап ташти,
Чөлни йәңди бостан етип, тағни кесип.
Кәл, йеңи жил, сән жилларға ака-ука.
Утуқлардин дәстә-дәстә гүлләр тизип.
Жүрәк ойнап ләззәтлинип ғәзәл ейтай,
Алтун әсир саңа атап дастан йезип
1.Жүргүзгүчи: 5 -синип оқуғучилириға тәйярланған йеңи жиллиқ гүлхан аяқлашти. Барлиғиңларға көптин-көп рәхмәт!
Йеңи жилға хитап
Чоңға – ой,яшқа – қувәт тилға – йелим,
Йәттиңму аләм кезип, Йеңи жилим!
Зимистан қишта дидар көрүшсәкму,
Сән кәлсәң бир яширип қалар дилим.
Йәткүзүп утуқларға қолумизни,
Селип тиң мәхсәтләргә йолумизни.
Үмүтвар қилип дайим келәчәктин,
Йәкүнләп, башлар өзәң жилимизни.
Жүргүзгүчи: Кона жилни, миннәтдарлиқ билән узитип, Йеңи жилда бизниң көңлүмизгә пүккән барлиқ арманлиримиз рояпқа чиқип, мәхсәт-муддиалиримиз келәчигимизгә йол көрсәткүч мәшъәл болғай!
Йеңи жил мубарәк болсун, әзиз достлар!

Бұл курс Қазақстан Республикасы Оқу-ағарту министрлігімен келісілген