400 000+ дайын материалды
1 жыл бойы шексіз жүктеңіз
ҚМЖ, БЖБ, ТЖБ, презентациялар және авторлық материалдар
4 990₸/ 1 жыл
🔥Арнайы баға ·10.12.2026 дейін
Одан кейін - 29 990 ₸
Бір рет төлейсіз · Автотөлем жоқ
Тақырып бойынша 31 материал табылды

Тренинг Отбасы тәрбие бастауы

Материал туралы қысқаша түсінік
Ата - аналармен коучинг сабақтарын өткүзуге көмек береді
Материалдың қысқаша нұсқасы

Адәмгәрчиликкә тәрбийиләш дәриси

Тренинг

Дәрис мавзуси: Аилә- тәрбийә башламчиси.

Дәрис мәхсити: Ата-ана билән бала арисидики қарим-қатнашниң өзгичилигини көрситиш,балиниң дурус өсүп йетилишигә ата-аниниң тәсири.



Көрнәкиликләр: Сюжетлиқ сүрәтләр, дана сөзләр, мақаллар йезилған плакатлар.

Мақаллар:

Ана-меһир булуғи

Ана билән бала-

Нур билән лалә.

Йәр йүзидики яхшилиқ,изгүлүк, хәйирхаһлиқ аталғулириниң һәммиси аниниң ақ сүти билән тарайду.

Н.Назарбаев



Дәрисниң бериши

І. Уюштуруш пәйти

ІІ. Асасий бөлүм

Әссаламу әлләйкүм һөрмәтлик ата-анилар вә меһманлар! Бизниң бүгүнки дәрисимизгә хуш кәпсиләр!Бүгүнки дәрисимизниң мавзуси. «Аилә-тәрбийә башламчиси» Барлиқ ата-ана өзиниң балисиниң ойлаш қабилийити жуқури, адәмгәрчилиги мол,тән саламәтлиги зор, мәдәнийәтлик , һәр тәрәплик болуп қелиплишини халайду.Шундақла мәктәпму мошу йол билән тәрбийә бериду.Тәрбийиниң йемишлик болуши үчүн ата-ана мәктәп өмүридин хәвәрдар болуп,зич бағлиништа болуши керәк.Бүгүнки дәрисимизни «Ана дегән ғәмгүзар,ата дегән мәдәткар» дегән сөзләр билән башлашқа рухсәт қилиңлар.

Тонуштуруш

Ата-анилар билән балиларни шатлиқ чәңбәргә турғузуш (адәмләрниң бир хислити билән өз исмини аташ)

Ата-аниларға соал:

Бала тәрбийисидә қандақ йолни таллайсиләр,немиләрни сақлайсиләр.

(3-5 минут берилип пикирлири тиңшилиду)

1.Балини кичигидин башлап һөрмәтләп,қәдирләп,өзини дурус баһалап,тоғра сөзләп,тоғра мунасивәттә болуш.

2.Балиға вақирап сөзләш,сөзини тиңшимай бөлүветиш тәрбийидики әң яман усул. « Бала угида немә көрсә,учқанда шуни қилиду» дегән мақал мошуниңдин чиққан.

Қизиқ соаллар:

1.Балиңизға чәт тили пәнидин қайси муәллим дәрис бериду?

2. Синип рәһбириниң толуқ исим нәсибиси.

3. Балиңизниң аяқ кийиминиң өлчәм бирлиги.

4. Балиңиз синипта ким билән олтириду?

5. Балиңизға қазақ тили пәнидин қайси муәллим дәрис бериду?

6. Балиңизниң яхши көридиған таами?

7. Балиңиз қайси рәңни яхши көриду?

8. Балиңиз қайси жили биринчи синипқа барди?

9. Балиңиз спортниң қайси түрини яхши көриду?

10.Балиңизни қайси сөз билән әкилитисиз?

11. Балиңиз сизни рәнжиткәндә әң авал қайси сөз ағзиңизға келиду?

12. Балиңизға орус тили пәнидин қайси муәллим дәрис бериду?



Балиларниң өз ата-анилири тоғрилиқ пикирлири трек схема арқилиқ берилиду

Өйдә ата-анаңлар силәргә қандақ ғәмхорлуқ қилиду?

Shape2 Shape3 Shape4 Shape5 Shape6 Shape7 Shape1

Ата-ана

Меһриван

Ғәмхорчи

Инсаплиқ

Дост

көйүмчан

Қәдирдан



























Музикилиқ салам

Әнди һәммимиз оттуриға чиқип чәмбәр ясап турайли.

«Өтинимән» оюни

Мәхсити: Ата-ана билән бала арисидики қарим- қатнишини яхшилитиш,бир-биригә көңүл бөлүш,бир-бирини тиңшашни билишкә үгитиш

-Һөрмәтлик ата-анилар вә балилар ! Силәр қандақ «сехирлиқ» күчкә егә сөзләрни билисиләр?

-Рәхмәт,Өтинимән вә ш.о

-Мән һазир силәргә һәр хил өтүнишләрни ясаймән,әгәрдә мән «өтинимән» дегән сөзини ейтсам силәр шу өтүнүшни орунлушиңлар һажәт. «Өтинимән» сөзини ейтмисам,силәр мән ейтқмнни оунлимайсиләр.Чүшәндуқму?

-Сәкрәңлар;

-Оң путиңларни көтириңлар;

-Өтинимән, чавақ челиңлар;

-Өтинимән,бир-бириңларларни қучағлаңлар

«Биримиз һәммимиз үчүн,һәммимиз биримиз үчүн»

«қолини тутуп тонуп ал!» Көзлири бағланғагн ата-анилар өз балилириниң қолини тутуп тонуп елиши керәк.

«Биз бәхитлик аилә!»

Алдин –ала селинип, тизилған сүрәтләр ичидин өз балисиниң сүритини тепиш.

-Өз аилиңизниң сүритини қандақ таптиңиз?

-Өз аилиңизниң сүритини тепиш қийин болдиму?

-Сүрәтләр арисидин өз аилиңизниң сүритини тапқандин кейин қандақ тәсират алдиңиз?

Балилар ата-анилириға , ата-анилар балиларға өзлириниң изгү нийәтлирини билдүрүп өз тиләклирини ейтиду.

Һөрмәтлик ата-анилар мону «аилә дәриғи» бу дәрәқниң йилтизи силәр, мевиси силәрниң балилириңлар. Силәр балилириңларға қандақ тәрбийә беришни халайсиләр ,дәрәқниң йилтизиға йезиңлар.

Ахирида ата-аниларға алмилар тарқитилип берилиду.Униңға ата-ана өзини қизиқтуридиған соаллирини яки тиләклирини йезип дәрәққә илиду.

Маруп Адина билән Абилхемид Сумбатниң орунлишида «ата-ана» нахшисини орунлайду.

Бүгүнки бизниң «Аилә-тәрбийиниң башламчиси» мавзусидики дәрисимизни Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң «Йәр йүзидики яхшилиқ, изгүлүк, хәйирхаһлиқ аталғулириниң һәммиси аниниң ақ сүти билән тарайду.» дегән сөзлири билән аяқлаштуруп.Һәммиңларға аиләңларда зор тән саламәтлик,балиларниң аманлиғмини тиләймән. Бүгнки дәрискә қатнашқан ата-аниларға, балиларға, устазларға рәхмәт.









Материалды Word форматында жүктеп аласыз
Тарифке кіреді
0 ұстаз жүктеп алған
7 мамыр
744
Бұл материалды қолданушы жариялаған. UstazTilegi материалдың мазмұны мен авторлық құқықтарына жауап бермейді. Авторлық құқық бұзылған жағдайда шағым қалдыра аласыз
"Ұстаз" платформасында тіркелген пәндік олимпиадалар
Аттестацияға жарамды екенін көру үшін "Ұстаз" платформасында "Жарыстар, олимпиадалар тізімінен "Ustaz tilegi" деп іздесеңіз шығады
Қазақстандағы ең үлкен материалдар базасынан іздеу
Сіз үшін 400 000 ұстаздардың еңбегі мен тәжірибесін біріктіріп, ең үлкен материалдар базасын жасадық. Төменде керек материалды іздеп, жүктеп алып сабағыңызға қолдана аласыз
Осы тақырыпта
көрнекілік керек па?
10 000 астам көрнекіліктерді жинап қойдық.
Көрнекілік бөліміне өтіп тақырыбын жазып жүктеп алыңыз!
Министірлікпен келісілген Аттестацияға жарамды курстар тізімі