15 890₸ үнемдейсіз
жүктеу мүмкіндігіне ие боласыз
Бұл материал сайт қолданушысы жариялаған. Материалдың ішінде жазылған барлық ақпаратқа жауапкершілікті жариялаған қолданушы жауап береді. Ұстаз тілегі тек ақпаратты таратуға қолдау көрсетеді. Егер материал сіздің авторлық құқығыңызды бұзған болса немесе басқа да себептермен сайттан өшіру керек деп ойласаңыз осында жазыңыз
авторская программа факультативного курса "Қизиқарлиқ грамматика"
Программа
«Қизиқарлиқ грамматика»
3-4-синип оқуғучилириға арналған
Алимова М.
Башланғуч синип муәллими
А.Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназия
Умумий чүшәнчә
Бүгүнки күндә башланғуч билим бериш мәзмунини заман тәләплиригә лайиқлаштуруп,жуқури нәтижиләргә йетиш үчүн «Қизиқарлиқ грамматика» программиси йеқиндин ярдәм бериду. Билим асаси башланғучта, демәк оқуғучи кичигидинла ана тилини һөрмәтләшни, саватлиқ йезишни, раван сөзләшни өзләштүрүп чиқиши керәк. «Қизиқарлиқ грамматика» курси әмәлий мәсилиләрни йешиштә алаһидә орун егиләйду.Униң асасий мәхсәтлири -балиларни дурус вә саватлиқ йезишқа, тил байлиғини ашурушқа үндәш, уйғур тили тоғрилиқ дәсләпки мәлумат бериш. 3-4-синипларға беғишланған «Қизиқарлиқ грамматика» өз алдиға төвәндики вәзипиләрни қойиду:
- Уйғур тилиға пән сүпитидә қизиқишини ашуруш;
- Программилиқ материаллар тоғрилиқ чүшинигини кәңәйтиш вә чоңқурлитиш;
- Ана тилиға болған муһәббитини тәрбийәләш;
- Ана тилиниң бай мирасини издинип, өз алдиға үгинишкә,нутуқ үстидә
ишләшкә дәвәт қилиш;
-Умумий тил байлиғини риважландуруш.
Башланғуч синип оқуғучилириниң дәрисләрдики иш –паалийити төвәндики принципларға асаслинип елип берилиду:
- қизиқиши;
- илмийлиғи;
- аңлиқлиғи вә пааллиғи;
- көрнәкликлиги;
- чүшинишликлиги;
- нәзәрийәниң әмәлий иш билән бағлинишлиғи;
- һәр бир балиға болған шәхсий көз қараш;
Башланғуч синипта дәрис өткәндә қизиқарлиқ элементларниң болғини дурус. «Қизиқарлиқ грамматика» дәрислиридә оюн элементлирини кәң түрдә пайдилиниш дәрисниң үч мәхситини, йәни оқутуш, риважландуруш, тәрбийәләшниң ролини төвәнләтмәслиги керәк.
«Қизиқарлиқ грамматика» дәрисигә материалларни таллашта программилиқ материаллар әскә елиниши лазим. Бу программа уйғур тилиниң қанчилик қизиқ, даналар сөзигә бай, хәлиқ еғиз ижадийитиниң түгимәс ғәзнә екәнлигини кәң даирдә испатлап берәләйду. Грамматикини үгиништә балилар өзлиригә тонуш сөзләрниң сехирлиғини, чоңқур мәнаға егә екәнлигини , аддий сөзләрни үгинишниң қанчилиқ муһим екәнлигини чүшиниши керәк.
«Қизиқарлиқ грамматика» оқуғучида уйғур тилиға болған қизиқишини ойғитиш вә еғизчә нутқиниң тәрәққий етишигә интилдурушни, тәрбийәләшни көздә тутиду. Ана тилини мукәммәл билиш башқа пәнләрни яхши өзләштүрүшкә кәң шараит яритиду. Шуниң үчүн «Қизиқарлиқ грамматика»дәрислиридә еғизчә вә язмичә нутқини тәрәққий етиш тапшурмилириға диққәт бөлүш керәк. Уйғур тилиниң нутуқ мәдәнийити тәрбийәвий әһмийәткә егә. Шуниң үчүн этикилиқ тәрбийәгә биринчи синиптин башлап көңүл бөлгән дурус. Һәр хил оюн элементлири, рольлуқ оюнлар арқилиқ тоғра сөзләшкә, мәдәнийәт нормилирини өзләштүрүшкә мүмкинчилик яритиш диққәт мәркәзидә болуши шәрт.
Бу программа пәқәт тавушлар, сөз түркүмлири үстидила ишләшкә әмәс, бәлки тилниң риважлинишиғиму имканийәт яритиду.
Мәзкүр оқуш қурали оқуғучиларниң уйғур тили дәрислиридә алған билимини пухтилаш, чоңқурлитиш вә бәкитишкә ярдәм бериду. Шуниң үчүн дәрисләрдә оюн элементлири, дидактикилиқ материаллар, мақал-тәмсилләр, санимақлар, ребуслар, кроссвордлар, баш қатурушлар, грамматикилиқ чөчәкләр пайдилинилиду. Дидактикилиқ материаллар қобул қилишқа оңай шеир шәклидә берилиду.
Буниң һәммиси балиларға сөзниң әжайип гөзәллигигә көз йәткүзүп, ана тилини қәдирләшкә интилдүриду.
3-синип
32 саат
дәрис |
Программилиқ материал
|
мәзмуни |
1 |
Сән грамматикини биләмсән? |
Сөһбәт.Оюн-чепишиш «Сән чи- райлиқ вә саватлиқ йезишни биләмсән?» |
2 |
Дурус вә тоғра сөзләшни биләмсән? |
Сүрәт бойичә жүмлә ойлаш. Сөзләрни очуқ ,тоғра ейтиш. |
3 |
Ана тилиниң байлиғи |
Сөһбәт.Мақал-тәмсилләр көриги Мәтинни оқуш.Сөзләрниң мәна- сини чүшиниш,мәнасиға йеқин сөзләрни таллап елиш. |
4 |
Хошна әлләрдин кәлгән достлар |
Рус тилидин киргән Ц Щ Э тавуш лириниң йезилишини өзләштү- рүш. |
5 |
Мәтин тоғрилиқ немә билисән? |
Мәтин түрлирини,қисимлирини айришни билиш. |
6-7 |
Мәтин түрлириниң алаһидилиги |
Баянлаш,тәсвирләш мәтинлири- ниң айримчилиғи. |
8 |
Тәсвирләшниң сехирлиқ сири |
Сүрәт бойичә,ойи бойичә халиған нәрсини,вақиәни тәсвир ләш. |
9 |
Жүмлә немидин түзүлиду? |
Жүмлидики сөз сани,боғум санини айрип үгиниш. |
|
Жүмлиләрниң бир-биридин пәрқи |
Интонацияға қарап, тиниш бәл- гүлирини қоюш.Жүмлә ойлап, түрини ениқлаш. |
10-11 |
Қаратма сөз вә диалог |
Қаратма сөз билән диалогниң охшашлиғи вә пәрқини айришни билиш.Тиниш бәлгүсини дурус қоюшни билиш. |
12-13 |
Жүмлә мүчилиридә меһманда |
Жүмлиниң баш мүчилирини айришни билиш.Соаллирини қоюш. |
14-15 |
Грамматика билән достилишимиз. |
Грамматикилиқ тәһлил қилишни үгиниш. |
16 |
Аддий жүмлиниң жиғиқ жүмлидин пәрқи немидә? |
Аддий жүмлини жиғиқ жүмлигә айландуруш.Пәрқини дәлилләш. |
17 |
Сөз вә уларни топлаш. |
Нәрсә, һадисә,бәлгүси,сани,иш-һәрикитини билдиридиған сөз- ләрни топлашни үгитиш. |
18 |
Сөз вә униң ярдәмчилири |
Сөзниң томури, қошумчилири тоғрилиқ билимини кәңәйтиш. |
19-20 |
Тилимиздики йеңи сөзләрниң пәй- да болуши заман тәливи |
Йеңи сөзләрниң йезилишини өзләштүрүш,луғәт байлиғини ашуруш. |
21 |
Сөз түркүми |
Сөзләрни мәнасиға қарап топларға бөлүш. |
22 |
Исимлар елидә |
Адәм вә нәрсиләрниң етини йезиш.Бирлик түридин көплүк түрини ясаш. |
23-24 |
Хас исимлар |
Хас исимларни баш һәрип билән йезишни билиш. |
25 |
Сүпәт-гөзәллик арили |
Өз нутқида сүпәтләрни пайдилинишни билиш. |
26 |
Исим билән сүпәт дост. |
Исим билән сүпәтниң өз ара бағлиниши тоғрилиқ билимини әмәлиятта пайдилиниш. |
27
|
Түп вә ясалма сүпәтләр |
Исимлардин ясалма сүпәтләрни ясаш. Сөз байлиғини ашуруш. |
28 |
Пеил вә униң ярдәмчилири |
Пеилниң түп вә ясалма түри. Ясалма пеилниң ясилиши. |
29-30 |
Болушлуқ вә болушсиз пеиллар |
Иш-һәрикәтниң болидиғанлиғи вә болмайдиғанлиғини билдүридиған пеилларни ойлаш. |
31 |
Имланиң роли
|
Қаидиләрни пайдилинип, дурус йезиш.Оюн: Ошуқ сөз. |
32
|
Йәкүнләш дәриси |
Ребус, кроссворд,оюн, тепишмақ,мақал-тәмсилләрни пайдилиниш. |
3-синип оқуғучилириға оқуш жилиниң ахирида қоюлидиған тәләпләр:
1. Имла қаидилиригә риайә қилип, саватлиқ йезиш;
2. Сөз түркүмлирини соаллири билән айриш;
3. Жүмлиниң баш мүчилирини тепиш;
4. Сөз тәркивини ениқлаш;
Оқуғучилар мону нәрсиләрни орунлашни билиши керәк:
- Жүмлә мүчилиригә айришни;
- Сөзләрни схема бойичә сөз тәркивигә айришни;
- Сөз түркүмлирини бир-биридин айришни;
- Хас исимларни баш һәрип билән йезишни;
- Ясалма сүпәтләрни ясашни;
- Пеилни болушлуқ, болушсизға айришни;
- Санларни йезишни;
- Сүрәт бойичә һекайә,эссе ,изаһәт,сөз байлиғини пайдилинип инша йезишни.
Қизиқарлиқ грамматика
4-синип
34 саат һәптисигә 1 с
дәрис |
Программилиқ материал |
Саат сани |
вақти |
мәзмуни |
||
1
|
Сән грамматикини биләмсән? |
1 |
|
3-синипта өтүлгән грамматикилиқ қаидиләрни әскә елиш. |
||
2 |
Жүмлә мүчилириниң йеңи достлири |
1 |
|
Ениқлиғучи,толуқтурғучи,һаләт тоғрилиқ мәлуматлирини кәңәйтиш. |
||
3 |
Жүмлидики әгәшмә мүчиләрниң роли |
1 |
|
Әгәшмә мүчиләрниң хизмитини мисал билән дәлилләш. |
||
4 |
Сөз бир-мәнаси һәр хил |
1 |
|
Көп мәналиқ сөзләр. Мисал ойлаш, дәлилләш. |
||
5-6 |
Мәнаси бир- йезилиши һәр хил (Синоним) |
2
|
|
Мәнәдаш сөзләр тоғрилиқ чүшинигини кәңәйтиш. Мисал ойлаш. |
||
7 |
Аһаңдаш сөзләр (Омоним)
|
1
|
|
Ейтилиши вә йезилиши охшаш,лекин мәнаси һәр хил сөзләр тоғрилиқ билимини кәңәйтиш. |
||
8 |
Зит сөзләр (Антоним)
|
1
|
|
Мәнаси бир-биригә қариму-қарши сөзләр билән жүмлә ойлаш. |
||
9 |
Мурәккәп сөзләр.
|
1
|
|
Мурәккәп сөзләрниң ясилиши вә уларниң түрлири. |
||
10 |
Бириккән сөзләр
|
1
|
|
Бириккән сөзләрниң ясилиш йоллирини пайдилинип, йеңи сөзләрни ясаш. |
||
11 |
Қош гезәкләр елидә
|
1
|
|
Қош сөзләрниң ясилиш қаидисигә риайә қилип, йеңи сөзләрни ойлаш. Жүмлә ичидә кәлтүрүп мисал йезиш. |
||
12-13 |
Морфология тәртип орнатти. (Сөз түркүмлири тоғрилиқ)
|
2
|
|
Сөз түркүмлири тоғрилиқ чүшинигини байқаш.Сөзләрни топларға бөлүп, намлирини ейтиш. |
||
14-15 |
Исим арили. Көплүк қошумчилири. |
2 |
|
Исим тоғрилиқ билимини синаш
|
||
16-17 |
Шәхсләр өйи.
|
2
|
|
Исимларға егилик қошумчилириниң улиниши. Қошумчиларниң хизмити. |
||
18-19 |
Келишләр тоғрилиқ чөчәк
|
2
|
|
Уйғур тилидики келишләр тоғрилиқ чүшиник бериш, келишләрниң қошумчилири. |
||
20 |
Исимларни яхши билип алдиңму?
|
1
|
|
Дәрижилик тапшурма арқилиқ исим тоғрилиқ билимини синаш. |
||
21 |
Һәр нәрсиниң өз бәлгүси бар.
|
1
|
|
Сүпәт тоғрилиқ билимини синаш. Қандақ? Дегән соалғажавап тепиш. |
||
22 |
Исим билән Сүпәт дост.
|
1
|
|
Исим билән сүпәтниң бағлиниши. Соал бойичә бағлинишлик екәнлигини дәлилләш. |
||
23-24 |
Ана тилиниң луғәт байлиғи.
|
2
|
|
Ана тилимиздики әң көп қсллинилидиған вә йеңи сөзләрни үгиниш. |
||
25
|
Сән сүпәтни яхши биләмсән?
|
1 |
|
Викторина оюни. |
||
26 |
Алмашниң достлуғи.
|
1 |
|
Алмашниң хизмити вә жүмлидики орнини бәлгүләш. |
||
27-28 |
Алмашларни түрлири. |
2 |
|
Кишилик вә көрситиш алмашлириниң атқуридиған хизмитини ениқлаш үстидә мустәқил ишләш. |
||
29 |
Рәвишләр падишалиғи
|
1
|
|
Рәвишләр тоғрилиқ чүшинигини риважландуруш. Рәвишниң пеил билән достлуғини соал арқилиқ дәлилләш |
||
30-31 |
Ярдәмчи сөзләр
|
1
|
|
Бағлиғучилар вә уланмиларға мисаллар ойлаш. |
||
32-33 |
Сән сөз түркүмлирини яхши биләмсән?
|
2
|
|
Билимини синаш. |
||
34 |
Йәкүнләш дәриси: «Уйғур тилиниң байлиғи-һаят байлиғи» |
1 |
|
Уйғур тилидин алған билимини тест арқилиқ синаш. |
||
4-синип оқуғучилириға қоюлидиған тәләпләр
4-синипни пүтәргән оқуғучи билиши керәк:
тавуш вә һәрипләрни , алфавитни:
-сөз тәркивини.
- жүмлиниң баш вә әгәшмә мүчилирини.
- сөз түркүмлириниң бәлгүлирини.(исим,сүпәт, алмаш, пеил,рәвиш,ярдәмчи сөзләр).
- оқуғучилар мону нәрсиләрни орунлашни билиши керәк:
- имла қаидилиригә риайә қилип, саватлиқ йезишни;
- бир хил мүчиләрниң тиниш бәлгүлирини қоюшни;
- мәнадаш, аһаңдаш, зит сөзләрни бир-биридин пәриқләшни;
- фонетикилиқ,синтаксислиқ,морфологиялиқ тәһлил қилишни;
- исимларни шәхсләр,келишләр билән түрләшни;
- пеил заманлирини һәм униң шәхс билән түрлинишини;
- инша,изаһәт,эссе, һекайә йезишта қаидиләрни пайдилинишни.
Пайдилинишқа тәклип қилинидиған әдәбият
1 .Г.Саттарова,Ж.Сабитова «Уйғур тили дәрисидики оюн вә оюн элементлири»»Атамура»2000ж
2. Һ.Гаитов «Оюндин билимгә» «Рауан» 1991ж
3. И.Агапова «Головоломки,шарады,ребусы на уроках и во внеурочное время» Волгоград 2009г
4. А.Һезбакиев «Мақал- тәмсилләр» Алмута 2005ж
5.П.Мәхсәтова «Силәр билән қалсам...» «Жазушы»2006ж
6. П.Сабитова «Ялғанчиниң раст сөзи» «Жазушы»2006ж
7. Т.Наметов «Көз мончақ» «Мир»2009ж.
8.Т.Наметов «Солмас чөчәкләр» «Мир» 2010 ж
9. М.Алимова «Әдәп-әхлақ» 2002

Бұл курс Қазақстан Республикасы Оқу-ағарту министрлігімен келісілген