Материалдар / 6 сынып бөлім бойынша жиынтық бағалау
МИНИСТРЛІКПЕН КЕЛІСІЛГЕН КУРСҚА ҚАТЫСЫП, АТТЕСТАЦИЯҒА ЖАРАМДЫ СЕРТИФИКАТ АЛЫҢЫЗ!
Сертификат Аттестацияға 100% жарамды
ТОЛЫҚ АҚПАРАТ АЛУ

6 сынып бөлім бойынша жиынтық бағалау

Материал туралы қысқаша түсінік
Жиынтық бағалау тапсыралары
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
07 Қаңтар 2019
595
0 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады

6 синип уйғур тили Оқуғучиниң коди _____________

Оқуғучиниң фамилияси вә исми _____________________________________

І чарәк бойичә жәмлигүчи баһалашқа беғишланған тапшурмилар

«Аләмниң йәттә мөжүзиси» вә «Астана-мәдәнийәт вә сәнъәт ордиси» бөлүми бойичә жәмлигүчи баһалаш

Оқуш мәхсити: 6.Т/С4.Мәтинниң тәркивий алаһидилигигә нәзәр ағдурған һалда, йетәкчи соаллар арқилиқ асасий ойни ениқлаш.

6.ӘТН1. Мавзу бойичә сөзләр биллә бөләк вә дефис арқилиқ йезилидиған сөзләрни орфографиялиқ нормиға мувапиқ йезиш.

Баһалаш критерийи: Билим алғучи мәтинниң тәркивий алаһидилигигә нәзәр ағдурған һалда, йетәкчи соаллар арқилиқ асасий ойни ениқлайду, мурәккәп сөзләрниң имласини билиду.

Ойлаш иқтидарлириниң Билиш, чүшиниш, қоллиниш, тәһлил ясаш

дәрижиси

Орунлаш вақти: 20 минут

І. тапшурма. Мәтинни диққәт қоюп оқуп чиқип, мәтинниң тәркивий алаһидилигигә нәзәр ағдурған

һалда, йетәкчи соаллар арқилиқ асасий ойни ениқлаң.

Уйғурлaрниң нaн һәққидики чүшәнчиси бaшқa һәрқaндaқ шәйи вә һaдисә һәққидики чүшәнчисигә қaриғaндa интaйин чоңқур һәм мукәммәл. Чүнки уйғурлaр aдәттики нормaл турмуш шaрaитидиму, той — төкүн, өлүм — житим ишлиридиму, меһмaндaрчилиқтиму, сәпәр диму нaндин aйрилaлмaйду, шу сәвәплик уйғурлaрниң күндилик турмуши, ишләпчиқириш пaaлийити, урпи — aдити, мәдәнийити, қисқиси пүткүл мәвҗутлуғи нaн билән чәмбәрчaс бaғлaнғaн.

ХХ әсирниң 80 жиллиридин буян, aрхеологлaр 3000 жил илги рики Қумул Қaрaдөң вә қәбристaнлиғи, 2800 жил илгирики Чәрчән зaғунлуқ қәбристaнлиғи, 2500 жил илгирики Пичaн субеши қәбристaнлиғи вә Турпaн қәбристaнлиқлиридин нaн пaрчилирини тепип, уйғурлaрниң нaн мәдәнийитиниң узaқ тaрихқa егә екәнлигини испaтлиғaн.

___________________________________________________________________________________________

ІІ тапшурма. Мәтиндин биллә, бөләк вә дефис арқилиқ йезилидиған сөзләрни орфографиялиқ нормиға мувапиқ йезип, жәдвәлни толтуруң.

Бириккән сөзләр

Қош сөзләр

Қошма сөзләр

Баһалаш критерийлири

Тапшурма

Дескрипторлар

Балл

Мәтинниң тәркивий алаһидилигини ениқлап, соалларни қоюп, асасий ойни ениқлаш вә мурәккәп сөзләрниң имласини билиш

1

Мәтинниң тәркивий қисмини ениқлайду

1

Мәтингә соал қойиду

1

Мәтинниң асасий ойни ениқлайду

2

2

Бириккән сөзләрни йезишни билиду

2

Қош сөзләрни йезишни билиду

2

Қошма сөзләрниң йезилишини билиду

2

Жәми

10

8 синип уйғур тили Оқуғучиниң коди _____________

Оқуғучиниң фамилияси вә исми _____________________________________

І чарәк бойичә жәмлигүчи баһалашқа беғишланған тапшурмилар

«Қедимий уйғур тили» бөлүми бойичә жәмлигүчи баһалаш

Оқуш мәхсити: 8. Т/С6. Коммуникативлиқ әһвалға мувапиқ илмий вә хәлиқаралиқ терминларни, илмий мәлуматларни орунлуқ қоллинип, диалог, монолог, полилогта өз ойини дәлилләп, системилиқ йәткүзүш.

8.Й5. Оқуш вә тиңшаш материаллири бойичә мәтинниң баян қилиш системисини сақлиған һалда, һәр бир бөлигидин елинған әхбаратлардин жиғилған мәтин йезиш (аннотация, тезис) йезиш.

Баһалаш критерийи: Билим алғучи коммуникативлиқ әһвалға мувапиқ илмий вә хәлиқаралиқ терминларни, илмий мәлуматларни орунлуқ қоллинип, диалог, монолог, полилогта өз ойини дәлилләп, системилиқ йәткүзиду, оқуш вә тиңшаш материаллири бойичә мәтинниң баян қилиш системисини сақлиған һалда, һәр бир бөлигидин елинған әхбаратлардин жиғилған мәтин йезиш (аннотация, тезис) язиду.

Ойлаш иқтидарлириниң Билиш, чүшиниш, қоллиниш, тәһлил ясаш

дәрижиси

Орунлаш вақти:

І тапшурма. Коммуникативлиқ әһвалға мувапиқ илмий вә хәлиқаралиқ терминларни, илмий мәлуматларни орунлуқ қоллинип, диалог, монолог, полилогта өз пикриңларни дәлиллңлар.

Барсакәлмәс арали

Атилишидинла униң сири ениқ болуп турған бу җай Арал деңизиниң шималий-ғәрбий қисмида. Униң тоғрилиқ көплигән ривайәт вә һекайиләр мәвҗут. Болупму бу йәрдә вақитниң нормал меңишини өзгәртидиған вақиәләр нурғун.

Көлни көргәнләрниң ейтишичә, бу аралда бирнәччә жил олтирип кәлгәнләр өзлириниң қери туққанлириға онлиған жиллардин кейин қайтип келәттекән. Аралда заманивий экспедицияләрму йоқап кәткән екән. Уларниң бирсидики адәмләр қирғақтин жирақлишип, «ақ туманниң» ичидә бари-йоқи йерим саат сәйлә қилған, һә қайтип кәлгәндә, өзлириниң бир тәвлүк йоқап кәткәнлигигә әҗәплинип қалған.

Бәзилири мундақ һаләтни атом синақлири билән бағлаштуриду. Әнди бирлири башқа сәйяриликләрниң иши дәп билиду...

ІІ тапшурма. Мәтинни оқуп, униңға тезис яки аннотация йезиңлар.

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

Баһалаш критерийлири

Тапшурма

Дескрипторлар

Балл

Коммуникативлиқ әһвалға мувапиқ илмий вә хәлиқаралиқ терминларни, диалог, монолог, полилогта өз ойини дәлилләп, системилиқ йәткүзүш, оқуш вә тиңшаш материаллири бойичә мәтинниң баян қилиш системисини сақлиған һалда, һәр бир бөлигидин елинған әхбаратлардин жиғилған мәтин йезиш (аннотация, тезис) йезиш

1

Хәлиқаралиқ терминларни ишлитиду

1

Диалогта терминларни қоллиниду

1

Өз ойини системилиқ йәткүзиду

1

2

Аннотация яки тезис язиду

4

Жәми

7

8 синип уйғур тили Оқуғучиниң коди _____________

Оқуғучиниң фамилияси вә исми _____________________________________

І чарәк бойичә жәмлигүчи баһалашқа беғишланған тапшурмилар

«Инсаний қәдрийәтләр» бөлүми бойичә жәмлигүчи баһалаш

Оқуш мәхсити: 8.О5. Перифразниң түрлүк амиллирини пайдилинип, мәтин бойичә соал қоюшни билиш.

8.Й6. Әхбарат васитилири материаллири асасида стильлиқ камчилиқларни, орунсиз қоллинилған ибариләрни тәһлил қилип, стильлиқ түзитиш вә тәһрир қилиш.

Баһалаш критерийи: Билим алғучи перифразниң түрлүк амиллирини пайдилинип, мәтин бойичә соал қоюшни билиш, әхбарат васитилири материаллири асасида стильлиқ камчилиқларни, орунсиз қоллинилған ибариләрни тәһлил қилип, стильлиқ түзитиш вә тәһрир қилиш.

Ойлаш иқтидарлириниң Билиш, чүшиниш, қоллиниш, тәһлил ясаш

дәрижиси

Орунлаш вақти:

І тапшурма. Перифразниң түрлүк амиллирини пайдилинип, мәтин бойичә соал қоюңлар.

Гөзәллик

Гөзәллик – кишиләрниң интилиш нишани. Дунияда гөзәлликни сөймәйдиған, гөзәлликкә интилмайдиған инсан болмиса керәк. Инсанлар униңдин өзигә хас бирхил бәдиий зоқ вә роһий озуқ алалайду. Гөзәллик адәмни җошқун, көтирәңгү, роһлуқ қилип, гөзәл турмушқа, қизғин һаятқа интилдуриду, киши қәлбини яшартиду. Гөзәлликни сөйгән киши, әлвәттә, гөзәлликниң немә екәнлигини чоңқур тонуши зәрүр.

Кишиләрниң гөзәлликкә қариши охшаш болмайду. Бәзи кишиләр пул-байлиғиниң, кийгән кийим-кечигиниң, қилған гәп-сөзлириниң, жүрүш-турушиниң қандақ болушини гөзәлликниң бирдин бир өлчими қилиду. Йәнә бәзи кишиләр билим-иқтидариниң, әхлақий пәзилитиниң, ички дуниясиниң қандақ болушини гөзәлликниң өлчими қилиду. Әгәр гөзәллик, алдинқи кишиләр ейтқандәк,топлиған байлиғи, кийгән кийими, ясатқан чечи, жүрүш-туруши, шундақла ясалма гәп-сөзлири билән

ипадилинидиған болса, у һалда җәмийитимизниң миқиясидики барлиқ адәмләр гөзәл санилип, сәт-чирайлиқни айрип олтиришниң һаҗити болмиған болматти.

Жиғип ейтқанда, гөзәллик сиртқи гөзәллик вә ички гөзәллик дәп иккигә бөлүниду. Бу икки гөзәлликниң жиғиндиси һәқиқий гөзәлликтин ибарәттур.

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

ІІ тапшурма. Әхбарат васитилири материаллири асасида стильлиқ камчилиқларни, орунсиз қоллинилған ибариләрни тәһлил қилип, стильлиқ түзитиш вә тәһрир қилиңлар.

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

Баһалаш критерийлири

Тапшурма

Дескрипторлар

Балл

Билим алғучи перифразниң түрлүк амиллирини пайдилинип, мәтин бойичә соал қоюшни билиш, әхбарат васитилири материаллири асасида стильлиқ камчилиқларни, орунсиз қоллинилған ибариләрни тәһлил қилип, стильлиқ түзитиш вә тәһрир қилиш

1

Перифразниң немә екәнлигини билиду

1

Перифразниң түрлүк амиллирини қоллиниду

1

Мәтингә соал қойиду

1

2

Әхбарат васитилирини қоллинип, стильлиқ камчилиқларни ениқлайду

2

Түзитиш вә тәһрир қилиду

2

Жәми

7

7 синип уйғур тили Оқуғучиниң коди _____________

Оқуғучиниң фамилияси вә исми _____________________________________

І чарәк бойичә жәмлигүчи баһалашқа беғишланған тапшурмилар

«Урпи-адәтләр», «Тән-сақлиқ – зор байлиқ» бөлүми бойичә жәмлигүчи баһалаш

Оқуш мәхсити: 7.Т/С4. Мәтин мавзуси, сөзлигүчиниң авази вә нутуқ алаһидилигигә қарап асасий ойни ениқлаш.

ӘТН4.1. Пеилниң сүпәтдаш, рәвишдаш, исимдаш түрлирини, заман, мәйил категориялирини нутуқ жәриянида қоллиниш.

Баһалаш критерийи: Билим алғучи мәтин мавзуси, сөзлигүчиниң авази вә нутуқ алаһидилигигә қарап асасий ойни ениқлайду, пеилниң сүпәтдаш, рәвишдаш, исимдаш түрлирини, заман, мәйил категориялирини нутуқ жәриянида қоллиниду

Ойлаш иқтидарлириниң Билиш, чүшиниш, қоллиниш, тәһлил ясаш

дәрижиси

Орунлаш вақти:

І тапшурма. Мәтин мавзуси, сөзлигүчиниң авази вә нутуқ алаһидилигигә қарап асасий ойни ениқлаңлар

Әң чоң байлиқ

Бурунда бир яш жигит өзиниң гадайлиғини ейтип, һәрқачан муңзарини төкүшкә зерикмәйдекән:

Хәп, әгәр мениң байлиғим көп болса, қандақ яхши болар еди! Мән шу вақитта һеч ғәмсиз өмүр сүрәр едим, — дәп зарлайдекән.

Бир күни жигитниң кәписиниң йенидин қери таш кәскүчи өтүп кетип берип, зарлап олтарған һелиқи балиниң қешиға келип:

Саңа немә болди шунчә жиғлап? Сән һәқиқий бай адәм әмәсму?

дәп сорайду.

Мән байма?— дәп һәйран қапту жигит. — Қени, нәдә у байлиқ?

Сениң көзлириңчу? Бир көзүңни биригә қанчә пулға берәр едиң? –дәп сорайду қери.

У немә дегиниң? — дәп, чөчүп кетипту жигит. — Мән көзүмни һечқандақ байлиққа алмаштурмаймән!

Мақул, — деди таш кәскүчи, — у вақитта икки қолуңни чепип ташлиғин, униң үчүн саңа көп алтун бериду.

Яқ! Қолумни бәрмәймән, алтунлириң керәк әмәс, — дәпту жигит аччиқ билән.

Мана, көрдүңму. Сән наһайити бай адәм дедимғу, — деди қери уста. — У вақитта неманчә қайғуруп кәттиң? Маңа ишәнсәң, адәмниң әң чоң байлиғи — күч-қудрити билән тән саламәтлиги.

Уни ахчиға сетип алалмайсән, — дедидә, өз йолиға раван болди.

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

ІІ тапшурма. Пеилниң сүпәтдаш, рәвишдаш, исимдаш түрлирини, заман, мәйил категориялирини

нутуқ жәриянида қоллиниңлар.

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

___________________________________________________________________________________________

Баһалаш критерийлири

Тапшурма

Дескрипторлар

Балл

мәтин мавзуси, сөзлигүчиниң авази вә

нутуқ алаһидилигигә қарап асасий ойни

ениқлайду, пеилниң сүпәтдаш, рәвишдаш, исимдаш түрлирини, заман, мәйил категориялирини нутуқ жәриянида қоллиниду

1

Мәтин мавзусини ениқлайду

1

Асасий пикирни ениқлайду

1

2

Исимдашларни билиду, қоллиниду

2

Рәвишдашларни билиду, қоллиниду

2

Сүпәтдашларни билиду, қоллиниду

2

Жәми

10

Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!