Материалдар / -Тәрбие сағаты " 8-март анилар мәйрими"

-Тәрбие сағаты " 8-март анилар мәйрими"

Материал туралы қысқаша түсінік
Тәрбие жұмысының материалы бастауыш сыныпта аналарға арналған көңүлді мейрам уйымдастру ұшін қажет.Балалар аналарын сыйлауға , үлкендерді құрметтеуге үйренеді.
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады

Мәхсити:

Аниларға иззәт-һөрмитини ашуруш,аниниң әзиз лекин ирадилиқ екәнлигини чүшәндүрүш.Әдәп-әхлақ тәрбийиси.

Муәллим (анилар,балилар бәлгүләнгән орунларға олтирип болғандин кейин):

Һөрмәтлик,әзиз анилар!Устазлар,қизлар!

Биринчидин,һәммиңларни дәсләпки баһар мәйрими билән чин қәлбимдин тәбрикләймән.Алла-талламу аниниң көңлиниң паклиғини,дилиниң тазилиғини,күчлүклигини,ирадиликлигини әскәртсә керәк. Тәбиәтму ойғинип, йәр-жаһан қишичә ятқан қардин азат болуп, дәсләпки гүлләр ечилған бир пәйттә , дәсләпки мәйрәм аниларға беғишлиниду.

Бу узун тарихқа егә болған мәйрәм өз бешини 1910-жилдин башлайду.Дәсләп аялларниң тәң һоқуқлуқ болушини халиған Клара Цеткин еди.Бу чуғи кичик әқиллик аялниң сөзини көпчилик қоллап-қувәтләп,мәйрәм сүпитидә атап жүрди. Лекин йошурун түрдә өтәтти.Һазир мустәқил Қазақстанда яшаватқан барлиқ милләт аяллири бирдәк һоқуққа егә.Оқуп,билими билән көзгә чүшкән алимә аялларму аз әмәс.Мәсилән: мәрһум А.Шәмиева,Б.Әлахунова,С.Қарабаева, һөрмәтлик дәм елиштики Омақ Һасанова Қ.Абдуллаева вә өз ширкәтлирини ечип,хәлиқ үчүн хизмәт қиливатқан анилар Т.Иминова, Ғ.Худайбердиева вә б.Көп балилиқ анилар һәққидә алаһидә сөз қилиш керәк.Улар бүгүнки күнниң қийинчилиғиға бәрдашлиқ берип,балиларға тәрбийә берип, оқушини давамлаштурушқа ярдәм бәрмәктә.Бу аниларға пәқәт Апирин,Ана! демәкчимән.

Мәйрәм давамида улар билән тонушумиз.

Ана һаят бәргүчи,бәхит соға қилғучи,

Қудрәтлик күч һәдийә қилғучи.

Шу анилар һөрмитигә бир чавак челиветиңлар!

Оқуғучи:Һәр пәсилниң өз хислити, өз хасийити бар дегәндәк,баһар пәслиниңму өзигә чүшлуқ соғиси бар.

Қени,баһар айлирини қарши алайли!

(Март,апрель,май айлир кириду).

Март:

Мән март ейи.

Қарлар ерип,

Ериқларда сулар аққан.

Аниларни тәбрикләп,

Дәсләпки гүлдәстиләрни һәдийә қилған.

Апрель:

Мән апрель ейи.

Қушлар келип,

Йәр җаһанни ойғатқан.

Дуния хәлқини һәйран қилип,

Каинатқа йол ачқан.

Май:

Мән май ейи.

Йәр җаһанни гүлгә орап,

Ғалибийәт елип кәлгән.

Муәллим:Рәхмәт гөзәл баһар айлири.

Баһар-һаят,

Баһар-қиз,

Баһар-бәхит.

Адәм хуштар гөзәлликкә, дәп бекарға ейтмиған.Һәқиқәтән,баһар тәбиәтни ойғитип,тирикчиликни җанландурған пәсилдур.

Бу пәсил анилар мәйрими билән башланғачқа,уйғур шаирлири шеирлирини мәрданә, меһриван, әзиз аниларға беғишлиған.

Сөзни оқуғучиларға берәйли.

(Оқуғучилар шеирлирини ейтиду).

(Аниларға беғишлап өзиниң музыкилиқ салимини шох уссули билән уссулчи қизлар давамлаштуриду).

(Балилар ясиған сүрәтлирини анилириға бериду).

Муәллим: Улар бу сүрәтләргә алаһидә көңүл бөлүп, меһри билән силәрниң қияпитиңларни сүрәтләп чиқти.Оқуғучилар үчүн бу интайин қийин иш,лекин бизниң балилар бу ишниң һөддисидин дегәндәк чиқти,дәп баһа беришкә болиду.Мошу сүрәтләрни пайдилинип,балилар билән бир оюн ойнашни тоғра көрдүм.

Мениң соалим бирла:

-Сениң апаң қандақ?

-(Мениң апам чирайлиқ,сумбатлиқ,әқиллик,ирадилик, чидамлиқ).

Оқуғучи: Бүгүн биздә меһманда көп балилиқ Қәһриман Ана.

Зорәм момамниң он балиси бар. Уларниң һәммиси әмгәк қилиду.

Зорәм момам бәхитлик ана.

Муәллим:

Һәр бир бала қиз һаятини анисиз тәсәввур қилалмайду.Ана дайим йениңларда жүрсә,уларниң илһами силәрниму һәр қандақ яхши ишларға илһамландуриду. Мәсилән, оқушқа, һалал әмгәк қилишқа,Вәтәнни вә ана тилини сөйүшкә дәвәт қилиду.Әндики сөзни аниларға берәйли (икки-үч ана тәбрик сөз сөзләйду).

Оқуғучилар:

Һөрмәтлик устазлар вә әзиз анилар! Мәйрәмлик гүлханни улуқ шаиримиз Илия Бәхтияниң шеири билән тамамлиғум келиду:

Баһар өзи-һәр қачан дилда күлкә,

Баһар өзи- һәр қачан гөзәл өлкә.

Баһар һаят! Һемишәм баһар болсун!

Ана күлсун! Һемишәм бала күлсун.

Һәр бир өйдә бала үни яңрап турсун!

Нахша «Һәр қачан болсун Қуяш!»









11 Ақпан 2019
1698
Материал жариялап, аттестацияға 100% жарамды сертификатты тегін алыңыз!
Ustaz tilegi журналы министірліктің тізіміне енген. Qr коды мен тіркеу номері беріледі. Материал жариялаған соң сертификат тегін бірден беріледі.
Оқу-ағарту министірлігінің ресми жауабы
Сайтқа 5 материал жариялап, тегін АЛҒЫС ХАТ алыңыз!
Қазақстан Республикасының білім беру жүйесін дамытуға қосқан жеке үлесі үшін және де Республика деңгейінде «Ustaz tilegi» Республикалық ғылыми – әдістемелік журналының желілік басылымына өз авторлық материалыңызбен бөлісіп, белсенді болғаныңыз үшін алғыс білдіреміз!
Сайтқа 25 материал жариялап, тегін ҚҰРМЕТ ГРОМАТАСЫН алыңыз!
Тәуелсіз Қазақстанның білім беру жүйесін дамытуға және білім беру сапасын арттыру мақсатында Республика деңгейінде «Ustaz tilegi» Республикалық ғылыми – әдістемелік журналының желілік басылымына өз авторлық жұмысын жариялағаны үшін марапатталасыз!
Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!
Министірлікпен келісілген курстар тізімі