400 000+ дайын материалды шексіз жүктеңіз
ҚМЖ, БЖБ, ТЖБ, презентациялар, көрнекіліктер және авторлық материалдар - 690 тг-ден бастап
Тақырып бойынша 31 материал табылды

Авторлық бағдарлама

Материал туралы қысқаша түсінік
Авторлық бағдарлама
Материалдың қысқаша нұсқасы

«УЛУҚ ҒАЛИБИЙӘТКӘ 80 ЖИЛ: ҚАЗАҚСТАН  ХӘЛҚИНИҢ  ҒАЛИБИЙӘТКӘ  ҚОШҚАН  ҮЛҮШИ»

мавзусида хәлиқаралиқ илмий - әмәлий учришиш


13.25-13.30

Доклад мавзуси: "Улуқ Вәтән уруши жиллирида арқа сәп мәйдани" Абдримова Арзигүл Зунунқизи

Алмута вилайити Әмгәкчиқазақ наһийәси «Дихан асасий оттура мәктиви" коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимисиң мәктәп мудири, тарих вә уйғур тили, әдәбияти пәнлириниң муәллими. Педагог-чевәр


Әссаламу әләйкум конференция қатнашқучилири. Бүгүнки конференцияниң әһмийити шуниңдин ибарәтки, бирнәчччә мәмликәтләр баш қошуп, хәлиқаралиқ даиридә уюштуруп олтириптимиз. Мошу маһийәтлик конференцияни уюштуруватқан Алимлар кеңищиниң рәиси Масимжан акиға рәхмәт ейтимән. Сиз уюштуруватқан конференцияда мән 3 рәт мәхсус тәклип билән қатнашқучи ретидә олтарған болсам, бүгүн маңа доклад оқушқа пурсәт берилипту. Пурсәтни пайдилинип бизни жиддий тәртиптә чоңкур билим барган устазимиз Руслан акамға миннәтдарлик ейтимән.


Қазақстан җумһурийити Европини фашизм вабасидин қутулдурушқа чоң һәссә қошти. Уни һәммимиз тарихтин яхши билимиз.Мәсилән, уруш жиллирида Қазақстанда 12 атқучлар дивизияси, 4 миллий атлиқ әскәрләр дивизияси, 7 атқучлар бригадиси, түрлүк әскәрләрниң әлликкә йеқин полки вә батальонлири тәшкил қилинди. Бәш йүздин ошуқ қазақстанлиқ жәңчи Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани аталса, йүздин ошуқ жутдишимиз «Шөһрәт» ордениниң толуқ кавалери болди. Йүз миңдин ошуқ адәм һәрхил орден-медальлар билән мукапатланди. Уларниң үчи – Мәсим Яқупов, Сүлһи Лутпуллин, Дадаш Бабажанов — Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани аталса, Мөрдүн Тейипов Қазақстан Хәлиқ Қәһримани унваниға сазавәр болди.

Арқа сәп әмгәкчилириму һәқиқий қәһриманлиқ үлгисини көрсәтти. Җүмлидин, Улуқ Вәтән урушида дүшмәнниң тар-мар қилинишиға уйғурларму салмақлиқ һәссә қошти. Миңлиған ширғуран жигитлиримиз җәң мәйданида һәқиқий қәһриманлиқниң үлгисини көрсәтти. Арқа сәптә қалған ата-анилар билән бели қатмиған балиларму ач-зерин жүрүп, ғалибийәтниң йеқинлишишиға барлиқ күчини салди.

Улуқ Вәтән уруши (1941-1945) жиллирида арқа сәп мәйдани Қазақстан үчүн муһим роль ойниди. Уруш җәриянида арқа сәп мәйдани, йәни ихтисадий, иҗтимаий вә һәрбий ресурсларни тәминләш, урушқа тәйярлиқ, һәрбий техника вә һәрбий күчләрни ишләп чиқириш, шуниңдәк урушқа қатнашқан һәрбий күчләрни қоллап-қувәтләш үчүн муһим орунға егә болди.

Арқа сәп мәйдани, шуниңдәк, урушқа қатнашқан һәрбий күчләрниң еһтияҗлирини қанаәтләндүрүш, энергияни, озуқ-түлүкни вә башқа зөрүр затларни тәминләш үчүн ишләнгән. Урушниң ахирида арқа сәп мәйдани, Кеңәш Иттипақиниң урушта ғалибә қазинишиға чоң тәсир көрсәтти. Урушниң нәтиҗисидә, арқа сәп мәйдани, ихтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятниң йеңи басқучиға өтүшкә ярдәм бәрди.

Улуқ Вәтән уруши Кеңәш хәлқиниң тарихида муһим орунни егилигән вә бу урушқа қатнашқан арқа сәптики қәһриманлар, йәни фронтта әмәс, бәлки арқида ишләп, фронтни қоллап, дөләтни қоғдап, хәлқниң һаятини сақлашқа ярдәм бәргән кишиләр чоң роль ойниди.

Арқа сәптики қәһриманлар ичидә:

  1. Ишчилар: Заводларда, фабрикаларда ишләп, уруш үчүн зөрүр материаллар, қурал-ясақ, ишләп чиқарған ишчилар. Улар урушниң алдинқи қатарида турушуп, фронтни қоллап, өзлириниң иши билән урушниң давамиға ярдәм бәрди.

  2. Медицина хадимлири: Дәрһал фронтқа елинған, һәммә арқида қалған, йәрлик һаятни сақлаш үчүн ишлигән дәрһаллар, һәмшириләр. Улар йәрлик хәлқниң һаятлирини сақлаш, җараһәтләнгәнләрни давалаш вә урушниң зийинини азайтиш үчүн чоң күч сәрип қилди.

  3. Улуқ Вәтән урушида арқа сәптики аяллар: Аяллар арқа сәптики ишларда, һәрбий заводларда, медицинарда вә башқа көплигән саһаларда ишләп, урушқа ярдәм бәрди. Улар балиларни тәрбийәләш, өй-очақни сақлаш вә җәмийәтни қоллап, урушниң зийинини азайтиш үчүн чоң роль ойниди.

  4. Партия вә һөкүмәт хадимлири: Уруш җәриянида дөләтни башқуруш, хәрбий планларни түзүш вә арқа сәптики ишларни уюштуруш үчүн җавапкәр болған партия вә һөкүмәт хадимлири.

  5. Сәнъәт вә әдәбият, мәтбуат вәкиллири: Уруш җәриянида арқа сәптики хәлиқ өз вәтинини қоғдаш, фашистик басқунчиларға қарши туруш үчүн һәр хил усуллар билән күрәшти.


«Һәммә нәрсә фронт үчүн!», «Һәммә нәрсә йеңиш үчүн!» дегән шиар алға сүрүп, арқа сәптә қалған техи балағәткә йәтмигән оғул-қизлар, момай-бовайлар, аяллар, нака кишиләр ишләп чиқириш нормисини 3-4 һәссә ошуғи билән орунлап, пидакаранә меһнәт қилди.

Мошундақ еғирчилиқ вақитларда бизниң Маливай хәлқиниңму роһий үстүнлүги, егилмәс ирадиси, йеңишқа дегән чоңқур иншәнчиси жуқури болди. Йезидикиләр уруш мәйданиға асасән озуқ-түлүк билән тәминләшкә тиришти. Мәлуматларға қариғанда өзиниң шәхсий жиққан пуллирини Қизил Армиягә ианә қилип, мәйданға танкларни, самолетларни елишқа ярдәм қолини сунғанларму болған екән. Мәсилән, мәлимизниң «Ленин» колхозиниң рәиси Әмәт Дәрванкулов 100 миң рубль ярдәм қилса, «Бирлик» колхозиниң рәиси Аваков Ғлаудин Т-34 танкиға йәткүдәк пул бәргән. Жәң мәданидин 78 жәңчилиримиз һәрхил жараһәтләрни елип, нака болуп қайтип келип, фронттикиләргә ярдәм беришкә йезимизда тинмай хизмәт қилди. Арқа мәйдандикиләр: Әнсәрова Розихан, Аширов Әхмәт, Әхмидинов Курван, Баһамов Авдун, Гаитова Һурум, Шәрәпәт Дуганова, Еләков Жамал, Етекбаев Жағыпар, Майимхан Худавәдиқизи, Илиев Абдуллам в.б. алаһидә тилға алсақ болиду.

Хуласиләп ейтқанда, Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев өткәндә «Ана тили» гезитиға бәргән сөһбитидә «Ғалибийәтниң тәвәллуди қазақстанлиқлар қәлбидиму алаһидә әксини тапиду, дәп ишәшлик ейталаймән. Чүнки уруш паҗиәси ишигини чәкмигән бирму аилә қалмиди. Қәһриманларни әсләш, қаза болғанларниң хатирисигә сәҗдә қилиш, Ана йәрдики течлиқ вә хатирҗәмликни сақлаш — бизниң муқәддәс борчимиз” дәп тәкитлиди. Демәк, бизму инсанийәтни уруш апәтлиридин сақлап қалған улуқ әҗдатлимизниң қәһриманлиғи вә хатирисигә миннәтдарлиқ билдүрүп, шуларға мунасип яшайли.





Материалды Word форматында жүктеп аласыз
Тарифке кіреді
0 ұстаз жүктеп алған
29.09.2025
61
Бұл материалды қолданушы жариялаған. UstazTilegi материалдың мазмұны мен авторлық құқықтарына жауап бермейді. Авторлық құқық бұзылған жағдайда шағым қалдыра аласыз
"Ұстаз" платформасында тіркелген пәндік олимпиадалар
Аттестацияға жарамды екенін көру үшін "Ұстаз" платформасында "Жарыстар, олимпиадалар тізімінен "Ustaz tilegi" деп іздесеңіз шығады
Қазақстандағы ең үлкен материалдар базасынан іздеу
Сіз үшін 400 000 ұстаздардың еңбегі мен тәжірибесін біріктіріп, ең үлкен материалдар базасын жасадық. Төменде керек материалды іздеп, жүктеп алып сабағыңызға қолдана аласыз
Осы тақырыпта
көрнекілік керек па?
10 000 астам көрнекіліктерді жинап қойдық.
Көрнекілік бөліміне өтіп тақырыбын жазып жүктеп алыңыз!
Министірлікпен келісілген Аттестацияға жарамды курстар тізімі