Материалдар / Илия Бәхтия
МИНИСТРЛІКПЕН КЕЛІСІЛГЕН КУРСҚА ҚАТЫСЫП, АТТЕСТАЦИЯҒА ЖАРАМДЫ СЕРТИФИКАТ АЛЫҢЫЗ!
Сертификат Аттестацияға 100% жарамды
ТОЛЫҚ АҚПАРАТ АЛУ

Илия Бәхтия

Материал туралы қысқаша түсінік
Әріптестерге қажет
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
16 Желтоқсан 2020
875
0 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады


Дәрис :

Мәктәп: Ават оттура мәктиви

Күни: 29.01.2019-жил

Муәллим: Турдиева Эльмира Тохтахуновна

Синип: 6

Уйғур әдәбияти

Қатнашқан оқуғучилар сани:

Қатнашмиғанлар:


Бөлүмниң мавзуси:

Дәрисниң мавзуси:

Илия Бәхтияниң «Вәтән» шеири

Оқуш мәхсәтлири:

6.2Ч/Җ.Бәдиий әсәрдә көтирилгән ижтимаий-сәясий мәсилиләрни униң идеяси арқилиқ чүшәндүрүш.

6.3.Т/И.Әсәрдики бәдиий қоллинишларни (тропларни: метафора, метонимия, гипербола, литота, аллегория, антитеза, градация) ениқлаш.

Дәрисниң мәхсити:

Барлиқ оқуғучилар: Бәдиий әсәрдә көтирилгән ижтимаий-сәясий мәсилиләрни униң идеяси арқилиқ чүшәндүрүп, әсәрдики бәдиий қоллинишларни (тропларни: метафора, метонимия, гипербола, литота, аллегория, антитеза, градация) ениқлайду.

Көплигән оқуғучилар: Бәдиий әсәрдә көтирилгән ижтимаий-сәясий мәсилиләрни униң идеяси арқилиқ чүшәндүрүп, шеирни тәһлил қилиду, әсәрдики бәдиий қоллинишларни (тропларни: метафора, метонимия, гипербола, литота, аллегория, антитеза, градация) ениқлайду.

Бәзибир оқуғучилар: Бәдиий әсәрдә көтирилгән ижтимаий-сәясий мәсилиләрни униң идеяси арқилиқ чүшәндүрүп, әсәрдики бәдиий қоллинишларни (тропларни: метафора, метонимия, гипербола, литота, аллегория, антитеза, градация) ениқлайду. Өз алдиға әркин издиниду, ижадий ишләйду.

Пәнаралиқ бағлиниш:

қазақ тили

АКТ-ни қоллиниш:

PowerPoint презентация

Баһалаш критерийлири:

Бәдиий әсәрдә көтирилгән ижтимаий-сәясий мәсилиләрни униң идеяси арқилиқ чүшәндүриду.

Әсәрдики бәдиий қоллинишларни (тропларни: метафора, метонимия, гипербола, литота, аллегория, антитеза, градация) ениқлайду.

Тиллиқ мәхсәтләр:

Оқуғучилар:

Пән лексикиси вә терминология:

Диалог вә йезиш үчүн керәк сөз бирикмилири:

Мениң чүшинишимчә, . . .

Шундақла, . . .

Мениң оюмчә, . . .

билим


Режә

Режиләнгән вақит

Режә бойичә орунлинидиған иш-һәрикәтләр

Ресурслар

Дәрис беши

5 минут




Саламлишиш. Уюштуруш пәйти. Қизиқишини ойғитиш. Психологиялик тренинг. «Ават» сөзини узартиш.

Муәллим оқуғучиларни оқуш мәхсәтлири билән дәрис мәхсәтлирини тонуштуриду.

Баһалаш критерийи билән тонушуш.

«Таллаш» усули арқилиқ балиларни икки топқа бириктүрүш.

1-топ – Арман

2-топ – Арзу

«Гүл сунуш» усули арқилиқ өй тапшурмисини тәкшүрүш.

Икки топ мүчилири бир-биригә гүл сунуп, шеир ядлайду. Топлар бир-бирини баһалайду.



Слайд, сүрәтләр

Қәғәз қийиндилири




Стикер

Дәрис оттури

32 минут












Йеңи мавзу билән тонушуш.

Оқуш алди пәйти.

Слайд көрүш

Соаллар:

  1. Слайдлардин немини көрдүңлар?

  2. Бүгүнки мавзу билән қандақ бағлиниши бар?

  3. Силәр өзаңларниң жути һәққидә немә ойлайсиләр?

Илия Бәхтияниң «Вәтән» шеириниң мәтини билән тонушуш, берилгән тапшурмиларни топ билән орунлаш. Өз ойлирини топлар бир-бири билән бөлүшүш.

Тапшурмилар:

  1. Шеирниң мәтини билән тонушуш.

  2. Шеирниң идеяси билән фабулисини ениқлаңлар.

  3. Шеирдики тәсвирий васитиләрни (тропларни: метафора, метонимия, гипербола, литота, аллегория, антитеза, градация) ениқлаңлар.

  4. Илия Бәхтияниң вә Турғун Алмасниң «Вәтән» намлиқ шеирлирини «Венн диаграммиси» бойичә селиштуруңлар.








Топлар бир-бирини юлтузчилар билән баһалайду.

Шәкилләндүргүчи баһалаш.

Оқуш мәхсити: 6.2Ч/Җ.Бәдиий әсәрдә көтирилгән ижтимаий-

сәясий мәсилиләрни униң идеяси арқилиқ

чүшәндүрүш.

Баһалаш критерийи: Билим алғучи

Бәдиий әсәрдә көтирилгән ижтимаий-сәясий

мәсилиләрни униң идеяси арқилиқ чүшәндүрүш.

Ениқланған мәсилигә өз ойини билдүриду.

Ойлаш дәрижиси: Қоллиниш

Тапшурма.

У күни жут өйлиригә кирмиди,

Таң атқанни, күн чиққани билмиди.

Дадилирин күткән гөдәк балилар,

Йолға қарап көзиниму илмиди.


Шу улуқ күн! Фашист гөргә ташланди.

Йеңиш күнгә жоза үсти расланди.

Уруш қачан башландекин? Ким билсун?!

Амма течлиқ – әшу күни башланди.


Дескриптор Билим алғучи

- бәдиий әсәрдә көтирилгән ижтимаий-сәясий мәсилиләрни униң идеяси арқилиқ чүшәндүриду;

- асасий мәсилигә мунасивәтлик өз ойини ейтиду.

Топлар бир-биригә соал қоюп, дәрисни йәкүнләймиз.

Өйгә тапшурма: Илия Бәхтияниң «Вәтән» шеирини һиссиятлиқ оқуп келиш. Тор бетидин Муқағали Мақатаев билән Илия Бәхтияниң достлуғи һәққидики көрүнүшни көрүңлар. Достлуқ һәққидә пикир тәйярлаңлар.








Дәрис ахири

3 минут


Рефлексия «Утуқ пәллиси» усули

Мән мавзуни чүшәндим






Мениңдә қийинчилиқ бар






Мавзуни чүшәнмидим






варақчилар




Рефлексия

Бүгүн оқуғучилар немә билди?

Синиптики әһвал қандақ болди?

Мән орунлиған тәкшүрүш ишлири утуқлуқ болдиму?

Мән вақтида үлгәрдимму?

Мән өз режәмгә өзгириш кергәздимму вә немә үчүн?



Йәкүнлигүчи баһаси

Қандақ икки нәрсә утуқлуқ болди? (оқутуштима, оқуштима)

1.

2.

Қандақ икки нәрсә дәрисни яхшилатти? (оқутуштима, оқуштима)

1.

2.

Дәрис вақтида мән синип яки айрим оқуғучилар тоғрисида мениң әндики дәрисимдә йетилдурушқа ярдәмлишидиғанлиғини билдим?

1.

2.

Тәкшүрүлди: ДОІЖО 29.01.2019-ж.




«Ават орта мектебі мектепке дейінгі шағын орталығымен» коммуналдық мемлекеттік мекемесі












Илия Бәхтияниң «Вәтән» шеири

6«ә» -синип

Уйғур тили вә әдәбият

пәнлириниң муәллими

Турдиева Эльмира Тохтахуновна














2018-2019 оқу жылы

Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!