Материалдар / Сынып сағаты "9-Май-Ғалибийәт күни"
МИНИСТРЛІКПЕН КЕЛІСІЛГЕН КУРСҚА ҚАТЫСЫП, АТТЕСТАЦИЯҒА ЖАРАМДЫ СЕРТИФИКАТ АЛЫҢЫЗ!
Сертификат Аттестацияға 100% жарамды
ТОЛЫҚ АҚПАРАТ АЛУ

Сынып сағаты "9-Май-Ғалибийәт күни"

Материал туралы қысқаша түсінік
материал бастауыш сыныпта жұмыс істейтін жас мамандар үшін пайдалы.Балаларды өз елін қорғауға тәрбилеу , нағыз патриот болып өсеу үшін жас пионерлердің қайсарлығы үлгі болады.
Авторы:
Автор материалды ақылы түрде жариялады. Сатылымнан түскен қаражат авторға автоматты түрде аударылады. Толығырақ
11 Ақпан 2019
2761
1 рет жүктелген
770 ₸
Бүгін алсаңыз
+39 бонус
беріледі
Бұл не?
Бүгін алсаңыз +39 бонус беріледі Бұл не?
Тегін турнир Мұғалімдер мен Тәрбиешілерге
Дипломдар мен сертификаттарды алып үлгеріңіз!
Бұл бетте материалдың қысқаша нұсқасы ұсынылған. Материалдың толық нұсқасын жүктеп алып, көруге болады
logo

Материалдың толық нұсқасын
жүктеп алып көруге болады



Синип саатиниң мавзуси: «9-Май-Ғалибийәт күни».Мәхсити: қәдди пүкүлмәс, ирадилик ата- бовилиримизниң жасарити ,уруш вә әмгәк ветеранлири билән тонуштуруш.Уларға һөрмәт билдириш, ғәмхорлуқ қилишқа тәрбийәләш.Урушниң зәрдавини көргән аниларниң мәрданә әмгиги билән тонуштуруш.

Синип саатиниң бериши:1.Уюштуруш.Дөләт Гимни.2. Соал-жавап - Балилар, алдимизда қандақ улуқ күн бар?--9-Май –Йеңиш күни.-Бу урушни кимләр башлиди?-Уларниң мәхсити немә еди?-Немишкә улар йеңилип қалди?-Тоғра.Бу уруш елан қилинмай ,1941-жили 22-июнь, саат 4 тә башланди.Уруш узаққа созулди.23млн адәм қаза болди.Шәһәр- йезилар вәйран болди.Балилар житим қалди:Буниң һәммиси немә үчүн?Бүгүнки күнләрму теч әмәс.Йәр йүзидә техи уруш болуватқан жайларму бар.Лекин бизниң елимиздә тиничлиқ, паравәнлик сезилиду.Буниң һәммиси хәлиқләрниң инақлиғи, достлуғи, бир-биригә болған һөрмити.Лекин ,биз,мошу бәхитлик һаят сүрүшни кимләрниң жасарити билән алдуқ, һеч қачан әстин чиқармишимиз лазим.Шу инсанлар роһини әскә елиш үчүн 1 минутлуқ сүкүнат елан қилимән.-Рәхмәт.Олтириңлар.Кичиккинә көрүнүш.Оғул:Мән мәйданға атландим,хош бол ана,Сөйгин пешанәмдин, мәккәм сөй.Қарап зоқлан маңа, хош бол ана,Сениң оғлуң болсун мәргәнчи.



Қиз :Йолуң болсун, балам, атландиң,Сән Вәтән үчүн мәйданға.Дүшмәнни йеңип, Ғалибийәт биләнАман- есән қайтқин өйүңгә.(хошлишиду)-Бу дәһшәтлик, шиддәтлик уруш узақ 4 жилға созулди.Совет Армияси өз Вәтини үчүн жәң қилди.Қанчиму адәм өйлиригә янмиди.Қанчисиниң аниси зар қахшиди.Лекин 1945-жили хошаллиқ хәвәр кәлди. «Биз йәңдуқ Фашистлар тәслим болди.Ура!»дегән авазлар хәлқимизни хошаллиққа бөлиди.Оғул:...У күни жут өйлиригә кирмиди,Таң атқанни, күн чиққанни билмиди.Дадилирин күткән гөдәк балилар,Йолға қарап көзиниму жуммиди.Қиз:Календарьда мәйрәм күни йоқ еди,Лекин жутта шу күни иш тохтиди.Яш балиларни тәбриклиди қерилар,Қериларни яш балилар йоқлиди.Оғул:Нахша-сазлар яңрап кәтти ахшими,Очуқ болди туғулған жут асмини.Ялғузини күткән әзиз анилар,Келәр күнниң той-жабдуғин раслиди.Қиз:Шу улуқ күн!Фашист торға ташланди,Йеқин күнгә жоза үсти расланди.-Мошу улуқ күнни жәң мәйданида жасарәтлик көрсәткән Кеңәш Итиппақиниң Қәһриманлири Мәсим Яқупов,Сүлһи Лутпуллин,Хәлиқ Қәһримани М.Тейипов тоғрилиқ сөз қилмай боламду?Оғул:У Таштиқара йезидин Алмутида туридиған кичик анисиниң өйигә кәлгән еди.Әмгәк сөйгүч йеза балиси колхозда ишләйду.Уруш башланғанда һеч иккиләнмәй мәйданға атлиниду.М.Яқупов Днепр дәриясидин өтүш вақтида көрсәткән әрлиги үчүн Қәһриман намиға егә болған еди.-М.Яқуповқа «Алтун юлтуз»ни тапшуруш мәрасимиға мән қатнашқан едим.Бу күн Султанқорған жути үчүн наһайити унтулмас күн болған еди.Қиз:Сүлһи хәлқимизниң сөйүмлүк оғлини.У зәмбирәкчи болған.Жәңләрдә көрсәткән жасарити үчүн Қәһриман намиға егә болған.Оғул: Мөрдүн Тейипов Белоруссия үчүн болған шиддәтлик жәңләргә қатнашқан.У Кенисберг болған жәңдә жасурлуғи билән көзгә чүшти.3 танк вә 36 фашистни ужуқтурди.Қазақстан Президенти Н.Назарбаевниң Пәрмани билән Ғалибийәтниң 50 жиллиғида «Хәлиқ Қәһримани »дегән нам берилиду.Уруштин кейин узақ жиллар Ачиноқа мәктивидә устазлиқ қилиду.Һазир бу мәктәп М.Тейипов намида атилиду.Улуқ Вәтән урушида қәһриманларчә дүшмән билән жәң қилған язғучи Бауыржан Момышұлы тоғрисида алаһидә сөз қилимиз.Белоруссия орманлиғида партизанлиқ қилған уруш тоғрисида көплигән мақалларни, китапларни язған Касим Қайсенов, Бауыржан Момышұлы һәқиқий қәһриманлардур Б.Момышұлыға «Хәлиқ Қәһримани» дегән нам кейин берилгән едиБу урушта һеч ким сиртта қалмиди Анилар фронт үчүн заводларда оқ дора, танкларни ясиса, деханлар етизлиқта озуқ- түлүк тәйярлиди. Уруш жиллири балиларму теч ятмиди.Улар партизан отрядлирида, разведчик болуп дүшмәнгә дәккә бериштә өз һәссилирини қошти. Буларниң исми тарижта алтун һәрипләр билән йезилған.Уруш тоғрилиқ кино көрүш. «Дети войны»-Бүгүнки синип саати силәргә немигә үгәтти?-Течлиқни сақлашни.-Инақ турушни.-Достлуқни сақлашни.Дурус,Демәк, заманимиз теч, хатиржәм болуш үчүн барлиқ милләтләр дост болуп, инақ яшаш керәк.
Ресми байқаулар тізімі
Республикалық байқауларға қатысып жарамды дипломдар алып санатыңызды көтеріңіз!